< Йәрәмия 17 >
1 Йәһуданиң гунайи алмас учлуқ төмүр қәләм билән таштахтай кәби жүрәклиригә вә қурбангаһлиридики мүңгүзләргә оюлған;
Yǝⱨudaning gunaⱨi almas uqluⱪ tɵmür ⱪǝlǝm bilǝn taxtahtay kǝbi yürǝklirigǝ wǝ ⱪurbangaⱨliridiki münggüzlǝrgǝ oyulƣan;
2 балилириму йешил дәрәқләр бойида тикләнгән, егиз дөңләр үстидә ясиған [бутлириниң] қурбангаһлирини вә «Ашәраһ»лирини һәрдайим сеғиниду.
balilirimu yexil dǝrǝhlǝr boyida tiklǝngǝn, egiz dɵnglǝr üstidǝ yasiƣan [butlirining] ⱪurbangaⱨlirini wǝ «Axǝraⱨ»lirini ⱨǝrdaim seƣinidu.
3 Мән тағлириңларда вә етизлириңларда, һәм байлиқлириңни һәм ғәзнилириңни, — сениң «жуқури җайлар»иңму буниң сиртида әмәс — бу четиңдин у четиңгичә болған гунайиң түпәйлидин олҗа болушқа тапшуримән;
Mǝn taƣliringlarda wǝ etizliringlarda, ⱨǝm bayliⱪliringni ⱨǝm hǝziniliringni, — sening «yuⱪiri jaylar»ingmu buning sirtida ǝmǝs — bu qetingdin u qetinggiqǝ bolƣan gunaⱨing tüpǝylidin olja boluxⱪa tapxurimǝn;
4 Өзүңниң шори, Мән саңа тәқдим қилған мирасиң қолуңдин кетиду; Мән сән тонумайдиған бир зиминда сени дүшмәнлириңниң қуллуғиға тапшуримән; чүнки силәр ғәзивимгә от йеқип уни қозғиғансиләр; у мәңгүгә көйиду.
Ɵzüngning xori, Mǝn sanga tǝⱪdim ⱪilƣan mirasing ⱪolungdin ketidu; Mǝn sǝn tonumaydiƣan bir zeminda seni düxmǝnliringning ⱪulluⱪiƣa tapxurimǝn; qünki silǝr ƣǝzipimgǝ ot yeⱪip uni ⱪozƣiƣansilǝr; u mǝnggügǝ kɵyidu.
5 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Адәмгә таянған, адәмниң әт-күчини таянчи қилған, қәлби Пәрвәрдигардин чәтнигән адәмниң һалиға ләнәт болсун!
Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — — Adǝmgǝ tayanƣan, adǝmning ǝt-küqini tayanqi ⱪilƣan, ⱪǝlbi Pǝrwǝrdigardin qǝtnigǝn adǝmning ⱨaliƣa lǝnǝt bolsun!
6 У чөл-баяванда өскән қара арча чатқилидәк болиду; бәхит-яхшилиқ кәлсиму у буни көрмәйду; у бәлки чөлдики қағҗирақ йәрләрдә, адәмзатсиз шорлуқ бир зиминда туриду.
U qɵl-bayawanda ɵskǝn ⱪara arqa qatⱪilidǝk bolidu; bǝht-yahxiliⱪ kǝlsimu u buni kɵrmǝydu; u bǝlki qɵldiki ⱪaƣjiraⱪ yǝrlǝrdǝ, adǝmzatsiz xorluⱪ bir zeminda turidu.
7 Пәрвәрдигарға таянған, Пәрвәрдигарни таянч қилған адәм бәхит-бәрикәтлик болиду!
Pǝrwǝrdigarƣa tayanƣan, Pǝrwǝrdigarni tayanq ⱪilƣan adǝm bǝht-bǝrikǝtlik bolidu!
8 У сулар бойида тикләнгән, ериқ бойида кәң йилтиз тартқан дәрәқдәк; пижғирим иссиқтин у қорқмайду; униң йопурмақлири һемишә йешилдур; қурғақчилиқ жили у солашмайду вә мевә бериштин қалмайду.
