< Яқуп 4 >
1 Араңлардики уруш вә маҗиралар нәдин келип чиқиду? Бу дәл тән әзалириңлар ичидә җәң қиливатқан арзу-һәвәслириңлардин әмәсму?
ποθεν πολεμοι και μαχαι εν υμιν ουκ εντευθεν εκ των ηδονων υμων των στρατευομενων εν τοις μελεσιν υμων
2 Силәр арзу-һәвәс қилисиләр, лекин арзу-һәвәслириңларға еришмәйсиләр; адәм олтирисиләр, һәсәт қилисиләр, лекин еришәлмәйсиләр; җедәл-маҗира чиқирип җәң қилисиләр. Еришмәйсиләр, чүнки тилимәйсиләр.
επιθυμειτε και ουκ εχετε φονευετε και ζηλουτε και ου δυνασθε επιτυχειν μαχεσθε και πολεμειτε [ και ] ουκ εχετε δια το μη αιτεισθαι υμας
3 Тилисәңларму еришәлмәйсиләр, чүнки өз арзу-һәвәслириңларни қандуруш үчүн рәзил нийәтләр билән тиләйсиләр.
αιτειτε και ου λαμβανετε διοτι κακως αιτεισθε ινα εν ταις ηδοναις υμων δαπανησητε
4 Әй зинахорлар! Бу дуния билән достлишишниң әмәлийәттә Худа билән дүшмәнлишиш екәнлигини билмәмтиңлар? Кимдиким бу дунияни дост тутмақчи болса, өзини Худаниң дүшмини қилиду.
μοιχοι και μοιχαλιδες ουκ οιδατε οτι η φιλια του κοσμου εχθρα του θεου εστιν ος αν ουν βουληθη φιλος ειναι του κοσμου εχθρος του θεου καθισταται
5 Муқәддәс язмиларда: «[Худа] қәлбимизгә макан қилдурған Роһ начар арзу-һәвәсләрни қиламду?» дегән сөз силәрчә бекар дейилгәнму?
η δοκειτε οτι κενως η γραφη λεγει προς φθονον επιποθει το πνευμα ο κατωκησεν εν ημιν
6 Лекин [Худа] бәргән меһри-шәпқәт буниңдин үстүн туриду. Шуниң түпәйлидин муқәддәс язмиларда: «Худа тәкәббурларға қаршидур, лекин мөмин-кәмтәрләргә шәпқәт қилиду» дәп йезилғандур.
μειζονα δε διδωσιν χαριν διο λεγει ο θεος υπερηφανοις αντιτασσεται ταπεινοις δε διδωσιν χαριν
7 Шуниң үчүн, Худаға бойсунуңлар. Шәйтанға қарши туруңлар; [шундақ қилсаңлар] у силәрдин қачиду.
υποταγητε ουν τω θεω αντιστητε τω διαβολω και φευξεται αφ υμων
8 Худаға йеқинлишиңлар, Худаму силәргә йеқинлишиду. Әй гунакарлар, [гунадин] қолуңларни жуюңлар; әй үҗмә көңүлләр, қәлбиңларни пак қилиңлар.
εγγισατε τω θεω και εγγιει υμιν καθαρισατε χειρας αμαρτωλοι και αγνισατε καρδιας διψυχοι
9 [Гуналириңларға] қайғу-һәсрәт чекиңлар, һаза тутуп жиғлаңлар, күлкәңларни матәмгә, хошаллиғиңларни қайғуға айландуруңлар.
ταλαιπωρησατε και πενθησατε και κλαυσατε ο γελως υμων εις πενθος μεταστραφητω και η χαρα εις κατηφειαν
10 Рәбниң алдида өзүңларни төвән тутуңлар вә шундақ қилғанда У силәрни үстүн қилиду.
ταπεινωθητε ενωπιον του κυριου και υψωσει υμας
11 И қериндашлар, бир-бириңларни сөкмәңлар. Кимдиким қериндишини сөксә яки униң үстидин һөкүм қилса, Тәврат қануниниму сөккән вә униң үстидин һөкүм қилған болиду. Шундақ қилип қанун үстидин [тоғра-натоғра дәп] һөкүм қилсаң, қанунға әмәл қилғучи әмәс, бәлки өзүңни [униң үстидин] һөкүм қилғучи қиливалған болисән.
μη καταλαλειτε αλληλων αδελφοι ο καταλαλων αδελφου και κρινων τον αδελφον αυτου καταλαλει νομου και κρινει νομον ει δε νομον κρινεις ουκ ει ποιητης νομου αλλα κριτης
12 Қутқузушқа вә һалак қилишқа қадир болған, қанун Түзгүчи вә һөкүм Қилғучи пәқәт бирдур! Шундақ екән, сән башқилар үстидин һөкүм қилғидәк зади кимсән?
εις εστιν ο νομοθετης και κριτης ο δυναμενος σωσαι και απολεσαι συ δε τις ει ος κρινεις τον ετερον
13 Һәй, «Бүгүн яки әтә палани-пүкүни шәһәргә баримиз, у йәрдә бир жил туруп, тиҗарәт қилип пайда тапимиз» дегүчиләр буниңға қулақ селиңлар!
αγε νυν οι λεγοντες σημερον και αυριον πορευσομεθα εις τηνδε την πολιν και ποιησομεν εκει ενιαυτον ενα και εμπορευσομεθα και κερδησομεν
14 Әй әтә немә болидиғанлиғини билмәйдиғанлар, һаятиңлар немигә охшайду? У худди ғил-пал пәйда болуп йоқап кетидиған бир парчә туман, халас.
οιτινες ουκ επιστασθε το της αυριον ποια γαρ η ζωη υμων ατμις γαρ εσται η προς ολιγον φαινομενη επειτα [ δε ] και αφανιζομενη
15 Буниң орниға, «Рәб буйруса, һаят болсақ, уни қилимиз, буни қилимиз» дейишиңлар керәк.
αντι του λεγειν υμας εαν ο κυριος θεληση και ζησομεν και ποιησομεν τουτο η εκεινο
16 Лекин әнди силәр һазир ундақ йоған гәплириңлар билән махтинисиләр. Бундақ махтинишларниң һәммиси рәзил иштур.
νυν δε καυχασθε εν ταις αλαζονειαις υμων πασα καυχησις τοιαυτη πονηρα εστιν
17 Шуниңдәк кимдиким мәлум яхши ишни қилишқа тегишлик дәп билип туруп қилмиған болса, гуна қилған болиду.
ειδοτι ουν καλον ποιειν και μη ποιουντι αμαρτια αυτω εστιν