< Йәрәмия 3 >

1 Шундақ дейилидуки, бириси аялини қоювәтсә, аял униңдин аҗрашса вә кейин у башқа әргә ятлиқ болған болса, биринчи ери униң билән қайта яришивалса боламду? Бундақ иш бу зиминни мутләқ булғимамду? Лекин сән шунчә көп ашнилириң билән бузуқлуқ қилип туруп йәнә йенимға қайтай дәватамсән техи?
Shundaq déyiliduki, birsi ayalini qoyuwetse, ayal uningdin ajrashsa we kéyin u bashqa erge yatliq bolghan bolsa, birinchi éri uning bilen qayta yarishiwalsa bolamdu? Bundaq ish bu zéminni mutleq bulghimamdu? Lékin sen shunche köp ashniliring bilen buzuqluq qilip turup yene yénimgha qaytay dewatamsen téxi?
2 Бешиңни көтирип жуқуриға қарап бақ; — Сән зади нәдә ят илаһлар билән бузуқлуқ өткүзмигәнсән?! — Сән чөл-баяванда күтүп олтарған әрәбдәк уларни йоллар бойи күтүп олтарғансән; зиминни бузуқлуқлириң вә рәзиллигиң билән булғиғансән.
Béshingni kötürüp yuqirigha qarap baq; — Sen zadi nede yat ilahlar bilen buzuqluq ötküzmigensen?! — Sen chöl-bayawanda kütüp olturghan erebdek ularni yollar boyi kütüp olturghansen; zéminni buzuqluqliring we rezilliking bilen bulghighansen.
3 Шуниң үчүн қаттиқ ямғурлар тутуп қелинип саңа берилмиди һәмдә «кейинки ямғурлар» яғмиди. Лекин сәндә техи паһишә аялниң қелин йүзи бар, иза тартишни һеч билгүң йоқтур.
Shuning üchün qattiq yamghurlar tutup qélinip sanga bérilmidi hemde «kéyinki yamghurlar» yaghmidi. Lékin sende téxi pahishe ayalning qélin yüzi bar, iza tartishni héch bilgüng yoqtur.
4 Һәтта сән баятин Маңа: «И Атам, яшлиғимдин башлап маңа йетәкчи һәмраһ болуп кәлдиң!» — дәйсән, вә: —
Hetta sen bayatin Manga: «I Atam, yashliqimdin bashlap manga yétekchi hemrah bolup kelding!» — deysen, we: —
5 «У һәрдайим ғәзивини сақламду? У ғәзивини ахирғичә тутамду?» — дәйсән. Мана, сән шундақ дегиниң билән, лекин сән қолуңдин келишичә рәзиллик қилғансән.
«U herdaim ghezipini saqlamdu? U ghezipini axirghiche tutamdu?» — deysen. Mana, sen shundaq dégining bilen, lékin sen qolungdin kélishiche rezillik qilghansen.
6 Йосия падишаниң күнлиридә Пәрвәрдигар маңа: «Вапасиз Исраилниң немә қилғанлиғини көрдүңму? У барлиқ егиз таққа чиқип һәм барлиқ йешил дәрәқ астиға кирип шу йәрләрдә паһишидәк бузуқлуқ қилған» — деди.
Yosiya padishahning künliride Perwerdigar manga: «Wapasiz Israilning néme qilghanliqini kördüngmu? U barliq égiz taghqa chiqip hem barliq yéshil derex astigha kirip shu yerlerde pahishidek buzuqluq qilghan» — dédi.
7 — «Мән: У буларниң һәммисини қилғандин кейин, чоқум йенимға қайтип келиду, — дедим; лекин у қайтип кәлмиди. Униң асий сиңлиси, йәни Йәһуда буни көрди;
— «Men: U bularning hemmisini qilghandin kéyin, choqum yénimgha qaytip kélidu, — dédim; lékin u qaytip kelmidi. Uning asiy singlisi, yeni Yehuda buni kördi;
8 лекин вапасиз Исраилниң барлиқ зина қилғанлири түпәйлидин униңға талақ хетини берип уни қоювәткинимни көрүп, асий сиңлиси Йәһуда қорқмиди, бәлки өзиму берип паһишилик қилди.
lékin wapasiz Israilning barliq zina qilghanliri tüpeylidin uninggha talaq xétini bérip uni qoyuwetkinimni körüp, asiy singlisi Yehuda qorqmidi, belki özimu bérip pahishilik qildi.
9 Шундақ болдики, өз бузуқчилиғини шунчә кичик иш дәп қариғачқа, у һәтта яғач вә таш билән зина қилип зиминни булғивәтти.