U sular boyida tiklǝngǝn, eriⱪ boyida kǝng yiltiz tartⱪan dǝrǝhdǝk; piȥƣirim issiⱪtin u ⱪorⱪmaydu; uning yopurmaⱪliri ⱨǝmixǝ yexildur; ⱪurƣaⱪqiliⱪ yili u solaxmaydu wǝ mewǝ berixtin ⱪalmaydu.
9 Қәлб һәммидин алдамчи, униң даваси йоқтур. Кимму уни чүшинәлисун?
Ⱪǝlb ⱨǝmmidin aldamqi, uning dawasi yoⱪtur. Kimmu uni qüxinǝlisun?
10 Мәнки Пәрвәрдигар инсан қәлбини күзитип тәкшүримән; һәр бирсигә өз йоллири бойичә, қилған әмәллириниң мевиси бойичә тәқсим қилиш үчүн, инсан виҗданини синаймән.
Mǝnki Pǝrwǝrdigar insan ⱪǝlbini kɵzitip tǝkxürimǝn; ⱨǝrbirsigǝ ɵz yolliri boyiqǝ, ⱪilƣan ǝmǝllirining mewisi boyiqǝ tǝⱪsim ⱪilix üqün, insan wijdanini sinaymǝn.
11 Худди өзи туғмиған тухумларни бесивалған кәкликтәк, һарамдин байлиқларға еришкән кишиму шундақ болиду; күнлириниң йерими өтмәйла еришкинидин айрилиду, у ахирида ахмақ болуп чиқиду.
Huddi ɵzi tuƣmiƣan tuhumlarni besiwalƣan kǝkliktǝk, ⱨaramdin bayliⱪlarƣa erixkǝn kiximu xundaⱪ bolidu; künlirining yerimi ɵtmǝyla erixkinidin ayrilidu, u ahirida ǝhmǝⱪ bolup qiⱪidu.
12 Шан-шәрәплик бир тәхт, әзәлдин жуқуриға тикләнгән, дәл бизниң башпанаһимиз болған җайдур;
Xan-xǝrǝplik bir tǝht, ǝzǝldin yuⱪiriƣa tiklǝngǝn, dǝl bizning baxpanaⱨimiz bolƣan jaydur;
13 и Пәрвәрдигар, Сән Исраилниң үмүтисән! Сәндин ваз кәчкән һәммәйлән йәргә қарап қалиду; Сәндин жирақлашқанлар тупрақта ятқанлар арисида тизимлиниду; чүнки улар һаятлиқ сулириниң мәнбәси болған Пәрвәрдигардин ваз кәчкән.
i Pǝrwǝrdigar, Sǝn Israilning ümidisǝn! Sǝndin waz kǝqkǝn ⱨǝmmǝylǝn yǝrgǝ ⱪarap ⱪalidu; Sǝndin yiraⱪlaxⱪanlar tupraⱪta yatⱪanlar arisida tizimlinidu; qünki ular ⱨayatliⱪ sulirining mǝnbǝsi bolƣan Pǝrwǝrdigardin waz kǝqkǝn.
14 Мени сақайтқин, и Пәрвәрдигар, мән шуниң билән җәзмән сақайтилимән! Мени қутқузғин, шуниң билән җәзмән қутқузулимән! — Чүнки Өзүң мениң мәдһийәмдурсән!
Meni saⱪaytⱪin, i Pǝrwǝrdigar, mǝn xuning bilǝn jǝzmǝn saⱪaytilimǝn! Meni ⱪutⱪuzƣin, xuning bilǝn jǝzmǝn ⱪutⱪuzulimǝn! — Qünki Ɵzüng mening mǝdⱨiyǝmdursǝn!
15 Мана, улар маңа: — Пәрвәрдигарниң сөз-бешарити қени?! Қени, у әмәлгә ашурулсун!» — дәйду.
Mana, ular manga: — Pǝrwǝrdigarning sɵz-bexariti ⱪeni?! Ⱪeni, u ǝmǝlgǝ axurulsun!» — dǝydu.
