< Йәрәмия 37 >
1 Бабил падишаси Небоқаднәсар Зәдәкияни Йәһуданиң зиминиға падиша қилди; шуниң билән у Йосияниң оғли Йәһоакимниң оғли Конияниң орниға һөкүм сүриди.
Babil padishahi Néboqadnesar Zedekiyani Yehudaning zéminigha padishah qildi; shuning bilen u Yosiyaning oghli Yehoakimning oghli Koniyaning ornigha höküm süridi.
2 У, яки хизмәткарлири, яки зиминдики хәлиқ Пәрвәрдигарниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлиригә һеч қулақ салмиди.
U, yaki xizmetkarliri, yaki zémindiki xelq Perwerdigarning Yeremiya peyghember arqiliq éytqan sözlirige héch qulaq salmidi.
3 Падиша Зәдәкия Шәләмияниң оғли Йәһукални һәм каһин Маасеяһниң оғли Зәфанияни Йәрәмия пәйғәмбәрниң йениға әвәтип униңға: «Пәрвәрдигар Худайимизға биз үчүн дуа қилғайсән» — дегүзди
Padishah Zedekiya Shelemiyaning oghli Yehukalni hem kahin Maaséyahning oghli Zefaniyani Yeremiya peyghemberning yénigha ewetip uninggha: «Perwerdigar Xudayimizgha biz üchün dua qilghaysen» — dégüzdi
4 (шу чағда Йәрәмия зинданда қамақлиқ әмәс еди; у хәлиқ арисиға чиқип-киришкә әркин еди.
(shu chaghda Yeremiya zindanda qamaqliq emes idi; u xelq arisigha chiqip-kirishke erkin idi.
5 Пирәвнниң қошуни Мисирдин чиққан еди; Йерусалимни қоршивалған Калдийләр буларниң хәвирини аңлап Йерусалимдин чекинип кәткән еди).
Pirewnning qoshuni Misirdin chiqqanidi; Yérusalémni qorshiwalghan Kaldiyler bularning xewirini anglap Yérusalémdin chékinip ketkenidi).
6 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмия пәйғәмбәргә келип мундақ дейилиди: —
Andin Perwerdigarning sözi Yeremiya peyghemberge kélip mundaq déyilidi: —
7 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрни маңа илтиҗа қилдуруп издәшкә әвәткән Йәһуда падишасиға мундақ дәңлар: — Мана, силәргә ярдәм беримиз дәп чиқип кәлгән Пирәвнниң қошуни болса, өз зиминиға, йәни Мисирға қайтип кетиду.
Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: — Silerni manga iltija qildurup izdeshke ewetken Yehuda padishahigha mundaq denglar: — Mana, silerge yardem bérimiz dep chiqip kelgen Pirewnning qoshuni bolsa, öz zéminigha, yeni Misirgha qaytip kétidu.
8 Андин Калдийләр бу шәһәргә қайтип келип җәң қилип уни ишғал қилиду, уни от қоюп көйдүриветиду.
Andin Kaldiyler bu sheherge qaytip kélip jeng qilip uni ishghal qilidu, uni ot qoyup köydüriwétidu.
9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз-өзүңларни алдап: «Калдийләр биздин чекинип кәткән» — демәңлар; улар кәткән әмәс!
Perwerdigar mundaq deydu: — Öz-özünglarni aldap: «Kaldiyler bizdin chékinip ketken» — démenglar; ular ketken emes!
10 Чүнки гәрчә силәр өзүңларға җәң қилидиған Калдийләрниң толуқ қошунини урувәткән болсаңларму вә уларниңкидин пәқәт яриланғанларла қалған болсиму, уларниң һәр бири йәнила өз чедиридин туруп бу шәһәрни от қоюп көйдүрүвәткән болатти.
Chünki gerche siler özünglargha jeng qilidighan Kaldiylerning toluq qoshunini uruwetken bolsanglarmu we ularningkidin peqet yarilan’ghanlarla qalghan bolsimu, ularning herbiri yenila öz chédiridin turup bu sheherni ot qoyup köydürüwetken bolatti.
