< Йәрәмия 12 >
1 Мән дәвайимни алдиңға елип кәлсәм, адил болуп кәлдиң, и Пәрвәрдигар; лекин Сән билән Өз һөкүмлириң тоғрилиқ сөзләшмәкчимән; немишкә рәзилләрниң йоли ронақ тапиду? Асийлиқ қилғучиларниң һәммиси немишкә кәңри-азатиликтә туриду?
You are righteous, LORD, when I contend with you; yet I would reason the cause with you: why does the way of the wicked prosper? Why are they all at ease who deal very treacherously?
2 Сән уларни йәр йүзигә тиккәнсән, уларму йилтиз тартқан; улар өсүп гүллиниду, улар мевиләйду; Сән уларниң ағзиға йеқин охшайсән, лекин виҗданидин жирақсән;
You have planted them, yes, they have taken root; they grow, yes, they bring forth fruit: you are near in their mouth, and far from their heart.
3 лекин Сән, и Пәрвәрдигар, мени билисән; Сән мени көрүп кәлгәнсән, Өзүңгә болған садиқлиғимни синиғансән. Уларни боғузлашқа бекитилгән қойлардәк айрип сөрәп чиққайсән, уларни қәтл күнигә айриғайсән.
But you, LORD, know me; you see me, and try my heart toward you: pull them out like sheep for the slaughter, and prepare them for the day of slaughter.
4 Зимин қачанғичә қағҗирайду, етиздики от-чөпләр қачанғичә қурған һаләттә туриду? Зиминда турувақанларниң рәзиллиги түпәйлидин һайванлар һәм учар-қанатлар қачанғичә йоқап түгәйду? Чүнки бу хәлиқ: «[Худа] ақивитимизни һеч көрмәйду» дәватиду.
How long shall the land be parched, and the grass of every field wither? For the wickedness of those who dwell in it, the animals are consumed, and the birds; because they said, "He shall not see our latter end."
5 — Сән жүгүргән ләшкәрләр билән бәсләшкәндә, улар сени һалсиратқан болса, әнди сән атлар билән бәсләшсәң қандақ болар? Сән пәқәт аман-течлиқта турған зиминдила хатирҗәм болуп [Маңа] ишинисән, әнди Иордан дәрияси бойидики қоюқ чатқаллиқларда қандақ жүрисән?
"If you have run with the footmen, and they have wearied you, then how can you contend with horses? And though in a land of peace you are secure, yet how will you do in the pride of the Jordan?
6 Чүнки һәтта өз қериндашлириң, атаңниң җәмәтиму саңа асийлиқ қилған. Уларму сени йоқитиш үчүн авазини қоюп бәргән. Гәрчә улар саңа меһирлик сөзләрни қилған болсиму, уларға ишәнмә!»
For even your brothers, and the house of your father, even they have dealt treacherously with you; even they have cried aloud after you: do not believe them, though they speak beautiful words to you.
7 — Өзүм аиләмдин ваз кечимән, мирасимни ташливетимән, җан-җигиримни дүшмәнлириниң қолиға тапшуримән.
I have forsaken my house, I have cast off my heritage; I have given the dearly beloved of my soul into the hand of her enemies.
8 Мениң мирасим [болған хәлиқ] болса Маңа орманлиқтики бир ширгә охшаш болуп қалди; улар Маңа қарши авазини көтәрди; шуңа Мән уларни яман көримән.
My heritage has become to me as a lion in the forest: she has uttered her voice against me; therefore I have hated her.
9 Мениң мирасим Маңа сар-бүркүт яки чилбөридәк болуп қалди әмәсму? Лекин униң әтрапиға башқа сар-бүркүтләр олашмақта! Бериңлар, уларни йәветишкә барлиқ даладики һайванларни жиғип келиңлар!
Is my heritage to me as a speckled bird of prey? Are the birds of prey against her all around? Go, assemble all the animals of the field, bring them to devour.
10 Нурғунлиған хәлиқ падичилири үзүмзаримни һалак қилиду, улар Мениң несивәмни аяқ асти қилиду, улар Мениң йеқимлиқ несивәмни ғериб бир чөл-баяванға айландуриду;
Many shepherds have destroyed my vineyard, they have trodden my portion under foot, they have made my pleasant portion a desolate wilderness.
11 улар уни ғериб қиливетиду; у Мениң алдимда ғериб һәм қағҗирақ туриду; пүткүл зимин ғериб қалиду; амма һеч адәм буниңға көңлини бөлмәйду.
They have made it a desolation; it mourns to me, being desolate; the whole land is made desolate, because no man lays it to heart.
12 Чөл-баявандики барлиқ егизликләр үстигә һалак қилғучилар ғужулдап чиқип келиду; чүнки Пәрвәрдигарниң қиличи зиминниң бир четидин йәнә бир четигичә һәммини жутиду; һеч әт егисиниң тинич-хатирҗәмлиги болмайду.
Destroyers have come on all the bare heights in the wilderness; for the sword of the LORD devours from the one end of the land even to the other end of the land: no flesh has peace.
13 [Хәлқим] буғдайни териған болсиму, лекин текәнләрни орийду; улар өзлирини упратқини билән, пайда көрмәйду; шуңа [начар] мәһсулатлириңлар түпәйлидин, Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзиви түпәйлидин, йәргә қарап қалисиләр.
They have sown wheat, and have reaped thorns; they have put themselves to pain, and profit nothing: and you shall be ashamed of your fruits, because of the fierce anger of the LORD.
14 Мәнки Пәрвәрдигар Өз хәлқим Исраилни варис қилған мирасқа чаңгал салған, зиминимниң һәммә рәзил хошнилири тоғрилиқ мундақ дәймән: — Мана, Мән уларни өз зиминидин жулуп алимән, шуниңдәк Йәһуда җәмәтини улар арисидин жулувалимән;
Thus says the LORD against all my evil neighbors, who touch the inheritance which I have caused my people Israel to inherit: 'look, I will pluck them up from off their land, and will pluck up the house of Judah from among them.
15 лекин шундақ болидуки, уларни жулувалғандин кейин Мән бу йолдин йенип, уларға ичимни ағритимән, уларниң һәр бирини өз мирасиға, һәр бирини өз зиминиға қайтуримән.
It shall happen, after that I have plucked them up, I will return and have compassion on them; and I will bring them again, every man to his heritage, and every man to his land.
16 Шундақ қилип, әгәр (улар өткәндә хәлқимгә Баалниң исмиға қәсәм ичишни үгәткәндәк) көңүл қоюп хәлқимниң йоллирини үгәнсә, җүмлидин Мениң намимға қәсәм ичишни үгәнсә, — әнди уларға хәлқим арисидин [муқим] орун берилип, улар гүлләндүрүлиду.
It shall happen, if they will diligently learn the ways of my people, to swear by my name, "As the LORD lives;" even as they taught my people to swear by Baal; then shall they be built up in the midst of my people.
17 Бирақ улар аңлимиса, Мән шу әлни мутләқ жулуп ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
But if they will not hear, then will I pluck up that nation, plucking up and destroying it,'" says the LORD.