< Йәрәмия 25 >

1 Йосияниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жилида (йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң биринчи жилида) Йәһуданиң барлиқ хәлқи тоғрилиқ Йәрәмияға кәлгән сөз, —
Yosiyaning oƣli, Yǝⱨuda padixaⱨi Yǝⱨoakimning tɵtinqi yilida (yǝni Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarning birinqi yilida) Yǝⱨudaning barliⱪ hǝlⱪi toƣruluⱪ Yǝrǝmiyaƣa kǝlgǝn sɵz, —
2 Бу сөзни Йәрәмия пәйғәмбәр Йәһуданиң барлиқ хәлқи вә Йерусалимда барлиқ туруватқанларға ейтип мундақ деди: —
Bu sɵzni Yǝrǝmiya pǝyƣǝmbǝr Yǝⱨudaning barliⱪ hǝlⱪi wǝ Yerusalemda barliⱪ turuwatⱪanlarƣa eytip mundaⱪ dedi: —
3 Амонниң оғли, Йәһуда падишаси Йосияниң он үчинчи жилидин башлап бүгүнки күнгичә, бу жигирмә үч жил Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип турған вә мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уни силәргә сөзләп кәлдим, лекин силәр һеч қулақ салмидиңлар;
Amonning oƣli, Yǝⱨuda padixaⱨi Yosiyaning on üqinqi yilidin baxlap bügünki küngiqǝ, bu yigirmǝ üq yil Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip turƣan wǝ mǝn tang sǝⱨǝrdǝ ornumdin turup uni silǝrgǝ sɵzlǝp kǝldim, lekin silǝr ⱨeq ⱪulaⱪ salmidinglar;
4 вә Пәрвәрдигар силәргә барлиқ хизмәткарлири болған пәйғәмбәрләрни әвәтип кәлгән; У таң сәһәрдә орнидин туруп уларни әвәтип кәлгән; лекин силәр қулақ салмай һеч аңлимидиңлар.
wǝ Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ barliⱪ hizmǝtkarliri bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrni ǝwǝtip kǝlgǝn; U tang sǝⱨǝrdǝ ornidin turup ularni ǝwǝtip kǝlgǝn; lekin silǝr ⱪulaⱪ salmay ⱨeq anglimidinglar.
5 Улар: «Силәр һәр бириңлар яман йолуңлардин вә қилмишлириңларниң рәзиллигидин товва қилип янсаңлар, Мән Пәрвәрдигар силәргә вә ата-бовилириңларға қедимдин тартип мәңгүгичә тәқдим қилған зиминда туруверисиләр.
Ular: «Silǝr ⱨǝrbiringlar yaman yolunglardin wǝ ⱪilmixliringlarning rǝzillikidin towa ⱪilip yansanglar, Mǝn Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ wǝ ata-bowiliringlarƣa ⱪǝdimdin tartip mǝnggügiqǝ tǝⱪdim ⱪilƣan zeminda turuwerisilǝr.
6 Башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болуп чоқунмаңлар; Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрмәңлар; Мән силәргә һеч яманлиқ кәлтүрмәймән» — дәп җакалиған.
Baxⱪa ilaⱨlarƣa ǝgixip ularning ⱪulluⱪida bolup qoⱪunmanglar; Meni ⱪolliringlar yasiƣanlar bilǝn ƣǝzǝplǝndürmǝnglar; Mǝn silǝrgǝ ⱨeq yamanliⱪ kǝltürmǝymǝn» — dǝp jakarliƣan.
7 Лекин силәр Маңа қулақ салмидиңлар, Мени қоллириңлар ясиғанлар билән ғәзәпләндүрүп өзүңларға зиян кәлтүрдүңлар, — дәйду Пәрвәрдигар.
Lekin silǝr Manga ⱪulaⱪ salmidinglar, Meni ⱪolliringlar yasiƣanlar bilǝn ƣǝzǝplǝndürüp ɵzünglarƣa ziyan kǝltürdünglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar.