11 Пирәвнниң қошуни түпәйлидин Калдийләрниң қошуни Йерусалимдин чекинип турған вақитта, шу вақиә йүз бәрди: —
Pirewnning qoshuni tüpeylidin Kaldiylerning qoshuni Yérusalémdin chékinip turghan waqitta, shu weqe yüz berdi: —
12 Йәрәмия Биняминдики зиминға йол елип, шу йәрдики жутдашлири арисидин өз несивисини егиләш үчүн Йерусалимдин чиққанда,
Yeremiya Binyamindiki zémin’gha yol élip, shu yerdiki yurtdashliri arisidin öz nésiwisini igilesh üchün Yérusalémdin chiqqanda,
13 у «Бинямин дәрвазиси»ға йәткәндә, Һананияниң нәвриси, Шәләмияниң оғли күзәт беги Ирия шу йәрдә туратти; у: «Сән Калдийләргә чекинип тәслим болмақчисән!» дәп уни тутувалди.
u «Binyamin derwazisi»gha yetkende, Hananiyaning newrisi, Shelemiyaning oghli közet bégi Iriya shu yerde turatti; u: «Sen Kaldiylerge chékinip teslim bolmaqchisen!» dep uni tutuwaldi.
14 Йәрәмия: «Ялған! Мән Калдийләр тәрәпкә қечип тәслим болмақчи әмәсмән!» — деди. Лекин у униңға қулақ салмиди; Ирия Йәрәмияни қолға елип уни әмирләр алдиға апарди.
Yeremiya: «Yalghan! Men Kaldiyler terepke qéchip teslim bolmaqchi emesmen!» — dédi. Lékin u uninggha qulaq salmidi; Iriya Yeremiyani qolgha élip uni emirler aldigha apardi.
15 Әмирләр болса Йәрәмиядин ғәзәплинип уни урғузуп, уни диванбеги Йонатанниң өйидики қамақханиға солиди; чүнки улар шу өйни зинданға айландурған еди.
Emirler bolsa Yeremiyadin ghezeplinip uni urghuzup, uni diwanbégi Yonatanning öyidiki qamaqxanigha solidi; chünki ular shu öyni zindan’gha aylandurghanidi.
16 Йәрәмия зиндандики бир гундиханиға қамилип, шу йәрдә узун күнләр ятқандин кейин,
Yeremiya zindandiki bir gundixanigha qamilip, shu yerde uzun künler yatqandin kéyin,
17 Зәдәкия падиша адәм әвәтип шу йәрдин ордисиға елип кәлди. У шу йәрдә астиртин униңдин: «Пәрвәрдигардин сөз барму?» дәп сориди. Йәрәмия: «Бар; сән Бабил падишасиниң қолиға тапшурулисән» — деди.
Zedekiya padishah adem ewetip shu yerdin ordisigha élip keldi. U shu yerde astirtin uningdin: «Perwerdigardin söz barmu?» dep soridi. Yeremiya: «Bar; sen Babil padishahining qoligha tapshurulisen» — dédi.
18 Йәрәмия Зәдәкия падишаға илтиҗа қилип: — «Мән саңа яки хизмәткарлириңға яки бу хәлиққә немә гуна қилғинимға, бу зинданға қамап қойдуңлар?
Yeremiya Zedekiya padishahqa iltija qilip: — «Men sanga yaki xizmetkarliringgha yaki bu xelqqe néme gunah qilghinimgha, bu zindan’gha qamap qoydunglar?
19 Силәргә бешарәт берип: «Бабил падишаси саңа яки бу зиминға җәң қилишқа чиқмайду!» дегән пәйғәмбәрлириңлар қени?» — деди
Silerge bésharet bérip: «Babil padishahi sanga yaki bu zémin’gha jeng qilishqa chiqmaydu!» dégen peyghemberliringlar qéni?» — dédi
20 — «Әнди и падиша тәхсир, сөзлиримгә қулақ селишиңни өтүнимән; илтиҗайим алдиңда иҗабәт болсун, дәп өтүнимән; диванбеги Йонатанниң өйигә мени қайтқузмиғайсән; сән ундақ қилсаң, шу йәрдә өлимән».
— «Emdi i padishah teqsir, sözlirimge qulaq sélishingni ötünimen; iltijayim aldingda ijabet bolsun, dep ötünimen; diwanbégi Yonatanning öyige méni qaytquzmighaysen; sen undaq qilsang, shu yerde ölimen».
21 Зәдәкия падиша пәрман чүшүрүп, Йәрәмияни қаравулларниң һойлисида турғузушни, шуниңдәк шәһәрдики һәммә нан түгәп кәтмисила, униңға һәр күни «Навай кочиси»дин бир нан берилишни тапилиди; шуниң билән Йәрәмия қаравулларниң һойлисида турди.
Zedekiya padishah perman chüshürüp, Yeremiyani qarawullarning hoylisida turghuzushni, shuningdek sheherdiki hemme nan tügep ketmisila, uninggha herküni «Naway kochisi»din bir nan bérilishni tapilidi; shuning bilen Yeremiya qarawullarning hoylisida turdi.