< Йәрәмия 27 >
1 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкияниң тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилидә, шу сөз Йәрәмияға Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —
Yehuda padishahi Yosiyaning oghli Zedekiyaning textke olturghan deslepki mezgilide, shu söz Yeremiyagha Perwerdigardin kélip mundaq déyildi: —
2 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Асарәтләр вә боюнтуруқларни ясап өз бойнуңға сал;
Perwerdigar manga mundaq dédi: — Asaretler we boyunturuqlarni yasap öz boynunggha sal;
3 бу боюнтуруқларни Едомниң падишасиға, Моабниң падишасиға, Аммонийларниң падишасиға, Турниң падишасиға вә Зидонниң падишасиға Йерусалимға, Йәһуда падишасиниң алдиға кәлгән уларниң өз әлчилириниң қоли арқилиқ әвәткин;
bu boyunturuqlarni Édomning padishahigha, Moabning padishahigha, Ammoniylarning padishahigha, Turning padishahigha we Zidonning padishahigha Yérusalémgha, Yehuda padishahining aldigha kelgen ularning öz elchilirining qoli arqiliq ewetkin;
4 һәр бирини өз ғоҗайинлириға шундақ бир хәвәрни йәткүзүшкә буйруғин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Өз ғоҗайинлириңларға мундақ дәңлар: —
herbirini öz xojayinlirigha shundaq bir xewerni yetküzüshke buyrughin: — Samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar — Israilning Xudasi mundaq deydu: — Öz xojayinliringlargha mundaq denglar: —
5 Мән зимин вә зимин йүзидә туруватқан адәмләр вә һайванларни зор қудритим вә созулған билигим билән яратқанмән; вә ким көзүмгә лайиқ көрүнсә, буларни шуларға тәқдим қилимән.
Men zémin we zémin yüzide turuwatqan ademler we haywanlarni zor qudritim we sozulghan bilikim bilen yaratqanmen; we kim közümge layiq körünse, bularni shulargha teqdim qilimen.
6 Һазир Мән бу зиминлaрниң һәммисини Бабил падишаси, Мениң қулум болған Небоқаднәсарниң қолиға тапшурдум; һәтта даладики һайванларниму униң қуллуғида болушқа тәқдим қилдим.
Hazir Men bu zéminlarning hemmisini Babil padishahi, Méning qulum bolghan Néboqadnesarning qoligha tapshurdum; hetta daladiki haywanlarnimu uning qulluqida bolushqa teqdim qildim.
7 Барлиқ әлләр униң, оғлиниң һәм нәврисиниң қуллуғида болиду; андин өз зимининиң вақти-саити тошқанда, көп әлләр вә улуқ падишалар униму қуллуққа салиду.
Barliq eller uning, oghlining hem newrisining qulluqida bolidu; andin öz zéminining waqti-saiti toshqanda, köp eller we ulugh padishahlar unimu qulluqqa salidu.
8 Шундақ болидуки, қайси әл яки падишалиқ Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болушни, йәни бойнини Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюшни рәт қилса, Мән шу әлни Небоқаднәсарниң қоли арқилиқ йоқатқузғичә қилич, қәһәтчилик вә ваба билән җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Shundaq boliduki, qaysi el yaki padishahliq Babil padishahi Néboqadnesarning qulluqida bolushni, yeni boynini Babil padishahining boyunturuqi astigha qoyushni ret qilsa, Men shu elni Néboqadnesarning qoli arqiliq yoqatquzghuche qilich, qehetchilik we waba bilen jazalaymen, — deydu Perwerdigar.
9 — Силәр болсаңлар, «Бабил падишасиниң қуллуғида һеч болмайсиләр» дегән пәйғәмбәрлириңларға, палчилириңларға, чүш көргүчилириңларға, рәм ачқучилириңларға яки җадугәрлириңларға қулақ салмаңлар;
— Siler bolsanglar, «Babil padishahining qulluqida héch bolmaysiler» dégen peyghemberliringlargha, palchiliringlargha, chüsh körgüchiliringlargha, rem achquchiliringlargha yaki jadugerliringlargha qulaq salmanglar;
10 чүнки улар силәргә ялғанчилиқ қилип бешарәт бериду; [гәплиригә кирсәңлар], силәрни өз жутуңлардин сүргүн қилиду; чүнки Өзүм силәрни жутуңлардин һайдаймән, силәр набут болисиләр.
chünki ular silerge yalghanchiliq qilip bésharet béridu; [geplirige kirsenglar], silerni öz yurtunglardin sürgün qilidu; chünki Özüm silerni yurtunglardin heydeymen, siler nabut bolisiler.
11 Лекин қайси әл бойнини Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюп қуллуғиға кирсә, шу әлни өз жутида турғузимән, улар униңда териқчилиқ қилип яшайду.
Lékin qaysi el boynini Babil padishahining boyunturuqi astigha qoyup qulluqigha kirse, shu elni öz yurtida turghuzimen, ular uningda tériqchiliq qilip yashaydu.
