< Йәрәмия 15 >
1 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — «Муса яки Самуил [пәйғәмбәрләр] алдимда турған болсиму, көңлүм бу хәлиққә һеч қаримайтти. Уларни көз алдимдин кәткүзүвәт! Улар Мәндин нери чиқип кәтсун!
Perwerdigar manga mundaq dédi: — «Musa yaki Samuil [peyghemberler] aldimda turghan bolsimu, könglüm bu xelqqe héch qarimaytti. Ularni köz aldimdin ketküzüwet! Ular Mendin néri chiqip ketsun!
2 Әгәр улар сәндин: «Биз нәгә чиқип кетимиз?» десә, сән уларға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өлүмгә бекитилгәнләр өлүмгә, қиличқа бекитилгәнләр қиличқа, қәһәтчиликкә бекитилгәнләр қәһәтчиликкә, сүргүн болушқа бекитилгәнләр сүргүн болушқа кетиду» — дәйсән.
Eger ular sendin: «Biz nege chiqip kétimiz?» dése, sen ulargha: «Perwerdigar mundaq deydu: — Ölümge békitilgenler ölümge, qilichqa békitilgenler qilichqa, qehetchilikke békitilgenler qehetchilikke, sürgün bolushqa békitilgenler sürgün bolushqa kétidu» — deysen.
3 Чүнки Мән төрт хил җаза билән уларниң үстигә чүшимән, — дәйду Пәрвәрдигар, — өлтүрүш үчүн қилич, титма-титма қилиш үчүн иштлар, жутуш вә һалак қилиш үчүн асмандики учар-қанатлар вә йәр-зиминдики һайванатларни җаза болушқа бекиттим;
Chünki Men töt xil jaza bilen ularning üstige chüshimen, — deydu Perwerdigar, — öltürüsh üchün qilich, titma-titma qilish üchün itlar, yutush we halak qilish üchün asmandiki uchar-qanatlar we yer-zémindiki haywanatlarni jaza bolushqa békittim;
4 Йәһуда падишаси Һәзәкияниң оғли Манассәһниң Йерусалимда қилғанлири түпәйлидин Мән уларни йәр йүзидики барлиқ падишалиқлар арисида вәһимигә салғучи бир объект қилимән.
Yehuda padishahi Hezekiyaning oghli Manassehning Yérusalémda qilghanliri tüpeylidin Men ularni yer yüzidiki barliq padishahliqlar arisida wehimige salghuchi bir obyékt qilimen.
5 Чүнки ким саңа ичини ағритиду, и Йерусалим? Ким сән үчүн аһ-зар уриду? Ким әһвалиңни сорашқа йолда тохтап йениңға бариду?
Chünki kim sanga ichini aghritidu, i Yérusalém? Kim sen üchün ah-zar uridu? Kim ehwalingni sorashqa yolda toxtap yéninggha baridu?
6 Сән Мени ташливәткәнсән, — дәйду Пәрвәрдигар, — сән чекинип кәттиң; Мән үстүңгә қолумни созуп сени набут қилишқа турдум; Мән [саңа] ичимни ағритиштин һалсирап кәттим.
Sen Méni tashliwetkensen, — deydu Perwerdigar, — sen chékinip ketting; Men üstüngge qolumni sozup séni nabut qilishqa turdum; Men [sanga] ichimni aghritishtin halsirap kettim.
7 Шуңа Мән уларни зиминдики шәһәр қовуқлирида йәлпүгүч билән сориветимән; Мән уларни балилардин җуда қилимән вә хәлқимни набут қилимән; улар өз йоллиридин һеч янмиди.
Shunga Men ularni zémindiki sheher qowuqlirida yelpügüch bilen soriwétimen; Men ularni balilardin juda qilimen we xelqimni nabut qilimen; ular öz yolliridin héch yanmidi.
8 Көз алдимда уларниң тул хотунлири деңиз қумлиридин көпийип кетиду; чүш вақтида Мән уларға, йәни жигитләрниң анисиға бир һалак қилғучини елип келимән; Мән уштумтут уларниң бешиға дәрд вә вәһимә чүшүримән.
Köz aldimda ularning tul xotunliri déngiz qumliridin köpiyip kétidu; chüsh waqtida Men ulargha, yeni yigitlerning anisigha bir halak qilghuchini élip kélimen; Men ushtumtut ularning béshigha derd we wehime chüshürimen.
9 Йәттә балини туққан ана солишип тиниқидин қалай дәп қалиду; күпкүндүздә бу аниниң қуяши туюқсиз [мәғрипкә] патиду; у шәрмәндә болуп хорлуқ-һақарәтләргә учрайду. Улардин қалғанларни болса Мән дүшмәнләр алдида қиличқа тапшуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
Yette balini tughqan ana soliship tiniqidin qalay dep qalidu; küpkündüzde bu anining quyashi tuyuqsiz [meghripke] patidu; u shermende bolup xorluq-haqaretlerge uchraydu. Ulardin qalghanlarni bolsa Men düshmenler aldida qilichqa tapshurimen, — deydu Perwerdigar.
10 Аһ, ана, һалимға вай, чүнки сән мени пүткүл зимин билән қаришилишидиған бир адәм, улар билән елишидиған бир адәм сүпитидә туққансән! Мән уларға өсүмгә қәризму бәрмидим, яки улардин өсүмгә қәризму алмидим; лекин уларниң һәр бири мени қарғайду!
Ah, ana, halimgha way, chünki sen méni pütkül zémin bilen qarishilishidighan bir adem, ular bilen élishidighan bir adem süpitide tughqansen! Men ulargha ösümge qerzmu bermidim, yaki ulardin ösümge qerzmu almidim; lékin ularning herbiri méni qarghaydu!
