< Йәрәмия 32 >
1 Йәһуда падишаси Зәдәкияниң онинчи жили, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз төвәндә хатириләнгән (шу жил Небоқаднәсарниң он сәккизинчи жили еди;
Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiyaning oninqi yili, Yǝrǝmiyaƣa Pǝrwǝrdigardin kǝlgǝn sɵz tɵwǝndǝ hatirilǝngǝn (xu yil Neboⱪadnǝsarning on sǝkkizinqi yili idi;
2 Шу чағда Бабил падишасиниң қошуни Йерусалимни қоршувалған еди; Йәрәмия пәйғәмбәр болса Йәһуда падишасиниң ордисидики қаравулларниң һойлисида қамап қоюлған еди.
Xu qaƣda Babil padixaⱨining ⱪoxuni Yerusalemni ⱪorxuwalƣanidi; Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr bolsa Yǝⱨuda padixaⱨining ordisidiki ⱪarawullarning ⱨoylisida ⱪamap ⱪoyulƣanidi.
3 Чүнки Йәһуда падишаси Зәдәкия уни әйипләп: «Немишкә сән: «Мана, Мән бу шәһәрни Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән; у уни ишғал қилиду; Йәһуда падишаси Зәдәкия калдийләрниң қолидин қечип қутулалмайду; чүнки у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулмай қалмайду; у униң билән йүз туранә сөзлишиду, өз көзи билән униң көзигә қарайду. У Зәдәкияни Бабилға апириду, у мән униңға йеқинлишип толуқ бир тәрәп қилғичә шу йәрдә туриду, дәйду Пәрвәрдигар; силәр калдийләр билән қаршилашсаңларму ғәлибә қилалмайсиләр! — дәйду Пәрвәрдигар» — дәп бешарәт берисән?» — дәп уни қамап қойған еди).
Qünki Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiya uni ǝyiblǝp: «Nemixⱪa sǝn: «Mana, Mǝn bu xǝⱨǝrni Babil padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurimǝn; u uni ixƣal ⱪilidu; Yǝⱨuda padixaⱨi Zǝdǝkiya kaldiylǝrning ⱪolidin ⱪeqip ⱪutulalmaydu; qünki u Babil padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurulmay ⱪalmaydu; u uning bilǝn yüz turanǝ sɵzlixidu, ɵz kɵzi bilǝn uning kɵzigǝ ⱪaraydu. U Zǝdǝkiyani Babilƣa apiridu, u mǝn uningƣa yeⱪinlixip toluⱪ bir tǝrǝp ⱪilƣuqǝ xu yǝrdǝ turidu, dǝydu Pǝrwǝrdigar; silǝr kaldiylǝr bilǝn ⱪarxilaxsanglarmu ƣǝlibǝ ⱪilalmaysilǝr! — dǝydu Pǝrwǝrdigar» — dǝp bexarǝt berisǝn?» — dǝp uni ⱪamap ⱪoyƣanidi).
6 Йәрәмия: — Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди — деди: —
Yǝrǝmiya: — Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi — dedi: —
7 Мана, тағаң Шаллумниң оғли Һанамәәл йениңға келип: «Өзүң үчүн Анатоттики етизимни сетивал; чүнки уни сетивелишқа сениң һәмҗәмәтлик һоқуқуң бар» — дәйдиған болиду.
Mana, taƣang Xallumning oƣli Ⱨanamǝǝl yeningƣa kelip: «Ɵzüng üqün Anatottiki etizimni setiwal; qünki uni setiwelixⱪa sening ⱨǝmjǝmǝtlik ⱨoⱪuⱪung bar» — dǝydiƣan bolidu.
8 Андин Пәрвәрдигарниң дегинидәк тағамниң оғли Һанамәәл, қаравулларниң һойлисида йенимға келип маңа: «Биняминниң зиминидики мениң Анатоттики етизимни сетивалғайсән; чүнки һәмҗәмәт һоқуқи сениңкидур; өзүң үчүн сетивал» — деди; андин мән буниң һәқиқәтән Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәттим.
