< Йәрәмия 23 >
1 Мениң яйлиғимдики қойларни һалак қилғучи вә тарқитивәткүчи пада баққучиларниң һалиға вай! — дәйду Пәрвәрдигар.
2 Шуңа Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқини шундақ беқиватқан баққучиларға мундақ дәйду: «Силәр Мениң падамни тарқитивәткәнсиләр, уларни һайдивәткәнсиләр вә уларни издимигәнсиләр вә улардин һеч хәвәр алмиғансиләр; мана, Мән силәрниң қилмишлириңларниң рәзиллигини өз бешиңларға чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар —
3 вә падамниң қалдисини болса, Мән уларни һайдивәткән барлиқ падишалиқлардин жиғимән, уларни өз яйлақлириға қайтуримән; улар көпийип көпийиду.
4 Мән уларниң үстигә уларни һәқиқий бақидиған баққучиларни тикләймән; шуниң билән улар иккинчи қорқмайду яки паракәндә болмайду, улардин һеч қайсиси кам болмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
5 Мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән Давут үчүн бир «Һәққаний Шах»ни өстүрүп тикләймән; у падиша болуп даналиқ билән һөкүм сүрүп, зиминда адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзиду.
6 Униң күнлиридә Йәһуда қутқузулиду, Исраил аман-течлиқта туриду; у шу нами билән атилидуки — «Пәрвәрдигар Һәққанийлиғимиз».
7 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду,
8 бәлки шу күнләрдә «Исраилларни шималдики зиминдин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ падишалиқлардин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Андин улар өз жутида туриду.
9 Пәйғәмбәрләр тоғрилиқ: — Мениң көңлүм ич-бағримда сунуқтур; сүйәклиримниң һәммиси титрәйду; мән мәс болған адәм, шарап тәрипидин йеңилгән адәмгә охшаймән; бундақ болушум Пәрвәрдигар вә Униң пак-муқәддәс сөзлири түпәйлидиндур;
10 чүнки зимин болса зинахорларға толған; уларниң жүгүрүшлири тоғра йолда әмәс; уларниң һоқуқи һәққанийлиқ йолида әмәс. Шуңа [Пәрвәрдигарниң] ләнити түпәйлидин зимин қағҗирайду; даладики от-чөп солишиду;
11 чүнки һәм пәйғәмбәр һәм каһин һарам болди; һәтта Өз өйүмдиму уларниң рәзил қилмишлирини байқидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
12 — Шуңа уларниң йоли өзлиригә қараңғулуқта маңидиған, тейилғақ йоллардәк болиду; улар бу йолларда путлишип, жиқилиду; чүнки улар җазалинидиған жилида Мән уларниң бешиға яманлиқ чүшүримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 Мән авал Самарийәдики пәйғәмбәрләрдә ахмақлиқни көргәнмән; улар Баалниң намида бешарәт берип, хәлқим Исраилни аздурған;
14 бирақ Йерусалимдики пәйғәмбәрләрдиму жиркиничлик бир ишни көрдум; улар зинахорлуқ қилиду, ялғанлиқта маңиду, рәзиллик қилғучиларниң қолини күчәйтидуки, нәтиҗидә һеч қайсиси рәзиллигидин янмайду; уларниң һәммиси Маңа Содомдәк, [Йерусалимда] туруватқанлар Маңа Гоморрадәк болди.
15 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар пәйғәмбәрләр тоғрилиқ мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни әмән билән озуқландуримән, уларға өт сүйини ичкүзимән; чүнки Йерусалимдики пәйғәмбәрләр һарамлиқниң мәнбәси болуп, һарамлиқ улардин пүткүл зиминға тарқилип кәтти.
16 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт бериватқан пәйғәмбәрләрниң сөзлиригә қулақ салмаңлар; улар силәрни бимәниликкә йетәкләйду; уларниң сөзлири Пәрвәрдигарниң ағзидин чиққан әмәс, бәлки өз көңлидә тәсәввур қилған бир көрүнүшни сөзләватиду.
17 Улар Пәрвәрдигарниң сөзини көзигә илмайдиғанларға: «Силәр аман-течлиқта турисиләр» дәйду вә өз көңлиниң җаһиллиғида маңидиғанларниң һәр биригә: «Һеч қандақ яманлиқ бешиңларға чүшмәйду» — дәйду.
18 Бирақ улардин қайси бириси Пәрвәрдигарниң кеңишидә Униң сөз-каламини байқап чүшиниш вә аңлаш үчүн турған? Улардин ким Униң сөзини қулақ селип аңлиған?
19 Мана, Пәрвәрдигардин чиққан бир боран-чапқун! Униңдин қәһр чиқти; бәрһәқ, дәһшәтлик бир қара қуюн чиқип кәлди; у пирқирап рәзилләрниң бешиға чүшиду.