16 Лекин мән болсам, Саңа әгәшкинимдә «пада баққучи» болуштин һеч қачқан әмәсмән, вә әҗәл күнини һеч арзу қилмиғанмән, — Сән билисән! Ағзимдин барлиқ чиққанлар Сениң йүз алдиңда болған.
Lekin mǝn bolsam, Sanga ǝgǝxkinimdǝ «pada baⱪⱪuqi» boluxtin ⱨeq ⱪaqⱪan ǝmǝsmǝn, wǝ ǝjǝl künini ⱨeq arzu ⱪilmiƣanmǝn, — Sǝn bilisǝn! Aƣzimdin barliⱪ qiⱪⱪanlar Sening yüz aldingda bolƣan.
17 Маңа вәһимә болмиғайсән; күлпәтлик күнидә Сән мениң башпанаһимдурсән.
Manga wǝⱨimǝ bolmiƣaysǝn; külpǝtlik künidǝ Sǝn mening baxpanaⱨimdursǝn.
18 Маңа зиянкәшлик қилғучилар йәргә қарап қалсун, лекин мени йәргә қаратмиғайсән! Улар дәккә-дүккигә чүшсун, лекин мени дәккә-дүккигә чүшүрмигәйсән; уларниң бешиға күлпәт күнини чүшүргәйсән; уларни икки һәссилик һалакәт билән үзүл-кесил пачақлап ташлиғайсән!
Manga ziyankǝxlik ⱪilƣuqilar yǝrgǝ ⱪarap ⱪalsun, lekin meni yǝrgǝ ⱪaratmiƣaysǝn! Ular dǝkkǝ-dükkigǝ qüxsun, lekin meni dǝkkǝ-dükkigǝ qüxürmigǝysǝn; ularning bexiƣa külpǝt künini qüxürgǝysǝn; ularni ikki ⱨǝssilik ⱨalakǝt bilǝn üzül-kesil paqaⱪlap taxliƣaysǝn!
19 Пәрвәрдигар маңа мундақ дегән: — Барғин, Йәһуда падишалири шәһәргә киридиған вә чиқидиған «Хәлиқниң балилири» дегән дәрвазида, һәмдә Йерусалимниң барлиқ дәрвазилирида турғин, уларға мундақ дегин: —
Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ degǝn: — Barƣin, Yǝⱨuda padixaⱨliri xǝⱨǝrgǝ kiridiƣan wǝ qiⱪidiƣan «Hǝlⱪning baliliri» degǝn dǝrwazida, ⱨǝmdǝ Yerusalemning barliⱪ dǝrwazilirida turƣin, ularƣa mundaⱪ degin: —
20 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и мошу дәрвазилардин киридиған Йәһуданиң падишалири, барлиқ Йәһуда вә Йерусалимда туруватқан халайиқ!
Pǝrwǝrdigarning sɵzini anglanglar, i muxu dǝrwazilardin kiridiƣan Yǝⱨudaning padixaⱨliri, barliⱪ Yǝⱨuda wǝ Yerusalemda turuwatⱪan halayiⱪ!
21 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз җениңларға һези болуңлар! «шабат» күнидә һеч қандақ жүкни көтәрмәңлар, Йерусалимниң дәрвазилиридин һеч нәрсини епкирмәңлар;
Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ɵz jeninglarƣa ⱨezi bolunglar! «xabat» künidǝ ⱨeqⱪandaⱪ yükni kɵtürmǝnglar, Yerusalemning dǝrwaziliridin ⱨeqnǝrsini epkirmǝnglar;
22 шабат күнлиридә өйлириңлардин һеч жүкни көтирип елип чиқмаңлар, вә һеч қандақ әмгәк қилмаңлар; бәлки Мән ата-бовилириңларға буйруғинимдәк, шабат күнини Өзүмгә аталған муқәддәс бир күн дәп қараңлар.
xabat künliridǝ ɵyliringlardin ⱨeq yükni kɵtürüp elip qiⱪmanglar, wǝ ⱨeqⱪandaⱪ ǝmgǝk ⱪilmanglar; bǝlki Mǝn ata-bowiliringlarƣa buyruƣinimdǝk, xabat künini Ɵzümgǝ atalƣan muⱪǝddǝs bir kün dǝp ⱪaranglar.
