< Яқуп 2 >
1 Қериндашлирим, шан-шәрәп Егиси болған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң етиқат йолини тутқан екәнсиләр, адәмниң ташқи қияпитигә қарап муамилә қилидиғанлардин болмаңлар.
我的弟兄們,你們既信仰我們已受光榮的主耶穌基督,就不該按外貌待人。
2 Чүнки синагогиңларға алтун үзүк тақиған, есил кийингән бир бай билән тәң җул-җул кийингән бир кәмбәғәл кирсә,
如果有一個人,戴著金戒指,穿著華美的衣服,進入你們的會堂,同時一個衣服骯髒的窮人也進來,
3 силәр есил кийингәнни әтиварлап «Төргә чиқип олтарсила!» десәңлар, кәмбәғәлгә, «У йәрдә тур!» яки «Аяқ тәрипимдә олтар!» десәңлар,
你們就專看那穿華美衣服的人,且對他說:「請坐在這邊好位上!」而對那窮人說:「你站在那裏!」或說「坐在我的腳凳下邊」!
4 өз ара айримичилиқ қилған вә инсанлар үстидин яман нийәт һөкүм чиқарғучилардин болған болмамсиләр?!
這豈不是你們自己立定區別,而按偏邪的心思判斷人嗎?
5 Қулақ селиңлар, и сөйүмлүк қериндашлирим — Худа бу дуниядики кәмбәғәлләрни етиқатта бай болуш һәмдә уларни Өзини сөйгәнләргә беришкә вәдә қилған падишалиғиға мирасхор болушқа таллиған әмәсму?
我親愛的弟兄們,請聽!天主不是選了世俗視為貧窮的人,使他們富於信德,並繼承他向愛他的人所預許的國嗎?
6 Бирақ силәр кәмбәғәлләрни көзгә илмидиңлар! Байлар силәрни әзгән вә сот-сорақларға сөригән әмәсму?
可是你們,竟侮辱窮人!豈不是富貴人仗勢欺壓你們,親自拉你們上法庭嗎?
7 Үстүңләргә қоюлған әшу мубарәк намға күпүрлүк қиливатқанлар йәнә шу [байлар] әмәсму?
豈不是他們辱罵你們被稱的美名嗎?
8 Муқәддәс язмилардики «хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» дегән шаһанә қанунға һәқиқий әмәл қилсаңлар, яхши қилған болисиләр.
的確,如果你們按照經書所說『你應當愛你的近人如你自己』的話,滿了最高的法律,你們便作的對了;
9 Лекин кишиләргә икки хил көз билән қарисаңлар, гуна қилған болисиләр, Тәврат қануни тәрипидин хилаплиқ қилғучилар дәп бекитилисиләр.
但若你們按外貌待人,那就是犯罪,就被法律指證為犯法者,
10 Чүнки бир киши пүтүн Тәврат қануниға әмәл қилдим дәп туруп, [һәтта] униңдики бирла әмиргә хилаплиқ қилса, у пүтүн қанунға хилаплиқ қилғучи һесаплиниду.
因為誰若遵守全部法律,但只觸犯了一條,就算是全犯了,
11 Чүнки: «зина қилма» Дегүчи һәм «қатиллиқ қилма»му дегән. Шуңа, зина қилмисаңларму, лекин қатиллиқ қилған болсаңлар, йәнила [пүтүн] Тәврат қануниға хилаплиқ қилған билән баравәр болисиләр.
因為那說了『不可行姦淫』的,也說了『不可殺人。』縱然你不行姦淫,你卻殺人,你仍成了犯法的人。
12 Шуңа сөз-әмәллириңлар адәмни әркинликкә ериштүридиған қанун алдида сорақ қилинидиғанларниң салаһийитигә уйғун болсун.
你們要怎樣按照自由的法律受審判,你們就怎樣說話行事罷!
13 Чүнки башқиларға рәһим қилмиғанларниң үстидин чиқиридиған һөкүм рәһимсиз болиду. Әнди «рәһим қилиш» «һөкүм чиқириш»ниң үстидин ғәлибә қилип тәнтәнә қилиду.
