< Йәрәмия 28 >

1 Шу жилда, Йәһуда падишаси Зәкәрия тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилдә, йәни төртинчи жили, бәшинчи айда, Аззурниң оғли, Гибеон шәһиридики Һанания пәйғәмбәр, каһинлар вә барлиқ халайиқ алдида Пәрвәрдигарниң өйидә маңа: —
That same year, in the beginning of the reign of Zedekiah king of Judah, in the fourth year, in the fifth month, Hananiah the son of Azzur, the prophet, who was of Gibeon, spoke to me in the LORD’s house, in the presence of the priests and of all the people, saying,
2 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — «Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундуривәттим!
“The LORD of Armies, the God of Israel, says, ‘I have broken the yoke of the king of Babylon.
3 Бабил падишаси Небоқаднәсар мошу йәрдин епкәткән, Бабилға апарған, Пәрвәрдигарниң өйидики қача-қучиларниң һәммисини болса, икки жил өтмәйла Мән мошу йәргә қайтуруп епкелимән;
Within two full years I will bring again into this place all the vessels of the LORD’s house that Nebuchadnezzar king of Babylon took away from this place and carried to Babylon.
4 вә Мән Йәһуда падишаси, Йәһоакимниң оғли Йәконияһни Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммиси билән тәң мошу йәргә қайтуруп беримән, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән Бабил падишасиниң боюнтуруғини сундириветимән!» — деди.
I will bring again to this place Jeconiah the son of Jehoiakim, king of Judah, with all the captives of Judah, who went to Babylon,’ says the LORD; ‘for I will break the yoke of the king of Babylon.’”
5 Андин Йәрәмия пәйғәмбәр каһинлар вә Пәрвәрдигарниң өйидә турған барлиқ халайиқ алдида Һанания пәйғәмбәргә сөз қилди.
Then the prophet Jeremiah said to the prophet Hananiah in the presence of the priests, and in the presence of all the people who stood in the LORD’s house,
6 Йәрәмия пәйғәмбәр мундақ деди: «Амин! Пәрвәрдигар шундақ қилсун! Пәрвәрдигар сениң бешарәт бәргән сөзлириңни әмәлгә ашурсунки, У Өзиниң өйидики қача-қучилар вә Йәһудадин Бабилға сүргүн қилинғанларниң һәммисини мошу йәргә қайтурсун!
even the prophet Jeremiah said, “Amen! May the LORD do so. May the LORD perform your words which you have prophesied, to bring again the vessels of the LORD’s house, and all those who are captives, from Babylon to this place.
7 Лекин өз қулиқиңға вә барлиқ хәлиқниң қулиқиға селип қоюлидиған мениң бу сөзүмни аңла!
Nevertheless listen now to this word that I speak in your ears, and in the ears of all the people:
8 — Мениң вә сениңдин бурун, қедимдин тартип болған пәйғәмбәрләрму нурғун падишалиқлар вә улуқ дөләтләр тоғрилиқ, уруш, апәт вә вабалар тоғрилиқ бешарәт берип кәлгән;
The prophets who have been before me and before you of old prophesied against many countries, and against great kingdoms, of war, of evil, and of pestilence.
9 течлиқ-аватлиқ тоғрилиқ бешарәт бәргән пәйғәмбәр болса, шу пәйғәмбәрниң сөзи әмәлгә ашурулғанда, у һәқиқәтән Пәрвәрдигар әвәткән пәйғәмбәр дәп тонулғандур!».
As for the prophet who prophesies of peace, when the word of the prophet happens, then the prophet will be known, that the LORD has truly sent him.”
10 Андин Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәтти.
Then Hananiah the prophet took the bar from off the prophet Jeremiah’s neck, and broke it.
11 Һанания хәлиқ алдида сөз қилип: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән шуниңға охшаш, икки жил өтмәйла Бабил падишаси Небоқаднәсарниң боюнтуруғини барлиқ әлләрниң бойнидин елип сундуриветимән!» — деди. Шуниң билән Йәрәмия пәйғәмбәр чиқип кәтти.
Hananiah spoke in the presence of all the people, saying, “The LORD says: ‘Even so I will break the yoke of Nebuchadnezzar king of Babylon from off the neck of all the nations within two full years.’” Then the prophet Jeremiah went his way.
12 Һанания пәйғәмбәр Йәрәмия пәйғәмбәрниң бойнидики боюнтуруқни елип уни сундуривәткәндин бир аз кейин, Пәрвәрдигарниң сөзи Йәрәмияға келип мундақ дейилди: —
Then the LORD’s word came to Jeremiah, after Hananiah the prophet had broken the bar from off the neck of the prophet Jeremiah, saying,
13 Барғин, Һананияға мундақ дегин: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сән яғачтин ясалған боюнтуруқни сундурғиниң билән, лекин униң орниға төмүрдин болған боюнтуруқни селип қойдуң!
“Go, and tell Hananiah, saying, ‘The LORD says, “You have broken the bars of wood, but you have made in their place bars of iron.”
14 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мән шуниңға бу барлиқ әлләрниң бойниға төмүрдин ясалған боюнтуруқни салимәнки, улар Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болиду; бәрһәқ, улар униң қуллуғида болиду; Мән униңға һәтта даладики һайванларниму тәқдим қилғанмән».
For the LORD of Armies, the God of Israel says, “I have put a yoke of iron on the neck of all these nations, that they may serve Nebuchadnezzar king of Babylon; and they will serve him. I have also given him the animals of the field.”’”
15 Андин Йәрәмия пәйғәмбәр Һанания пәйғәмбәргә: «Қулақ сал, Һанания! Пәрвәрдигар сени әвәткән әмәс! Сән бу хәлиқни ялғанчилиққа ишәндүргәнсән!
Then the prophet Jeremiah said to Hananiah the prophet, “Listen, Hananiah! The LORD has not sent you, but you make this people trust in a lie.
16 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Мана, Мән сени йәр йүзидин әвәтиветимән! Сән дәл мошу жилда өлисән, чүнки сән адәмләрни Пәрвәрдигарға асийлиқ қилишқа дәвәт қилғансән».
Therefore the LORD says, ‘Behold, I will send you away from off the surface of the earth. This year you will die, because you have spoken rebellion against the LORD.’”
17 Һанания пәйғәмбәр дәл шу жили йәттинчи айда өлди.
So Hananiah the prophet died the same year in the seventh month.

< Йәрәмия 28 >