< Йәрәмия 29 >
1 Йәрәмияниң Йерусалимдин сүргүн болғанлар арисидики һаят қалған ақсақалларға, каһинларға, пәйғәмбәрләргә вә Небоқаднәсар әсир қилип Бабилға елип кәткән барлиқ хәлиққә Йерусалимдин йоллиған хети: —
以上是先知耶肋米亞從耶路撒冷給被擄去的長老、司祭和先知,以及拿步高從耶路撒冷擄往巴比倫的其餘民眾寄送的書信全文──
2 (хәт падиша Йәконияһ, ханиш, вәзирләр, Йәһуда вә Йерусалимдики шаһзадә-әмирләр вә һүнәрвәнләр Йерусалимдин кәткәндин кейин,
耶苛尼雅王與太后和太監,猶大和耶路撒冷的政要、技工及鐵匠,離開耶路撒冷之後,
3 Шафанниң оғли Әласаһниң вә Һилқияниң оғли Гәмарияниң қоли билән йолланған — Йәһуда падишаси Зәдәкия бу кишиләрни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң алдиға йоллиған). Йоллиған хәт мундақ: —
猶大王漆德克雅派沙番的兒子厄拉撒和希則克雅的兒子革瑪黎雅以巴比倫見巴比倫王拿步高,耶肋米亞便託他們帶去──信上說:「
4 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси Йерусалимдин Бабилға сүргүнгә әвәткәнләрниң һәммисигә мундақ дәйду: —
萬軍的上主,以色列的天主,向由耶路撒冷被擄往巴比倫的全體俘虜這樣說:
5 Өйләрни қуруңлар, уларда туруңлар; бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар;
你們應建築房屋居住,種植田園,吃田園的出產;
6 өйлиниңлар, оғул-қизлиқ болуңлар; оғуллириңлар үчүн қизларни елип бериңлар, қизлириңларни әрләргә ятлиқ қилиңлар; уларму оғул-қизлиқ болсун; шу йәрдә көпийиңларки, азийип кәтмәңлар;
自己娶妻,生養兒女,也給自己的子女娶妻擇夫,生養兒女;在那裏繁殖,不要減少。
7 Мән силәрни сүргүнгә әвәткән шәһәрниң тинич-аватлиғини издәңлар, униң үчүн Пәрвәрдигарға дуа қилиңлар; чүнки униң тинич-аватлиғи болса, силәрму тинич-ават болисиләр.
在我令你們流徙所到的城裏,你們應尋求當地的平安,
8 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Араңлардики пәйғәмбәрләр вә силәрниң палчилириңлар силәрни алдап қоймисун; силәр уларға көргүзгән чүшләргә қулақ салмаңлар;
為當地祈禱上主,以色列的天主這樣說:不要讓你們中間的先知和卜卦師欺騙你們,不要聽信他們所作的幻夢,
9 чүнки улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; Мән уларни әвәткән әмәсмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
因為這些人奉我名給你們預言謊話,我並沒有派遣他們──上主的斷語──
10 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бабилға бекитилгән йәтмиш жил тошқанда, Мән силәрниң йениңларға келип силәргә илтипат көрситимәнки, силәрни мошу жутқа қайтурушум билән силәргә қилған шапаәтлик вәдәмни ада қилимән;
上主只這樣說:巴比倫的七十年期限一滿,我必首顧你們,給你們履行我的諾言,領你們回到這地方。
11 Чүнки Өзүмниң силәр тоғрилиқ планлиримни, апәт елип келидиған әмәс, тинич-аватлиқ елип келидиған, ахирда силәргә үмүтвар келәчәкни ата қилидиған планлиримни убдан билимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
誠然,我知道我對你們所懷的計劃──上主的斷語──是和平而不是災禍的計劃,令你們有前途,有希望。
12 Шуниң билән иләр Маңа нида қилип, йенимға келип Маңа дуа қилисиләр вә Мән силәрни аңлаймән.
那時你呼求我,前來懇求我,我必俯聽;
13 Силәр Мени издәйсиләр вә Мени таписиләр, чүнки силәр пүтүн қәлбиңлар билән Маңа интилидиған болисиләр.
尋找我,必找到我,因為你們是全心尋求我。
14 Мән Өзүмни силәргә тапқузимән, — дәйду Пәрвәрдигар — вә Мән силәрни сүргүнлүктин қайтуруп әслигә кәлтүримән, Мән силәрни һайдивәткән барлиқ әлләрдин вә һайдивәткән барлиқ җайлардин жиғимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән силәрни елип, әсли сүргүн қилип айриған жутқа қайтуримән.
我必將我自己顯示給你們──上主的斷語──轉變你們的命運:從我驅逐你們所至的各國各地召集你們──上主的斷語──領你們回到我以前使你們從那裏被擄去的地方。
15 Силәр: «Пәрвәрдигар бизгә Бабилда пәйғәмбәрләрни тиклиди» десәңлар,
因為上主論及坐在達味寶座上的君王,和住在這城裏的全體人民,即沒有與你們同去充軍的兄弟,這樣說:
16 әнди Пәрвәрдигар Давутниң тәхтигә олтарған падиша вә бу шәһәрдә туруватқан барлиқ хәлиқ, йәни силәр билән биллә сүргүн қилинмиған қериндашлириңлар тоғрилиқ шуни дәйду: —
萬軍的上主這樣說:看,我必給他們招來戰爭、饑饉和瘟疫,使他們有如壞得不可吃的爛無花果,
17 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни азаплайдиған қилич, қәһәтчилик вә ваба әвәтимән; шуниң билән уларни худди сесиған, йегили болмайдиған начар әнҗирләрдәк қилимән;
以戰爭、饑饉和瘟疫窮迫他們,使他們在地上各國遭受虐待,在我驅逐他們所到的各民族中,成為咒罵、驚恐、嘲笑、詛咒的對象,
18 уларни қилич, қәһәтчилик вә ваба билән қоғлаймән, уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқларға һайдап апиримән; уларни шу әлләргә вәһимә, ләнәт, дәһшәт, уш-уш қилинидиған вә рәсва қилинидиған объект қилимән.