8 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр Мениң сөзлиримгә қулақ салмиған болғачқа,
Xunga samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Silǝr Mening sɵzlirimgǝ ⱪulaⱪ salmiƣan bolƣaqⱪa,
9 мана, Мән шималдики һәммә җәмәтләрни вә Мениң қулумни, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарни чақиртимән, уларни бу зиминға, униңда барлиқ туруватқанларға һәмдә әтраптики һәммә әлләргә қаршилишишқа елип келимән; Мән [мошу зиминдикиләр вә әтраптики әлләрни] пүтүнләй вәйран қилип, уларни толиму вәһимилик қилимән һәм уш-уш объекти, дайимлиқ бир харабилик қилимән;
mana, Mǝn ximaldiki ⱨǝmmǝ jǝmǝtlǝrni wǝ Mening ⱪulumni, yǝni Babil padixaⱨi Neboⱪadnǝsarni qaⱪirtimǝn, ularni bu zeminƣa, uningda barliⱪ turuwatⱪanlarƣa ⱨǝmdǝ ǝtraptiki ⱨǝmmǝ ǝllǝrgǝ ⱪarxilixixⱪa elip kelimǝn; Mǝn [muxu zemindikilǝr wǝ ǝtraptiki ǝllǝrni] pütünlǝy wǝyran ⱪilip, ularni tolimu wǝⱨimilik ⱪilimǝn ⱨǝm ux-ux obyekti, daimliⱪ bir harabilik ⱪilimǝn;
10 Мән улардин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини, тойи болуватқан жигит-қизиниң авазини, түгмән тешиниң садасини вә чирақ нурини мәһрум қилимән;
Mǝn ulardin tamaxining sadasini, xad-huramliⱪ sadasini, toyi boluwatⱪan yigit-ⱪizining awazini, tügmǝn texining sadasini wǝ qiraƣ nurini mǝⱨrum ⱪilimǝn;
11 бу пүткүл зимин вәйранә вә дәһшәт салғучи объект болиду, вә бу әлләр Бабил падишасиниң йәтмиш жил қуллуғида болиду.
bu pütkül zemin wǝyranǝ wǝ dǝⱨxǝt salƣuqi obyekt bolidu, wǝ bu ǝllǝr Babil padixaⱨining yǝtmix yil ⱪulluⱪida bolidu.
12 Вә шундақ болидуки, йәтмиш жил тошқанда, мән Бабил падишасиниң вә униң елиниң бешиға, шундақла Калдийләрниң зимини үстигә өз қәбиһлигини чүшүрүп, уни мәңгүгә харабилик қилимән.
Wǝ xundaⱪ boliduki, yǝtmix yil toxⱪanda, mǝn Babil padixaⱨining wǝ uning elining bexiƣa, xundaⱪla Kaldiylǝrning zemini üstigǝ ɵz ⱪǝbiⱨlikini qüxürüp, uni mǝnggügǝ harabilik ⱪilimǝn.
13 Шуниң билән Мән шу зимин үстигә Мән уни әйиплигән барлиқ сөзлиримни, җүмлидин бу китапта йезилғанларни, йәни Йәрәмияниң барлиқ әлләрни әйиплигән бешарәтлирини чүшүримән.
Xuning bilǝn Mǝn xu zemin üstigǝ Mǝn uni ǝyibligǝn barliⱪ sɵzlirimni, jümlidin bu kitabta yezilƣanlarni, yǝni Yǝrǝmiyaning barliⱪ ǝllǝrni ǝyibligǝn bexarǝtlirini qüxürimǝn.
14 Чүнки көп әлләр һәм улуқ падишалар [бу падиша һәм қовмлириниму] қул қилиду; Мән уларниң қилған ишлири вә қоллири ясиғанлири бойичә уларни җазалаймән.
Qünki kɵp ǝllǝr ⱨǝm uluƣ padixaⱨlar [bu padixaⱨ ⱨǝm ⱪowmlirinimu] ⱪul ⱪilidu; Mǝn ularning ⱪilƣan ixliri wǝ ⱪolliri yasiƣanliri boyiqǝ ularni jazalaymǝn.
