< Йәрәмия 10 >
1 Пәрвәрдигарниң силәргә ейтқан сөзигә қулақ селиңлар, и Исраил җәмәти: —
Pǝrwǝrdigarning silǝrgǝ eytⱪan sɵzigǝ ⱪulaⱪ selinglar, i Israil jǝmǝti: —
2 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әлләрниң йоллирини үгәнмәңлар; гәрчә әлләр асмандики һадисә-аламәтләрдин қорқуп дәккә-дүккигә чөмгән болсиму, силәр булардин һеч чөчүп кәтмәңлар.
Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Əllǝrning yollirini ɵgǝnmǝnglar; gǝrqǝ ǝllǝr asmandiki ⱨadisǝ-alamǝtlǝrdin ⱪorⱪup dǝkkǝ-dükkigǝ qɵmgǝn bolsimu, silǝr bulardin ⱨeq qɵqüp kǝtmǝnglar.
3 Чүнки әлләрниң қаидә-йосунлири бимәниликтур; һәммиси орманлиқтин кесилгән дәрәқтин, яғаччиниң искиниси билән оюлған нәрсигә асасланғандур.
Qünki ǝllǝrning ⱪaidǝ-yosunliri bimǝniliktur; ⱨǝmmisi ormanliⱪtin kesilgǝn dǝrǝhtin, yaƣaqqining iskinisi bilǝn oyulƣan nǝrsigǝ asaslanƣandur.
4 Улар буни алтун-күмүч билән һәлләйду; уни жиқилмисун дәп улар болқа, миқлар билән бекитиду.
Ular buni altun-kümüx bilǝn ⱨǝllǝydu; uni yiⱪilmisun dǝp ular bolⱪa, mihlar bilǝn bekitidu.
5 Бундақ бутлар тәрхәмәкликтә туридиған бир қаранчуқтур, халас; улар һеч сөзләлмәйду; улар башқилар тәрипидин көтирилиши керәк, чүнки улар маңалмайду. Улардин қорқмаңлар; чүнки улар рәзиллик қилалмайду, уларниң қолидин яхшилиқ қилишму кәлмәйду.
Bundaⱪ butlar tǝrhǝmǝkliktǝ turidiƣan bir ⱪaranquⱪtur, halas; ular ⱨeq sɵzliyǝlmǝydu; ular baxⱪilar tǝripidin kɵtürülüxi kerǝk, qünki ular mangalmaydu. Ulardin ⱪorⱪmanglar; qünki ular rǝzillik ⱪilalmaydu, ularning ⱪolidin yahxiliⱪ ⱪilixmu kǝlmǝydu.
6 — Саңа охшайдиған һеч ким йоқ, и Пәрвәрдигар; Сән улуқ, күч-қудритиң билән намиң улуқдур.
— Sanga ohxaydiƣan ⱨeqkim yoⱪ, i Pǝrwǝrdigar; Sǝn uluƣ, küq-ⱪudriting bilǝn naming uluƣdur.
7 Ким Сәндин қорқмай туралисун, и барлиқ әлләр үстигә һөкүмран падиша!? Чүнки бу Саңа тегишликтур; чүнки әлләрдики данишмәнләр арисида вә барлиқ падишалиқлар арисида Саңа охшаш һеч ким йоқтур.
Kim Sǝndin ⱪorⱪmay turalisun, i barliⱪ ǝllǝr üstigǝ ⱨɵkümran padixaⱨ!? Qünki bu Sanga tegixliktur; qünki ǝllǝrdiki danixmǝnlǝr arisida wǝ barliⱪ padixaⱨliⱪlar arisida Sanga ohxax ⱨeqkim yoⱪtur.
8 [Әлләрниң] һәммиси истиснасиз әқли йоқ, наданлардур; бу әрзимәсләр яғачтур, халас! Улар тәлим берәләмду!?
[Əllǝrning] ⱨǝmmisi istisnasiz ǝⱪli yoⱪ, nadanlardur; bu ǝrzimǝslǝr yaƣaqtur, halas! Ular tǝlim berǝlǝmdu!?
9 Соқуп ялпақланған күмүч Таршиштин елип келиниду; алтунму Уфаздин елип келиниду; андин һүнәрвән вә зәргәрләрниң қоли бу ясиғиниға көк вә сөсүн рәхт билән кийим кийгүзиду — буларниң һәммиси шүбһисизки, данишмән устиларниң әҗридур!