Andin Pǝrwǝrdigarning deginidǝk taƣamning oƣli Ⱨanamǝǝl, ⱪarawullarning ⱨoylisida yenimƣa kelip manga: «Binyaminning zeminidiki mening Anatottiki etizimni setiwalƣaysǝn; qünki ⱨǝmjǝmǝt ⱨoⱪuⱪi seningkidur; ɵzüng üqün setiwal» — dedi; andin mǝn buning ⱨǝⱪiⱪǝtǝn Pǝrwǝrdigarning sɵzi ikǝnlikini bilip yǝttim.
9 Шуңа мән тағамниң оғли Һанамәәлдин Анатоттики бу етизни сетивалдим; пулни, йәни он йәттә шәкәл күмүчни гиргә селип өлчидим.
Xunga mǝn taƣamning oƣli Ⱨanamǝǝldin Anatottiki bu etizni setiwaldim; pulni, yǝni on yǝttǝ xǝkǝl kümüxni girgǝ selip ɵlqidim.
10 Мән тохтам хетигә имза қоюп, үстигә мөһүрни бесип печәтлидим; буниңға гувачиларни гува бәргүздум, күмүчни таразиға салдим;
Mǝn tohtam hetigǝ imza ⱪoyup, üstigǝ mɵⱨürni besip peqǝtlidim; buningƣa guwaⱨqilarni guwaⱨ bǝrgüzdum, kümüxni taraziƣa saldim;
11 тохтам хетини қолумға алдим, — бирисидә сода түзүми вә шәртлири хатирилинип печәтләнгән, йәнә бириси печәтләнмигән еди —
tohtam hetini ⱪolumƣa aldim, — birsidǝ soda tüzümi wǝ xǝrtliri hatirilinip peqǝtlǝngǝn, yǝnǝ birsi peqǝtlǝnmigǝnidi —
12 вә мән тағамниң оғли Һанамәәлниң көз алдида, бу сода хетигә имза қойған гувачилар вә қаравулларниң һойлисида олтарған Йәһудийларниң һәммиси алдида хәтләрни Маасеяһниң нәвриси, Нерияниң оғли болған Баруққа тапшурдум.
wǝ mǝn taƣamning oƣli Ⱨanamǝǝlning kɵz aldida, bu soda hetigǝ imza ⱪoyƣan guwaⱨqilar wǝ ⱪarawullarning ⱨoylisida olturƣan Yǝⱨudiylarning ⱨǝmmisi aldida hǝtlǝrni Maaseyaⱨning nǝwrisi, Neriyaning oƣli bolƣan Baruⱪⱪa tapxurdum.
13 Уларниң алдида мән Баруққа мундақ тапилап дедим: —
Ularning aldida mǝn Baruⱪⱪa mundaⱪ tapilap dedim: —
14 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу хәтләрни, йәни печәтләнгән вә печәтләнмигән бу тохтам хәтлирини елип, булар узун вақитқичә сақлансун дәп сапал идиш ичигә салғин;
Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Bu hǝtlǝrni, yǝni peqǝtlǝngǝn wǝ peqǝtlǝnmigǝn bu tohtam hǝtlirini elip, bular uzun waⱪitⱪiqǝ saⱪlansun dǝp sapal idix iqigǝ salƣin;
15 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Кәлгүсидә бу зиминда һәм өйләр, һәм етизлар, һәм үзүмзарлар қайтидин сетивелиниду.
Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi mundaⱪ dǝydu: — Kǝlgüsidǝ bu zeminda ⱨǝm ɵylǝr, ⱨǝm etizlar, ⱨǝm üzümzarlar ⱪaytidin setiwelinidu.
