< Йәрәмия 1 >
1 Бинямин қәбилиси зиминидики Анатот йезисида туруватқан каһинлардин болған Һилқияниң оғли Йәрәмияниң сөзлири [төвәндә хатирилиниду]: —
便雅悯地亚拿突城的祭司中,希勒家的儿子耶利米的话记在下面。
2 Йәһуда падишаси, Амонниң оғли Йосияниң күнлиридә, йәни у тәхткә олтарған он үчинчи жилида [Йәрәмияға] Пәрвәрдигарниң сөзи кәлди;
犹大王亚们的儿子约西亚在位十三年,耶和华的话临到耶利米。
3 Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Йәһоакимниң күнлиридә һәмдә Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкияниң он биринчи жилиниң ахириғичә, йәни шу жилниң бәшинчи ейида Йерусалимдикиләр сүргүн қилинғичә униңға Пәрвәрдигарниң сөзи йәнә келип турди.
从犹大王约西亚的儿子约雅敬在位的时候,直到犹大王约西亚的儿子西底家在位的末年,就是十一年五月间耶路撒冷人被掳的时候,耶和华的话也常临到耶利米。
4 Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип:
耶利米说,耶和华的话临到我说:
5 — Анаңниң қосиғида сени апиридә қилиштин илгирила Мән сени биләттим; сән балиятқудин чиқиштин бурун сени Өзүмгә атап, әлләргә пәйғәмбәр болушқа тиклидим, — дейилди.
我未将你造在腹中,我已晓得你; 你未出母胎,我已分别你为圣; 我已派你作列国的先知。
6 Мән болсам: — Апла, Пәрвәрдигар! Мән гәп қилишни билмәймән; чүнки мән гөдәк балидурмән, дедим.
我就说:主耶和华啊,我不知怎样说,因为我是年幼的。
7 Лекин Пәрвәрдигар маңа: — Өзүңни гөдәк бала, демә; чүнки Мән сени кимгә әвәтсәм, сән шуларға барисән; вә Мән сени немә дә дәп буйрусам, сән шуни дәйсән.
耶和华对我说: 你不要说我是年幼的, 因为我差遣你到谁那里去,你都要去; 我吩咐你说什么话,你都要说。
8 Улардин қорқма; чүнки сени қутқузуш үчүн Мән сән билән биллидурмән, — деди.
你不要惧怕他们, 因为我与你同在, 要拯救你。 这是耶和华说的。
9 Вә Пәрвәрдигар қолини созуп ағзимға тәккүзди; Пәрвәрдигар маңа: Мана, Өз сөзлиримни ағзиңға қойдум;
于是耶和华伸手按我的口,对我说: 我已将当说的话传给你。
10 Қара, мошу күни Мән сени жулуш, сөкүш, һалак қилиш вә өрүш, қуруш вә терип өстүрүш үчүн әлләр вә падишалиқлар үстигә тиклидим, — деди.
看哪,我今日立你在列邦列国之上, 为要施行拔出、拆毁、毁坏、倾覆, 又要建立、栽植。
11 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип: «Йәрәмия, немини көрүватисән?» — дейилди. Мән: «Бадам дәриғиниң шехини көрүватимән» — дедим.
耶和华的话又临到我说:“耶利米,你看见什么?”我说:“我看见一根杏树枝。”
12 Пәрвәрдигар маңа: «Көргиниң яхши болди; чүнки Мән сөзүмниң әмәлийлишиши үчүн сөзүмни күзитип туримән» — деди.
耶和华对我说:“你看得不错;因为我留意保守我的话,使得成就。”
13 Вә Пәрвәрдигарниң сөзи маңа иккинчи қетим келип: «Немини көрүватисән?» — дейилди. Мән: «Поруқ-поруқ қайнаватқан, ағзи шимал тәрипидин қийсайған бир қазанни көрдүм» — дедим.
耶和华的话第二次临到我说:“你看见什么?”我说:“我看见一个烧开的锅,从北而倾。”
14 Пәрвәрдигар маңа: — Күлпәт шимал тәрәптин келип бу зиминда туруватқанларниң һәммиси үстигә бөсүп келиду — деди.
耶和华对我说:“必有灾祸从北方发出,临到这地的一切居民。”
15 — Чүнки мана, Мән шималий падишалиқларниң барлиқ җәмәтлирини чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — улар келиду, падишалар һәр бири өз тәхтини Йерусалим қовуқлири алдиға селип, һәммә сепилларға вә Йәһуданиң барлиқ шәһәрлиригә һуҗумға тәйярлиниду;
耶和华说:“看哪,我要召北方列国的众族;他们要来,各安座位在耶路撒冷的城门口,周围攻击城墙,又要攻击犹大的一切城邑。
16 шуниң билән Мән [Йәһудадикиләрниң] барлиқ рәзилликлири үчүн уларниң үстидин һөкүмләрни җакалаймән; чүнки улар Мәндин ваз кечип, башқа илаһларға хушбуй йеқип, өз қоллири ясиғанлириға чоқунди.
至于这民的一切恶,就是离弃我、向别神烧香、跪拜自己手所造的,我要发出我的判语,攻击他们。
17 Сән әнди белиңни бағлап орнуңдин туруп, саңа буйруғанлиримниң һәммисини уларға ейт; улар алдида һодуқуп кәтмигин; болмиса Мән сени улар алдида һодуқтуримән.
所以你当束腰,起来将我所吩咐你的一切话告诉他们;不要因他们惊惶,免得我使你在他们面前惊惶。
18 Қара, Мән бүгүн сени Йәһуданиң падишалириға, әмирлиригә, каһинлириға һәм пүткүл зимин хәлқигә қарши турғучи мустәһкәм шәһәр, төмүр түврүк вә мис сепиллардәк тиклидим.
看哪,我今日使你成为坚城、铁柱、铜墙,与全地和犹大的君王、首领、祭司,并地上的众民反对。
19 Улар саңа қарши җәң қилиду, лекин сениң үстүңдин ғәлибә қилалмайду — Чүнки Мән сени қутқузуш үчүн сән билән биллидурмән, — дәйду Пәрвәрдигар.
他们要攻击你,却不能胜你;因为我与你同在,要拯救你。这是耶和华说的。”