Soⱪup yalpaⱪlanƣan kümüx Tarxixtin elip kelinidu; altunmu Ufazdin elip kelinidu; andin ⱨünǝrwǝn wǝ zǝrgǝrlǝrning ⱪoli bu yasiƣiniƣa kɵk wǝ sɵsün rǝht bilǝn kiyim kiygüzidu — bularning ⱨǝmmisi xübⱨisizki, danixmǝn ustilarning ǝjridur!
10 Лекин Пәрвәрдигар Худаниң Өзи һәқиқәттур; У һаят Худадур, мәңгүлүкниң Падишасидур; Униң ғәзиви алдида йәр-зимин титрәйду; әлләр Униң қәһрини көтирәлмәйду.
Lekin Pǝrwǝrdigar Hudaning Ɵzi ⱨǝⱪiⱪǝttur; U ⱨayat Hudadur, mǝnggülükning Padixaⱨidur; Uning ƣǝzipi aldida yǝr-zemin titrǝydu; ǝllǝr Uning ⱪǝⱨrini kɵtürǝlmǝydu.
11 Уларға мундақ дегин: «Асман билән зиминни яратмиған илаһлар, улар зимин йүзидин вә асман астидин йоқайду!».
Ularƣa mundaⱪ degin: «Asman bilǝn zeminni yaratmiƣan ilaⱨlar, ular zemin yüzidin wǝ asman astidin yoⱪaydu!».
12 [Пәрвәрдигар болса] йәр-зиминни күч-қудрити билән ясиған, Аләмни даналиғи билән бәрпа қилған, Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур.
[Pǝrwǝrdigar bolsa] yǝr-zeminni küq-ⱪudriti bilǝn yasiƣan, Alǝmni danaliⱪi bilǝn bǝrpa ⱪilƣan, Asmanlarni ǝⱪil-parasiti bilǝn yayƣuqidur.
13 У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду; У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду, Вә шамални өз ғәзнилиридин чиқириду.
U awazini ⱪoyuwǝtsǝ, asmanlarda sular xawⱪunlaydu; U yǝr qǝtliridin bulut-tumanlarni ɵrlitidu; U yamƣurlarƣa qaⱪmaⱪlarni ⱨǝmraⱨ ⱪilip bekitidu, Wǝ xamalni ɵz hǝziniliridin qiⱪiridu.
14 Мошу кишиләрниң һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур; Зәргәрләрниң һәр бири өзлири ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду; Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ, уларда һеч тиниқ йоқтур.
Muxu kixilǝrning ⱨǝrbiri ǝⱪilsiz, bilimdin mǝⱨrumlardur; Zǝrgǝrlǝrning ⱨǝrbiri ɵzliri oyƣan but tǝripidin xǝrmǝndigǝ ⱪalidu; Qünki uning ⱪuyma ⱨǝykili yalƣanqiliⱪ, ularda ⱨeq tiniⱪ yoⱪtur.
15 Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур; Җазалиниш вақти уларниң үстигә кәлгәндә, улар йоқитилиду.
Ular bimǝnilǝrdur, mazaⱪ obyektidur; Jazalinix waⱪti ularning üstigǝ kǝlgǝndǝ, ular yoⱪitilidu.
16 Яқупниң Несивиси Болғучи булардәк әмәстур, Чүнки барлиқ мәвҗудатни ясиғучи Шудур; Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилидур; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур.
Yaⱪupning Nesiwisi Bolƣuqi bulardǝk ǝmǝstur, Qünki barliⱪ mǝwjudatni yasiƣuqi Xudur; Israil bolsa Uning Ɵz mirasi bolƣan ⱪǝbilidur; Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar Uning namidur.
17 Зиминдин чиқишқа жүк-тақиңни жиғиштуруп ал, и муһасиригә елинғучи қиз;
Zemindin qiⱪixⱪa yük-taⱪingni yiƣixturup al, i muⱨasirigǝ elinƣuqi ⱪiz;
18 чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән бу вақитта зиминдикиләрни елип у йәрдин чөриветимән вә уларниң көңли тонуп йәткичә азар беримән!».
qünki Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mana, Mǝn bu waⱪitta zemindikilǝrni elip u yǝrdin qɵriwetimǝn wǝ ularning kɵngli tonup yǝtküqǝ azar berimǝn!».
