< Йәрәмия 36 >

1 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң төртинчи жили, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики сөз кәлди: —
Yǝⱨuda padixaⱨi Yosiyaning oƣli Yǝⱨoakimning tɵtinqi yili, Yǝrǝmiyaƣa Pǝrwǝrdigardin tɵwǝndiki sɵz kǝldi: —
2 Өзүңгә орам қәғәз алғин; униңға Йосияниң күнлиридә саңа сөз қилғинимдин тартип бүгүнки күнгичә Мән Исраилни әйиплигән, Йәһудани әйиплигән һәм барлиқ әлләрни әйиплигән, саңа ейтқан сөзләрниң һәммисини язғин.
Ɵzünggǝ oram ⱪǝƣǝz alƣin; uningƣa Yosiyaning künliridǝ sanga sɵz ⱪilƣinimdin tartip bügünki küngiqǝ Mǝn Israilni ǝyibligǝn, Yǝⱨudani ǝyibligǝn ⱨǝm barliⱪ ǝllǝrni ǝyibligǝn, sanga eytⱪan sɵzlǝrning ⱨǝmmisini yazƣin.
3 Йәһуданиң җәмәти бәлким Мән бешиға чүшүрмәкчи болған барлиқ балаю-апәтни аңлап, һәр бири өзлириниң рәзил йолидин янармекин; улар шундақ қилса, Мән уларниң қәбиһлигини вә гунайини кәчүрүм қилимән.
Yǝⱨudaning jǝmǝti bǝlkim Mǝn bexiƣa qüxürmǝkqi bolƣan barliⱪ balayi’apǝtni anglap, ⱨǝrbiri ɵzlirining rǝzil yolidin yanarmikin; ular xundaⱪ ⱪilsa, Mǝn ularning ⱪǝbiⱨlikini wǝ gunaⱨini kǝqürüm ⱪilimǝn.
4 Шуниң билән Йәрәмия Нерияниң оғли Баруқни чақирди; Баруқ Йәрәмияниң ағзидин чиққанлирини аңлап Пәрвәрдигарниң униңға ейтқан сөзлириниң һәммисини бир орам қәғәзгә йезип бәрди.
Xuning bilǝn Yǝrǝmiya Neriyaning oƣli Baruⱪni qaⱪirdi; Baruⱪ Yǝrǝmiyaning aƣzidin qiⱪⱪanlirini anglap Pǝrwǝrdigarning uningƣa eytⱪan sɵzlirining ⱨǝmmisini bir oram ⱪǝƣǝzgǝ yezip bǝrdi.
5 Йәрәмия Баруққа тапилап мундақ деди: — Өзүм қамап қоюлғанмән; Пәрвәрдигарниң өйигә киришимгә рухсәт йоқ; лекин өзүң берип киргин;
Yǝrǝmiya Baruⱪⱪa tapilap mundaⱪ dedi: — Ɵzüm ⱪamap ⱪoyulƣanmǝn; Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kiriximgǝ ruhsǝt yoⱪ; lekin ɵzüng berip kirgin;
6 Пәрвәрдигарниң өйидә роза тутқан бир күнидә, сән ағзимдин чиққанлирини аңлап язған, Пәрвәрдигарниң бу орам язмида хатириләнгән сөзлирини хәлиқниң қулақлириға йәткүзгин; һәммә шәһәрләрдин кәлгән Йәһудадикиләрниң қулиқиғиму йәткүзгин.
Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ roza tutⱪan bir künidǝ, sǝn aƣzimdin qiⱪⱪanlirini anglap yazƣan, Pǝrwǝrdigarning bu oram yazmida hatirilǝngǝn sɵzlirini hǝlⱪning ⱪulaⱪliriƣa yǝtküzgin; ⱨǝmmǝ xǝⱨǝrlǝrdin kǝlgǝn Yǝⱨudadikilǝrning ⱪuliⱪiƣimu yǝtküzgin.