15 Чүнки Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар маңа [аламәт көрүнүштә] мундақ деди: — Мениң қолумдики ғәзивимгә толған қәдәһни елип, Мән сени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүзгин;
Qünki Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar manga [alamǝt kɵrünüxtǝ] mundaⱪ dedi: — Mening ⱪolumdiki ƣǝzipimgǝ tolƣan ⱪǝdǝⱨni elip, Mǝn seni ǝwǝtkǝn barliⱪ ǝllǝrgǝ iqküzgin;
16 улар ичиду, уян-буян ирғаңлайду вә Мән улар арисиға әвәткән қилич түпәйлидин сараң болиду.
ular iqidu, uyan-buyan irƣanglaydu wǝ Mǝn ular arisiƣa ǝwǝtkǝn ⱪiliq tüpǝylidin sarang bolidu.
17 Шуңа мән бу қәдәһни Пәрвәрдигарниң қолидин алдим вә Пәрвәрдигар мени әвәткән барлиқ әлләргә ичкүздүм,
Xunga mǝn bu ⱪǝdǝⱨni Pǝrwǝrdigarning ⱪolidin aldim wǝ Pǝrwǝrdigar meni ǝwǝtkǝn barliⱪ ǝllǝrgǝ iqküzdüm,
18 — йәни Йерусалимға, Йәһуданиң шәһәрлиригә, униң падишалириға вә әмир-шаһзадилиригә, йәни уларни бүгүнки күндикидәк бир харабә, вәһимә, уш-уш объекти болушқа һәм ләнәт сөзлири болушқа қәдәһни ичкүздүм;
— yǝni Yerusalemƣa, Yǝⱨudaning xǝⱨǝrlirigǝ, uning padixaⱨliriƣa wǝ ǝmir-xaⱨzadilirigǝ, yǝni ularni bügünki kündikidǝk bir harabǝ, wǝⱨimǝ, ux-ux obyekti boluxⱪa ⱨǝm lǝnǝt sɵzliri boluxⱪa ⱪǝdǝⱨni iqküzdüm;
19 Мисир падишаси Пирәвнгә, хизмәткарлириға, әмир-шаһзадилириға һәм хәлқигә ичкүздүм;
Misir padixaⱨi Pirǝwngǝ, hizmǝtkarliriƣa, ǝmir-xaⱨzadiliriƣa ⱨǝm hǝlⱪigǝ iqküzdüm;
20 барлиқ шалғут әлләр, уз зиминидики барлиқ падишалар, Филистийләрниң зиминидики барлиқ падишалар, Ашкелондикиләр, Газадикиләр, Әкрондикиләргә вә Ашдодниң қалдуқлириға ичкүздүм;
barliⱪ xalƣut ǝllǝr, uz zeminidiki barliⱪ padixaⱨlar, Filistiylǝrning zeminidiki barliⱪ padixaⱨlar, Axkelondikilǝr, Gazadikilǝr, Əkrondikilǝrgǝ wǝ Axdodning ⱪalduⱪliriƣa iqküzdüm;
21 Едомдикиләр, Моабдикиләр вә Аммонийлар,
Edomdikilǝr, Moabdikilǝr wǝ Ammoniylar,
22 Турниң барлиқ падишалири һәм Зидонниң барлиқ падишалири, деңиз бойидики барлиқ падишалар,
Turning barliⱪ padixaⱨliri ⱨǝm Zidonning barliⱪ padixaⱨliri, dengiz boyidiki barliⱪ padixaⱨlar,
23 Дедандикиләр, Темадикиләр, Буздикиләр вә чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләр,
Dedandikilǝr, Temadikilǝr, Buzdikilǝr wǝ qekǝ qaqlirini qüxürüwǝtkǝn ǝllǝr,
24 Әрәбийәдики барлиқ падишалар вә чөл-баяванда туруватқан шалғут әлләрниң барлиқ падишалири,
Ərǝbiyǝdiki barliⱪ padixaⱨlar wǝ qɵl-bayawanda turuwatⱪan xalƣut ǝllǝrning barliⱪ padixaⱨliri,
25 Зимридики барлиқ падишалар, Еламдики барлиқ падишалар, Медиалиқларниң барлиқ падишалири,
Zimridiki barliⱪ padixaⱨlar, Elamdiki barliⱪ padixaⱨlar, Medialiⱪlarning barliⱪ padixaⱨliri,
26 шималдики барлиқ падишаларға, жирақтики болсун, йеқиндики болсун, бир-бирләп ичкүздум; җаһандики барлиқ падишалиқларға ичкүздүм; уларниң арқидин Шешақниң падишасиму [қәдәһни] ичиду.