19 Җараһитим үчүн һалимға вай! Мениң ярам давалиғусиздур! Бирақ әслидә мән: «Бу пәқәт бир кесәллик, халас, униңға чидиғидәкмән» — дәптикәнмән.
Jaraⱨitim üqün ⱨalimƣa way! Mening yaram dawaliƣusizdur! Biraⱪ ǝslidǝ mǝn: «Bu pǝⱪǝt bir kesǝllik, halas, uningƣa qidiƣudǝkmǝn» — dǝptikǝnmǝn.
20 Мениң чедирим һалак болди, барлиқ танилирим үзүлди; балилирим мәндин җуда болуп, улар йоқ болди; чедиримни қайтидин созуп тиккидәк, чедир пәрдилирини асқидәк һеч ким қалмиди.
Mening qedirim ⱨalak boldi, barliⱪ tanilirim üzüldi; balilirim mǝndin juda bolup, ular yoⱪ boldi; qedirimni ⱪaytidin sozup tikküdǝk, qedir pǝrdilirini asⱪudǝk ⱨeqkim ⱪalmidi.
21 Чүнки хәлиқ падичилири әқилсиз болуп, Пәрвәрдигарни издәп йол соримайду; шуңа улар данишмәнләрдәк иш көрәлмәйду, уларниң барлиқ падиси тарқилип кәтти.
Qünki hǝlⱪ padiqiliri ǝⱪilsiz bolup, Pǝrwǝrdigarni izdǝp yol sorimaydu; xunga ular danixmǝnlǝrdǝk ix kɵrǝlmǝydu, ularning barliⱪ padisi tarⱪilip kǝtti.
22 Аңлаңлар! Бир гәпниң шәписи! Мана, у келиду, шималий зиминдин чиққан зор бир чуқан-сүрән! Йәһуданиң шәһәрлирини бир вәйранә, чилбөриләрниң туралғусиға айландурғучи келиватиду!
Anglanglar! Bir gǝpning xǝpisi! Mana, u kelidu, ximaliy zemindin qiⱪⱪan zor bir quⱪan-sürǝn! Yǝⱨudaning xǝⱨǝrlirini bir wǝyranǝ, qilbɵrilǝrning turalƣusiƣa aylandurƣuqi keliwatidu!
23 Билимәнки, и Пәрвәрдигар, инсанниң өз йолини бекитиши өз қолида әмәстур; меңиватқан адәмниң өзидә қәдәмлирини халиғанчә ташлаш қудрити болмастур;
Bilimǝnki, i Pǝrwǝrdigar, insanning ɵz yolini bekitixi ɵz ⱪolida ǝmǝstur; mengiwatⱪan adǝmning ɵzidǝ ⱪǝdǝmlirini haliƣanqǝ taxlax ⱪudriti bolmastur;
24 Пәрвәрдигар, мени түзигәйсән, лекин ғәзивиң билән әмәс, адил һөкүмиң билән түзигәйсән; болмиса Сән мени йоққа баравәр қилисән.
Pǝrwǝrdigar, meni tüzigǝysǝn, lekin ƣǝziping bilǝn ǝmǝs, adil ⱨɵküming bilǝn tüzigǝysǝn; bolmisa Sǝn meni yoⱪⱪa barawǝr ⱪilisǝn.
25 Қәһриңни Сени тонумайдиған әлләр һәмдә намиңға нида қилмайдиған җәмәтләр үстигә төккәйсән; чүнки улар Яқупни йәп кәткән; бәрһәқ, улар уни жутуп түгәштүрүп, турған җайини мутләқ вәйран қилған.
Ⱪǝⱨringni Seni tonumaydiƣan ǝllǝr ⱨǝmdǝ namingƣa nida ⱪilmaydiƣan jǝmǝtlǝr üstigǝ tɵkkǝysǝn; qünki ular Yaⱪupni yǝp kǝtkǝn; bǝrⱨǝⱪ, ular uni yutup tügǝxtürüp, turƣan jayini mutlǝⱪ wǝyran ⱪilƣan.