Shundaq boldiki, öz buzuqchiliqini shunche kichik ish dep qarighachqa, u hetta yaghach we tash bilen zina qilip zéminni bulghiwetti.
10 Буларниң һәммисигә қаримай Исраилниң асий сиңлиси Йәһуда техи пүтүн көңли билән әмәс, пәқәт сахтилиқ билән йенимға қайтип кәлгәндәк болувалди, — дәйду Пәрвәрдигар.
Bularning hemmisige qarimay Israilning asiy singlisi Yehuda téxi pütün köngli bilen emes, peqet saxtiliq bilen yénimgha qaytip kelgendek boluwaldi, — deydu Perwerdigar.
11 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Вапасиз Исраил өзини асий Йәһудадин һәққаний көрсәтти.
Perwerdigar manga mundaq dédi: — «Wapasiz Israil özini asiy Yehudadin heqqaniy körsetti.
12 Барғин, шималға қарап бу сөзләрни җакалап мундақ дегин: — «Қайтип кәл, и йолдин чиққучи Исраил, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән саңа қапиқимни қайта түрмәймән; чүнки Мән рәһимдил, — дәйду Пәрвәрдигар — Мән ғәзивимни мәңгүгә сақлап турмаймән.
Barghin, shimalgha qarap bu sözlerni jakarlap mundaq dégin: — «Qaytip kel, i yoldin chiqquchi Israil, — deydu Perwerdigar — we Men sanga qapiqimni qayta türmeymen; chünki Men rehimdil, — deydu Perwerdigar — Men ghezipimni menggüge saqlap turmaymen.
13 Пәқәт сениң қәбиһлигиңни, — Пәрвәрдигар Худайиңға асийлиқ қилғанлиғиңни, уян-буян қатрап жүрүп өзүңни һәр бир йешил дәрәқ астида ят илаһларға беғишлиғанлиғиңни, шуниңдәк авазимға һеч қулақ салмиғанлиғиңни иқрар қилсаңла [Мәндин рәһим-шәпқәт көрисән] — дәйду Пәрвәрдигар.
Peqet séning qebihlikingni, — Perwerdigar Xudayinggha asiyliq qilghanliqingni, uyan-buyan qatrap yürüp özüngni herbir yéshil derex astida yat ilahlargha béghishlighanliqingni, shuningdek awazimgha héch qulaq salmighanliqingni iqrar qilsangla [Mendin rehim-shepqet körisen] — deydu Perwerdigar.
14 Қайтип келиңлар, и йолдин чиққучи балилар, — дәйду Пәрвәрдигар — чүнки Мән силәрни һәқиқий сөйгүчидурмән; [силәр шундақ қилсаңларла] Мән силәрдин таллиғанларни, йәни һәр қайси шәһәрдин бирдин, һәр қайси җәмәттин иккидин пухрани Зионға қайтуруп келимән.
Qaytip kélinglar, i yoldin chiqquchi balilar, — deydu Perwerdigar — chünki Men silerni heqiqiy söygüchidurmen; [siler shundaq qilsanglarla] Men silerdin tallighanlarni, yeni herqaysi sheherdin birdin, herqaysi jemettin ikkidin puqrani Zion’gha qayturup kélimen.
15 Мән силәргә көңлүмдикидәк хәлиқ падичилирини тәқсим қилимән; улар силәрни даналиқ-билим, әқил-парасәт билән беқип озуқландуриду.
Men silerge könglümdikidek xelq padichilirini teqsim qilimen; ular silerni danaliq-bilim, eqil-paraset bilen béqip ozuqlanduridu.
16 Шундақ болидуки, шу күнләрдә силәр зиминда көпийип, көп пәрзәнтлик болғиниңларда, — дәйду Пәрвәрдигар, — силәр: «Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи!» дәп йәнә тилға алмайсиләр; у һеч есиңларға кәлмәйду, уни һеч әслимәйсиләр вә уни һеч сеғинимайсиләр; силәр башқа бир сандуқму ясимайсиләр.
Shundaq boliduki, shu künlerde siler zéminda köpiyip, köp perzentlik bolghininglarda, — deydu Perwerdigar, — siler: «Perwerdigarning ehde sanduqi!» dep yene tilgha almaysiler; u héch ésinglargha kelmeydu, uni héch eslimeysiler we uni héch séghinimaysiler; siler bashqa bir sanduqmu yasimaysiler.
17 Шу тапта улар Йерусалимни «Пәрвәрдигарниң тәхти» дәп атайду; барлиқ әлләр униңға жиғилиду, — йәни Пәрвәрдигарниң намиға, Йерусалимға жиғилиду; улар қәлбидики рәзил җаһиллиғиға қайтидин һеч әгишип маңмайду.