7 Улар бәлким Пәрвәрдигар алдиға дуа-тилавитини қилип һәр бири өзлириниң рәзил йолидин янармекин; чүнки Пәрвәрдигарниң бу хәлиққә агаһландурған ғәзиви вә қәһри дәһшәтликтур.
Ular bǝlkim Pǝrwǝrdigar aldiƣa dua-tilawitini ⱪilip ⱨǝrbiri ɵzlirining rǝzil yolidin yanarmikin; qünki Pǝrwǝrdigarning bu hǝlⱪⱪǝ agaⱨlandurƣan ƣǝzipi wǝ ⱪǝⱨri dǝⱨxǝtliktur.
8 Нерияниң оғли Баруқ Йәрәмия пәйғәмбәр униңға тапилиғининиң һәммисини ада қилип, Пәрвәрдигарниң өйидә Пәрвәрдигарниң сөзлирини оқуп җакалиди.
Neriyaning oƣli Baruⱪ Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr uningƣa tapiliƣinining ⱨǝmmisini ada ⱪilip, Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ Pǝrwǝrdigarning sɵzlirini oⱪup jakarlidi.
9 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тәхткә олтарған бәшинчи жили тоққузинчи айда шундақ болдики, барлиқ Йерусалимдикиләр һәмдә Йәһуда шәһәрлиридин чиқип Йерусалимға кәлгән барлиқ хәлиқ үчүн, Пәрвәрдигар алдида бир мәзгил роза тутушимиз керәк дәп елан қилинди.
Yǝⱨuda padixaⱨi Yosiyaning oƣli Yǝⱨoakim tǝhtkǝ olturƣan bǝxinqi yili toⱪⱪuzinqi ayda xundaⱪ boldiki, barliⱪ Yerusalemdikilǝr ⱨǝmdǝ Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridin qiⱪip Yerusalemƣa kǝlgǝn barliⱪ hǝlⱪ üqün, Pǝrwǝrdigar aldida bir mǝzgil roza tutuximiz kerǝk dǝp elan ⱪilindi.
10 Шу вақит Баруқ Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, пүтүкчи Шафанниң оғли Гәмарияниң өйидә туруп, Йәрәмияниң сөзлирини барлиқ хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуди; бу өй Пәрвәрдигарниң өйиниң жуқуриқи һойлисидики «Йеңи дәрваза»ға җайлашқан еди.
Xu waⱪit Baruⱪ Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kirip, pütükqi Xafanning oƣli Gǝmariyaning ɵyidǝ turup, Yǝrǝmiyaning sɵzlirini barliⱪ hǝlⱪning ⱪuliⱪiƣa yǝtküzüp oⱪudi; bu ɵy Pǝrwǝrdigarning ɵyining yuⱪiriⱪi ⱨoylisidiki «Yengi dǝrwaza»ƣa jaylaxⱪanidi.
11 Шафанниң нәвриси, Гәмарияниң оғли Микаһ болса язмидин Пәрвәрдигарниң сөзлириниң һәммисигә қулақ салди.
Xafanning nǝwrisi, Gǝmariyaning oƣli Mikaⱨ bolsa yazmidin Pǝrwǝrdigarning sɵzlirining ⱨǝmmisigǝ ⱪulaⱪ saldi.
12 Андин у падишаниң ордисиға чүшүп пүтүкчиниң өйигә киривиди, мана, әмирләрниң һәммиси шу йәрдә олтиратти; пүтүкчи Әлишама, Шемаяниң оғли Делая, Акборниң оғли Әлнатан, Шафанниң оғли Гәмария вә Һананияниң оғли Зәдәкия қатарлиқ барлиқ әмирләр шу йәрдә олтиратти.
Andin u padixaⱨning ordisiƣa qüxüp pütükqining ɵyigǝ kiriwidi, mana, ǝmirlǝrning ⱨǝmmisi xu yǝrdǝ olturatti; pütükqi Əlixama, Xemayaning oƣli Delaya, Akborning oƣli Əlnatan, Xafanning oƣli Gǝmariya wǝ Ⱨananiyaning oƣli Zǝdǝkiya ⱪatarliⱪ barliⱪ ǝmirlǝr xu yǝrdǝ olturatti.
