< Йәрәмия 33 >
1 Йәрәмия техи қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған вақтида, Пәрвәрдигарниң сөзи униңға иккинчи қетим келип мундақ дейилди: —
Yeremiya téxi qarawullarning hoylisida qamap qoyulghan waqtida, Perwerdigarning sözi uninggha ikkinchi qétim kélip mundaq déyildi: —
2 Ишни қилғучи Мән Пәрвәрдигар, ишни шәкилләндүргүчи һәм уни бекиткүчи Мәнки Пәрвәрдигар мундақ дәймән — Пәрвәрдигар Мениң намимдур —
Ishni qilghuchi Men Perwerdigar, ishni shekillendürgüchi hem uni békitküchi Menki Perwerdigar mundaq deymen — Perwerdigar Méning namimdur —
3 Маңа илтиҗа қил, Мән саңа җавап қайтуримән, шундақла сән билмәйдиған, бүйүк һәм тилсимат ишларни саңа аян қилимән.
Manga iltija qil, Men sanga jawab qayturimen, shundaqla sen bilmeydighan, büyük hem tilsimat ishlarni sanga ayan qilimen.
4 Чүнки [дүшмәнниң] дөң-потәйлиригә һәм қиличиға тақабил турушқа истиһкамлар қилиш үчүн чеқилған бу шәһәрдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң ордилири тоғрилиқ Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Chünki [düshmenning] döng-poteylirige hem qilichigha taqabil turushqa istihkamlar qilish üchün chéqilghan bu sheherdiki öyler we Yehuda padishahlirining ordiliri toghruluq Israilning Xudasi Perwerdigar mundaq deydu: —
5 «Калдийләр билән қаршилишимән» дәп шәһәргә киргәнләрниң һәммиси, пәқәт Мән ғәзивим вә қәһримдә уривәткәнләрниң җәсәтлири билән бу өйләрни толдуруш үчүн кәлгәнләр, халас. Чүнки Мән уларниң барлиқ рәзиллиги түпәйлидин йүзүмни бу шәһәрдин өрүп йошурғанмән.
«Kaldiyler bilen qarshilishimen» dep sheherge kirgenlerning hemmisi, peqet Men ghezipim we qehrimde uriwetkenlerning jesetliri bilen bu öylerni toldurush üchün kelgenler, xalas. Chünki Men ularning barliq rezilliki tüpeylidin yüzümni bu sheherdin örüp yoshurghanmen.
6 Һалбуки мана, Мән бу шәһәргә шипа қилип дәрдигә дәрман болимән; Мән уларни сақайтимән, уларға чәксиз арамбәхш һәм һәқиқәтни йешип аян қилимән.
Halbuki mana, Men bu sheherge shipa qilip derdige derman bolimen; Men ularni saqaytimen, ulargha cheksiz arambexsh hem heqiqetni yéship ayan qilimen.
7 Мән Йәһудани һәм Исраилни сүргүндин қайтуруп әслигә кәлтүримән; уларни авалқидәк қуруп чиқимән.
Men Yehudani hem Israilni sürgündin qayturup eslige keltürimen; ularni awwalqidek qurup chiqimen.
8 Мән уларни Мән билән қаршилишип гунаға петип садир қилған барлиқ қәбиһлигидин пакландуримән, Мениң алдимда гунаға петип, Маңа асийлиқ қилған барлиқ қәбиһликлирини кәчүримән;
Men ularni Men bilen qarshiliship gunahqa pétip sadir qilghan barliq qebihlikidin paklandurimen, Méning aldimda gunahqa pétip, Manga asiyliq qilghan barliq qebihliklirini kechürimen;
9 йәр йүзидики барлиқ әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипатни аңлайду, шуниң билән бу [шәһәр] кишини шатландуруп, Өзүмгә мәдһийәләрни қозғап, шан-шәрәп кәлтүрүп нам-шөһрәт һасил қилиду; әлләр Мән уларға йәткүзгән барлиқ илтипат вә арамбәхшликтин [Мәндин] қорқуп титрәйдиған болиду.
yer yüzidiki barliq eller Men ulargha yetküzgen barliq iltipatni anglaydu, shuning bilen bu [sheher] kishini shadlandurup, Özümge medhiyelerni qozghap, shan-sherep keltürüp nam-shöhret hasil qilidu; eller Men ulargha yetküzgen barliq iltipat we arambexshliktin [Mendin] qorqup titreydighan bolidu.