因為對不行憐憫的人,審判時也沒有憐憫;憐憫必得勝審判。
14 И қериндашлирим! Бириси ағзида, «Мәндә етиқат бар» дәп туруп, амма [униңда] [мунасип] әмәллири болмиса, униң немә пайдиси? [Бундақ] етиқат уни қутқузаламду?
我的弟兄們,若有人說自己有信德,卻沒有行為,有什麼益處?難道這信德能救他嗎?
15 Әнди әгәр ака-ука яки ача-сиңиллардин бири ялаңач қалса яки күндилик йемәклиги кам болса, силәрдин бири уларға: «[Худаға] аманәт, кийимиңлар пүтүн, қосиғиңлар тоқ қилинғай!» дәп қоюпла, тениниң һаҗитидин чиқмиса, буниң немә пайдиси?
假設有弟兄或姐妹赤身露體,且缺少日用糧,
即使你們中有人給他們說:「你們平安去罷!穿得暖暖的,吃得飽飽的!」卻不給他們身體所必需的,有什麼益處呢?
17 Шуниңға охшаш ялғуз етиқатла болуп, [униңға] [мунасип] әмәллири болмиса, [бундақ етиқат] өлүк етиқаттур.
信德也是這樣:若沒有行為,自身便是死的。
18 Лекин бәзибир адәмләр: «Сәндә етиқат бар, мәндә болса әмәл бар» дәп [талишиду]. Лекин мән: «Әмәлсиз болған етиқатиңни маңа көрситә қени?!», «Мән етиқатимни әмәлләр билән көрситимән» дәймән.
也許有人說:你有信德,我卻有行為;把你沒有行為的信德指給我看,我便會藉我的行為,叫你看我的信德。
19 — Сән «Худа бир» дәп ишинисән — Барикалла! Лекин һәтта җинларму шуниңға ишиниду, шундақла қорқуп дир-дир титрәйдуғу!
你信只有一個天主嗎!你信得對,連魔鬼也信,且怕得打顫。
20 Әй, қуруқ хиял адәм! Әмәллири йоқ етиқатниң өлүк етиқат екәнлигини қачанму биләрсән?
虛浮的人啊!你願意知道信德沒有行為是無用的嗎?
21 Атимиз Ибраһим өз оғли Исһақни қурбангаһ үстигә сунғанда өз әмили арқилиқ һәққаний дәп җакаланған әмәсму?
我們的祖宗亞巴郎,把他的兒子依撒格獻在祭壇上,不是由於行為而成為義人的嗎?
22 Әнди шуни көрүвелишқа болидуки, униң етиқати мунасип әмәлләрни қилди вә етиқати әмәлләр арқилиқ мукәммәл қилинди.
你看,他的信德是和他的行為合作,並且這信德由於行為纔得以成全,
23 Мана бу иш [Тәвраттики]: «Ибраһим Худаға етиқат қилди. Бу униң һәққанийлиғи һесапланди» дегән язмини испатлайду, шундақла у «Худаниң дости» дәп аталди.
這就應驗了經上所說的:『亞巴郎相信了天主,因而這事為他便算是正義,』得被稱為『天主的朋友。』
24 Буниңдин шуни көрәләйсиләрки, инсанлар етиқати биләнла әмәс, бәлки әмәллири билән һәққаний дәп җакалиниду.
你們看,人成義是由於行為,不僅是由於信德。
25 Мошуниңға охшаш, паһишә аял Раһаб [Исраил] чарлиғучилирини өз өйидә күтүп, уларни башқа йол билән қачурувәткәнлиги үчүн, у охшашла иш-әмили билән һәққаний дәп җакаланған болмамду?
接待使者,從別的路上將他們放走的辣哈布妓女,不也是同樣因行為而成義的嗎?
26 Тән роһ болмиса өлүк болғандәк, әмәллири йоқ етиқатму өлүктур.
正如身體沒有靈魂是死的,同樣信德沒有行為也是死的。