13 Шуниң билән Микаһ Баруқниң сөзлигәнлирини хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуғанда өзи аңлиған барлиқ сөзләрни уларға баян қилди.
Xuning bilǝn Mikaⱨ Baruⱪning sɵzligǝnlirini hǝlⱪning ⱪuliⱪiƣa yǝtküzüp oⱪuƣanda ɵzi angliƣan barliⱪ sɵzlǝrni ularƣa bayan ⱪildi.
14 Шуниң билән барлиқ әмирләр Кушиниң әвриси, Шәләмияниң нәвриси, Нәтанияниң оғли Йәһудийни Баруқниң йениға әвәтип униңға: «Сән хәлиқниң қулиқиға йәткүзүп оқуған орам язмини қолуңға елип йенимизға кәл» — деди. Шуниң билән Нерияниң оғли Баруқ орам язмини қолиға елип уларниң йениға кәлди.
Xuning bilǝn barliⱪ ǝmirlǝr Kuxining ǝwrisi, Xǝlǝmiyaning nǝwrisi, Nǝtaniyaning oƣli Yǝⱨudiyni Baruⱪning yeniƣa ǝwǝtip uningƣa: «Sǝn hǝlⱪning ⱪuliⱪiƣa yǝtküzüp oⱪuƣan oram yazmini ⱪolungƣa elip yenimizƣa kǝl» — dedi. Xuning bilǝn Neriyaning oƣli Baruⱪ oram yazmini ⱪoliƣa elip ularning yeniƣa kǝldi.
15 Улар униңға: «Олтар, уни қулиқимизға йәткүзүп оқуп бәр» — деди. Баруқ уни уларға аңлитип оқуди.
Ular uningƣa: «Oltur, uni ⱪuliⱪimizƣa yǝtküzüp oⱪup bǝr» — dedi. Baruⱪ uni ularƣa anglitip oⱪudi.
16 Шундақ болдики, улар барлиқ сөзләрни аңлиғанда, алақзадә болуп бир-биригә қаришип: «Бу сөзләрниң һәммисини падишаға йәткүзмисәк болмайду» — деди.
Xundaⱪ boldiki, ular barliⱪ sɵzlǝrni angliƣanda, alaⱪzadǝ bolup bir-birigǝ ⱪarixip: «Bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini padixaⱨⱪa yǝtküzmisǝk bolmaydu» — dedi.
17 Андин Баруқтин: «Бизгә дегин әнди, сән бу сөзләрниң һәммисини қандақ яздиң? Уларни Йәрәмияниң өз ағзидин аңлидиңму?» — дәп сориди.
Andin Baruⱪtin: «Bizgǝ degin ǝmdi, sǝn bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini ⱪandaⱪ yazding? Ularni Yǝrǝmiyaning ɵz aƣzidin anglidingmu?» — dǝp soridi.
18 Баруқ уларға: «У бу сөзләрниң һәммисини өз ағзи билән маңа ейтти, мән орам қәғәзгә сияһ билән яздим» — деди.
Baruⱪ ularƣa: «U bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini ɵz aƣzi bilǝn manga eytti, mǝn oram ⱪǝƣǝzgǝ siyaⱨ bilǝn yazdim» — dedi.
19 Әмирләр Баруққа: «Барғин, сән вә Йәрәмия мөкүвелиңлар. Қәйәрдә болсаңлар һеч кимгә билдүрмәңлар» — деди.
Əmirlǝr Baruⱪⱪa: «Barƣin, sǝn wǝ Yǝrǝmiya mɵküwelinglar. Ⱪǝyǝrdǝ bolsanglar ⱨeqkimgǝ bildürmǝnglar» — dedi.
