< Йәрәмия 30 >
1 Пәрвәрдигардин Йәрәмияға кәлгән сөз: —
2 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән саңа һазир дәйдиған мошу барлиқ сөзлиримни язмиға язғин;
3 Чүнки мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәлқим Исраил һәм Йәһудани сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминға қайтуримән, улар униңға егә болиду.
4 Пәрвәрдигарниң Исраил тоғрилиқ вә Йәһуда тоғрилиқ дегән сөзлири төвәндикидәк: —
5 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Аңлитилиду алақзадилик һәм қорқунучлуқниң авази, Болсун нәдә аман-течлиқ!
6 Сораңлар, шуни көрүп беқиңларки, әр бала туғамду? Мән немишкә әнди толғаққа чүшкән аялдәк һәр бир әр кишиниң чатириқини қоли билән тутқанлиғини көримән? Немишкә йүзлири татирип кәткәнду?
7 Айһай, шу күни дәһшәтликтур! Униңға һеч қандақ күн охшимайду; у Яқупниң азап-оқубәт күнидур; лекин у униңдин қутқузулиду.
8 Шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән униң боюнтуруғини бойнуңдин елип сундуруветимән, асарәтлириңни бузуп ташлаймән, ят адәмләр уни иккинчи қуллуққа чүшүрмәйду.
9 Шуниң орнида улар Пәрвәрдигар Худасиниң һәмдә Мән улар үчүн қайтидин тикләйдиған Давут падишасиниң қуллуғида болиду.
10 Әнди сән, и қулум Яқуп, қорқма, — дәйду Пәрвәрдигар; — алақзадә болма, и Исраил; чүнки мана, Мән сени жирақ йәрләрдин, сениң нәслиңни сүргүн болған зиминдин қутқузимән; Яқуп қайтип келиду, арам тепип азатә туриду вә һеч ким уни қорқутмайду.
11 Чүнки Мән сени қутқузуш үчүн сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән сени тарқитивәткән әлләрниң һәммисини түгәштүрсәмму, лекин сени пүтүнләй түгәштүрмәймән; пәқәт үстүңдин һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ беримән; сени җазалимай қоюп қоймаймән.
12 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Сениң зедәң давалиғусиз, сениң яраң болса интайин еғирдур.
13 Сениң дәвайиңни сорайдиған һеч ким йоқ, яраңни таңғучи йоқтур, саңа шипалиқ дорилар йоқтур;
14 сениң барлиқ ашнилириң сени унтуған; улар сениң һалиңни һеч соримайду. Чүнки Мән сени дүшмәндәк зәрб билән урғанмән, рәһимсиз бир залимдәк саңа савақ болсун дәп урғанмән; чүнки сениң қәбиһлигиң һәдди-һесапсиз, гуналириң һәддидин зиядә болған.
15 Немишкә зедәң түпәйлидин, дәрд-әлимиң давалиғусиз болғанлиғи түпәйлидин пәряд көтирисән? Қәбиһлигиңниң һәдди-һесапсиз болғанлиғидин, гуналириң һәддидин зиядә болғанлиғидин, Мән шуларни саңа қилғанмән.
16 Лекин сени жутувалғанларниң һәммиси жутувелиниду; сениң барлиқ күшәндилириң болса сүргүн болиду; сени булиғанларниң һәммиси булаң-талаң қилиниду; сени ов қилғанларниң һәммисини овлинидиған қилимән.
17 Чүнки Мән саңа теңиқ теңип қойимән вә ярилириңни сақайтимән — дәйду Пәрвәрдигар; — чүнки улар сени: «Ғериб-бечарә, һеч ким һалини соримайдиған Зион дәл мошудур» дәп һақарәтлигән.
18 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Яқупниң чедирлирини сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, Униң туралғулири үстигә рәһим қилимән; Шәһәр харабилири һул қилинип қайтидин қурулиду, Орда-қәлъә өз җайида йәнә адәмзатлиқ болиду.
19 Шу җайлардин тәшәккүр күйлири вә шат-хурамлиқ садалири аңлиниду; Мән уларни көпәйтимәнки, улар әнди азаймайду; Мән уларниң һөрмитини ашуримән, улар һеч пәс болмайду.
20 Уларниң балилири қедимдикидәк болиду; уларниң җамаити алдимда мәзмут турғузулиду; Уларни хорлиғанларниң һәммисини җазалаймән.
21 Уларниң беши өзлиридин болиду, Уларниң һөкүм сүргүчиси өзлири оттурисидин чиқиду; Мән уни өз йенимға кәлтүримән, шуниң билән у Маңа йеқин келиду; Чүнки йенимға кәлгүчи [җенини] тәвәккүл қилғучи әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
22 — Шуниң билән силәр Мениң хәлқим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән.
23 Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; Бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; У пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду.
24 Көңлидики нийәтлирини ада қилип толуқ әмәл қилғичә, Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви янмайду; Ахирқи күнләрдә силәр буни чүшинип йетисиләр.