10 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр мошу йәр тоғрилиқ: «У бир харабилик, адәмзатсиз вә һайванатсиз болди!» дәйсиләр — дурус. Лекин харабә болған, адәмзатсиз, аһалисиз, һайванатсиз болған Йәһуданиң шәһәрлиридә вә Йерусалим кочилирида
Perwerdigar mundaq deydu: — Siler mushu yer toghruluq: «U bir xarabilik, ademzatsiz we haywanatsiz boldi!» deysiler — durus. Lékin xarabe bolghan, ademzatsiz, ahalisiz, haywanatsiz bolghan Yehudaning sheherliride we Yérusalém kochilirida
11 йәнә тамашиниң садаси, шат-хурамлиқ садаси вә тойи болуватқан жигит-қизниң авази аңлиниду, шундақла Пәрвәрдигарниң өйигә «тәшәккүр қурбанлиқлири»ни апарғанларниң «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур, униң муһәббити мәңгүлүктур» дәйдиған авазлири қайтидин аңлиниду; чүнки Мән сүргүн болғанларни қайтуруп зиминдики аватлиқни әслигә кәлтүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
yene tamashining sadasi, shad-xuramliq sadasi we toyi boluwatqan yigit-qizning awazi anglinidu, shundaqla Perwerdigarning öyige «teshekkür qurbanliqliri»ni aparghanlarning «Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigargha teshekkür éytinglar, chünki Perwerdigar méhribandur, uning muhebbiti menggülüktur» deydighan awazliri qaytidin anglinidu; chünki Men sürgün bolghanlarni qayturup zémindiki awatliqni eslige keltürimen, — deydu Perwerdigar.
12 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Харабә болған адәмзатсиз вә һайванатсиз болған бу йәрдә вә униң барлиқ шәһәрлиридә қой баққучиларниң өз падилирини ятқузидиған қотанлири қайтидин бар болиду.
Chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — Xarabe bolghan ademzatsiz we haywanatsiz bolghan bu yerde we uning barliq sheherliride qoy baqquchilarning öz padilirini yatquzidighan qotanliri qaytidin bar bolidu.
13 [Җәнубий] тағлиқтики шәһәрләрдә, [ғәриптики] Йәһуданиң «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, җәнубий баяванлардики шәһәрләрдә, Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида вә Йәһуданиң шәһәрлиридиму қой падилири уларни саниғучиниң қоли астидин қайтидин өтиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
[Jenubiy] taghliqtiki sheherlerde, [gherbtiki] Yehudaning «Shefelah» égizlikidiki sheherlerde, jenubiy bayawanlardiki sheherlerde, Binyaminning yurtida, Yérusalémning etrapidiki yézilirida we Yehudaning sheherliridimu qoy padiliri ularni sanighuchining qoli astidin qaytidin ötidu, — deydu Perwerdigar.
14 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтигә һәм Йәһуда җәмәтигә ейтқан шәпқәтлик вәдәмгә әмәл қилимән.
Mana, shu künler kéliduki, — deydu Perwerdigar, — Men Israil jemetige hem Yehuda jemetige éytqan shepqetlik wedemge emel qilimen.
15 Шу күнләр вә у чағда Мән Давут нәслидин «Һәққаний Шах»ни зиминда өстүрүп чиқиримән; У зиминда тоғра һөкүм вә һәққанийлиқ жүргүзиду.
Shu künler we u chaghda Men Dawut neslidin «Heqqaniy Shax»ni zéminda östürüp chiqirimen; U zéminda toghra höküm we heqqaniyliq yürgüzidu.
16 Шу күнләрдә Йәһуда қутқузулиду, Йерусалим арамбәхштә туриду; [шу чағда] Йерусалим: «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимиздур» дегән нам билән атилиду.
Shu künlerde Yehuda qutquzulidu, Yérusalém arambexshte turidu; [shu chaghda] Yérusalém: «Perwerdigar heqqaniyliqimizdur» dégen nam bilen atilidu.
