< Яқуп 3 >
1 Қериндашлирим, араңлардин көп киши тәлим бәргүчи боливалмаңлар! Чүнки силәргә мәлумки, биз [тәлим бәргүчиләр] башқилардин техиму қаттиқ сораққа тартилимиз.
2 Чүнки һәммимиз көп ишларда хаталишип путлишимиз. [Һалбуки], әгәр бириси тилда хаталашмиса, у камаләткә йәткән, пүткүл тенини тизгинләлигән адәм болиду.
3 Мана, биз атларни өзимизгә беқиндуруш үчүн ағзиға жүгән салимиз; буниң билән пүткүл тәнлирини [халиған тәрәпкә] буралаймиз.
4 Мана, кемиләргиму қараңлар; шунчилик йоған болсиму, йәнә келип дәһшәтлик шамаллар тәрипидин урулуп һайдилидиған болсиму, лекин рольчи қәйәргә уларни һайдай десә, у кичиккинә бир роль арқилиқ уни халиған тәрәпкә бурайду.
5 Шуниңға охшаш, гәрчә тил [тенимизниң] кичик бир әзаси болсиму, лекин толиму йоған сөзләйду. Кичиккинә бир от учқуниниң чоң орманға от туташтуралайдиғанлиғини ойлап беқиңлар!
6 Тил — дәрвәқә бир оттур; у әзалиримиз арисидин орун елип қәбиһликкә толған бир аләм болиду. У пүткүл тәнни булғиғучидур; у дозақ отидин туташтурулуп, пүткүл тәбиәтниң чақиға от туташтуриду! (Geenna )
7 Чүнки һәртүрлүк һайванлар һәм учар-қанатлар, өмилигүчи һайванлар һәм деңиздики мәхлуқлар инсанийәт тәрипидин көндүрүлмәктә һәмдә көндүрүлгән еди.
8 Амма тилни һеч ким көндүрәлмәйду; у тинимсиз рәзил бир нәрсә болуп, җанға замин болидиған зәһәргә толғандур.
9 Биз тилимиз билән Пәрвәрдигар Атимизға шану-тәшәккүр қайтуримиз, вә йәнә униң билән Худаниң образида яритилған инсанларни қарғаймиз.
10 Демәк, охшаш бир еғиздин һәм тәшәккүр-мубарәк һәм ләнәт-қарғаш чиқиду. И қериндашлирим, бундақ болмаслиғи керәк!
11 Бир булақ охшаш бир көздин бирла вақитта татлиқ һәм қиртақ су чиқирамду?
12 И қериндашлирим, әнҗир дәриғи зәйтунниң мевисини бәрмәйду, яки үзүм тели әнҗирниң мевисини берәләмду? Һәм тузлуқ [булақ] татлиқ суниму чиқиралмайду.
13 Араңларда ким дана вә пәмлик? Пәзиләтлик жүрүш-турушидин у даналиққа хас болған мөмин-кәмтәрлик билән әмәллирини көрсәтсун!
14 Лекин әгәр қәлбиңларда аччиқ һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болса, әнди ялған сөзләр билән һәқиқәтни йоққа чиқармаңлар, махтанмаңлар.
15 Бундақ «даналиқ» әрштин әмәс, бәлки дунияға, инсан тәбиийитигә хас болуп, җин-шәйтандин кәлгәндур.
16 Чүнки һәсәтхорлуқ вә җедәл-маҗира болғанла йәрдә қалаймиқанчилиқ вә һәр хил рәзилликләр болиду.
17 Лекин әрштин кәлгән даналиқ болса, у алди билән пактур, у йәнә течлиқпәрвәр, хуш пеил, башқиларниң пикригә қулиқи очуқ, рәһимдил болуп, яхши мевиләр билән толған, униңда тәрәпбазлиқ яки сахтипәзлик йоқтур.
18 Һәққанийлиқ уруқлири течлиқпәрвәрләр арисида чечилип, течлиқ ичидә мевә бериду.