16 Мән тохтам хетини Нерияниң оғли болған Баруққа тапшурғандин кейин, Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ дедим: —
Mǝn tohtam hetini Neriyaning oƣli bolƣan Baruⱪⱪa tapxurƣandin keyin, Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪilip mundaⱪ dedim: —
17 «Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Мана, Сән асман-зиминни Өзүңниң зор қудритиң вә созулған билигиң билән ясиғансән; Саңа һеч қандақ иш тәс әмәстур;
«Aⱨ, Rǝb Pǝrwǝrdigar! Mana, Sǝn asman-zeminni Ɵzüngning zor ⱪudriting wǝ sozulƣan biliking bilǝn yasiƣansǝn; Sanga ⱨeqⱪandaⱪ ix tǝs ǝmǝstur;
18 Сән миңлиған кишиләргә рәһим-шәпқәт көрситисән һәмдә атиларниң қәбиһлигиниң җазасиниму кейин балилириниң қойниға қайтурисән; аһ Сән улуқ, Қудрәт Егиси Тәңридурсән — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Сениң намиңдур;
Sǝn mingliƣan kixilǝrgǝ rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsitisǝn ⱨǝmdǝ atilarning ⱪǝbiⱨlikining jazasinimu keyin balilirining ⱪoyniƣa ⱪayturisǝn; aⱨ Sǝn uluƣ, Ⱪudrǝt Igisi Tǝngridursǝn — Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Sening namingdur;
19 ой-нишанлириңда улуқ, қилған ишлириңда қудрәтликсән; көзлириң билән инсан балилириниң өз йоллири вә қилғанлириниң мевиси бойичә һәр биригә [инам яки җаза] қайтуруш үчүн, уларниң барлиқ йоллирини көзлигүчидурсән;
oy-nixanliringda uluƣ, ⱪilƣan ixliringda ⱪudrǝtliksǝn; kɵzliring bilǝn insan balilirining ɵz yolliri wǝ ⱪilƣanlirining mewisi boyiqǝ ⱨǝrbirigǝ [inam yaki jaza] ⱪayturux üqün, ularning barliⱪ yollirini kɵzligüqidursǝn;
20 — Сән бүгүнки күнгичә Мисир зиминида, Исраил ичидә һәм барлиқ инсанлар арисида мөҗизилик аламәтләрни һәм карамәтләрни аян қилип кәлгәнсән; шуңлашқа бүгүнгичә Сениң намиң еғиздин-еғизға тарқилип кәлмәктә.
— Sǝn bügünki küngiqǝ Misir zeminida, Israil iqidǝ ⱨǝm barliⱪ insanlar arisida mɵjizilik alamǝtlǝrni ⱨǝm karamǝtlǝrni ayan ⱪilip kǝlgǝnsǝn; xunglaxⱪa bügüngiqǝ Sening naming eƣizdin-eƣizƣa tarⱪilip kǝlmǝktǝ.
21 Сән мөҗизилик аламәтләр, карамәтләр қудрәтлик қолуң, созулған билигиң вә дәһшәтлик вәһшәт арқилиқ Өз хәлқиң Исраилни Мисир зиминидин чиқарғансән;
Sǝn mɵjizilik alamǝtlǝr, karamǝtlǝr ⱪudrǝtlik ⱪolung, sozulƣan biliking wǝ dǝⱨxǝtlik wǝⱨxǝt arⱪiliⱪ Ɵz hǝlⱪing Israilni Misir zeminidin qiⱪarƣansǝn;
22 Сән уларға ата-бовилириға тәқдим қилимән дәп қәсәм қилған, сүт һәм бал еқип туридиған бу зиминни тәқдим қилғансән.
Sǝn ularƣa ata-bowiliriƣa tǝⱪdim ⱪilimǝn dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan, süt ⱨǝm bal eⱪip turidiƣan bu zeminni tǝⱪdim ⱪilƣansǝn.
23 Улар дәрвәқә зиминға кирип униңға егә болған; лекин улар Сениң авазиңға қулақ салмиған, Тәврат-қанунуңда маңмиған; уларға әмир қилғанларниң һеч қайсисиға әмәл қилмиған; шуңа Сән бу күлпәтләрниң һәммисини уларниң бешиға чүшүргәнсән.
Ular dǝrwǝⱪǝ zeminƣa kirip uningƣa igǝ bolƣan; lekin ular Sening awazingƣa ⱪulaⱪ salmiƣan, Tǝwrat-ⱪanunungda mangmiƣan; ularƣa ǝmr ⱪilƣanlarning ⱨeqⱪaysisiƣa ǝmǝl ⱪilmiƣan; xunga Sǝn bu külpǝtlǝrning ⱨǝmmisini ularning bexiƣa qüxürgǝnsǝn.
24 Мана, шәһәрни бесип кириш үчүн сепилға селип чиқирилған дөңлүк-потәйләргә қариғайсән! Қилич, қәһәтчилик вә ваба түпәйлидин шәһәр һуҗум қиливатқан калдийләрниң қолиға тапшурулмай қалмайду; Сән алдин-ала ейтқиниң һазир әмәлгә ашурулди; мана, Өзүң көрисән.
