< Яқуп 1 >
1 Худаниң вә Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қули болған мәнки Яқуптин тарқақ туруватқан муһаҗир он икки қәбилигә салам!
2 И қериндашлирим, һәр қандақ синақларға дуч кәлсәңлар, буни зор хошаллиқ дәп билиңлар.
3 Чүнки силәргә мәлумки, бундақ етиқатиңларниң синилиши силәрдә сәвир-чидамлиқ шәкилләндүриду;
4 сәвир-чидамлиқниң хислити қәлбиңларда туруп шундақ пишип йетилсунки, шуниң билән силәр пишқан, мукәммәл вә кәм-кутисиз болисиләр.
5 Бирақ әгәр араңлардики бириси даналиққа муһтаҗ болса, һәммигә сехийлиқ билән беридиған шундақла әйиплимәйдиған Худадин тилисун. Шуниң билән униңға чоқум ата қилиниду.
6 Бирақ у һеч делиғул болмай ишәш билән тилисун; чүнки делиғул киши худди шамалда урулуп уян-буян йәлпүнгән деңиз долқуниға охшайду.
7 Ундақ киши Рәбдин бирәр нәрсигә еришимән, дәп һеч хиял қилмисун;
8 ундақлар үҗмә көңүл болуп, барлиқ йоллирида тутами йоқ адәмдур.
9 Намрат болған қериндаш өзиниң жуқуриға көтирилгәнлигигә тәнтәнә қилсун; бай болған қериндаш болса, өзиниң төвән қилинғанлиғиға тәнтәнә қилсун, чүнки у от-чөпләрниң чечәклиридәк тозуп кетиду.
10
11 Қуяш чиқип қизиғанда, от-чөпләрни қурутиду, гүллири тозуп кетиду-дә, униң гөзәллиги йоқилиду; бай адәмләр худди шуниңға охшаш, өз һәләкчилигидә йоқилиду.
12 Синақларға [сәвирчанлиқ билән] бәрдашлиқ бәргән киши нәқәдәр бәхитлик-һә! Чүнки у синақтин өткәндин кейин, [Худа] Өзини сөйгәнләргә вәдә қилған һаят таҗиға муйәссәр болиду.
13 Адәм аздурулушқа дуч кәлгәндә «Худа мени аздуруватиду» демисун. Чүнки Худа яман ишлар билән аздурулуши мүмкин әмәс һәм башқиларни аздурмайду.
14 Бәлки бириси аздурулғанда, өз һәвәс-нәпси қозғилип, уларниң кәйнигә киргән болиду;
15 андин һәвәс-нәпс һамилдар болуп гунани туғиду; гуна өсүп йетилип, өлүмгә елип бариду.
16 Шуңа сөйүмлүк қериндашлирим, алдинип қалмаңлар!
17 Барлиқ жүксәк сехийлиқ вә һәр бир мукәммәл илтипат жуқуридин, йәни [асмандики] [барлиқ] йоруқлуқларниң Атисидин чүшүп келиду; Униңда һеч қандақ өзгириш болмайду яки Униңда «айлиниш» билән һасил болидиған көләңгиләрму болмайду.
18 У бизни [Өзи яратқан барлиқ] мәвҗудатларниң ичидә Өзигә дәсләп пишқан мевидәк болсун дәп, Өз ирадиси бойичә бизни һәқиқәтниң сөз-калами арқилиқ туғдурди.
19 Шуниң билән, и сөйүмлүк қериндашлирим, һәр адәм аңлашқа тез тәйяр турсун, сөзләшкә алдиримисун, ғәзәплинишкә алдирмисун.
20 Чүнки инсанниң ғәзиви Худаниң һәққанийлиғини елип кәлмәйду.
21 Шуниң үчүн, барлиқ ипласлиқларни вә қиниңларға патмайватқан рәзилликни ташлаңлар, [қәлбиңларда] йилтиз тартқузулған, силәрни қутқузалайдиған сөз-каламни кәмтәрлик-мөминлик билән қобул қилиңлар.
22 Амма өз-өзүңларни алдап пәқәт сөз-каламни аңлиғучилардин болмаңлар, бәлки уни иҗра қилғучилардин болуңлар.
23 Чүнки бириси сөз-каламни аңлап қоюпла, уни иҗра қилмиса, у худди әйнәктә өзиниң әйни қияпитигә қарап қоюп, кетип қалған кишигә охшайду; чүнки у өз турқиға қарап болуп, чиқипла, шу һаман өзиниң қандақ екәнлигини унтуйду.
24
25 Лекин әшу кишиләрни әркинликкә ериштүридиған мукәммәл қанунға әстайидиллиқ билән давамлиқ қарап, унтуғақ аңлиғучи болмай, бәлки униң ичидә яшап иҗра қилғучи болған киши ишлирида бәхитлик қилиниду.
26 Бириси өзини ихласмән адәммән дәп һесаплиған, лекин тилини тизгинлимигән болса, өзини өзи алдайду; бундақ кишиниң ихласмәнлиги беһудиликтур.
27 ХудаАтимизниң нәзиридики пак вә дағсиз ихласмәнлик шуки, қийинчилиқта қалған житим-йесир, тул хотунларни йоқлап, уларға ғәмхорлуқ қилиш вә өзини бу дунияниң булғишидин дағсиз сақлаштур.