< Йәрәмия 22 >
1 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Барғин, Йәһуда падишасиниң ордисиға чүшүп бу сөзни шу йәрдә қилғин: —
2 Пәрвәрдигарниң сөзини аңла, и Давутниң тәхтигә олтарғучи, Йәһуда падишаси — Сән, әләмдар-хизмәткарлириң вә мошу дәрвазилардин кирип-чиқидиған хәлқиң, —
3 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: Адаләт вә һәққанийлиқ жүргүзүңлар; буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; мусапирларни, житим-йесирләрни вә тул хотунларни һеч харлимаңлар яки бозәк қилмаңлар, гунасиз қанларни бу йәрдә төкмәңлар.
4 Силәр бу әмирләргә һәқиқәтән әмәл қилсаңлар, әнди Давутниң тәхтигә олтарған падишалар, йәни улар, уларниң әмәлдар-хизмәткарлири вә хәлқи җәң һарвулириға олтирип вә атларға минип бу өйниң дәрвазилиридин кирип чиқишиду.
5 Бирақ силәр бу сөзләрни аңлимисаңлар, Мән Өз намим билән қәсәм ичкәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу орда бир харабә болиду.
6 Чүнки Пәрвәрдигар Йәһуда падишасиниң өйи тоғрилиқ мундақ дәйду: — Сән Маңа худди Гилеад, Ливанниң чоққисидәк болғиниң билән, бәрһәқ Мән сени бир чөл-баяван, адәмләр ваз кәчкән шәһәрләрдәк қилимән.
7 Мән һәр бири яхши қуралланған вәйран қилғучиларни саңа қарши әвәтимән; улар «есил кедирлириңни» кесиветип, отқа ташлайду.
8 Нурғун әлләр бу шәһәрдин өтүп, һәр бири йеқинидин: «Немишкә Пәрвәрдигар бу улуқ шәһәрни бундақ қилғанду?» дәп сорайду.
9 Вә улар җававән: «Чүнки улар Пәрвәрдигар Худасиниң әһдисидин ваз кечип, башқа илаһларға чоқунуп уларниң қуллуғиға киргән» — дәйду.
10 Өлгинигә жиғлимаңлар, униң үчүн аһ-зарлимаңлар; бәлки сүргүн болғини үчүн қаттиқ жиғлаңлар, чүнки у өз жутиға һеч қачан қайтип кәлмәйду.
11 Чүнки Йәһуда падишаси Йосияниң оғли, йәни атиси Йосияниң орниға тәхтигә олтарған, бу йәрдин сүргүн болған Шаллум тоғрилиқ Пәрвәрдигар мундақ дәйду: У һәргиз бу йәргә қайтмайду;
12 чүнки у әсир қилинип апирилған жутта өлиду, у бу зиминни иккинчи көрмәйду.
13 Өйини адилсизлиқ билән, балихана-равақлирини адаләтсизлик билән қурғанниң һалиға вай! У хошнисини бекар ишлитип, әмгигигә һеч қандақ һәқ бәрмәйду;
14 у: «Өзүмгә кәңташа бир ордини, азатә равақлар билән қошуп салимән; тамлириға деризиләрни кәң чиқиримән; тамлирини кедир тахтайлар билән безәймән, өйлирини пәрәң сирлаймән» — дәйду. [Униң һалиға вай]!
15 Сән кедир яғичидин ясалған тахтайларни чаплап, [ата-бовилириң] билән бәсләшсәң қандақму падиша болушқа лайиқ болисән? Сениң атаң йәп-ичишкә тәшәккүр ейтип, адаләт вә дурус ишларни жүргүзгән әмәсму? Шуңа у буниң яхшилиғини көргән.
16 У мөминләрниң вә намратларниң дәвасини тоғра сориған; шуңа хәлиқниң әһвали яхши еди. Бундақ иш Мени тонуштин ибарәт әмәсму?» — дәйду Пәрвәрдигар.
17 — Бирақ көзүң вә көңлүң болса пәқәт өз җазанә-мәнпәәтиңгә еришиш, гунасизларниң қенини төкүш, зорлуқ-зумбулуқ вә булаңчилиқ қилиш пәйтини көзләп тикилгәндур.
18 Шуңа Пәрвәрдигар Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоаким тоғрилиқ мундақ дәйду: — Хәлиқ униң өлүмидә: «Аһ, акам! Аһ, сиңлим!» дәп аһ-зарлар көтәрмәйду; яки униң үчүн: «Аһ, бегим! Аһ, униң һәйвиси!» дәп аһ-зарлар көтәрмәйду;
19 у ешәкниң дәпнисидәк көмүлиду, җәсити Йерусалим дәрвазилириниң сиртиға чөрүп ташлиниду.
20 Ливанға чиқип пәряд қил, Башанда авазиңни көтәр, Абаримниң чоққилиридинму налә көтәр; чүнки сениң «ашнилириң»ниң һәммиси набут қилинди.
21 Мән аман-есән турғиниңда саңа агаһландурдум; лекин сән: «Аңлимаймән!» — дедиң. Яшлиғиңдин тартипла бундақ қилип Мениң авазимға қулақ салмаслиқ дәл сениң йолуң болуп кәлгән.
22 Шамал барлиқ «баққучи»лириңға «баққучи» болуп уларни учуруп кетиду, шуниң билән ашнилириң сүргүн болушқа чиқиду; бәрһәқ, сән шу чағда барлиқ рәзиллигиң түпәйлидин хиҗил болуп рәсва болисән.
23 И «Ливан»да турғучи, кедир дәрәқлири үстигә угилиғучи, сән толғақ тутқан аялниң азаплиридәк, дәрд-әләмләр бешиңға чүшкәндә қанчилик иңрап кетәрсән!
24 Өз һаятим билән қәсәм ичимәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән Йәһоакимниң оғли Кония һәтта оң қолумдики мөһүрлүк үзүк болсаңму, Мән сени шу йәрдин жулуп ташлаймән;
25 Мән сени җениңни издигүчиләрниң қолиға вә сән қорққан адәмләрниң қолиға, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға вә калдийләрниң қолиға тапшуримән.
26 Мән сени һәм сени туққан анаң иккиңларни өзүңлар туғулмиған ят бир жутқа чөриветимән; силәр шу йәрдә өлисиләр.
27 Җениңлар қайтип келишкә шунчә тәшна болған бу зиминға болса, силәр һәргиз қайтип келәлмәйсиләр.
28 Кония дегән бу киши чеқилған, нәзәргә елинмайдиған сапал козиму? Һеч ким қаримайдиған бир қачиму? Әнди немишкә улар, йәни у вә униң нәсли болғанлар чөриветилгән, улар тонумайдиған бир жутқа ташливетилиду?
29 И зимин, зимин, зимин, Пәрвәрдигарниң сөзини аңла!
30 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бу адәм «пәрзәнтсиз, өз күнидә һеч ғәлибә қилалмиған бир адәм» дәп язғин; чүнки униң нәслидин һеч қандақ адәм ғәлибә қилип, Давутниң тәхтигә олтирип Йәһуда арисида һөкүм сүрмәйду.