23 Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған, бәлки аңлимаслиққа һәм тәрбийини қобул қилмаслиққа бойнини қаттиқ қилған.
Lekin ular ⱨeq anglimiƣan yaki ⱪulaⱪ salmiƣan, bǝlki anglimasliⱪⱪa ⱨǝm tǝrbiyini ⱪobul ⱪilmasliⱪⱪa boynini ⱪattiⱪ ⱪilƣan.
24 Шундақ болидуки, силәр авазимни көңүл қоюп аңлисаңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — йәни шабат күнидә шәһәр дәрвазилиридин һеч жүкни елип кирмисәңлар вә һеч әмгәк қилмаслиқ арқилиқ шабат күнини Маңа пак-муқәддәс бир күн һесаплисаңлар,
Xundaⱪ boliduki, silǝr awazimni kɵngül ⱪoyup anglisanglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — yǝni xabat künidǝ xǝⱨǝr dǝrwaziliridin ⱨeq yükni elip kirmisǝnglar wǝ ⱨeq ǝmgǝk ⱪilmasliⱪ arⱪiliⱪ xabat künini Manga pak-muⱪǝddǝs bir kün ⱨesablisanglar,
25 бу шәһәр дәрвазилиридин Давутниң тәхтигә олтиридиған падишалири вә әмирлири җәң һарвулириға олтирип вә атларға минип кириду; улар, уларниң әмирлири, Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларму кирип-чиқишиду; бу шәһәр мәңгү ават болиду.
bu xǝⱨǝr dǝrwaziliridin Dawutning tǝhtigǝ olturidiƣan padixaⱨliri wǝ ǝmirliri jǝng ⱨarwiliriƣa olturup wǝ atlarƣa minip kiridu; ular, ularning ǝmirliri, Yǝⱨudadikilǝr wǝ Yerusalemda turuwatⱪanlarmu kirip-qiⱪixidu; bu xǝⱨǝr mǝnggü awat bolidu.
26 Шундақ қилсаңлар, хәлиқләр Йәһуда шәһәрлиридин, Йерусалим әтрапидики йезилардин, Биняминниң зиминидин, [ғәриптики] «Шәфәлаһ» егизлигидин, җәнуптики [тағлиқтин], Йәһудадики җәнубий баяванлардин Пәрвәрдигарниң өйигә «көйдүрмә қурбанлиқ»лар, «енақлиқ қурбанлиқлири», «ашлиқ һәдийә»ләр вә хушбуйларни тутуп, [Пәрвәрдигарға болған] рәхмәтлирини ейтишқа киридиған болиду.
Xundaⱪ ⱪilsanglar, hǝlⱪlǝr Yǝⱨuda xǝⱨǝrliridin, Yerusalem ǝtrapidiki yezilardin, Binyaminning zeminidin, [ƣǝrbtiki] «Xǝfǝlaⱨ» egizlikidin, jǝnubtiki [taƣliⱪtin], Yǝⱨudadiki jǝnubiy bayawanlardin Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ «kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ»lar, «inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪliri», «axliⱪ ⱨǝdiyǝ»lǝr wǝ huxbuylarni tutup, [Pǝrwǝrdigarƣa bolƣan] rǝⱨmǝtlirini eytixⱪa kiridiƣan bolidu.
27 Лекин силәр Маңа қулақ салмисаңлар, йәни шабат күнини Өзүмгә пак-муқәддәс һесаплимай, шабат күнидә Йерусалимниң дәрвазилиридин жүк көтирип кирсәңлар, әнди Мән дәрвазиларға бир от яқимән, у Йерусалимдики ордиларни йәветиду, уни һеч өчүрәлмәйду.
Lekin silǝr Manga ⱪulaⱪ salmisanglar, yǝni xabat künini Ɵzümgǝ pak-muⱪǝddǝs ⱨesablimay, xabat künidǝ Yerusalemning dǝrwaziliridin yük kɵtürüp kirsǝnglar, ǝmdi Mǝn dǝrwazilarƣa bir ot yaⱪimǝn, u Yerusalemdiki ordilarni yǝwetidu, uni ⱨeq ɵqürǝlmǝydu.