Mana, xǝⱨǝrni besip kirix üqün sepilƣa selip qiⱪirilƣan dɵnglük-potǝylǝrgǝ ⱪariƣaysǝn! Ⱪiliq, ⱪǝⱨǝtqilik wǝ waba tüpǝylidin xǝⱨǝr ⱨujum ⱪiliwatⱪan kaldiylǝrning ⱪoliƣa tapxurulmay ⱪalmaydu; Sǝn aldin’ala eytⱪining ⱨazir ǝmǝlgǝ axuruldi; mana, Ɵzüng kɵrisǝn.
25 Лекин Сән, и Рәб Пәрвәрдигар, гәрчә шәһәр калдийләрниң қолиға тапшурулидиған болсиму, маңа: «Өзүң үчүн етизни күмүчкә сетивал вә буни гувачиларға көргүзгин!?» — дедиң».
Lekin Sǝn, i Rǝb Pǝrwǝrdigar, gǝrqǝ xǝⱨǝr kaldiylǝrning ⱪoliƣa tapxurulidiƣan bolsimu, manga: «Ɵzüng üqün etizni kümüxkǝ setiwal wǝ buni guwaⱨqilarƣa kɵrgüzgin!?» — deding».
26 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
Andin Pǝrwǝrdigarning sɵzi Yǝrǝmiyaƣa kelip mundaⱪ deyildi: —
27 Мана, Мән Пәрвәрдигар, барлиқ әт егилириниң Худасидурмән; Маңа тәс чүшидиған бирәр иш бармиду?
Mana, Mǝn Pǝrwǝrdigar, barliⱪ ǝt igilirining Hudasidurmǝn; Manga tǝs qüxidiƣan birǝr ix barmidu?
28 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәрни калдийләрниң қолиға вә Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән; улар уни егиливалиду.
Xunga Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, Mǝn bu xǝⱨǝrni kaldiylǝrning ⱪoliƣa wǝ Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning ⱪoliƣa tapxurimǝn; ular uni igiliwalidu.
29 Бу шәһәргә һуҗум қиливатқан калдийләр униңға бесип кирип от қоюп уни көйдүриветиду; улар шәһәрдикиләрниң өйлириниму көйдүриветиду; улар бу өйләрниң өгүзлири үстидә Мени ғәзәпләндүрүп Баалға исриқ яққан, ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни қуйған.
Bu xǝⱨǝrgǝ ⱨujum ⱪiliwatⱪan kaldiylǝr uningƣa besip kirip ot ⱪoyup uni kɵydüriwetidu; ular xǝⱨǝrdikilǝrning ɵylirinimu kɵydüriwetidu; ular bu ɵylǝrning ɵgziliri üstidǝ Meni ƣǝzǝplǝndürüp Baalƣa isriⱪ yaⱪⱪan, yat ilaⱨlarƣa «xarab ⱨǝdiyǝ»lǝrni ⱪuyƣan.
30 Чүнки Исраиллар вә Йәһудалар яшлиғидин тартип көз алдимда пәқәт рәзилликла қилип кәлмәктә; Исраиллар пәқәтла өз қоллири ясиғанлар билән ғәзивимни қозғиғандин башқа иш қилмиған, — дәйду Пәрвәрдигар.
Qünki Israillar wǝ Yǝⱨudalar yaxliⱪidin tartip kɵz aldimda pǝⱪǝt rǝzillikla ⱪilip kǝlmǝktǝ; Israillar pǝⱪǝtla ɵz ⱪolliri yasiƣanlar bilǝn ƣǝzipimni ⱪozƣiƣandin baxⱪa ix ⱪilmiƣan, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
31 Чүнки бу шәһәр қурулған күнидин тартип бүгүнки күнгичә Мениң ғәзивим вә қәһримни шундақ қозғиғучи болуп кәлдики, Мән уни Өз йүзүм алдидин йоқатмисам болмайду.
Qünki bu xǝⱨǝr ⱪurulƣan künidin tartip bügünki küngiqǝ Mening ƣǝzipim wǝ ⱪǝⱨrimni xundaⱪ ⱪozƣiƣuqi bolup kǝldiki, Mǝn uni Ɵz yüzüm aldidin yoⱪatmisam bolmaydu.