12 — Мән Йәһуда падишаси Зәдәкияғиму шу сөзләр бойичә мундақ дедим: «Бойнуңларни Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюп униң вә униң хәлқиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр.
— Men Yehuda padishahi Zedekiyaghimu shu sözler boyiche mundaq dédim: «Boynunglarni Babil padishahining boyunturuqi astigha qoyup uning we uning xelqining qulluqida bolsanglar, hayat qalisiler.
13 Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң Бабил падишасиниң қуллуғиға бойсунмиған һәр қайси әлләр тоғрисида дегинидәк, сән вә хәлқиң қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлмәкчи болисиләр?
Emdi némishqa Perwerdigarning Babil padishahining qulluqigha boysunmighan herqaysi eller toghrisida déginidek, sen we xelqing qilich, qehetchilik we waba bilen ölmekchi bolisiler?
14 Пәйғәмбәрләрниң: «Бабилниң қуллуғида болмайсиләр» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду.
Peyghemberlerning: «Babilning qulluqida bolmaysiler» dégen sözlirige qulaq salmanglar; chünki ular silerge yalghanchiliqtin bésharet qilidu.
15 Мән уларни әвәткән әмәс, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; бу сөзләрниң ақивити шуки, Мән силәрни жутуңлардин һайдиветимән, шуниңдәк набут болисиләр; силәр вә силәргә бешарәт бәргән пәйғәмбәрләр набут болисиләр».
Men ularni ewetken emes, — deydu Perwerdigar, — lékin ular Méning namimda yalghandin bésharet béridu; bu sözlerning aqiwiti shuki, Men silerni yurtunglardin heydiwétimen, shuningdek nabut bolisiler; siler we silerge bésharet bergen peyghemberler nabut bolisiler».
16 Андин Мән каһинларға вә бу барлиқ хәлиққә мундақ дедим: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Мана, Пәрвәрдигарниң өйидики қиммәтлик қача-қучилар пат арида Бабилдин қайтурулиду» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду.
Andin Men kahinlargha we bu barliq xelqqe mundaq dédim: — Perwerdigar mundaq deydu: — Silerge bésharet béridighan peyghemberlerning: «Mana, Perwerdigarning öyidiki qimmetlik qacha-quchilar pat arida Babildin qayturulidu» dégen sözlirige qulaq salmanglar; chünki ular silerge yalghanchiliqtin bésharet qilidu.
17 Уларға қулақ салмаңлар; Бабил падишасиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр; бу шәһәр немишкә вәйран болсун?
Ulargha qulaq salmanglar; Babil padishahining qulluqida bolsanglar, hayat qalisiler; bu sheher némishqa weyran bolsun?
18 Әгәр булар һәқиқәтән пәйғәмбәрләр болса һәм Пәрвәрдигарниң сөзи уларда болса, улар һазир Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишасиниң ордисида вә Йерусалимниң өзидә қалған қиммәтлик қача-қучилар Бабилға елип кетилмисун дәп самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилсун!
Eger bular heqiqeten peyghemberler bolsa hem Perwerdigarning sözi ularda bolsa, ular hazir Perwerdigarning öyide, Yehuda padishahining ordisida we Yérusalémning özide qalghan qimmetlik qacha-quchilar Babilgha élip kétilmisun dep samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigargha dua-tilawet qilsun!
19 Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар икки [мис] түврүк, [мис] «деңиз», дас һарвулири вә бу шәһәрдә қалған [қиммәтлик] қача-қучилар тоғрилиқ мундақ дәйду: —
Chünki samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar ikki [mis] tüwrük, [mis] «déngiz», das harwiliri we bu sheherde qalghan [qimmetlik] qacha-quchilar toghruluq mundaq deydu: —
20 (буларни болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһоакимниң оғли Йәһуда падишаси Йәконияһни Йәһудадики вә Йерусалимдики барлиқ есилзад-әмирләр билән тәң Йерусалимдин Бабилға сүргүн қилғанда у елип кәтмигән еди)
(bularni bolsa Babil padishahi Néboqadnesar Yehoakimning oghli Yehuda padishahi Yekoniyahni Yehudadiki we Yérusalémdiki barliq ésilzad-emirler bilen teng Yérusalémdin Babilgha sürgün qilghanda u élip ketmigenidi)
21 Бәрһәқ, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишасиниң ордисида вә Йерусалимда қалған [қиммәтлик] қача-қучилар тоғрилиқ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Berheq, Israilning Xudasi Perwerdigarning öyide, Yehuda padishahining ordisida we Yérusalémda qalghan [qimmetlik] qacha-quchilar toghruluq samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: —
22 уларму Бабилға елип кетилиду; улар Мән улардин қайтидин хәвәр алидиған күнгичә шу йәрдә туриду, — дәйду Пәрвәрдигар: — шу вақит кәлгәндә, Мән уларни елип бу йәргә қайтуруп беримән.
ularmu Babilgha élip kétilidu; ular Men ulardin qaytidin xewer alidighan kün’giche shu yerde turidu, — deydu Perwerdigar: — shu waqit kelgende, Men ularni élip bu yerge qayturup bérimen.