11 Пәрвәрдигар мундақ деди: — Бәрһәқ, Мән бәхитиңгә сени азат қилимән; күлпәт вә балаю-апәт болған күнидә Мән саңа дүшмәнни чирайлиқ учраштуримән.
Perwerdigar mundaq dédi: — Berheq, Men bextingge séni azad qilimen; külpet we balayi’apet bolghan künide Men sanga düshmenni chirayliq uchrashturimen.
12 Төмүр сунамду? Шималдин чиққан төмүр, яки мис сунамду?
Tömür sunamdu? Shimaldin chiqqan tömür, yaki mis sunamdu?
13 Бәлки қилған барлиқ гуналириң түпәйлидин, у четиңдин бу четиңгичә Мән байлиқлириң һәм ғәзнилириңни олҗа болушқа һәқсиз тапшуримән;
Belki qilghan barliq gunahliring tüpeylidin, u chétingdin bu chétinggiche Men bayliqliring hem xeziniliringni olja bolushqa heqsiz tapshurimen;
14 Мән сени дүшмәнлириң билән биллә сән һеч билмәйдиған бир зиминға өткүзимән; чүнки ғәзивимдә бир от қозғалди, у үстүңгә чүшүп сени көйдүриду.
Men séni düshmenliring bilen bille sen héch bilmeydighan bir zémin’gha ötküzimen; chünki ghezipimde bir ot qozghaldi, u üstüngge chüshüp séni köydüridu.
15 И Пәрвәрдигар, Сән һалимни билисән; мени есиңдә тутқайсән, маңа йеқин келип мәндин хәвәр алғайсән вә маңа зиянкәшлик қилғучилардин интиқамимни алғайсән; Сән уларға сәвир-тақәт көрсәткүң болсиму, мени йоқатмиғайсән! Мениң Сени дәп хорлинивақанлиғимни билгәйсән.
I Perwerdigar, Sen halimni bilisen; méni ésingde tutqaysen, manga yéqin kélip mendin xewer alghaysen we manga ziyankeshlik qilghuchilardin intiqamimni alghaysen; Sen ulargha sewr-taqet körsetküng bolsimu, méni yoqatmighaysen! Méning Séni dep xorliniwaqanliqimni bilgeysen.
16 Сөзлириңгә еришип, уларни йәвалдим; сөзлириң һәм мени шатландурғучи вә қәлбимниң хошаллиғи болған; чүнки мән Сениң намиң билән аталғанмән, и Пәрвәрдигар, самави қошунларниң Сәрдари болған Худа!
Sözliringge ériship, ularni yewaldim; sözliring hem méni shadlandurghuchi we qelbimning xushalliqi bolghan; chünki men Séning naming bilen atalghanmen, i Perwerdigar, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Xuda!
17 Мән бәзмә қилғучиларниң сорунида ойнап-күлүп олтармидим; Сениң мени тутқан қолуң түпәйлидин ялғуз олтардим; чүнки Сән мени [уларниң қилғанлири билән] қаттиқ ғәзәпләндүрдуң.
Men bezme qilghuchilarning sorunida oynap-külüp olturmidim; Séning méni tutqan qolung tüpeylidin yalghuz olturdum; chünki Sen méni [ularning qilghanliri bilen] qattiq ghezeplendürdung.
18 Мениң азавим немишкә тохтимайду, мениң ярамниң даваси йоқ, немишкә шипа тапмайду? Сән маңа худди «алдамчи ериқ» вә туюқсиз ғайип болидиған сулардәк болмақчисән?
Méning azabim némishqa toxtimaydu, méning yaramning dawasi yoq, némishqa shipa tapmaydu? Sen manga xuddi «aldamchi ériq» we tuyuqsiz ghayib bolidighan sulardek bolmaqchisen?
19 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән һазирқи һалитиңдин йенип йенимға қайтсаң, Мән қайтидин сени алдимдики хизмәттә турушқа яндуруп келимән; сән қиммәтлик [сөзләр] билән әрзимәс [сөзләрни] пәриқләндүрәлисәң, сән йәнә ағзимдәк болисән; бу хәлиқ сән тәрәпкә қайтип кәлсун, лекин сән уларниң тәрипигә һәргиз қайтмаслиғиң керәк;
Shunga Perwerdigar mundaq deydu: — Sen hazirqi halitingdin yénip yénimgha qaytsang, Men qaytidin séni aldimdiki xizmette turushqa yandurup kélimen; sen qimmetlik [sözler] bilen erzimes [sözlerni] perqlendüreliseng, sen yene aghzimdek bolisen; bu xelq sen terepke qaytip kelsun, lékin sen ularning teripige hergiz qaytmasliqing kérek;
20 Вә Мән сени бу хәлиққә нисбәтән мистин қопурулған, мустәһкәм бир сепил қилимән; улар саңа һуҗум қилиду, лекин улар үстүңдин ғәлибә қилалмайду; чүнки Мән сени қутқузушқа, улардин халас қилишқа сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
We Men séni bu xelqqe nisbeten mistin qopurulghan, mustehkem bir sépil qilimen; ular sanga hujum qilidu, lékin ular üstüngdin ghelibe qilalmaydu; chünki Men séni qutquzushqa, ulardin xalas qilishqa sen bilen billidurmen, — deydu Perwerdigar.
21 — Бәрһәқ, Мән сени рәзилләрниң чаңгилидин қутқузимән; әшәддийләрниң чаңгилидин қутқузидиған ниҗаткариң болимән.
— Berheq, Men séni rezillerning changgilidin qutquzimen; esheddiylerning changgilidin qutquzidighan nijatkaring bolimen.