< Йәрәмия 34 >

1 Бабил падишаси Небоқаднәсар, пүтүн қошуни вә һөкүмранлиғиға беқинған барлиқ падишалиқлар вә әлләрниң һәммиси Йерусалимға вә униң әтрапидики барлиқ шәһәрләргә җәң қилған вақтида, Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз: —
Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsar, pütün ⱪoxuni wǝ ⱨɵkümranliⱪiƣa beⱪinƣan barliⱪ padixaⱨliⱪlar wǝ ǝllǝrning ⱨǝmmisi Yerusalemƣa wǝ uning ǝtrapidiki barliⱪ xǝⱨǝrlǝrgǝ jǝng ⱪilƣan waⱪtida, Pǝrwǝrdigardin Yǝrǝmiyaƣa kǝlgǝn sɵz: —
2 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Зәдәкияниң йениға берип униңға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, бу шәһәрни Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән, у униңға от қоюп көйдүриветиду.
Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Zǝdǝkiyaning yeniƣa berip uningƣa mundaⱪ degin: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, bu xǝⱨǝrni Babil padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurimǝn, u uningƣa ot ⱪoyup kɵydüriwetidu.
3 Сән болсаң, униң қолидин қачалмайсән; бәлки сән тутулуп униң қолиға тапшурулисән; сениң көзлириң Бабил падишасиниң көзлиригә қарайду, униң билән йүз туранә сөзлишисән вә сән Бабилға сүргүн болуп кетисән.
Sǝn bolsang, uning ⱪolidin ⱪaqalmaysǝn; bǝlki sǝn tutulup uning ⱪoliƣa tapxurulisǝn; sening kɵzliring Babil padixaⱨining kɵzlirigǝ ⱪaraydu, uning bilǝn yüz turanǝ sɵzlixisǝn wǝ sǝn Babilƣa sürgün bolup ketisǝn.
4 Лекин, и Йәһуда падишаси Зәдәкия, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла; Пәрвәрдигар сениң туғраңда мундақ дәйду: — Сән қилич билән өлмәйсән;
Lekin, i Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiya, Pǝrwǝrdigarning sɵzini angla; Pǝrwǝrdigar sening tuƣrangda mundaⱪ dǝydu: — Sǝn ⱪiliq bilǝn ɵlmǝysǝn;
5 сән аман-течлиқта өлисән; ата-бовилириң болған өзүңдин илгәрки падишалар үчүн матәм тутуп хушбуй яққандәк улар охшашла сән үчүнму [хушбуй] яқиду; улар сән үчүн: «Аһ, шаһим!» дәп матәм тутиду; чүнки Мән шундақ вәдә қилғанмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
sǝn aman-tinqliⱪta ɵlisǝn; ata-bowiliring bolƣan ɵzüngdin ilgiriki padixaⱨlar üqün matǝm tutup huxbuy yaⱪⱪandǝk ular ohxaxla sǝn üqünmu [huxbuy] yaⱪidu; ular sǝn üqün: «Aⱨ, xaⱨim!» dǝp matǝm tutidu; qünki Mǝn xundaⱪ wǝdǝ ⱪilƣanmǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
6 Андин Йәрәмия пәйғәмбәр бу сөзләрниң һәммисини Йәһуда падишаси Зәдәкияға Йерусалимда ейтти.
Andin Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr bu sɵzlǝrning ⱨǝmmisini Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiyaƣa Yerusalemda eytti.
7 Шу чағда Бабил падишасиниң қошуни Йерусалимда вә Йәһудадики қалған шәһәрләрдә, йәни Лақишта вә Азикаһта җәң қиливататти; чүнки Йәһудадики мустәһкәм шәһәрләр арисидин пәқәт буларла ишғал болмиған еди.
Xu qaƣda Babil padixaⱨining ⱪoxuni Yerusalemda wǝ Yǝⱨudadiki ⱪalƣan xǝⱨǝrlǝrdǝ, yǝni Laⱪixta wǝ Azikaⱨta jǝng ⱪiliwatatti; qünki Yǝⱨudadiki mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝr arisidin pǝⱪǝt bularla ixƣal bolmiƣanidi.
