< Йәрәмия 2 >
1 Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Берип Йерусалимдикиләрниң қулақлириға мундақ җар салғин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сениң яш вақтиңдики вападарлиғиңни, йәни қизниң ашиқиға болған муһәббитидәк сениң чөл-баяванда, йәни терилмиған йәрләрдә Маңа әгишип жүргәнлириңни сениң үчүн әсләймән.
3 Шу чағда Исраил хәлқи Пәрвәрдигарға пак, алаһидә аталған, улар униң өз һосулиниң тунҗа мевиси дәп қаралған еди; уларни йәвалмақчи болғанларниң һәммиси гунакар дәп һесапланған еди һәм уларниң башлириға балаю-апәт чүшкән еди, — дәйду Пәрвәрдигар.
4 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Яқупниң җәмәти, Исраил җәмәтиниң барлиқ аилә-тавабиатлири: —
5 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ата-бовилириңлар Мәндә зади қандақ адаләтсизликләрни байқапту, улар Мәндин шунчә жирақлишиду? Улар немишкә бемәна бутларға баш уруп, өзлири бемәна болуп кәтти?
6 Улар һеч қачан: «Бизни Мисир зиминидин қутқузуп чиқирип, баявандин, йәни чөл-дәшт вә тик азгаллар билән қапланған җайлардин, қурғақчилиқ вә өлүм сайиси орап турған йәрләрдин, адәмзат өтмәйдиған һәмдә инсан турмайдиған шу баявандин бизни өткүзгән Пәрвәрдигар қени?» дәп сорап қоюшмаптиғу?
7 Мән силәрни мевиси һәм молчилиғидин һозурлиниш үчүн мунбәт бир зиминға елип кәлгәнмән; силәр келип зиминимни булғидиңлар, Мениң мирасимни жиркиничлик бир нәрсигә айландуруп қойдуңлар.
8 Каһинлар: «Пәрвәрдигар қени?» дәп һеч сорап қоймиди; Тәврат-қанун иҗрачилири мени һеч тонумиди; хәлиқ падичилири маңа асийлиқ қилди; пәйғәмбәрләр болса Баалниң намида бешарәт бәрди, уларниң һәммиси һеч пайдисиз бемәна нәрсиләргә әгишип кәтти.
9 Шуңа силәр билән дәвалашмақчимән, балилириңлар һәм балилириңларниң балилири билән дәвалишимән, — дәйду Пәрвәрдигар;
10 — силәр Сипрустики деңиз бойлириға өтүп беқиңлар, Кедарға тәкшүрүшкә адәм әвәтип беқиңлар — мошундақ бир иш зади болуп баққанму-йоқ дәп көрүп беқиңлар —
11 Қайси бир әл өз илаһлирини (улар һеч илаһ әмәс, әлвәттә) өзгәрткәнму? Лекин Мениң хәлқим өзлириниң шан-шәриви Болғучисини болса пайдисиз-бемәна бир нәрсигә алмаштурған.
12 Буниңға әҗәблиниңлар, и асманлар; һаң-таң болуңлар! Сарасимигә чүшүңлар! Чөчүңлар! — дәйду Пәрвәрдигар,
13 — чүнки Мениң хәлқим икки рәзил ишни қилди; улар һаятлиқ су мәнбәси болған Мәндин ваз кәчти; андин өзлири үчүн су азгаллирини, йәни су турмайдиған йериқ су азгаллирини йонуп чиқти.
14 Исраил әсли қулмиди? У ғоҗайинниң өйидә туғулған қулмиди? Немишкә әнди у олҗиға айлинип қалди?
15 Яш ширлар уни олҗа қилип һөкириди; улар авазини қоювәтти; улар [Исраил] зиминини вәйранә қилди; шәһәрлири көйдүрүлди, адәмзатсиз қалди.
16 Униң үстигә һәтта Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму чоққаңни йеривәтти.
17 Бу ишларни өзүң кәлтүрүп чиқарған әмәсму? — Чүнки саңа йол башлаватқинида Пәрвәрдигар Худайиңдин ваз кәчкән едиң.
18 Әнди бүгүнки күндә йәнә Шиһор дәриясиниң сүйини ичиш үчүн Мисирниң йолини басқиниң немиси? [Әфрат] дәриясиниң сүйини ичиш үчүн Асурийәниң йолини басқиниң немиси?