ximaldiki barliⱪ padixaⱨlarƣa, yiraⱪtiki bolsun, yeⱪindiki bolsun, bir-birlǝp iqküzdum; jaⱨandiki barliⱪ padixaⱨliⱪlarƣa iqküzdüm; ularning arⱪidin Xexaⱪning padixaⱨimu [ⱪǝdǝⱨni] iqidu.
27 Андин сән уларға: «Исраилниң Худаси, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ичиңлар, мәс болуңлар, қусуңлар, Мән араңларға әвәткән қилич түпәйлидин жиқилип қайтидин дәс турмаңлар» — дегин.
Andin sǝn ularƣa: «Israilning Hudasi, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Iqinglar, mǝst bolunglar, ⱪusunglar, Mǝn aranglarƣa ǝwǝtkǝn ⱪiliq tüpǝylidin yiⱪilip ⱪaytidin dǝs turmanglar» — degin.
28 Вә шундақ болидуки, улар қолуңдин елип ичишни рәт қилса, сән уларға: «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәр чоқум ичисиләр!» — дегин.
Wǝ xundaⱪ boliduki, ular ⱪolungdin elip iqixni rǝt ⱪilsa, sǝn ularƣa: «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝr qoⱪum iqisilǝr!» — degin.
29 Чүнки мана, Мән Өз намим билән аталған шәһәр үстигә апәт чүшүргили турған йәрдә, силәр җазаланмай қаламсиләр? Силәр җазаланмай қалмайсиләр; чүнки Мән йәр йүзидә барлиқ туруватқанларниң үстигә қилични чүшүшкә чақиримән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Qünki mana, Mǝn Ɵz namim bilǝn atalƣan xǝⱨǝr üstigǝ apǝt qüxürgili turƣan yǝrdǝ, silǝr jazalanmay ⱪalamsilǝr? Silǝr jazalanmay ⱪalmaysilǝr; qünki Mǝn yǝr yüzidǝ barliⱪ turuwatⱪanlarning üstigǝ ⱪiliqni qüxüxkǝ qaⱪirimǝn, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
30 Әнди сән [Йәрәмия], уларға мошу бешарәтниң сөзлириниң һәммисини җакалиғин: — Пәрвәрдигар жуқуридин ширдәк һөкирәйду, Өз муқәддәс туралғусидин У авазини қоюветиду; У Өзи туруватқан җайи үстигә һөкирәйду; У үзүм чәйлигүчиләр товлиғандәк йәр йүзидә барлиқ туруватқанларни әйипләп товлайду.
Əmdi sǝn [Yǝrǝmiya], ularƣa muxu bexarǝtning sɵzlirining ⱨǝmmisini jakarliƣin: — Pǝrwǝrdigar yuⱪiridin xirdǝk ⱨɵrkirǝydu, Ɵz muⱪǝddǝs turalƣusidin U awazini ⱪoyuwetidu; U Ɵzi turuwatⱪan jayi üstigǝ ⱨɵrkirǝydu; U üzüm qǝyligüqilǝr towliƣandǝk yǝr yüzidǝ barliⱪ turuwatⱪanlarni ǝyiblǝp towlaydu.
31 Садаси йәр йүзиниң чәтлиригичә йетиду; Чүнки Пәрвәрдигарниң барлиқ әлләр билән дәваси бар; У әт егилириниң һәммиси үстигә һөкүм чиқириду; Рәзилләрни болса, уларни қиличқа тапшуриду; — Пәрвәрдигар шундақ дәйду.