20 Шуниң билән улар орам язмини пүтүкчи Әлишаманиң өйигә тиқип қоюп, ордиға кирип падишаниң йениға келип, бу барлиқ сөзләрни униң қулиқиға йәткүзди.
Xuning bilǝn ular oram yazmini pütükqi Əlixamaning ɵyigǝ tiⱪip ⱪoyup, ordiƣa kirip padixaⱨning yeniƣa kelip, bu barliⱪ sɵzlǝrni uning ⱪuliⱪiƣa yǝtküzdi.
21 Падиша Йәһудийни язмини елип келишкә әвәтти, у уни Әлишаманиң өйидин епкәлди. Йәһудий уни падишаниң қулиқиға вә падишаниң йенида турған барлиқ әмирләрниң қулақлириға йәткүзүп оқуди.
Padixaⱨ Yǝⱨudiyni yazmini elip kelixkǝ ǝwǝtti, u uni Əlixamaning ɵyidin epkǝldi. Yǝⱨudiy uni padixaⱨning ⱪuliⱪiƣa wǝ padixaⱨning yenida turƣan barliⱪ ǝmirlǝrning ⱪulaⱪliriƣa yǝtküzüp oⱪudi.
22 Шу чағ тоққузинчи ай болуп, падиша «қишлиқ өй»идә олтиратти; униң алдидики очақта от қалақлиқ еди.
Xu qaƣ toⱪⱪuzinqi ay bolup, padixaⱨ «ⱪixliⱪ ɵy»idǝ olturatti; uning aldidiki oqaⱪta ot ⱪalaⱪliⱪ idi.
23 Шундақ болдики, Йәһудий униңдин үч-төрт сәһипини оқуғанда, падиша қәләмтираши билән бу қисмини кесип, язминиң һәммисини бир-бирләп отта көйүп йоқиғичә очақтики отқа ташлиди.
Xundaⱪ boldiki, Yǝⱨudiy uningdin üq-tɵt sǝⱨipini oⱪuƣanda, padixaⱨ ⱪǝlǝmtiraxi bilǝn bu ⱪismini kesip, yazmining ⱨǝmmisini bir-birlǝp otta kɵyüp yoⱪiƣuqǝ oqaⱪtiki otⱪa taxlidi.
24 Лекин бу барлиқ сөзләрни аңлиған падиша яки хизмәткарлириниң һеч қайсиси қорқмиди, улардин кийим-кечәклирини житқанлар йоқ еди.
Lekin bu barliⱪ sɵzlǝrni angliƣan padixaⱨ yaki hizmǝtkarlirining ⱨeqⱪaysisi ⱪorⱪmidi, ulardin kiyim-keqǝklirini yirtⱪanlar yoⱪ idi.
25 Униң үстигә Әлнатан, Делая вә Гәмариялар падишадин орам язмини көйдүрмәслигини өтүнгән еди, лекин у уларға қулақ салмиди.
Uning üstigǝ Əlnatan, Delaya wǝ Gǝmariyalar padixaⱨtin oram yazmini kɵydürmǝslikini ɵtüngǝnidi, lekin u ularƣa ⱪulaⱪ salmidi.
26 Падиша болса шаһзадә Йераһмәәл, Азриәлниң оғли Серая вә Абдәәлниң оғли Шәләмияни пүтүкчи Баруқни вә Йәрәмия пәйғәмбәрни қолға елишқа әвәтти; лекин Пәрвәрдигар уларни йошуруп сақлиди.
Padixaⱨ bolsa xaⱨzadǝ Yeraⱨmǝǝl, Azriǝlning oƣli Seraya wǝ Abdǝǝlning oƣli Xǝlǝmiyani pütükqi Baruⱪni wǝ Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝrni ⱪolƣa elixⱪa ǝwǝtti; lekin Pǝrwǝrdigar ularni yoxurup saⱪlidi.
