< Йәрәмия 26 >
1 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тәхткә олтарған мәзгилниң бешида шу сөз Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —
2 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисида туруп ибадәт қилиш үчүн Пәрвәрдигарниң өйигә киргән Йәһуданиң барлиқ шәһәрлиридикиләргә Мән саңа буйруған һәр бир сөзләрни җакалиғин; әйнән ейтқин!
3 Улар бәлким аңлап қояр, һәр бири өз рәзил йолидин янар; шундақ қилса, Мән қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин бешиға күлпәт чүшүрмәкчи болған нийитимдин янимән.
4 Сән уларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Маңа қулақ салмай, Мән силәрниң алдиңларға қойған Тәврат-қанунумда маңмисаңлар,
5 Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп әвәткән хизмәткарлирим болған пәйғәмбәрләрниң сөзлирини аңлимисаңлар (силәр уларға һеч қулақ салмай кәлгәнсиләр!),
6 ундақта, Мән Шилоһни қандақ қилған болсам, әнди бу өйниму шуниңға охшаш қилимән, бу шәһәрни йәр йүзидики барлиқ әлләргә ләнәт сөзи қилимән».
7 Шуниң билән каһинлар, пәйғәмбәрләр вә барлиқ хәлиқ Йәрәмияниң бу сөзлирини Пәрвәрдигарниң өйидә җакалиғанлиғини аңлиди.
8 Шундақ болдики, Йәрәмия барлиқ хәлиққә Пәрвәрдигар униңға тапилиған бу сөзләрниң һәммисини ейтип бәргәндин кейин, каһинлар вә пәйғәмбәрләр вә барлиқ хәлиқ уни тутувелип: «Сән чоқум өлүшүң керәк!
9 Сән немишкә Пәрвәрдигарниң намида бешарәт берип: «Бу өй Шилоһдәк болиду, бу шәһәр харабә, адәмзатсиз болиду!» — дедиң?» — деди. Шуниң билән Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ хәлиқ Йәрәмияға доқ қилип уни оривелишти.
10 Йәһуда әмирлири бу ишларни аңлиди; улар падишалиқ ордисидин чиқип Пәрвәрдигарниң өйигә кирди, Пәрвәрдигарниң өйидики «Йеңи дәрваза»да сотқа олтарди.
11 Каһинлар вә пәйғәмбәрләр әмирләргә вә хәлиққә сөзләп: «Бу адәм өлүмгә лайиқ, чүнки силәр өз қулақлириңлар билән аңлиғандәк у мошу шәһәрни әйипләп бешарәт бәрди» — деди.
12 Андин Йәрәмия барлиқ әмирләргә вә барлиқ хәлиққә сөзләп мундақ деди: — «Пәрвәрдигар мени бу өйни әйипләп, бу шәһәрни әйипләп, силәр аңлиған бу барлиқ сөзләр билән бешарәт беришкә әвәткән.
13 Һазир йоллириңларни вә қилмишиңларни түзитиңлар, Пәрвәрдигар Худайиңларниң авазини аңлаңлар! Шундақ болғанда, Пәрвәрдигар силәргә җакалиған күлпәттин яниду.
14 Лекин мән болсам, мана, қоллириңлардимән; маңа көзүңләргә немә яхши вә дурус көрүлсә шундақ қилиңлар;
15 пәқәт шуни билип қоюңларки, мени өлтүрүвәтсәңләр гунасиз қанниң җазасини өз бешиңларға, бу шәһәргә вә униңда туруватқанларниң бешиға чүшүрисиләр; чүнки дегиним һәқ, Пәрвәрдигар һәқиқәтән бу сөзләрниң һәммисини қулақлириңларға дейишкә мени әвәткән».
16 Әмирләр вә барлиқ хәлиқ каһинларға вә пәйғәмбәрләргә: «Бу адәм өлүмгә лайиқ әмәс; чүнки у Пәрвәрдигар Худайимизниң намида бизгә сөзлиди» — деди.
17 Андин зиминдики бәзи ақсақаллар орнидин туруп хәлиқ кеңишигә мундақ деди: —
18 «Морәшәтлик Микаһ Йәһуда падишаси Һәзәкияниң күнлиридә барлиқ Йәһуда хәлқигә бешарәт берип: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Зион теғи етиздәк ағдурулиду, Йерусалим дөң-төпиләр болуп қалиду, «Өй җайлашқан тағ» болса, Орманлиқниң оттурисидики жуқури җайларла болиду, халас» — дегән еди.
19 Йәһуда падишаси Һәзәкия вә барлиқ Йәһуда хәлқи Микаһни өлүмгә мәһкүм қилғанму? Һәзәкия Пәрвәрдигардин қорқуп, Пәрвәрдигардин өтүнгән әмәсму? Вә Пәрвәрдигар уларға қилмақчи болуп җакалиған күлпәттин янған әмәсму? Биз [бу йолдин янмисақ] өз җенимиз үстигә зор бир күлпәтни чүшүргән болмамдимиз?».
20 (Пәрвәрдигарниң намида Йәрәмияниң барлиқ дегәнлиридәк бу шәһәрни вә бу зиминни әйипләп бешарәт бәргән, Кириат-Йеаримлиқ Шәмаяниң оғли Урия исимлиқ йәнә бир адәм бар еди.
21 Падиша Йәһоаким вә барлиқ палванлири, барлиқ әмирлири униң сөзлирини аңлиғанда, падиша уни өлтүрүшкә интилгән; лекин Урия буни аңлиғанда қорқуп, Мисирға қачти.
22 Лекин Йәһоаким чапармәнләрни, йәни Акборниң оғли Әлнатан вә башқиларни Мисирға әвәткән;
23 улар Урияни Мисирдин елип чиқип падиша Йәһоакимниң алдиға апарған; у уни қиличлап, җәситини пухраларниң гөрлүгигә ташливәткән).
24 — Һалбуки, шу чағда Шафанниң оғли Аһикам уларниң Йәрәмияни өлүмгә мәһкүм қилип хәлиқниң қолиға тапшурмаслиғи үчүн, уни қоллиди.