< Йәрәмия 13 >
1 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Барғин, канап ич тамбални ал, белиңгә бағла; лекин уни суға чилима.
上主對我這樣說:「你去買條麻帶,束在腰間,但是不要浸在水裏。」
2 Шуңа Пәрвәрдигар маңа дегәндәк мән бир ич тамбални алдим вә белимгә бағлап қойдум.
我就照上主的話去買了根麻帶, 。
3 Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи иккинчи қетим маңа келип мундақ дейилди: —
上主的話第二次傳給我說:
4 «Сән пулға алған, белиңгә бағланған ич тамбални елип, орнуңдин тур, Фратқа берип шу йәрдә ташниң йериқиға йошуруп қой».
「拿你買來束在腰間的帶子,起身往幼發拉的去,藏在那裏的嚴石縫裏」。
5 Шуңа мән бардим вә Пәрвәрдигар маңа буйруғандәк уни Фратқа йошуруп қойдум.
我照上主吩咐我的去了;將帶子藏在幼發拉的近旁。
6 Көп күнләр өткәндин кейин, Пәрвәрдигар маңа: «Орнуңдин тур, Фратқа берип, Мән саңа шу йәргә йошурушқа буйруған ич тамбални қолуңға ал» — деди.
過了多日,上主對我說:「你起身往幼發拉的去,拿回我吩咐你藏在那裏的帶子」。
7 Шуңа мән Фратқа бардим; мән йошурған йәрдин ич тамбални колап чиқирип қолумға алдим; мана, ич тамбал сесип чирип кәткән еди, пүтүнләй кийгүсиз болған еди.
我便往幼發拉的去了,我由藏下的地方挖出那帶子;看,已經腐爛,毫無用處了。
8 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
於是有上主的話傳給我說:
9 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Йәһуданиң пәхрини вә Йерусалимниң чоң пәхрини мошу һалда йоқитимән;
「上主這樣說:我也要這樣毀滅猶大的驕傲,和耶路撒冷極度的高傲。
10 Мениң сөзлиримни аңлашни рәт қилған, көңлидики җаһиллиғида маңидиған, башқа илаһларниң қуллуғида болуп, уларға ибадәт қилишқа интилидиған бу рәзил хәлиқ пүтүнләй кардин чиққан бу ич тамбалға охшаш болиду.
這個拒絕我的話,而隨從自己固執的心行事,追隨事奉,朝拜其他神祗的邪惡人民,必要如這毫無用處的帶子木樣。
11 Чүнки худди ич тамбал адәмниң чатириқиға чиң бағланғандәк, уларму Маңа [йеқин] бир хәлиқ болсун, Маңа нам-аброй, мәдһийә вә шан-шәрәп кәлтүрсун дәп, Мән Исраилниң пүткүл җәмәтини вә Йәһуданиң пүткүл җәмәтини Өзүмгә чиң бағландурғанмән — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар һеч қулақ салмиди.
因為正如帶子緊貼在人的腰間,同樣我也錔使以色列全 家和猶大全家緊緊依附我──上主的斷語──成為我的人民,我的名譽,我的讚美和我的光榮;但是他們卻沒有聽從。
12 Уларға мошу сөзни дегин: — Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәк». Улар саңа: «Әҗәба, һәммә шарап идиши шарап билән толуши керәклигини убдан билмәмдуқ?» — дәйду;
你應向他們宣佈這話:上主以色列的天主這樣說:每個壺應盛滿酒。如果他們對你說:難道我們不知道,每個壺都應盛滿酒嗎﹖
13 Сән уларға мундақ дәйсән: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, мән бу зиминда барлиқ туруватқанларни, Давутқа вәкил болуп униң тәхтигә олтарған падишаларни, каһинларни вә пәйғәмбәрләрни һәмдә Йерусалимда барлиқ туруватқанларни мәслик-беһошлуқ билән толдуримән.
你就答覆他們說:上主這樣說:看,我要使這地上的一切居民,坐在達味寶座上的君王,以及司祭和先知並耶路撒冷的一切居民,都酩酊大醉,
14 Мән уларни бир-биригә, йәни ата билән оғуллириниму охшашла бир-биригә соқушқа салимән, — дәйду Пәрвәрдигар; — Мән уларға ичимни ағритмаймән, уларни айимаймән, уларға рәһим қилмаймән; уларни набут қилишқа һеч нәрсә мени тосумайду.
使他們彼此衝突,連父子也彼此衝突──上主的斷語──我毫不憐憫、不慈悲、不留情地將他們消滅」。
15 Аңлаңлар, қулақ селиңлар, һали чоң болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар сөз қилған.