因為他們沒有聽從我的話──上主的斷語──我不斷給他們派遣我的僕人先知,他們卻沒有聽從──上主的斷語──
19 чүнки Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп, хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрни әвәтип сөзлиримни уларға ейтқиним билән, улар қулақ салмиған; силәр [сүргүн болғанларму] һеч қулақ салмиғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
至於你們,這些我由耶路撒冷遷往巴比倫的全體俘虜,你應該聽從上主的話。
20 Лекин и силәр сүргүн болғанлар, Мән Йерусалимдин Бабилға әвәткәнләр, Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
也許你們要說:上主在巴比倫給我們興起一些先知。
21 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мениң намимда силәргә ялғандин бешарәт беридиған Колаяниң оғли Аһаб тоғрилиқ вә Маасеяһниң оғли Зәдәкия тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға тапшуримән, у уларни көз алдиңларда өлүмгә мәһкүм қилиду;
但萬軍的上主,以色列的天主,論及奉我名給你們預言謊話的科拉雅的兒子阿哈布,和瑪阿色雅的兒子漆德克雅這樣說:看,我必將他們交在巴比倫王拿步高的手中,在你們面前將他們處決;
22 шуниң билән улар мисал қилинип Бабилда турған Йәһудадики барлиқ сүргүн қилинғанларниң ағзида: «Пәрвәрдигар сени Бабил падишаси Небоқаднәсар отта кавап қилған Зәдәкия вә Аһабдәк қилсун!» дегән ләнәт сөзи болиду;
在巴比倫的一切猶大俘虜,必拿他們當詛咒說:願上主使你像巴比倫王用火烙死的漆德克雅和阿哈布!
23 чүнки улар Исраил ичидә ипласлиқ қилған, хошниларниң аяллири билән зина қилған вә Мениң намимда ялған сөзләрни, Мән уларға һеч тапилмиған сөзләрни қилған; Мән буларни Билгүчи вә гува Болғучидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
因為他們在以色列中間行了敗德的事:姦污人的妻子,妄用我的名字,說我沒有吩咐的話;這是我知道的,我就是見證──上主的斷語。」
24 «Сән Йәрәмия Нәһәләмлик Шемаяға мундақ дегин: —
你應對乃赫藍人舍瑪雅這樣說:
25 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Чүнки сән өз намиңда Йерусалимдики барлиқ хәлиққә, каһин болған Маасеяһниң оғли Зәфанияға вә барлиқ каһинларға хәтләр йоллиғиниң түпәйлидин, —
萬軍的上主,以色列的天主這樣說:因為你以自己的名義,給在耶路撒冷的全體人民,和司祭瑪阿色雅的兒子責法尼雅,及所有的司祭致書說:「
26 ([сән Зәфанияға мундақ язған]: «Пәрвәрдигар сени каһин Йәһуяданиң орниға каһин тиклигән әмәсму? У сени Пәрвәрдигарниң өйидә шуниңға назарәтчи қилғанки, бешарәт беридиған пәйғәмбәр болувалған һәр бир тәлвини бесиш үчүн пути вә бойниға тақақ селишиң керәк.
上主立你代替司祭約雅達為司祭,作上主殿宇的監督,為拘捕一切自充知的狂妄之徒,給他帶上腳鐐鐵枷。
27 Әнди сән немишкә силәргә өзини пәйғәмбәр қиливалған Анатотлуқ Йәрәмияни әйиплимидиң?
為什麼你至今還不責斥向你自稱為先知的阿納托特人耶肋米亞﹖
28 Чүнки у һәтта Бабилда туруватқан бизләргиму: «Шу йәрдә болған вақтиңлар узун болиду; шуңа өйләрни селиңлар, уларда туруңлар, бағларни бәрпа қилиңлар, уларниң мевисини йәңлар» дәп хәт йоллиди!»)
他竟派人到巴比倫對我們說:為期尚遠;不如建屋居住,種植田園,吃田園的出產! 」
29 — Зәфания мошу хәтни Йәрәмия пәйғәмбәр алдида оқуди.
司祭責法尼雅當面將這書信念給先知耶肋米亞聽了。
30 Андин Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
於是有上主的話傳給耶肋米亞說:
31 Барлиқ сүргүн болғанларға хәт йоллап мундақ дегин: — Пәрвәрдигар Нәһәламлиқ Шәмая тоғрилиқ мунақ дәйду: Чүнки Мән уни әвәтмигән болсамму, Шемаяниң силәргә бешарәт берип, силәрни ялғанчилиққа ишәндүргәнлиги түпәйлидин,
「你派人對全體俘虜說:論及乃赫藍人舍瑪雅,上主這樣說:因為舍瑪雅沒有我的委派,竟向你們說預言,叫你們相信謊言,
32 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Нәһәламлиқ Шемаяни нәсли билән биллә җазалаймән; мошу хәлиқ арисида униң һеч қандақ нәсли тепилмайду; у Мән Өз хәлқим үчүн қилмақчи болған яхшилиқни һеч көрмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар: — чүнки у адәмләрни Маңа асийлиққа қутратти.
為此上主這樣說:看,我必懲罰乃赫藍人舍瑪雅和他的後裔:他的後代必沒有一個人住在這民族中,能見到我賜給我人民的幸福──上主的斷語──因為他說了背叛上主的話。」