Shu tapta ular Yérusalémni «Perwerdigarning texti» dep ataydu; barliq eller uninggha yighilidu, — yeni Perwerdigarning namigha, Yérusalémgha yighilidu; ular qelbidiki rezil jahilliqigha qaytidin héch egiship mangmaydu.
18 Шу күнләрдә Йәһуда җәмәти Исраил җәмәти билән бирликтә маңиду; улар шимал зиминидин биллә чиқип Мән ата-бовилириға мирас болушқа тәқдим қилған зиминға келиду.
Shu künlerde Yehuda jemeti Israil jemeti bilen birlikte mangidu; ular shimal zéminidin bille chiqip Men ata-bowilirigha miras bolushqa teqdim qilghan zémin’gha kélidu.
19 Мән: «Мән сени балилирим қатириға қоюп, саңа гөзәл зиминни, йәни көплигән әлләрниң зиминлири арисидики әң көркәм җайни мирас қилип ата қилишни шунчилик халайттим!» — дедим, вә: «Сән Мени «мениң атам» дәйсән, вә Мәндин йүз өрүмәйсән!» — дедим.
Men: «Men séni balilirim qatirigha qoyup, sanga güzel zéminni, yeni köpligen ellerning zéminliri arisidiki eng körkem jayni miras qilip ata qilishni shunchilik xalayttim!» — dédim, we: «Sen Méni «méning atam» deysen, we Mendin yüz örümeysen!» — dédim.
20 Лекин бәрһәқ, асийлиқ қилған аял өз җөрисидин айрилғандәк, силәр Маңа асийлиқ қилғансиләр, и Исраил җәмәти, — дәйду Пәрвәрдигар.
Lékin berheq, asiyliq qilghan ayal öz jörisidin ayrilghandek, siler Manga asiyliq qilghansiler, i Israil jemeti, — deydu Perwerdigar.
21 Жуқири җайлардин бир аваз аңлиниду! У болса Исраил җәмәтидикиләрниң жиға-пәрядлири; чүнки улар өз йолини бурмилиған, Пәрвәрдигар Худасини унтуған.
Yuqiri jaylardin bir awaz anglinidu! U bolsa Israil jemetidikilerning yigha-peryadliri; chünki ular öz yolini burmilighan, Perwerdigar Xudasini untughan.
22 — Қайтип келиңлар, әй йолдин чиққучи балилар; Мән силәрниң йолдин чиқип кетишиңларға шипа болимән. — «Мана, биз йениңға баримиз; чүнки Сән Пәрвәрдигар Худайимиздурсән» — дәңлар!
— Qaytip kélinglar, ey yoldin chiqquchi balilar; Men silerning yoldin chiqip kétishinglargha shipa bolimen. — «Mana, biz yéninggha barimiz; chünki Sen Perwerdigar Xudayimizdursen» — denglar!
23 — Бәрһәқ, егизликләрдә һәм тағларда аңлитилған [бутпәрәсликниң] қийқас-сүрәнлири беһудә иштур! Бәрһәқ, Исраилниң қутқузуш-ниҗати Пәрвәрдигар Худайимиздинладур.
— Berheq, égizliklerde hem taghlarda anglitilghan [butpereslikning] qiyqas-sürenliri bihude ishtur! Berheq, Israilning qutquzush-nijati Perwerdigar Xudayimizdinladur.
24 Лекин яшлиғимиздин тартипла, ата-бовилиримизниң әҗрини, йәни уларниң кала-қой падилирини, қиз-оғуллирини әшу уят-номус йәп кәткән;
Lékin yashliqimizdin tartipla, ata-bowilirimizning ejrini, yeni ularning kala-qoy padilirini, qiz-oghullirini ashu uyat-nomus yep ketken;
25 Нәтиҗидә биз уят-хиҗиллиқ ичидә яттуқ, қалаймиқанчилиқ вә алақзадилик бизни қапливалди; чүнки яшлиғимиздин тартип бүгүнки күнгә қәдәр биз вә ата-бовилиримиз һәммимиз Пәрвәрдигар Худайимиз алдида гуна садир қилип кәлдуқ, Пәрвәрдигар Худайимизниң авазиға һеч қулақ салмидуқ.
Netijide biz uyat-xijilliq ichide yattuq, qalaymiqanchiliq we alaqzadilik bizni qapliwaldi; chünki yashliqimizdin tartip bügünki kün’ge qeder biz we ata-bowilirimiz hemmimiz Perwerdigar Xudayimiz aldida gunah sadir qilip kelduq, Perwerdigar Xudayimizning awazigha héch qulaq salmiduq.

< Йәрәмия 3 >