< Йәрәмия 14 >
1 Йәрәмияға чүшкән, Пәрвәрдигарниң қурғақчилиқлар тоғрилиқ сөзи: —
2 Йәһуда матәм тутиду, униң дәрвазилири завалға йүз тутмақта, хәлиқ йәргә чаплишип қарилиқ тутиду; Йерусалимдин налә-пәряд көтирилмәктә.
3 Мөтивәрлири чапармәнлирини су әкилишкә әвәтиду; улар су азгаллириға бариду, лекин һеч су тапалмайду; уларниң күплири қуруқ қайтип келиду; улар йәргә қарап қалиду, сарасимигә чүшиду; улар бешини йепип төвән саңгилитиду.
4 Һеч ямғур болмиғачқа йәр йүзи йерилип кәтти; йәр һайдиғучилар йәргә қарап бешини йепип төвән саңгилитиду.
5 Марал болса далада бала қозилайду, андин қозисидин ваз кечиду; чүнки от-чөп йоқ.
6 Явайи ешәкләр егизликләрдә туруп чилбөриләрдәк һасирап кетиду; озуқ издәп көзлири қараңғулишип кетиду, чүнки озуқ йоқ.
7 — И Пәрвәрдигар, қәбиһликлиримиз бизни әйипләп гувалиқ бәргини билән, Өзүңниң намиң үчүн бир ишни қилғайсән! Чүнки бизниң йолуңдин чиқип кетишимиз интайин көптур; биз Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
8 И Исраилниң Арзуси, күлпәт чүшкәндә уларниң қутқузғучиси Болғучи, Сән немишкә бизгә зиминимиздики мусапирдәк, бир кечила қонмақчи болған бир йолучидәк болисән?
9 Немишкә һеч амалсиз кишидәк, һеч кимни қутқузалмайдиған бир палванға охшаш болисән? Лекин Сән, и Пәрвәрдигар, аримизда турисән, биз Сениң намиң билән аталғандурмиз; биздин ваз кечип кәтмә!
10 Пәрвәрдигар мошу хәлиққә мундақ дәйду: — Улар дәрһәқиқәт [мәндин] тезип, кезишкә амрақтур; улар қәдәмлирини [яман йолдин] һеч тизгинлимәйду; Пәрвәрдигарниң улардин һеч қандақ хурсәнлиги йоқ; әнди һазир уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүрүп уларниң гуналирини җазалайду.
11 Андин Пәрвәрдигар маңа: — Бу хәлиқниң бәхит-бәрикити үчүн дуа қилма — деди.
12 — Улар роза тутқанда, пәрядини аңлимаймән; улар көйдүрмә қурбанлиқларни ашлиқ һәдийәләр билән сунғанда, Мән уларни қобул қилмаймән; Мән уларни қилич, қәһәтчилик вә вабалар арқилиқ йоқитимән.
13 Мән болсам: — Аһ, Рәб Пәрвәрдигар! Мана, пәйғәмбәрләр уларға: «Силәр қилични һеч көрмәйсиләр, қәһәтчиликкиму дуч кәлмәйсиләр; чүнки Мән бу йәрдә силәрниң аман-есәнлигиңларға капаләтлик қилимән» дәйду, — дедим.
14 Әнди Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Пәйғәмбәрләр Мениң намимда ялған бешарәтләр бериду; Мән уларни әвәтмигәнмән, уларни буйруған әмәсмән, вә уларға гәп қилғиним йоқ. Улар силәргә сахта көрүнүш, палчилиқ, әрзимәс нәрсиләр тоғрилиқ өз көңлидики хам хиялларни ейтип бешарәт бәрмәктә.
15 Шуңа Пәрвәрдигар: — Мениң намимда бешарәт бериватқан, Мән әвәтмигән, йәни: «Қилич вә қәһәтчилик бу зиминға һеч кәлмәйду» дәйдиған пәйғәмбәрләр тоғрилиқ: — бу пәйғәмбәрләр қилич вә қәһәтчилик билән йоқитилиду;
16 улар бешарәт бәргән хәлиқниң болса, қилич вә қәһәтчилик түпәйлидин җәсәтлири Йерусалим кочилириға ташливетилиду; уларниң өзлирини, аяллирини, қиз-оғуллирини көмгидәк һеч ким қалмайду; Мән уларниң рәзиллигини өз бешиға төкимән.
17 Сән уларға шу сөзни ейтисән: — «Көзлиримдин кечә-күндүз яш тохтимисун; чүнки мениң пак қизим болған хәлқим яриси бөсүлгәндәк қаттиқ бир зәрб йәп, интайин еғир яриланди», — дәйду.
18 Мән далаға чиқсам, мана қиличтин өлтүрүлгәнләр; шәһәргә кирсәм, мана қәһәтчиликтин солишип кәткәнләр! Чүнки пәйғәмбәр һәм каһин һәр иккисила билимсиз-надан болуп, улар зиминда өз содиси биләнла болуп кәтти.
19 Сән Йәһудадин немишкә ваз кәчтиң? Җениң Зиондин Зериктиму? Сән немишкә бизни шунчә давалиғусиз дәриҗидә урған едиң? Биз арам-течлиқни күттуқ, лекин һеч қутлуқ күнләр йоқтур; шипалиқ бир вақитни күттуқ, лекин мана дәккә-дүккә ичидидурмиз!
20 И Пәрвәрдигар, рәзиллигимизни, ата-бовилиримизниң қәбиһлигини тонуп иқрар қилимиз; чүнки Сениң алдиңда гуна садир қилдуқ.
21 Өзүң намиң үчүн [Йерусалимни] көзүңгә илмай қоймиғайсән; шан-шәрәплик тәхтиң болған җайни рәсва қилмиғайсән; әһдәңни есиңгә кәлтүргәйсән, уни бузмиғайсән!
22 Әлләр чоқунидиған «әрзимәсләр» арисида ямғур яғдурғучи бармиду? Йеғинни асманлар өзлирила берәмду? [Буларни әмәлдә көрсәткүчи] Сән әмәсму, и Пәрвәрдигар Худайимиз! Шуңа Сени тәлпүнүп күтимиз; чүнки Сәнла буларни қилғучидурсән.