< Йәрәмия 11 >
1 Йәрәмияға Пәрвәрдигардин кәлгән сөз мундақ еди:
2 — Бу әһдиниң сөзлиригә қулақ селиңлар; шундақла Йәһуда кишилиригә, Йерусалимда туруватқанларға уларни йәткүзүңлар,
3 — сән Йәрәмия уларға мундақ ейтқин: — — Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бу әһдиниң сөзлиригә ким бойсунмиса у ләнәттә қалиду;
4 Мән бу әһдини ата-бовилириңларни Мисир зиминидин, йәни төмүр тавлайдиған хумдандин қутқузуп чиқарған күнидә уларға тапилап: «Авазимға қулақ селип, бу сөзләргә, йәни Мән силәргә тапшурған барлиқ әмирләргә әмәл қилиңлар; шундақ қилғиниңларда, силәр Мениң хәлқим болисиләр, Мән силәрниң Худайиңлар болимән;
5 шундақ болғинида Мән ата-бовилириңларға: «Силәргә сүт һәм бал еқип туридиған бир зимин тәқдим қилимән» дәп ичкән қәсәмни әмәлгә ашуримән» — дегән едим. Силәр бүгүнки күндә дәл шу зиминда туруватисиләр! Мән болсам җававән «Амин, Пәрвәрдигар!» — дедим.
6 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһуданиң шәһәрлиридә, Йерусалимниң кочилирида бу сөзләрни җакала: — Бу әһдиниң барлиқ сөзлиригә қулақ селип әмәлгә ашуруңлар!
7 Чүнки Мән ата-бовилириңларға Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған күнидин бүгүнки күнгичә «Мениң авазимға қулақ селиңлар!» дәп җекиләп агаһландуруп келиватимән; Мән таң сәһәрдә орнумдин туруп уларни агаһландуруп кәлдим.
8 Лекин улар һеч аңлимиған яки қулақ салмиған; уларниң һәр бири рәзил көңүллиридики җаһиллиққа әгишип маңған; шуниң билән Мән бу әһдидики барлиқ сөзләрни уларниң бешиға чүшүрдүм; Мән буларниң һәммисини уларға тапилиғанмән, лекин улар һеч әмәлгә ашурмиған.
9 Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Йәһудадикиләр вә Йерусалимда туруватқанларниң арисида бир сүйқәст байқалди;
10 улар сөзлиримни аңлашни рәт қилған ата-бовилириниң қәбиһликлиригә қайтип кәтти; уларниң ибадитидә болайли дәп башқа илаһларға әгишип кәтти. Исраил җәмәти һәм Йәһуда җәмәти ата-бовилири билән түзгән әһдәмни бузди.
11 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларниң үстигә һеч қутулалмас апәт чүшүримән; улар Маңа пәряд көтириду, лекин Мән уларни аңлимаймән.
12 Андин Йәһуданиң шәһәрлири вә Йерусалимда туруватқанлар исриқ йеқип чоқунған бутларни издәп уларға пәряд көтириду; лекин апәт чүшкән вақтида улар буларни һеч қутқузмайду.
13 Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болғансери, бутлириң шунчә көп болди, и Йәһуда; Йерусалимниң кочилири қанчә көп болғансери, силәр «жиркиничлик болғучи»ға шунчә қурбангаһларни қурдуңлар, йәни Баалға исриқ йеқиш үчүн қурбангаһларни бәрпа қилдиңлар.
14 Әнди сән, [и Йәрәмия], бу хәлиқ үчүн дуа қилма, улар үчүн һеч пәряд яки тилавәт қилма; чүнки апәт бешиға чүшүши билән улар Маңа нида қилған вақтида Мән уларни аңлимаймән.
15 — Мениң сөйүмлүк хәлқимниң өйүмдә турушиға немә һәққи? Чүнки көпинчиңлар өзүңларниң рәзил мәхсәтлиригә йетишкә орунисиләр; силәр рәзиллигиңлар әмәлгә ашқанда хурсән болсаңлар, ундақта «муқәддәс гөшләр» мошу асийлиғиңларни силәрдин елип ташлаламду?
16 Пәрвәрдигар исмиңни «Япйешил, мол мевилик, барақсан зәйтун дәриғи» дәп атиған еди; лекин [Пәрвәрдигар] дәрәққә шавқунлайдиған зор бир отни салиду вә шахлири йоқ қилиниду.
17 Чүнки сени тиккән самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар саңа қарап күлпәт бекитип җакалиған; сәвәви, Исраил җәмәти вә Йәһуда җәмәти өзиниң мәнпәәтини көзләп рәзиллик қилип, Баалға исриқ йеқип, Мениң ғәзивимни кәлтүрди.
18 «Пәрвәрдигар маңа хәвәр йәткүзди, шуниң билән мән чүшәндим; У маңа уларниң қилмишлирини аян қилди;
19 мән болсам худди боғузлашқа йетиләп маңған көнүк пақландәк едим; мән әсли уларниң маңа қарап: «Дәрәқни мевиси билән йоқитайли, униң исми қайта әскә һеч кәлтүрүлмисун, уни тирикләр зиминидин үзүп ташлайли» дегән қәстлирини һеч билмәйттим;
20 лекин Сән, и адил һөкүм Чиқарғучи, адәмниң виҗдан-қәлбини Синиғучи, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Сениң уларниң үстигә чүшүридиған қисасиңни өз көзүм билән көрүшкә несип қилғайсән; чүнки дәвайимни Саңила аян қилип тапшурдум».
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар [маңа] мундақ деди: — «Пәрвәрдигарниң намида бешарәт бәрмә, болмиса җениң қолимизда түгишиду» — дәп саңа доқ қилип жүргән Анатоттики адәмләр җениңни издәп жүриду. Әнди улар тоғрисида мундақ сөзүм бар: —
22 — бу ишқа қарап самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ деди: — Мана, Мән уларни җазалаймән; жигитләр қилич билән өлиду, оғул-қизлири болса қәһәтчилик билән өлиду.
23 Улардин һеч бир қалдиси қалмайду; чүнки Мән улар җазалинидиған жилида, шу Анатоттики адәмләр үстигә апәт чүшүримән.