32 Исраиллар вә Йәһудалар — улар вә уларниң падишалири, әмирлири каһинлири, пәйғәмбәрлири, Йәһуда адәмлири вә Йерусалимда туруватқанларниң мени ғәзәпләндүргән барлиқ рәзиллиги түпәйлидин [шәһәрни йоқитимән].
Israillar wǝ Yǝⱨudalar — ular wǝ ularning padixaⱨliri, ǝmirliri kaⱨinliri, pǝyƣǝmbǝrliri, Yǝⱨuda adǝmliri wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarning meni ƣǝzǝplǝndürgǝn barliⱪ rǝzilliki tüpǝylidin [xǝⱨǝrni yoⱪitimǝn].
33 Улар Маңа йүзини қаратқан әмәс, бәлки Маңа арқисини қилип тәтүр қариған; гәрчә Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларға үгәткән болсамму, улар аңлимай тәлим-тәрбийини қобул қилишни рәт қилған.
Ular Manga yüzini ⱪaratⱪan ǝmǝs, bǝlki Manga arⱪisini ⱪilip tǝtür ⱪariƣan; gǝrqǝ Mǝn tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup ularƣa ɵgǝtkǝn bolsammu, ular anglimay tǝlim-tǝrbiyini ⱪobul ⱪilixni rǝt ⱪilƣan.
34 Улар Өз намим билән аталған өйдә жиркиничлик бутлирини селип уни булғиған;
Ular Ɵz namim bilǝn atalƣan ɵydǝ yirginqlik butlirini selip uni bulƣiƣan;
35 улар өз оғул-қизлирини оттин өткүзүп «Моләк»кә атап қурбанлиқ қилиш үчүн «Һинномниң оғлиниң җилғиси»дики, Баалға беғишланған «жуқури җайлар»ни қуруп чиққан; Мән уларниң бундақ иш қилишини зади буйруп бақмиғанмән; уларниң Йәһудани гунаға патқузуп, мошундақ ләнәтлик иш қилсун дегән ой-нийәттә һеч қачан болуп бақмиғанмән.
ular ɵz oƣul-ⱪizlirini ottin ɵtküzüp «Molǝk»kǝ atap ⱪurbanliⱪ ⱪilix üqün «Ⱨinnomning oƣlining jilƣisi»diki, Baalƣa beƣixlanƣan «yuⱪiri jaylar»ni ⱪurup qiⱪⱪan; Mǝn ularning bundaⱪ ix ⱪilixini zadi buyrup baⱪmiƣanmǝn; ularning Yǝⱨudani gunaⱨⱪa patⱪuzup, muxundaⱪ lǝnǝtlik ix ⱪilsun degǝn oy-niyǝttǝ ⱨeqⱪaqan bolup baⱪmiƣanmǝn.
36 Силәр мошу шәһәр тоғрилиқ: «Дәрһәқиқәт, у қилич, қәһәтчилик вә ваба арқилиқ Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду!» — дәватисиләр; лекин Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мошу шәһәр тоғрилиқ һазир мундақ дәйду: —
Silǝr muxu xǝⱨǝr toƣruluⱪ: «Dǝrⱨǝⱪiⱪǝt, u ⱪiliq, ⱪǝⱨǝtqilik wǝ waba arⱪiliⱪ Babil padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurulidu!» — dǝwatisilǝr; lekin Pǝrwǝrdigar — Israilning Hudasi muxu xǝⱨǝr toƣruluⱪ ⱨazir mundaⱪ dǝydu: —
37 Мана Мән, Мән уларни ғәзивим, қәһрим вә зор аччиғим билән һайдивәткән барлиқ падишалиқлардин жиғимән; Мән уларни қайтидин мошу йәргә епкелимән, уларни аман-течлиқта турғузимән.
Mana Mǝn, Mǝn ularni ƣǝzipim, ⱪǝⱨrim wǝ zor aqqiⱪim bilǝn ⱨǝydiwǝtkǝn barliⱪ padixaⱨliⱪlardin yiƣimǝn; Mǝn ularni ⱪaytidin muxu yǝrgǝ epkelimǝn, ularni aman-tinqliⱪta turƣuzimǝn.
38 Улар Мениң хәлқим болиду, Мән уларниң Худаси болимән.
Ular Mening hǝlⱪim bolidu, Mǝn ularning Hudasi bolimǝn.