17 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Давутниң Исраил җәмәтиниң тәхтигә олтиришқа лайиқ нәсли үзүлүп қалмайду,
Chünki Perwerdigar mundaq deydu: — Dawutning Israil jemetining textige olturushqa layiq nesli üzülüp qalmaydu,
18 яки Лавийлардин болған каһинлардин, «көйдүрмә қурбанлиқ», «ашлиқ һәдийә» вә башқа қурбанлиқларни Мениң алдимда дайим сунидиған адәм үзүлүп қалмайду.
yaki Lawiylardin bolghan kahinlardin, «köydürme qurbanliq», «ashliq hediye» we bashqa qurbanliqlarni Méning aldimda daim sunidighan adem üzülüp qalmaydu.
19 Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
Perwerdigarning sözi Yeremiyagha kélip mundaq déyildi: —
20 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр Мениң күндүз билән түзгән әһдәмни вә кечә билән түзгән әһдәмни бузуп, күндүз вә кечини өз вақтида кәлмәйдиған қилип қойсаңлар,
Perwerdigar mundaq deydu: — Siler Méning kündüz bilen tüzgen ehdemni we kéche bilen tüzgen ehdemni buzup, kündüz we kéchini öz waqtida kelmeydighan qilip qoysanglar,
21 шу чағда Мениң Қулум Давут билән түзгән әһдәм бузулуп, униңға: «Өз тәхтиңгә һөкүм сүридиған бир оғлуң дайим болиду» дегиним әмәлгә ашурулмайду вә хизмәткарлирим, каһинлар болған Лавийлар билән түзгән әһдәм бузулған болиду.
shu chaghda Méning Qulum Dawut bilen tüzgen ehdem buzulup, uninggha: «Öz textingge höküm süridighan bir oghlung daim bolidu» déginim emelge ashurulmaydu we xizmetkarlirim, kahinlar bolghan Lawiylar bilen tüzgen ehdem buzulghan bolidu.
22 Асманлардики қошунлар болған юлтузларни санап болғили болмиғандәк, деңиздики қумларни өлчәп болғили болмиғандәк, мән қулум Давутниң нәслини вә Өзүмгә хизмәт қилидиған Лавийларни көпәйтимән.
Asmanlardiki qoshunlar bolghan yultuzlarni sanap bolghili bolmighandek, déngizdiki qumlarni ölchep bolghili bolmighandek, men qulum Dawutning neslini we Özümge xizmet qilidighan Lawiylarni köpeytimen.
23 Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
Perwerdigarning sözi Yeremiyagha kélip mundaq déyildi: —
24 Бу хәлиқниң: «Пәрвәрдигар Өзи таллиған бу икки җәмәттин ваз кечип, уларни ташлиди» дегинини байқимидиңму? Шуңа улар Мениң хәлқимни: «Кәлгүсидә һеч бир әл-дөләт болмайду» дәп көзгә илмайду.
Bu xelqning: «Perwerdigar Özi tallighan bu ikki jemettin waz kéchip, ularni tashlidi» déginini bayqimidingmu? Shunga ular Méning xelqimni: «Kelgüside héch bir el-dölet bolmaydu» dep közge ilmaydu.
25 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң күндүз вә кечини бекиткән әһдәм өзгирип кәтсә, яки асман-зиминдики қанунийәтләрни бекитмигән болсам,
Perwerdigar mundaq deydu: — Méning kündüz we kéchini békitken ehdem özgirip ketse, yaki asman-zémindiki qanuniyetlerni békitmigen bolsam,
26 Мән Яқупниң нәслидин вә Давутниң нәслидин ваз кечип уларни ташлайдиған болимән, шуниңдәк Ибраһим, Исһақ вә Яқупниң нәсли үстигә һөкүм сүрүш үчүн [Давутниң] нәслидин адәм таллимайдиған болимән! Чүнки бәрһәқ, Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп уларни әслигә кәлтүримән, уларға рәһимдиллиқ көрситимән.
Men Yaqupning neslidin we Dawutning neslidin waz kéchip ularni tashlaydighan bolimen, shuningdek Ibrahim, Ishaq we Yaqupning nesli üstige höküm sürüsh üchün [Dawutning] neslidin adem tallimaydighan bolimen! Chünki berheq, Men ularni sürgünlüktin qayturup ularni eslige keltürimen, ulargha rehimdilliq körsitimen.