27 Падиша Баруқ Йәрәмияниң ағзидин аңлап язған сөзләрни хатирилигән орам язмини көйдүрүвәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
Padixaⱨ Baruⱪ Yǝrǝmiyaning aƣzidin anglap yazƣan sɵzlǝrni hatiriligǝn oram yazmini kɵydürüwǝtkǝndin keyin, Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
28 Йәнә бир орам қәғәзни елип, униңға Йәһуда падишаси Йәһоаким көйдүрүвәткән биринчи орам язмида хатириләнгән барлиқ сөзләрни язғин.
Yǝnǝ bir oram ⱪǝƣǝzni elip, uningƣa Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakim kɵydürüwǝtkǝn birinqi oram yazmida hatirilǝngǝn barliⱪ sɵzlǝrni yazƣin.
29 Вә Йәһуда падишаси Йәһоакимға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән бу орам язмини көйдүрүвәттиң вә Мениң тоғрилиқ: Сән буниңға: «Бабил падишаси чоқум келип бу зиминни вәйран қилиду, униңдин һәм инсанни һәм һайванни йоқитиду» — дәп йезишқа қандақму петиндиң?» — дедиң.
Wǝ Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakimƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Sǝn bu oram yazmini kɵydürüwǝtting wǝ Mening toƣruluⱪ: Sǝn buningƣa: «Babil padixaⱨi qoⱪum kelip bu zeminni wǝyran ⱪilidu, uningdin ⱨǝm insanni ⱨǝm ⱨaywanni yoⱪitidu» — dǝp yezixⱪa ⱪandaⱪmu petinding?» — deding.
30 Шуңа Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йәһоаким тоғрилиқ мундақ дәйду: — Униң нәслидин Давутниң тәхтигә олтиришқа һеч адәм болмайду; униң җәсити сиртқа ташливетилип күндүздә иссиқта, кечидә қиравда очуқ ятиду.
Xunga Pǝrwǝrdigar Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakim toƣruluⱪ mundaⱪ dǝydu: — Uning nǝslidin Dawutning tǝhtigǝ olturuxⱪa ⱨeq adǝm bolmaydu; uning jǝsiti sirtⱪa taxliwetilip kündüzdǝ issiⱪta, keqidǝ ⱪirawda oquⱪ yatidu.
31 Мән униң вә нәслиниң бешиға, хизмәткарлириниң бешиға қәбиһлигиниң җазасини чүшүримән; Мән уларниң үстигә, Йерусалимда туруватқанларниң үстигә һәм Йәһуданиң адәмлири үстигә Мән уларға агаһландурған барлиқ күлпәтләрни чүшүримән; чүнки улар Маңа һеч қулақ салмиған.
Mǝn uning wǝ nǝslining bexiƣa, hizmǝtkarlirining bexiƣa ⱪǝbiⱨlikining jazasini qüxürimǝn; Mǝn ularning üstigǝ, Yerusalemda turuwatⱪanlarning üstigǝ ⱨǝm Yǝⱨudaning adǝmliri üstigǝ Mǝn ularƣa agaⱨlandurƣan barliⱪ külpǝtlǝrni qüxürimǝn; qünki ular Manga ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣan.
32 Шуниң билән Йәрәмия башқа бир орам қәғәзни елип Нерияниң оғли Баруққа бәрди; у Йәрәмияниң ағзиға қарап Йәһуда падишаси Йәһоаким отта көйдүрүвәткән орам язмида хатириләнгән һәммә сөзләрни язди; улар бу сөзләргә охшайдиған башқа көп сөзләрниму қошуп язди.
Xuning bilǝn Yǝrǝmiya baxⱪa bir oram ⱪǝƣǝzni elip Neriyaning oƣli Baruⱪⱪa bǝrdi; u Yǝrǝmiyaning aƣziƣa ⱪarap Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakim otta kɵydürüwǝtkǝn oram yazmida hatirilǝngǝn ⱨǝmmǝ sɵzlǝrni yazdi; ular bu sɵzlǝrgǝ ohxaydiƣan baxⱪa kɵp sɵzlǝrnimu ⱪoxup yazdi.

< Йәрәмия 36 >