< Йәрәмия 16 >
1 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 Сән аял затини әмриңгә алмайсән, шундақла мошу зиминда оғул-қиз пәрзәнт тапмайсән.
3 Чүнки Пәрвәрдигар бу йәрдә туғулған оғул-қизлар, бу зиминда уларни туққан анилар вә уларни туғдурған атилар тоғрисида мундақ дәйду: —
4 Улар әләмлик кесәлләр билән өлиду; улар үчүн һеч матәм тутулмайду, улар көмүлмәйду; өлүклири тезәктәк тупрақ йүзидә ятиду, улар қилич, қәһәтчилик билән йәп кетилиду; җәсәтлири асмандики учар-қанатлар вә зиминдики һайванатлар үчүн озуқ болиду.
5 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән [Йәрәмия], һаза болуватқан һеч бир өйгә кирмә, яки өлгәнләр үчүн аһ-зар көтириш яки өкүнүшкә барма; чүнки Мән бу хәлиқтин хатирҗәмлигимни, меһир-муһәббитимни вә рәһимдилликлиримни елип ташлидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
6 Улуқлардин тартип пәсләргичә бу зиминда өлиду; улар йәргә көмүлмәйду; һеч ким улар үчүн аһ-зар көтәрмәйду, яки уларни дәп, я әтлирини тилмайду, я чачлирини чүшүрүвәтмәйду;
7 улар қарилиқ тутқанларни йоқлап, нан уштумайду, өлгәнләр үчүн көңүл соримайду; ата-аниси өлгәнләр үчүн һеч ким тәсәлли қәдәһини сунмайду.
8 Сән болсаң әл-жут билән биллә йәп-ичишкә той-бәзмә болған өйгиму кирмә;
9 чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз күнлириңларда вә өз көз алдиңларда, бу йәрдин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизниң авазлирини тохтитимән.
10 Шундақ болидуки, сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «Немишкә Пәрвәрдигар мошундақ зор бир күлпәтни бешимизға чүшүрүшкә бекиткән? Бизниң қәбиһлигимиз зади немә? Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду.
11 Әнди сән уларға мундақ дәйсән: — Чүнки ата-бовилириңлар Мәндин ваз кәчкән, — дәйду Пәрвәрдигар, — һәмдә башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болған, уларға чоқунған; улар Мәндин ваз кәчкән, Тәврат-қанунумни һеч тутмиған;
12 силәр болсаңлар, ата-бовилилириңлардин техиму бәттәр қилғансиләр; мана, һәр бириңлар өз рәзил көңлидики җаһиллиқниң кәйнигә кирип, Маңа һеч қулақ салмиғансиләр;
13 Шуңа Мән силәрни бу зиминдин елип, силәр яки ата-бовилириңлар һеч билмәйдиған башқа бир зиминға ташлаймән; силәр шу йәрдә кечә-күндүз башқа илаһларниң қуллуғида болисиләр; чүнки Мән силәргә һеч меһирни көрсәтмәймән.
14 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду,
15 бәлки [шу күнләрдә] «Исраилларни шималий зиминидин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ зиминләрдин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Чүнки Мән уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминиға қайтуримән.
16 Һалбуки, мана һазир болса, Мән нурғун белиқчиларни әвәтип уларни тутқузушқа чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — андин нурғун овчиларни әвәтип уларни қоғлап овлашқа чақиримән; улар уларни һәр бир тағдин, һәр бир егизликтин, қия ташларниң ғар-қисилчақлиридин тепивалиду.
17 Чүнки көзлирим уларниң барлиқ йоллири үстидә туриду; улар алдимда һеч суқуналмиди, уларниң қәбиһлиги көзлиримдин һеч йошурулмиди.
18 Лекин Мән авал уларниң қәбиһлигини вә гунайини бешиға һәссиләп қайтуримән; чүнки улар зиминимни жиркиничлик нәрсиләрниң өлүклири билән булғиған, Мениң мирасимни ләнәтлик нәрсилири билән толдурған.
19 — И Пәрвәрдигар, Сән мениң күчүм вә қорғинимсән, азап-оқубәт күнидә башпанаһимсән. Әлләр болса йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин йениңға келиду вә: «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған; бу нәрсиләрдә һеч пайда йоқтур.
20 Инсанлар өз-өзигә худаларни ясаламду?! Лекин ясиғини Худа әмәстур!» — дәйду.
21 — Шуңа, мана, Мән бу қетим [бу рәзил хәлиққә] шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән; шуниң билән улар Мениң намимниң Пәрвәрдигар екәнлигини билиду!