< Йәрәмия 20 >
1 Әнди Иммәрниң оғли, каһин Пашхур — у Пәрвәрдигарниң өйидә «аманлиқ сақлаш беги»му еди, Йәрәмияниң бу бешарәтләрни бәргәнлигини аңлиди.
2 Пашхур Йәрәмия пәйғәмбәрни урғузди вә униң путини Пәрвәрдигарниң өйидики «Биняминниң жуқури дәрвазиси»ниң йенидики тақаққа салди.
3 Иккинчи күни, Пашхур Йәрәмияни тақақтин бошатти; Йәрәмия униңға: — Пәрвәрдигар исмиңни Пашхур әмәс, бәлки «Магор-миссабиб» дәп атиди, деди.
4 — Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сени өзүңгә вә барлиқ ағинилириңгә вәһимә салғучи объект қилимән; улар дүшмәнлириниң қиличи билән жиқилиду; сән өз көзүң билән буни көрисән; Мән барлиқ Йәһудани Бабил падишасиниң қолиға тапшуримән; у уларни Бабилға сүргүн қилип елип кетиду һәмдә уларни қилич билән уриду.
5 Мән бу шәһәрниң һәммә байлиқлири — барлиқ мәһсулатлири, барлиқ қиммәт нәрсилири вә Йәһуда падишалириниң барлиқ ғәзнилирини дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән; улар уларни олҗа қилип буливелип Бабилға елип кетиду.
6 Сән болсаң, и Пашхур, һәммә өйдикилириң биргә сүргүн болуп кетисиләр; сән Бабилға келисән; сән шу йәрдә дуниядин кетисән, шу йәргә көмүлисән; сән һәм сениң ялған бешарәтлириңгә қулақ салған ағинилириңму шундақ болиду.
7 И Пәрвәрдигар, Сән мени қайил қилип [пәйғәмбәрликкә] көндүрдүң, мән шундақла көндүрүлдүм; Сән мәндин зор кәлдиң, шундақла ғәлибә қилдиң; мән пүтүн күн тапа-тәниниң объекти болимән; һәммә киши мени мазақ қилиду.
8 Мән қачанла сөз қилсам, «Зораванлиқ һәм булаңчилиқ келиду» дәп җакалишим керәк; шуңа Пәрвәрдигарниң сөзи мени пүтүн күн аһанәт вә мәсқириниң объекти қилиду.
9 Лекин мән: «Мән уни тилға алмаймән, вә яки Униң нами билән иккинчи сөз қилмаймән» десәм, Униң сөзи қәлбимдә лавулдап от болуп, сүйәклиримгә қапсалған бир ялқун болиду; ичимгә сиғдурушқа һалим қалмай, ейтмай чидап туралмаймән.
10 Шундақ, қиливеримән, гәрчә мән нурғун кишиләрниң пичирлашқан қәстлирини аңлисамму; тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду! «Униң үстидин әрз қилиңлар! Униң үстидин әрз қилайли!» дәп, барлиқ үлпәт-һәмраһлирим путлишип кетишимни пайлап жүрмәктә; улар «У бәлким алдинар, шундақ болғанда биз униң үстидин ғәлибә қилимиз, униңдин интиқам алалаймиз» дейишиватиду.
11 Лекин Пәрвәрдигар болса қудрәтлик вә дәһшәтлик бир палвандәк мән билән биллидур; шуңа маңа зиянкәшлик қилғучилар путлишип ғәлибә қилалмайду; улар мувәппәқийәт қазанмиғачқа, қаттиқ хиҗил болуп йәргә қарап қалиду; уларниң бу рәсвачилиғи мәңгүлүк болуп, һәргиз унтулмайду.
12 Әнди Сән, и һәққанийларни синайдиған, инсанниң виҗдани вә қәлбини көридиған самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, уларниң үстигә болған қисасиңни маңа көргүзгәйсән; чүнки мән дәвайимни алдиңға қойғанмән.
13 Пәрвәрдигарни күй ейтип махтаңлар, Уни мәдһийиләңләр; чүнки У намрат кишини рәзиллик қилғучилардин қутқузған.
14 Мениң туғулған күнүмгә ләнәт болсун; апам мени туққан күни мубарәк болмисун!
15 Атамға хәвәр елип: «саңа оғул бала туғулди!» дәп уни аламәт шатландурған адәмгә ләнәт болсун!
16 Бу адәм Пәрвәрдигар рәһим қилмай ғулатқан шәһәрләрдәк болсун; у әтигәндә налә, чүштә алақзадилик чуқанлирини аңлисун —
17 чүнки у мени балиятқудин чүшкинимдила өлтүрүвәтмигән; апам мениң гөрүм болсииди, униң қосиғи мән билән тәң һемишә чоң болсииди!
18 Немишкә мән җапа-мушәққәт, азап-оқубәтни көрүшкә, күнлиримни хиҗаләт-аһанәт ичидә өткүзүшкә балиятқудин чиққандимән?