你們側耳傾聽,不要傲慢,因為是上主在說話。
16 Әнди У бешиңларға зулмәт чүшүргичә, путуңлар завал чүшкән тағларда путлашқандәк путлашқичә, У силәр издигән нурни өлүм сайисиға, қап қараңғулуққа айландурғичә, Пәрвәрдигар Худайиңларға лайиқ шан-шәрәп қайтуруңлар!
黑暗來臨以前,在你的腳還沒有在黑暗中撞在石上以前,應將光榮歸於上主的天主;不然,你們期待光明,衪反發放死影,使它變得漆黑。
17 Буни аңлимисаңлар, силәрниң һакавурлуғуңлар түпәйлидин җеним йошурунчә жиғлайду; аччиқ жиғлап көз яшлирим еқип ташиду; чүнки силәр, и Пәрвәрдигарниң падиси, сүргүн қилинисиләр.
假使你們還不聽從這警告,對你的驕傲,我只有暗自痛哭,眼淚直流,因為上主的羊群已被擄去。
18 Падиша вә ханишқа: «Тәхтиңлардин чүшүп йәргә олтириңлар; чүнки көркәм таҗлириңлар бешиңлардин чүшүрүлиду» — дегин.
你應對君王和太后說:「你們應坐低位,因為你們華麗的王冠已由你們頭上落下」。
19 Җәнупдики шәһәрләр қоршивелнип тақилиду; уларни ачидиған һеч ким болмайду; пүткүл Йәһуда сүргүн болиду; уларниң һәммиси әсиргә чүшүп сүргүн болиду.
南部的城邑已被封鎖,沒有人去打開,全猶大已被擄去。
20 Бешиңни көтәр, [и Зион], шималдин чиққанларға қара; саңа тапшурулған пада, йәни йеқимлиқ падаң нәгә кәткәнду?
請你舉目觀望那來自北方的人;昔日委託給你的羊群,那壯麗的羊群,如今在那裏﹖
21 [Пәрвәрдигар] сени башқурушқа достлириңни бекиткинидә сән немә дейәләйттиң? Әсли өзүң уларға башқурушни үгәткән турсаң! Шу тапта толғақ тутқан аялдәк азап-оқубәтләр сени тутмамду?
衪懲罰你,你還有什麼話說﹖是你教導了昔日的盟友來統治你,豈能不使你痛苦得像個臨產的婦女﹖
22 Сән әгәр көңлүңдә: Бу ишлар немишкә бешимға чүшти? — дәп сорисаң, бу ишлар қәбиһлигиң интайин еғир болғанлиғидин болди — көйникиң салдуруп ташланди, йотилириң зораванлиқта ашкариланди.
假使你心裏說:為什麼我遭遇了此事──是因你罪大惡極,你的衣邊才被掀起,你的腳才受到污辱。
23 Ефиопийәлик қара терисини өзгәртәләмду? Яки илпиз чипар тәңгилирини өзгәртәләмду? Ундақ болғанда силәр рәзилликни қилишқа көнгәнләрму яхшилиқни қилалайдиған болисиләр!
雇士人豈能改變牠的斑點﹖那你們這些習於作惡的人,豈能行善﹖
24 Әнди чөл-баявандики шамал һайдивәткән самандәк Мән силәрни һайдап чачимән.
為此,我必使他們四散,像被曠野裏的風捲去的草芥。
25 Бу сениң ақивитиң болиду, Мән саңа бекиткән несивәң, — дәйду Пәрвәрдигар; чүнки сән Мени унтуғансән, ялғанчилиққа таянғансән.
這是你的命運,是我量給你的分子──上主的斷語──因為你忘記了我,信賴了「虛無」;
26 Шуңа Мән көйникиңниң пәшлирини йүзүң үстигә көтирип ташлаймән, номусуң көрүлиду.
故此我也要將你的衣邊掀到你面上,使人見到你的羞恥。
27 Аһ, сениң зиналириң, айғирниңкидәк похур кишнәшлириң, егизликләрдә вә етизларда болған бузуқчилиқлириңниң пәскәшлиги! — Барлиқ жиркиничликлириңни көрдум! Һалиңға вай, и Йерусалим! Сән пак қилинишни қачанғичә рәт қилмақчисән?!
你的姦淫,你春情的嘶鳴,你猥褻的淫亂,你在高丘上和田野間可恥的行為,我都看見了。禍哉,耶路撒冷! 你不肯自潔,要到何時﹖