20 Униң көңлидики нийәтлирини ада қилип толуқ әмәл қилғичә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви янмайду; ахирқи күнләрдә силәр буни убдан чүшинип йетисиләр.
21 Мән бу пәйғәмбәрләрни әвәтмигәнмән, лекин улар хәвәрни җар қилишқа қатриған; Мән уларға сөз қилмидим, лекин улар бешарәт бәргән.
22 Һалбуки, улар Мениң кеңишимдә турған болса, Мениң хәлқимгә сөзлиримни аңлатқузған болса, әнди хәлқимни рәзил йолидин вә қилмишлириниң рәзиллигидин яндурған болатти.
23 Мән пәқәт бир йәрдила туридиған Худаму? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән жирақ-жирақлардики һәрҗайда туридиған Худа әмәсму?
24 Бириси йошурун җайларда мөкүвалса Мән уни көрәлмәмдимән? — дәйду Пәрвәрдигар; — асман-зимин Мән билән толдурулған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
25 Мән Мениң намимда ялған бешарәтләр беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Бир чүш көрдүм! Бир чүш көрдүм!» дегәнлирини аңлидим;
26 бундақ пәйғәмбәрләр ялған бешарәтләрни бериду, улар өзиниң көңлидики езитқу тәсәввурлиридин пәйғәмбәрләр болушивалған. Әнди улар бундақ ишларни қачанғичә көңлигә пүкиду?
27 Улар һәр бири қачанғичә өз йеқиниға ейтқан чүшлири арқилиқ (худди ата-бовилириниң Баалға чоқунуп намимни унтуғиниға охшаш) хәлқимгә намимни унтулдурушни пәмләйду?
28 Чүшни көргән пәйғәмбәр, чүшни ейтип бәрсун; Мениң сөзүмни аңлиған киши бу сөзүмни әстайидиллиқ билән сөзлисун; пахалниң буғдай билән селиштурғичилик немиси барду? — дәйду Пәрвәрдигар.
29 — Мениң сөзүм худди көйдүргүчи бир от вә ташни чақидиған базған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар.
30 Шуңа мана, Мән пәйғәмбәрләргә қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар, — уларниң һәр бири өз йеқинидин «Мениң сөзлирим»ни оғрилап дорамчилиқ қилиду.
31 Мана, Мән пәйғәмбәрләргә қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар өз тиллирини чайнап: «[Пәрвәрдигар] дәйду...» дәп бешарәт бериду.
32 Мана, ялған чүшләрни бешарәт қилип буларни йәткүзүп, ялғанчилиғи вә башбаштақлиғи билән Мениң хәлқимни аздурғанларға қаршидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларни әвәтмигәнмән, уларни буйруған әмәсмән; улар бу хәлиққә һеч қандақ пайда йәткүзмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар.
33 Әнди яки бу хәлиқ, яки пәйғәмбәр, яки каһин сәндин: «Пәрвәрдигарниң саңа жүклигән сөзи немә?» дәп сориса, сән уларға: «Қайси жүк?! Мән силәрни Өзүмдин жирақ ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
34 «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәйдиған һәр қайси пәйғәмбәр, каһин яки хәлиқ болса, Мән бу кишини өйидикиләр билән тәң җазалаймән.
35 Әнди силәрниң һәр бириңлар өз йеқинидин вә һәр бириңлар өз қериндишидин мошундақ: «Пәрвәрдигар немә җавап бәрди?» вә «Пәрвәрдигар немә деди?» дәп соришиңлар керәк.
36 Силәр «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дегәнни қайтидин ағзиңларға алмайсиләр; чүнки һәр бириңларниң өз сөзи өзигә жүк болиду; чүнки силәр Худайимиз, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, тирик Худаниң сөзлирини бурмилиғансиләр.
37 Һәр бириңлар пәйғәмбәрдин мошундақ: «Пәрвәрдигар саңа немә дәп җавап бәрди?» вә «Пәрвәрдигар немә деди?» дәп соришиң керәк.
38 Лекин силәр: «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәвәргиниңлар түпәйлидин, мана Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки силәр: «Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» дәверисиләр вә Мән силәргә: ««Пәрвәрдигарниң жүклигән сөзи» демәңләр» дәп хәвәр әвәткәнмән,
39 шуңа мана, Мән силәрни пүтүнләй унтуймән, Мән силәрни силәргә вә ата-бовилириңларға тәқдим қилған шәһәр билән тәң йүзүмдин жирақ ташлаймән;
40 Мән үстүңларға мәңгү рәсвачилиқ вә һәргиз унтулмайдиған мәңгүлүк шәрмәндиликни чүшүримән!