< Йәрәмия 31 >
1 Шу вақитта, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраилниң җәмәтлириниң Худаси болимән, улар Мениң хәлқим болиду.
2 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Қиличтин аман қалған хәлиқ, йәни Исраил, чөл-баяванда илтипатқа егә болған; Мән келип уларни арам тапқузимән.
3 Пәрвәрдигар жирақ жутта бизгә көрүнүп: «Мән сени мәңгү бир муһәббәт билән сөйүп кәлдим; шуңа Мән өзгәрмәс меһриванлиқ билән сени Өзүмгә тартип кәлгәнмән.
4 Мән сени қайтидин қуримән, шуниң билән сән қурулисән, и Исраил қизи! Сән қайтидин даплириңни елип шат-хурам қилғанларниң уссуллириға чиқисән.
5 Сән қайтидин Самарийәниң тағлири үстигә үзүмзарлар тикисән; уларни тиккүчиләр өзлири тикип, мевисини өзлири йәйду.
6 Чүнки Әфраимниң егизлигидә турған күзәтчиләр: «Туруңлар, Пәрвәрдигар Худайимизға ибадәт қилишқа Зионға чиқайли!» — дәп нида көтиридиған күни келиду.
7 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Яқуп үчүн шат-хурамлиқ билән нахша ейтиңлар, Әлләрниң беши болғучи үчүн айһай көтириңлар; Җакалаңлар, мәдһийә оқуп: «И Пәрвәрдигар, Сениң хәлқиңни, Йәни Исраилниң қалдисини қутқузғайсән!» — дәңлар!
8 Мана, Мән уларни шималий жутлардин епкелимән, Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин жиғимән; Улар арисида әмалар вә токурлар болиду; Һамилдар вә туғай дегәнләр биллә болиду; Улар улуқ бир җамаәт болуп қайтип келиду.
9 Улар жиға-зерәлар көтирип келиду, Улар дуа-тилавәт қилғанда уларни йетәкләймән; Мән уларни ериқ-өстәңләр бойида, һеч путлашмайдиған түз йол билән йетәкләймән; Чүнки Мән Исраилға ата болимән, Әфраим болса Мениң тунҗа оғлумдур.
10 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и әлләр, Деңиз бойидики жирақ жутларға: — «Исраилни тарқатқучи уни қайтидин жиғиду, Пада баққучи падисини баққандәк У уларни бақиду;
11 Чүнки Пәрвәрдигар Яқупни бәдәл төләп қутулдурған, Униңға Һәмҗәмәт болуп өзидин зор күчлүк болғучиниң чаңгилидин қутқузған!» — дәп җакалаңлар.
12 Улар келип Зиондики егизликләрдә шат-хурамлиқта товлайду, Пәрвәрдигарниң илтипатидин, йәни йеңи шараптин, зәйтун мейидин, мал-варанниң қозилиридин бәрқ уриду; Уларниң җени худди мол суғирилған бағдәк болиду, Улар иккинчи һеч солашмайду.
13 Шу чағда қизлар уссулда шатлиниду, Жигитләр вә мойсипитларму тәң шундақ болиду; Чүнки Мән уларниң аһ-зарлирини шат-хурамлиққа айландуримән; Мән уларға тәсәлли берип, дәрд-әлиминиң орниға уларни шатлиққа чөмдүримән.
14 Мән каһинларни молчилиқ билән тойғузимән, Хәлқим илтипатимға қанаәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
15 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Рамаһ шәһиридә бир сада, Аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлиниду, — Бу Раһиләниң өз балилири үчүн көтәргән аһ-зарлири; Чүнки у балилири болмиғачқа, тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду.
16 Пәрвәрдигар [униңға] мундақ дәйду: — Жиға-зерәиңни тохтат, көзлириңни яшлардин тарт; чүнки муну тартқан җапайиңдин мевә болиду, — дәйду Пәрвәрдигар; — улар дүшмәнниң зиминидин қайтиду;
17 бәрһәқ, келәчикиң үмүтлик болиду, — дәйду Пәрвәрдигар; — вә сениң балилириң йәнә өз чегарисидин кирип келиду.
18 Мән дәрвәқә Әфраимниң өзи тоғрилиқ өкүнүп: «Сән бизгә шаш топаққа тәрбийә бәргәндәк савақ-тәрбийә бәрдиң; Әнди бизни товва қилдурғайсән, Биз шуниң билән товва қилип қайтип келимиз, Чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән;
19 Чүнки биз товва қилдурулушимиз билән һәқиқәтән товва қилдуқ; Биз өзимизни тонуп йәткәндин кейин, йотимизни урдуқ; Биз яшлиғимиздики [қилмишниң] шәрм-һаяси түпәйлидин номус қилип, хиҗаләттә қалдуқ!» — дегәнлигини аңлидим.