19 Өз рәзиллигиң өзүңгә савақ елип келиду, өзүңниң йенимдин чәтнәп кәткиниң өзүңгә тәнбиһ болиду; әнди сениң Пәрвәрдигар Худайиңдин ваз кәчкиниң вә Мениң қорқунучумниң сәндә болмаслиғиниң интайин рәзил һәмдә зәрдапқа толған иш екәнлигини билип қой, — дәйду Рәб, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
20 Чүнки сән қедимдинла Мән саңа салған боюнтуруқни бузуп, униң риштини үзүп ташливәткәнсән; сән: «Қуллуғуңда болмаймән!» дедиң. Чүнки барлиқ дөң-егизликтә вә барлиқ йешил дәрәқ астида сән паһишә аялдәк керилип ятқансән.
21 Лекин Мән болсам сени әсли есил сортлуқ үзүм телидин, сәрхил уруқтин тиккән едим; сән Маңа нисбәтән қандақму ят вә явайи бир сесиқ үзүм телиға айлинип қалдиң?
22 Чүнки сән шулта билән жуюнсаңму, көп ақартқуч совун ишләтсәңму сениң қәбиһлигиң Мениң алдимда техи дағ болуп туриду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
23 Сән қандақму: «Мән һеч булғанған әмәсмән, мән «Бааллар»ға һеч әгәшмидим!» дейәләйсән? Җилғида маңған йолуңни көрүп бақ, қилмишлириңни иқрар қил — сән өз йоллирида уян-буян қатрап жүридиған чаққақ һиңгандурсән!
24 Сән чөл-баяванға адәтләнгән, һәвиси қозғалғанда шамални пурап жүридиған бир явайи мада ешәксән! Күйлигәндә ким уни тосалисун? Уни издигән һаңгилар өзлирини һеч упратмайду; шу вақитларда уни издәп тапмақ асандур.
25 [И Исраил], [бекар жүгүрүп], путуңни аяқсиз, гелиңни уссулуқсиз қилип қойма! Лекин сән буниңға: «Яқ! Хам хиял қилма! Чүнки мән бу ят [илаһларни] яхши көрүп қалдим, уларниң кәйнидин маңимән!» — дедиң.
26 Оғри тутулуп қелип хиҗаләткә қалғандәк, Исраил җәмәтиму хиҗаләткә қалиду — йәни өзлири вә уларниң падишалири, каһинлири вә пәйғәмбәрлири —
27 улар яғач көтигигә: «Атам!» вә ташқа: «Сән мени туғдурдуң!» дәйду; чүнки улар йүзини Маңа қаратмай, әксичә Маңа арқисини қилди; лекин күлпәт бешиға чүшкәндә улар: «Орнуңдин туруп, бизни қутқузғайсән!» дәйду.
28 Әнди өзүңгә ясиған илаһлириң қени!? Күлпәт бешиңға чүшкәндә сени қутқузалайдиған болса, улар орнидин турсун! — Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болса бутлириңму шунчә көптур, и Йәһуда!
29 Немишкә силәр Мән билән дәваға чүшмәкчисиләр? Силәр һәммиңлар Маңа асийлиқ қилғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
30 Балилириңни бекардин бекар уруп қойдум; улар һеч тәрбийини қобул қилмиди. Өз қиличиң житқуч ширдәк пәйғәмбәрлириңни йәвәтти.
31 И бу дәвир кишилири! Пәрвәрдигарниң сөзигә көңүл қоюңлар! Мән Исраилға чөл-баяван яки қап қараңғулуқ басқан зимин болуп баққанму? Мениң хәлқим немишкә: «Нәгила барсақ өз әркимиз; әнди йениңға йәнә кәлмәймиз!» — дәйду?
32 Қиз зибу-зиннәтлирини унтуяламду? Той қилидиған қиз той кийимлирини унтуяламду? Лекин өз хәлқим сан-санақсиз күнлиридә Мени унтуди.
33 Сән ишқ издәп баридиған йолларға шунчә маһир болуп кәттиң! Бәрһәқ, һәтта әң бузуқ аялларға йоллириңни көрсәттиң.
34 Униң үстигә тонуңниң пәшлиридә гунасиз намратларниң қени бар! Сән уларни темиңни тешип оғрилиққа киргини үчүн өлтүрдиңму?! Ишларниң һәммиси шундақ турсиму,
35 сән техи: «Мәндә гуна йоқ; [Рәб] мәндин рәнҗивәрмәйду!» дәйсән. Билип қой! Мән үстүңдин һөкүм чиқиримән, чүнки сән: «Мән гуна садир қилмидим!» — дәверисән.
36 Сән немишкә бунчивала уян-буян қатрап ала көңүллүк қилисән? Сән Асурийә тәрипидин йәргә қаритилғандәк Мисир тәрипидинму йәргә қаритилисән.
37 Бәрһәқ, сән Мисирдин қоллириңни бешиңға алған пети чиқисән; чүнки Пәрвәрдигар сән йөләнчүк қилғанларни чәткә қақти; сән улардин һеч пайда көрмәйсән.