< Йәрәмия 18 >
1 Бу сөз Пәрвәрдигардин Йәрәмияға келип, мундақ дейилди: —
耶和华的话临到耶利米说:
2 «Орнуңдин тур, сапалчиниң өйигә чүшкин, Мән саңа сөзлиримни аңлитимән».
“你起来,下到窑匠的家里去,我在那里要使你听我的话。”
3 Шуңа мән сапалчиниң өйигә чүштум; вә мана, сапалчи ғалтәк үстидә бир нәрсини ясаватқан еди.
我就下到窑匠的家里去,正遇他转轮做器皿。
4 У сеғиз лайдин ясаватқан қача туруп-туруп қоли астида бузулатти. Шу чағда сапалчи шу лайдин өзи лайиқ көргән башқа бир қачини ясайтти.
窑匠用泥做的器皿,在他手中做坏了,他又用这泥另做别的器皿;窑匠看怎样好,就怎样做。
5 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
耶和华的话就临到我说:
6 «И Исраил җәмәти, бу сапалчи қилғандәк Мән саңа қилалмамдим? — дәйду Пәрвәрдигар. — Мана, сеғиз лайниң сапалчиниң қолида болғиниға охшаш, силәр Мениң қолумдисиләр, и Исраил җәмәти.
“耶和华说:以色列家啊,我待你们,岂不能照这窑匠弄泥吗?以色列家啊,泥在窑匠的手中怎样,你们在我的手中也怎样。
7 Бәзидә Мән мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң жулунуши, бузулуши вә һалак қилиниши тоғрилиқ сөзләймән;
我何时论到一邦或一国说,要拔出、拆毁、毁坏;
8 шу чағ Мән агаһландурған шу әл яманлиғидин товва қилип янса, Мән уларға қилмақчи болған яманлиқтин янимән.
我所说的那一邦,若是转意离开他们的恶,我就必后悔,不将我想要施行的灾祸降与他们。
9 Мән йәнә бәзидә мәлум бир әл, мәлум бир мәмликәт тоғрилиқ, йәни униң қурулуши вә тикип өстүрүлүши тоғрилиқ сөзләймән;
我何时论到一邦或一国说,要建立、栽植;
10 шу чағ шу әл көз алдимда яманлиқ қилип авазимни аңлимиса, Мән йәнә уларға вәдә қилған, уларни бәрикәтлимәкчи болған яхшилиқтин янимән.
他们若行我眼中看为恶的事,不听从我的话,我就必后悔,不将我所说的福气赐给他们。
11 Әнди һазир Йәһудадикиләргә вә Йерусалимда туруватқанларға мундақ дегин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән силәргә яманлиқ тәйярлаватимән, силәргә қарши бир план түзиватимән; шуңа һәр бириңлар рәзил йолуңлардин йениңлар, йоллириңларни вә қилмишлириңларни түзитиңлар.
现在你要对犹大人和耶路撒冷的居民说:‘耶和华如此说:我造出灾祸攻击你们,定意刑罚你们。你们各人当回头离开所行的恶道,改正你们的行动作为。’
12 — Лекин улар: «Яқ! Хам хиял қилма! Биз өз планлиримизға әгишиверимиз, өз рәзил көңлимиздики җаһиллиғимиз бойичә қиливеримиз» — дәйду.
“他们却说:‘这是枉然。我们要照自己的计谋去行。’各人随自己顽梗的恶心做事。”
13 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләр арисидин: «Ким мошундақ ишни аңлап баққан?!» дәп сораңлар. «Пак қиз» Исраил дәһшәтлик жиркиничлик ишни қилған!
所以,耶和华如此说: 你们且往各国访问, 有谁听见这样的事? 以色列民行了一件极可憎恶的事。
14 Ливан қарлири айдаладики қиялиқтин йоқап кетәмду? Униң жирақтин чүшкән муздәк сулири қуруп кетәмду?
黎巴嫩的雪从田野的磐石上岂能断绝呢? 从远处流下的凉水岂能干涸呢?