20 — Әфраим Маңа нисбәтән җан-җигәр балам әмәсму? Чүнки Мән уни әйиплигән тәғдирдиму, уни һәрдайим көңлүмдә сеғинимән; Шуңа ич-бағрим униңға ағриватиду; Мән униңға рәһим қилмисам болмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 — Шуңа өзүңгә йол бәлгүлирини бекитип қойғин; Сән сүргүнгә маңған йолға, шу көтирилгән йолға көңүл қоюп диққәт қилғин; Һазир шу йол билән қайтип кәл, и җан-җигирим Исраил қизи, Мошу шәһәрлириңгә қарап қайтип кәл!
22 Сән қачанғичә тенәп жүрисән, и йолдин чиққучи қизим? Чүнки Пәрвәрдигар йәр йүзидә йеңи иш яритиду: — Аял киши батурниң әтрапида йепишип хәвәр алиду!
23 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән уларни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүргинимдә Йәһуданиң зиминида вә шәһәрлиридә хәқләр йәнә [Йерусалим тоғрилиқ]: «Пәрвәрдигар сени бәхитлиқ қилғай, и һәққанийлиқ турған җай, пак-муқәддәсликниң теғи!» дәйдиған болиду.
24 Шу йәрдә Йәһуда — шәһәрлиридикиләр, деханлар вә пада баққучи көчмән чарвичилар һәммиси биллә туриду.
25 Чүнки Мән һерип кәткән җан егилириниң һаҗитидин чиқимән, һәр бир һалидин кәткән җан егилирини йеңиландуримән.
26 — Мән [Йәрәмия] буни аңлап ойғандим, әтрапқа қаридим, наһайити татлиқ ухлаптимән.
27 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәтидә вә Йәһуда җәмәтидә инсан нәслини вә һайванларниң нәслини терип өстүримән.
28 Шундақ болидуки, Мән уларни жулуш, сөкүш, һалак қилиш, ағдуруш үчүн, уларға нәзиримни салғандәк, Мән уларни қуруш вә тикип өстүрүш үчүнму уларға нәзиримни салимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
29 Шу күнләрдә улар йәнә: «Атилар аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегән, шуңа балиларниң чиши қериқ сезилиду» дегән мошу мақални һеч ишләтмәйду.
30 Чүнки һәр бирси өз гунайи үчүн өлиду; аччиқ-чүчүк үзүмләрни йегәнләрниң болса, өзиниң чиши қериқ сезилиду.
31 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти билән йеңи әһдә түзимән;
32 бу әһдә уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдигә охшимайду; шу әһдини Мән ата-бовилирини қолидин тутуп Мисирдин қутқузуп йетәклигинимдә улар билән түзгән едим; гәрчә Мән уларниң йолдиши болған болсамму, Мениң улар билән түзүшкән әһдәмни бузған, — дәйду Пәрвәрдигар.
33 Чүнки шу күнләрдин кейин, Мениң Исраил җәмәти билән түзидиған әһдәм мана шуки: — Мән Өз Тәврат-қанунлиримни уларниң ичигә салимән, Һәмдә уларниң қәлбигиму язимән. Мән уларниң Илаһи болимән, Уларму Мениң хәлқим болиду.
34 Шундин башлап һеч ким өз йеқиниға яки өз қериндишиға: — «Пәрвәрдигарни тонуғин» дәп үгитип жүрмәйду; чүнки уларниң әң кичигидин чоңиғичә һәммиси Мени тонуп болған болиду; чүнки Мән уларниң қәбиһлигини кәчүримән һәмдә уларниң гунайини һәргиз есигә кәлтүрмәймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
35 Қуяшни күндүздә нур болсун дәп бәргән, ай-юлтузларни кечидә нур болсун дәп бәлгүлигән, долқунлирини шарқиритип деңизни қозғайдиған Пәрвәрдигар мундақ дәйду (самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур): —
36 — Мошу бәлгүлигәнлирим Мениң алдимдин йоқап кәтсә, — дәйду Пәрвәрдигар, — әнди Исраилниң әвлатлириму Мениң алдимдин бир әл болуштин мәңгүгә қелиши мүмкин.
37 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Жуқирида асманлар мөлчәрләнсә, төвәндә йәр һуллири тәкшүрүлүп билинсә, әнди Мән Исраилниң барлиқ әвлатлириниң қилған һәммә қилмишлири түпәйлидин улардин ваз кечип ташлиғучи болимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
38 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — шәһәр мәхсус Маңа атилип «Һананийәлниң мунари»дин «Доқмуш дәрвазаси»ғичә қайтидин қурулиду;
39 әлчәм таниси қайтидин өлчәш үчүн шу йәрдин «Гарәб дөңи»гичә, андин Гоатқа бурулуп созулиду;
40 җәсәтләр вә [қурбанлиқ] күллири ташлинидиған пүткүл җилға, шундақла Кидрон дәриясиғичә һәм шәриқкә қарайдиған «Ат дәрвазиси»ниң доқмушиғичә ятқан етизларниң һәммиси Пәрвәрдигарға пак-муқәддәс дәп һесаплиниду; шәһәр қайтидин һеч жулуп ташланмайду, һәргиз қайтидин ағдуруп ташланмайду.