8 Падиша Зәдәкия [қуллиримизға] азатлиқ җакалайли дәп Йерусалимдикиләрниң һәммиси билән әһдини кесип түзгәндин кейин, Пәрвәрдигардин төвәндики бу сөз Йәрәмияға кәлди
Padixaⱨ Zǝdǝkiya [ⱪullirimizƣa] azadliⱪ jakarlayli dǝp Yerusalemdikilǝrning ⱨǝmmisi bilǝn ǝⱨdini kesip tüzgǝndin keyin, Pǝrwǝrdigardin tɵwǝndiki bu sɵz Yǝrǝmiyaƣa kǝldi
9 (әһдә бойичә һәр бири өз ибраний қуллирини, әр болсун, қиз-аял болсун, қоюветиши керәк еди; һеч қайсиси өз қериндиши болған Йәһудийни қуллуқта қалдурмаслиғи керәк еди.
(ǝⱨdǝ boyiqǝ ⱨǝrbiri ɵz ibraniy ⱪullirini, ǝr bolsun, ⱪiz-ayal bolsun, ⱪoyuwetixi kerǝk idi; ⱨeqⱪaysisi ɵz ⱪerindixi bolƣan Yǝⱨudiyni ⱪulluⱪta ⱪaldurmasliⱪi kerǝk idi.
10 Әһдигә қошулған барлиқ әмирләр вә барлиқ хәлиқ шуниңға, йәни һәр қайсимиз өз қули яки дедигини қоюветәйли, уларни қуллуқта қалдурувәрмәйли дегән сөзигә бойсунди. Улар бойсунуп уларни қоювәтти.
Əⱨdigǝ ⱪoxulƣan barliⱪ ǝmirlǝr wǝ barliⱪ hǝlⱪ xuningƣa, yǝni ⱨǝrⱪaysimiz ɵz ⱪuli yaki dedikini ⱪoyuwetǝyli, ularni ⱪulluⱪta ⱪalduruwǝrmǝyli degǝn sɵzigǝ boysundi. Ular boysunup ularni ⱪoyuwǝtti.
11 Лекин униңдин кейин улар бу йолдин йенип қоювәткән қул-дедәкләрни өзигә қайтурувалди. Улар буларни қайтидин мәҗбурий қул-дедәк қиливалди).
Lekin uningdin keyin ular bu yoldin yenip ⱪoyuwǝtkǝn ⱪul-dedǝklǝrni ɵzigǝ ⱪayturuwaldi. Ular bularni ⱪaytidin mǝjburiy ⱪul-dedǝk ⱪiliwaldi).
12 — Шу чағда Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
— Xu qaƣda Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
13 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән ата-бовилириңларни Мисирниң зиминидин, йәни «қуллуқ өйи»дин чиқарғинимда, улар билән әһдә түзгән едим;
Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn ata-bowiliringlarni Misirning zeminidin, yǝni «ⱪulluⱪ ɵyi»din qiⱪarƣinimda, ular bilǝn ǝⱨdǝ tüzgǝnidim;
14 [шу әһдә бойичә] һәр бириңлар йәттинчи жилида силәргә өзини сатқан һәр қайси қериндишиңлар болған ибраний кишилирини қоюветишиңлар керәк; у қуллуғуңда алтә жил болғандин кейин, сән уни азатлиққа қоюветишиң керәк, дегән едим. Лекин ата-бовилириңлар буни аңлимай һеч қулақ салмиған.
[xu ǝⱨdǝ boyiqǝ] ⱨǝrbiringlar yǝttinqi yilida silǝrgǝ ɵzini satⱪan ⱨǝrⱪaysi ⱪerindixinglar bolƣan ibraniy kixilirini ⱪoyuwetixinglar kerǝk; u ⱪulluⱪungda altǝ yil bolƣandin keyin, sǝn uni azadliⱪⱪa ⱪoyuwetixing kerǝk, degǝnidim. Lekin ata-bowiliringlar buni anglimay ⱨeq ⱪulaⱪ salmiƣan.
15 Лекин силәр болсаңлар, [шу яман йолдин] йенип, көз алдимда дурус ишни көрүп, һәр бириңлар өз йеқиниға «азат бол» дәп җакалидиңлар, шуниңдәк Өз намим билән аталған өйдә әһдә түзүдиңлар;
Lekin silǝr bolsanglar, [xu yaman yoldin] yenip, kɵz aldimda durus ixni kɵrüp, ⱨǝrbiringlar ɵz yeⱪiniƣa «azad bol» dǝp jakarlidinglar, xuningdǝk Ɵz namim bilǝn atalƣan ɵydǝ ǝⱨdǝ tüzüdinglar;
16 лекин силәр йәнә йенип Мениң намимға дағ кәлтүрүп, һәр бириңлар өз райиға қоювәткән қулни һәм ихтияриға қоювәткән дедәкни қайтурувелип қайтидин өзүңларға қул-дедәк болушқа мәҗбурлидиңлар.
lekin silǝr yǝnǝ yenip Mening namimƣa daƣ kǝltürüp, ⱨǝrbiringlar ɵz rayiƣa ⱪoyuwǝtkǝn ⱪulni ⱨǝm ihtiyariƣa ⱪoyuwǝtkǝn dedǝkni ⱪayturuwelip ⱪaytidin ɵzünglarƣa ⱪul-dedǝk boluxⱪa mǝjburlidinglar.
