< Яқуп 5 >

1 Әй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға чүшидиған күлпәтләр үчүн дад-пәряд көтирип жиғлаңлар.
嗐!你们这些富足人哪,应当哭泣、号咷,因为将有苦难临到你们身上。
2 Байлиғиңлар чирип кәтти, кийим-кечигиңларни күйә йәп кәтти,
你们的财物坏了,衣服也被虫子咬了。
3 алтун-күмүчлириңларни болса дат басти, бу дат [қиямәттә] өзүңларға қарши гувалиқ берип, гөшүңларни отта көйдүрүлгәндәк йәветиду. Силәрниң байлиқларни топлишиңлар ахирқи күнләрдә болди!
你们的金银都长了锈;那锈要证明你们的不是,又要吃你们的肉,如同火烧。你们在这末世只知积攒钱财。
4 Мана, етизлиғиңларда ишләп һосул жиққанларға хиянәт қилип иш һәқлирини бәрмәй кәлдиңлар. Бу тутувелинған һәқ үстүңлардин пәряд көтәрмәктә, шуниңдәк ормичиларниң налә-пәрядлири самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң қулиқиға йәтти.
工人给你们收割庄稼,你们亏欠他们的工钱,这工钱有声音呼叫,并且那收割之人的冤声已经入了万军之主的耳了。
5 Силәр бу дунияда һәшәмәтчилик вә әйш-ишрәт ичидә яшап келиватисиләр. [Қойлар] боғузлаш күнигә тәйярланғандәк, силәрму боғузлиниш күнигә өзүңларни бордап келиватисиләр.
你们在世上享美福,好宴乐,当宰杀的日子竟娇养你们的心。
6 Силәр һәққаний болғучини гунаға мәһкүм қилип, өлтүрүп кәлдиңлар; у силәргә қаршилиқ көрсәтмәйду.
你们定了义人的罪,把他杀害,他也不抵挡你们。
7 Шуңа, қериндашлар, Рәбниң қайта келидиған күнигичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Мана, дехан киши йәрниң есил мевисини күтиду; йәр дәсләпки вә кейинки ямғурларға муйәссәр болғичә уни интизарлиқ билән сәвир-тақәт ичидә күтиду. Силәрму сәвир-тақәт қилип қәлбиңларни мустәһкәм қилиңлар. Чүнки Рәбниң қайта келиши йеқинлап қалди.
弟兄们哪,你们要忍耐,直到主来。看哪,农夫忍耐等候地里宝贵的出产,直到得了秋雨春雨。
8
你们也当忍耐,坚固你们的心,因为主来的日子近了。
9 Қериндашлар, өзүңлар сораққа тартилмаслиғиңлар үчүн бир-бириңлардин ағринмаңлар; мана, Сорақ Қилғучи ишик алдида туриду.
弟兄们,你们不要彼此埋怨,免得受审判。看哪,审判的主站在门前了。
10 Пәрвәрдигарниң намида сөзлигән бурунқи пәйғәмбәрләрниң қандақ азап-оқубәт тартқанлиғи, шундақла сәвир-тақәт қилғанлиғини үлгә қилиңлар.
弟兄们,你们要把那先前奉主名说话的众先知当作能受苦能忍耐的榜样。
11 Биз мана мошундақ [сәвир-тақәт билән] бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик дәп һесаплаймиз. Аюпниң азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини аңлиғансиләр вә Пәрвәрдигарниң униңға ахирқи қилғинини, шундақла «Пәрвәрдигарниң ич-бағри шәпқәт вә рәһимдиллиқ билән толған»лиғини көргәнсиләр.
那先前忍耐的人,我们称他们是有福的。你们听见过约伯的忍耐,也知道主给他的结局,明显主是满心怜悯,大有慈悲。
12 Әнди и қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар — нә асман нә зимин нә һеч қандақ башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар, бәлки «болиду» десәңлар һәқиқий «болиду» болсун, «яқ» десәңлар һәқиқий «яқ» болсун. Шундақ қилғанда, [Худаниң] җазасиға чүшмәйсиләр.
我的弟兄们,最要紧的是不可起誓;不可指着天起誓,也不可指着地起誓,无论何誓都不可起。你们说话,是,就说是;不是,就说不是,免得你们落在审判之下。
13 Араңларда азап тартқучи киши барму? У дуа қилсун. Хошал жүрүватқанлар барму? У күй-мәдһийә нахшилирини ейтсун.
你们中间有受苦的呢,他就该祷告;有喜乐的呢,他就该歌颂。
14 Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң [бешиға] май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун.
你们中间有病了的呢,他就该请教会的长老来;他们可以奉主的名用油抹他,为他祷告。
15 Шундақ қилип иман-ишәш билән қилинған дуа бемарни сақайтиду, Рәб уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуналарни қилған болса, булар кәчүрүм қилиниду.
出于信心的祈祷要救那病人,主必叫他起来;他若犯了罪,也必蒙赦免。
16 Шуниң үчүн өткүзгән гуналириңларни бир-бириңларға иқрар қилиңлар вә шипалиқ тепишиңлар үчүн бир-бириңларға дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә чоң үнүмгә егидур.
所以你们要彼此认罪,互相代求,使你们可以得医治。义人祈祷所发的力量是大有功效的。
17 Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди. У ямғур яғмисун дәп ихлас билән дуа қилди; нәтиҗидә, зиминға үч жил алтә ай һеч ямғур яғмиди.
以利亚与我们是一样性情的人,他恳切祷告,求不要下雨,雨就三年零六个月不下在地上。
18 Андин у йәнә дуа қилди вә ямғур қайта яғди, йәрму һосул-мевисини йәнә бәрди.
他又祷告,天就降下雨来,地也生出土产。
19 Қериндашлирим, араңларда бириси һәқиқәттин чәтнигән болса, вә йәнә бириси уни [һәқиқәткә] қайтурса,
我的弟兄们,你们中间若有失迷真道的,有人使他回转,
20 Мошундақ киши шуни билсунки, гунакар кишини азған йолидин қайтуруп әкәлгүчи шу кишиниң җениниң өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналарниң йепип қоюлишиға сәвәпчи болиду.
这人该知道:叫一个罪人从迷路上转回便是救一个灵魂不死,并且遮盖许多的罪。

< Яқуп 5 >