15 Лекин Мениң хәлқим болса Мени унтуған; улар йоқ бир нәрсиләргә хушбуй яқиду; мана, булар уларни яшаватқан йолидин, йәни қедимдин болған йоллардин путлаштуруп, көтирилип түз қилинмиған бир йолда маңдурған.
我的百姓竟忘记我, 向假神烧香, 使他们在所行的路上,在古道上绊跌, 使他们行没有修筑的斜路,
16 Шуниң билән уларниң зиминини дәһшәт басидиған һәм дайим кишиләр уш-уш қилидиған объект қилиду; униңдин өтүватқанларниң һәммисини дәһшәт бесип, бешини чайқишиду.
以致他们的地令人惊骇, 常常嗤笑; 凡经过这地的必惊骇摇头。
17 Мән худди шәриқтин чиққан шамалдәк уларни дүшмән алдида тарқитиветимән; Мән балаю-апәт күнидә уларға йүзүмни әмәс, бәлки арқамни қилимән».
我必在仇敌面前分散他们, 好像用东风吹散一样。 遭难的日子,我必以背向他们, 不以面向他们。
18 Кишиләр: «Келиңлар, Йәрәмияға қәст қилайли; чүнки я каһинлардин қанун-тәрбийә, я данишмәнләрдин әқил-несиһәт я пәйғәмбәрләрдин сөз-бешарәт кәмлик қилмайду. Келиңлар, тилимизни бир қилип униң үстидин шикайәт қилайли, униң сөзлиридин һеч қайсисиға қулақ салмайли» — дейишти.
他们就说:“来吧!我们可以设计谋害耶利米;因为我们有祭司讲律法,智慧人设谋略,先知说预言,都不能断绝。来吧!我们可以用舌头击打他,不要理会他的一切话。”
19 — И Пәрвәрдигар, маңа қулақ салғайсән; маңа қаршилишидиғанларниң дәватқанлирини аңлиғайсән.
耶和华啊,求你理会我, 且听那些与我争竞之人的话。
20 Яхшилиққа яманлиқ қилиш боламду? Чүнки улар җеним үчүн ора колиған; мән уларға яхши болсун дәп, ғәзивиңни улардин яндуруш үчүн Сениң алдиңда [дуа қилип] турғанлиғимни есиңдә тутқайсән.
岂可以恶报善呢? 他们竟挖坑要害我的性命! 求你记念我怎样站在你面前为他们代求, 要使你的忿怒向他们转消。
21 Шуңа балилириңни қәһәтчиликкә тапшурғайсән, қиличниң бисиға елип бәргәйсән; аяллири балилиридин җуда қилинип тул қалсун; әрлири ваба-өлүм билән йоқалсун, жигитләр җәңдә қиличлансун.
故此,愿你将他们的儿女交与饥荒和刀剑; 愿他们的妻无子,且作寡妇; 又愿他们的男人被死亡所灭, 他们的少年人在阵上被刀击杀。
22 Уларниң үстигә басмичиларни елип кәлгиниңдә өйлиридин налә-пәряд аңлансун; чүнки улар мени тутушқа ора колиған, путлирим үчүн қисмақларни йошурун салған.
你使敌军忽然临到他们的时候, 愿人听见哀声从他们的屋内发出; 因他们挖坑要捉拿我, 暗设网罗要绊我的脚。
23 Әнди Сән, и Пәрвәрдигар, уларниң мени қәтл қилишқа болған қәстлириниң һәммисини убдан билисән; уларниң қәбиһликлирини кәчүрмигәйсән, уларниң гуналирини көзүң алдидин юмиғайсән; бәлки улар Сениң алдиңда жиқитилсун; ғәзивиң чүшкән күнидә уларни бир тәрәп қилғайсән.
耶和华啊,他们要杀我的那一切计谋, 你都知道。 不要赦免他们的罪孽, 也不要从你面前涂抹他们的罪恶, 要叫他们在你面前跌倒; 愿你发怒的时候罚办他们。