39 Мән улар вә улардин кейин болған балилирини барлиқ күнлиридә Мәндин әйминип яхшилиқ көрсун дәп, уларға бир қәлб, бир йолни ата қилимән.
Mǝn ular wǝ ulardin keyin bolƣan balilirini barliⱪ künliridǝ Mǝndin ǝyminip yahxiliⱪ kɵrsun dǝp, ularƣa bir ⱪǝlb, bir yolni ata ⱪilimǝn.
40 Мән уларға илтипат қилиштин қолумни иккинчи үзмәслигим үчүн улар билән мәңгүлүк бир әһдә түзимән; уларниң қайтидин йенимдин чәтлимәслиги үчүн Мән қәлбигә қорқунучумни салимән.
Mǝn ularƣa iltipat ⱪilixtin ⱪolumni ikkinqi üzmǝslikim üqün ular bilǝn mǝnggülük bir ǝⱨdǝ tüzimǝn; ularning ⱪaytidin yenimdin qǝtlimǝsliki üqün Mǝn ⱪǝlbigǝ ⱪorⱪunqumni salimǝn.
41 Мән уларға яхшилиқ ата қилиштин һозур елип шатлинимән вә пүтүн қәлбим, пүтүн җеним билән уларни мошу зиминға тикип турғузимән!
Mǝn ularƣa yahxiliⱪ ata ⱪilixtin ⱨuzur elip xadlinimǝn wǝ pütün ⱪǝlbim, pütün jenim bilǝn ularni muxu zeminƣa tikip turƣuzimǝn!
42 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән худди бу хәлиқниң бешиға бу дәһшәтлик күлпәтниң һәммисини чүшүргинимдәк, Мән улар тоғрилиқ вәдә қилған барлиқ бәхит-бәрикәтләрни уларниң үстигә чүшүримән;
Qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn huddi bu hǝlⱪning bexiƣa bu dǝⱨxǝtlik külpǝtning ⱨǝmmisini qüxürginimdǝk, Mǝn ular toƣruluⱪ wǝdǝ ⱪilƣan barliⱪ bǝht-bǝrikǝtlǝrni ularning üstigǝ qüxürimǝn;
43 Силәр мошу зимин тоғрилиқ: «У вәйранә, адәмзатсиз вә һайванатсиздур; калдийләрниң қолиға тапшурулған!» дәйсиләр. Лекин кәлгүсидә униңда етизлар қайтидин сетивелиниду!
Silǝr muxu zemin toƣruluⱪ: «U wǝyranǝ, adǝmzatsiz wǝ ⱨaywanatsizdur; kaldiylǝrning ⱪoliƣa tapxurulƣan!» dǝysilǝr. Lekin kǝlgüsidǝ uningda etizlar ⱪaytidin setiwelinidu!
44 Биняминниң жутида, Йерусалимниң әтрапидики йезилирида, Йәһуданиң шәһәрлиридә, [җәнуптики] тағлиқ шәһәрлиридә, ғәриптики «Шәфәлаһ» егизлигидики шәһәрләрдә, [Йәһуданиң] җәнубий баяванлиридики шәһәрләрдиму кишиләр қайтидин күмүчкә етизларни сетивалиду, тохтам хәтлиригә имза қойиду, мөһүрләп, гувачиларни гуваға һазир қилиду; чүнки Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән — дәйду Пәрвәрдигар.
Binyaminning yurtida, Yerusalemning ǝtrapidiki yezilirida, Yǝⱨudaning xǝⱨǝrliridǝ, [jǝnubtiki] taƣliⱪ xǝⱨǝrliridǝ, ƣǝrbtiki «Xǝfǝlaⱨ» egizlikidiki xǝⱨǝrlǝrdǝ, [Yǝⱨudaning] jǝnubiy bayawanliridiki xǝⱨǝrlǝrdimu kixilǝr ⱪaytidin kümüxkǝ etizlarni setiwalidu, tohtam hǝtlirigǝ imza ⱪoyidu, mɵⱨürlǝp, guwaⱨqilarni guwaⱨⱪa ⱨazir ⱪilidu; qünki Mǝn ularni sürgünlüktin ⱪayturup ǝsligǝ kǝltürimǝn — dǝydu Pǝrwǝrdigar.