< Йәрәмия 21 >

1 Падиша Зәдәкия Малкияниң оғли Пашхурни һәм Маасеяһниң оғли, каһин Зәфанияни әвәткәндә, Йәрәмияға Пәрвәрдигардин төвәндики муну бир сөз кәлди: —
The word came to Jeremiah from Yahweh when King Zedekiah sent Pashhur son of Malkijah and Zephaniah son of Maaseiah the priest to him, and they said,
2 ([Улар]: «Биз үчүн Пәрвәрдигардин ярдәм сориғин; чүнки Бабил падишаси Небоқаднәсар бизгә һуҗум қилиду; Пәрвәрдигар Өзиниң [өткәнки] карамәт қилған ишлири бойичә, бизгиму охшаш муамилә қилип, уни йенимиздин яндурармекин?» — [дәп сориди].
“Seek advice from Yahweh on our behalf, for Nebuchadnezzar king of Babylon is making war on us. Perhaps Yahweh will do miracles for us, as in times past, and will make him withdraw from us.”
3 Йәрәмия уларға: — Зәдәкияға мундақ дәңлар, — деди)
So Jeremiah said to them, “This is what you must say to Zedekiah,
4 — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән қоллириңлар тутқан, силәрни қоршивалған Бабил падишаси һәм калдийләргә сепил сиртида җәң қилишқа ишлитидиған, җәң қураллириңларни қайриветимән вә буларни бу шәһәрниң оттурисида жиғивалимән;
'Yahweh, God of Israel, says this: See, I am about to turn back the instruments of war that are in your hand, with which you are fighting against the king of Babylon and the Chaldeans who are closing you in from outside the walls! For I will gather them in the middle of this city.
5 Мән Өзүмму созулған қолум вә күчлүк билигим билән, ғәзивим билән, қәһрим билән вә һәссиләнгән аччиғим билән силәргә җәң қилимән!
Then I myself will fight against you with a raised hand and a strong arm, and with wrath, fury, and great anger.
6 Мән бу шәһәрдә туруватқанларни, инсан болсун, һайван болсун уримән; улар дәһшәтлик бир ваба билән өлиду.
For I will attack the inhabitants of this city, both man and beast. They will die in a severe plague.
7 Андин кейин, — дәйду Пәрвәрдигар, — Йәһуда падишаси Зәдәкияни, хизмәткарлирини, хәлиқни, йәни бу шәһәрдә вабадин, қиличтин вә қәһәтчиликтин қелип қалғанлар болса, Мән уларни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға, уларниң дүшмәнлириниң қолиға вә җенини издигүчиләрниң қолиға тапшуримән; Небоқаднәсар уларни қилич тиғи билән уриду; у нә уларни айимайду, нә уларға ичини һеч ағритмайду, нә рәһим қилмайду.
After this—this is Yahweh's declaration—Zedekiah king of Judah, his servants, the people, and whoever remains in this city after the plague, the sword, and the famine, I will give them all into the hand of Nebuchadnezzar king of Babylon, and into the hand of their enemies, and into the hand of those seeking their life. Then he will kill them with the edge of the sword. He will not pity them, spare them, or have compassion.'
8 Лекин сән бу хәлиққә мундақ дейишиң керәк: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән алдиңларда һаят йоли вә мамат йолини салимән;
Then to this people you must say, 'Yahweh says this: See, I am about to place before you the way of life and the way of death.
9 ким бу шәһәрдә қалмақчи болса, қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлиду; лекин ким шәһәрдин чиқип, силәрни қоршивалған калдийләргә тәслим болса, у һаят қалиду; униң җени өзигә алған олҗидәк болиду.
Anyone staying in this city will die by the sword, famine, and plague; but anyone going out and falling on his knees before the Chaldeans who have closed in against you will live. He will escape with his life.
10 Чүнки Мән бу шәһәргә яхшилиқ үчүн әмәс, бәлки яманлиқ қилиш үчүн йүзүмни қаратқуздум, — дәйду Пәрвәрдигар; у Бабил падишасиниң қолиға тапшурулиду, у уни от селип көйдүриветиду.
For I have set my face against this city in order to bring disaster and not to bring good—this is Yahweh's declaration. It has been given into the hand of the king of Babylon and he will burn it.'
11 Вә Йәһуда падишасиниң җәмәти тоғрилиқ Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар: —
Concerning the house of the king of Judah, listen to the word of Yahweh.
12 И Давутниң җәмәти, Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — һәр әтигәндә адаләт билән һөкүм чиқириңлар, буланған кишини әзгүчиниң қолидин қутқузуңлар; болмиса, қилғанлириңларниң рәзиллиги түпәйлидин, қәһрим партлап, оттәк һәммини көйдүриду; уни өчүрәләйдиған һеч ким болмайду;
House of David, Yahweh says, 'Bring about justice in the morning. Rescue the one who has been robbed by the hand of the oppressor, or my fury will go out like fire and burn, and there is no one who can quench it, because of your evil deeds.
13 Мана, Мән саңа қаршидурмән, и җилға үстидә, түзләңликтики қияда олтарғучи, йәни «Ким үстимизгә чүшүп һуҗум қилалисун, ким өйлиримизгә бесип кирәлисун?!» дегүчи, — дәйду Пәрвәрдигар.
See, inhabitant of the valley! I am against you, rock of the plain—this is Yahweh's declaration— I am against anyone who is saying, “Who will come down to attack us?” or “Who will enter our houses?”
14 Мән силәрниң қилмишиңларниң мевиси бойичә силәргә йеқинлишип җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; вә Мән униң орманлиғида бир от яқимән, у болса униң әтрапидики һәммини көйдүрүп түгитиду.
I have assigned the fruit of your practices to come against you—this is Yahweh's declaration— and I will light a fire in the thickets, and it will consume everything around it.'”

< Йәрәмия 21 >