Sadasi yǝr yüzining qǝtlirigiqǝ yetidu; Qünki Pǝrwǝrdigarning barliⱪ ǝllǝr bilǝn dǝwasi bar; U ǝt igilirining ⱨǝmmisi üstigǝ ⱨɵküm qiⱪiridu; Rǝzillǝrni bolsa, ularni ⱪiliqⱪa tapxuridu; — Pǝrwǝrdigar xundaⱪ dǝydu.
32 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, балаю-апәт әлдин әлгә һәммиси үстигә чиқип тарқилиду; Йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин дәһшәтлик буран-чапқун чиқиду.
Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mana, balayi’apǝt ǝldin ǝlgǝ ⱨǝmmisi üstigǝ qiⱪip tarⱪilidu; Yǝr yüzining qǝt-qǝtliridin dǝⱨxǝtlik buran-qapⱪun qiⱪidu.
33 Пәрвәрдигар өлтүргәнләр йәрниң бир четидин йәнә бир четигичә ятиду; уларға матәм тутулмайду, улар бир йәргә жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар йәр йүзидә тезәктәк ятиду.
Pǝrwǝrdigar ɵltürgǝnlǝr yǝrning bir qetidin yǝnǝ bir qetigiqǝ yatidu; ularƣa matǝm tutulmaydu, ular bir yǝrgǝ yiƣilmaydu, ⱨeq kɵmülmǝydu; ular yǝr yüzidǝ tezǝktǝk yatidu.
34 И баққучилар, зарлаңлар, налә көтириңлар! Топа-чаң ичидә еғиниңлар, и пада йетәкчилири! Чүнки қирғин қилиниш күнлириңлар йетип кәлди, Мән силәрни тарқитиветимән; Силәр өрүлгән есил чинидәк парчә-парчә чеқилисиләр.
I baⱪⱪuqilar, zarlanglar, nalǝ kɵtürünglar! Topa-qang iqidǝ eƣininglar, i pada yetǝkqiliri! Qünki ⱪirƣin ⱪilinix künliringlar yetip kǝldi, Mǝn silǝrni tarⱪitiwetimǝn; Silǝr ɵrülgǝn esil qinidǝk parqǝ-parqǝ qeⱪilisilǝr.
35 Пада баққучилириниң башпанаһи, Пада йетәкчилириниң қачар йоли йоқап кетиду.
Pada baⱪⱪuqilirining baxpanaⱨi, Pada yetǝkqilirining ⱪaqar yoli yoⱪap ketidu.
36 Баққучиларниң азаплиқ пәряди, Пада йетәкчилириниң зарлашлири аңлиниду; Чүнки Пәрвәрдигар уларниң яйлақлирини вәйран қилай дәватиду;
Baⱪⱪuqilarning azabliⱪ pǝryadi, Pada yetǝkqilirining zarlaxliri anglinidu; Qünki Pǝrwǝrdigar ularning yaylaⱪlirini wǝyran ⱪilay dǝwatidu;
37 Пәрвәрдигарниң дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин, Течлиқ қотанлири харабә болиду.
Pǝrwǝrdigarning dǝⱨxǝtlik ƣǝzipi tüpǝylidin, Tinqliⱪ ⱪotanliri harabǝ bolidu.
38 Пәрвәрдигар Өз угисини ташлап чиққан ширдәктур; Әзгүчиниң вәһшийлиги түпәйлидин, Вә [Пәрвәрдигарниң] дәһшәтлик ғәзиви түпәйлидин, Уларниң зимини вәйранә болмай қалмайду.
Pǝrwǝrdigar Ɵz uwisini taxlap qiⱪⱪan xirdǝktur; Əzgüqining wǝⱨxiyliki tüpǝylidin, Wǝ [Pǝrwǝrdigarning] dǝⱨxǝtlik ƣǝzipi tüpǝylidin, Ularning zemini wǝyranǝ bolmay ⱪalmaydu.

< Йәрәмия 25 >