17 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр маңа қулақ салмидиңлар, һәр бириңлар өз қериндишиңларға, һәр бириңлар өз йеқиниңларға азат болуңлар дәп һеч җакалимидиңлар; мана, Мән силәргә бир хил азатлиқни — йәни қиличқа, вабаға вә қәһәтчиликкә болған бир азатлиқни җакалаймән; силәрни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға бир вәһшәт басқучи қилимән.
Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝr manga ⱪulaⱪ salmidinglar, ⱨǝrbiringlar ɵz ⱪerindixinglarƣa, ⱨǝrbiringlar ɵz yeⱪininglarƣa azad bolunglar dǝp ⱨeq jakarlimidinglar; mana, Mǝn silǝrgǝ bir hil azadliⱪni — yǝni ⱪiliqⱪa, wabaƣa wǝ ⱪǝⱨǝtqilikkǝ bolƣan bir azadliⱪni jakarlaymǝn; silǝrni yǝr yüzidiki barliⱪ padixaⱨliⱪlarƣa bir wǝⱨxǝt basⱪuqi ⱪilimǝn.
18 Шуниң билән Мән әһдәмни бузған, көз алдимда кесип түзгән әһдиниң сөзлиригә әмәл қилмиған кишиләрни болса, улар өзлири союп икки парчә қилип, оттурисидин өткән һелиқи мозайдәк қилимән;
Xuning bilǝn Mǝn ǝⱨdǝmni buzƣan, kɵz aldimda kesip tüzgǝn ǝⱨdining sɵzlirigǝ ǝmǝl ⱪilmiƣan kixilǝrni bolsa, ular ɵzliri soyup ikki parqǝ ⱪilip, otturisidin ɵtkǝn ⱨeliⱪi mozaydǝk ⱪilimǝn;
19 Йәһуданиң әмирлири вә Йерусалимниң әмирлири, ордидики әләмдарлар, каһинлар, шуниңдәк мозайниң икки парчисиниң оттурисидин өткән барлиқ хәлиқни болса,
Yǝⱨudaning ǝmirliri wǝ Yerusalemning ǝmirliri, ordidiki ǝlǝmdarlar, kaⱨinlar, xuningdǝk mozayning ikki parqisining otturisidin ɵtkǝn barliⱪ hǝlⱪni bolsa,
20 Мән уларни дүшмәнлириниң қолиға, җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; шуниң билән җәсәтлири асмандики учар-қанатларға вә зиминдики һайванларға озуқ болиду;
Mǝn ularni düxmǝnlirining ⱪoliƣa, jenini izdigüqilǝrning ⱪoliƣa tapxurimǝn; xuning bilǝn jǝsǝtliri asmandiki uqar-ⱪanatlarƣa wǝ zemindiki ⱨaywanlarƣa ozuⱪ bolidu;
21 Йәһуда падишаси Зәдәкия вә униң әмирлириниму дүшмәнлириниң қолиға, җенини издигүчиләрниң қолиға, шундақла силәргә һуҗум қилиштин чикинип турған Бабил падишасиниң қошуниниң қолиға тапшуримән.
Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiya wǝ uning ǝmirlirinimu düxmǝnlirining ⱪoliƣa, jenini izdigüqilǝrning ⱪoliƣa, xundaⱪla silǝrgǝ ⱨujum ⱪilixtin qikinip turƣan Babil padixaⱨining ⱪoxunining ⱪoliƣa tapxurimǝn.
22 Мана, Мән әмир қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, вә улар бу шәһәр алдиға йәнә келиду; улар униңға һуҗум қилип от қоюп көйдүриветиду; вә Мән Йәһуданиң шәһәрлирини вәйранә, һеч адәмзатсиз қилимән.
Mana, Mǝn ǝmr ⱪilimǝn, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, wǝ ular bu xǝⱨǝr aldiƣa yǝnǝ kelidu; ular uningƣa ⱨujum ⱪilip ot ⱪoyup kɵydüriwetidu; wǝ Mǝn Yǝⱨudaning xǝⱨǝrlirini wǝyranǝ, ⱨeq adǝmzatsiz ⱪilimǝn.

< Йәрәмия 34 >