< Йәрәмия 19 >
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Барғин, сапалчидин бир сапал козини алғин; андин әлниң ақсақаллиридин вә каһинларниң ақсақаллиридин бир нәччини апирип,
2 «Сапал парчилири» дәрвазисиға йеқин болған «Һинномниң оғлиниң җилғиси»ға берип шу йәрдә Мән саңа ейтидиған сөзләрни җакалиғин.
3 Мундақ дегин: — Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Йәһуданиң падишалири вә Йерусалимдикиләр! Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән мошу йәргә балаю-апәтни чүшүримәнки, кимки уни аңлисила қулақлири зиңилдап кетиду.
4 Чүнки бу хәлиқ Мәндин ваз кечип, бу йәрни Маңа «ят» қилған, униңда нә өзлири, нә ата-бовилири, нә Йәһуда падишалири һеч тонумиған башқа илаһларға хушбуй яққан; улар бу йәрни гунасизларниң қанлири билән толдурған.
5 Улар Баалға өз балилирини көйдүрмә қурбанлиқлар сүпитидә көйдүрүш үчүн Баалниң «жуқури җайлар»ини қурған; Мән бундақ бир ишни һеч қачан буйруп бақмиған, һеч ейтмиған, у һәргиз оюмға кирип бақмиған.
6 Шуңа мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу йәр кәлгүсидә «Тофәт», яки «Һинномниң оғлиниң җилғиси» дәп аталмайду, бәлки «Қәтл җилғиси» дәп атилиду.
7 Мән бу йәрдә Йәһуда һәм Йерусалимниң план-тәдбирлирини қуруқ қиливетимән; Мән уларни дүшмәнлириниң қиличи билән, йәни җанлирини издигүчиләрниң қолида жиқитимән; Мән җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға вә йәр-зиминдики һайванатларға озуқ болушқа бериветимән.
8 Мән бу шәһәрни дәһшәт басидиған һәм кишиләр уш-уш қилидиған объект қилимән; униңдин өтүватқанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин дәһшәт бесип үшқиртиду.
9 Мән уларни дүшмәнлириниң һәм җанлирини издигүчиләрниң қаттиқ қистайдиған қоршавиниң бесими астида оғуллириниң гөшини һәм қизлириниң гөшини йәйдиған қилимән, уларниң һәр бири өз йеқининиң гөшини йәйду.
10 Әнди сән өзүң билән биллә апарған һәмраһлириңниң көз алдида һелиқи козини чеқивәткин;
11 шундақ қилип уларға мундақ дегин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бириси сапалчиниң козисини қайтидин һеч ясалмиғидәк дәриҗидә чеқивәткинидәк Мәнму бу хәлиқ вә бу шәһәрни шундақ чеқиветимән. Улар җәсәтлирини Тофәттә көмиду, һәтта көмгидәк йәр қалмиғичә.
12 Мән бу йәрни вә буниңда туруватқанларниму мошундақ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — бу шәһәрни Тофәткә охшаш қилимән.
13 Йерусалимдики өйләр вә Йәһуда падишалириниң өйлири, — йәни уларниң өгүзлиридә туруп асмандики барлиқ юлтуз-сәйяриләргә хушбуй яққан вә Мәндин башқа ят илаһларға «шарап һәдийә»ләрни төккән барлиқ өйлири худди Тофәт дегән җайдәк булғанған җайлар болиду.
14 Вә Йәрәмия Пәрвәрдигар уни бешарәт беришкә әвәткән Тофәттин қайтип келип, Пәрвәрдигарниң өйиниң һойлисиға кирип туруп барлиқ хәлиққә мундақ деди:
15 — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу шәһәр вә униң барлиқ шәһәрлиригә қарап ейтқан балаю-апәтниң һәммисини уларниң бешиға чүшүримән; чүнки улар бойнини қаттиқ қилип Мениң сөзлиримни һеч қачан аңлимиған.