< Йәшая 8 >
1 Пәрвәрдигар маңа: — «Чоң бир тахтайни қолуңға елип, ениқ һәрипләр билән: — «Махар-Шалал-Хаш-Баз» дәп язғин» — деди.
Perwerdigar manga: — «Chong bir taxtayni qolunggha élip, éniq herpler bilen: — «Maxar-Shalal-Xash-Baz» dep yazghin» — dédi.
2 Мән шундақ қилип өзүмгә «ишәшлик гувачилар» сүпитидә мошуни хатириләшкә каһин болған Урия вә Йәрәбәқияниң оғли Зәкәрияни чақиривалдим.
Men shundaq qilip özümge «ishenchlik guwahchilar» süpitide mushuni xatirileshke kahin bolghan Uriya we Yerebeqiyaning oghli Zekeriyani chaqiriwaldim.
3 Андин мән аял пәйғәмбәр билән биллә яттим. Шундақ қилип у һамилдар болуп, бир оғул туғди. Шуниң билән Пәрвәрдигар маңа: — «Униң исмини «Махар-Шалал-Хаш-Баз» дәп атиғин;
Andin men ayal peyghember bilen bille yattim. Shundaq qilip u hamilidar bolup, bir oghul tughdi. Shuning bilen Perwerdigar manga: — «Uning ismini «Maxar-Shalal-Xash-Baz» dep atighin;
4 чүнки бала «Дада, апа» дәп чақиришни билгичә, Дәмәшқ байлиқлири вә Самарийәдики олҗа Асурийә падишаси тәрипидин булап елип кетилиду» — деди.
chünki bala «Dada, apa» dep chaqirishni bilgüche, Demeshq bayliqliri we Samariyediki olja Asuriye padishahi teripidin bulap élip kétilidu» — dédi.
5 Пәрвәрдигар йәнә маңа сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar yene manga söz qilip mundaq dédi: —
6 «Мошу хәлиқ Шилоаһ өстиңидики ләрзан еқиватқан суларни рәт қилип, Уларниң орнида Рәзин вә Рәмалияниң оғлидин хурсән болғачқа,
«Mushu xelq Shiloah östingidiki lerzan éqiwatqan sularni ret qilip, Ularning ornida Rezin we Remaliyaning oghlidin xursen bolghachqa,
7 Шуңа мана, Рәб уларниң үстигә долқунлап ақидиған, әлвәк Әфрат дәриясиниң сулирини, — Йәни Асурийәниң падишасини толуқ һәйвә-шөһрити билән елип келиду; У дәриядәк барлиқ ериқ-өстәңлиридин тешип кетиду, Һәммә қирғақлирини бөсүп ташлайду;
Shunga mana, Reb ularning üstige dolqunlap aqidighan, elwek Efrat deryasining sulirini, — Yeni Asuriyening padishahini toluq heywe-shöhriti bilen élip kélidu; U deryadek barliq ériq-östengliridin téship kétidu, Hemme qirghaqlirini bösüp tashlaydu;
8 У таки Йәһудағичә шиддәт билән тешип, һәтта бойниғичә келиду; У қанатлирини яйғанда пүткүл зиминиңға сайә болуп чүшиду, и Иммануел!
U taki Yehudaghiche shiddet bilen téship, hetta boynighiche kélidu; U qanatlirini yayghanda pütkül zémininggha saye bolup chüshidu, i Immanuél!
9 — Ғәзәплинивериңлар, и әлләр, бирақ сундурулисиләр! Җаһанниң барлиқ чәт җайлири қулақ селиңлар! [Җәң үчүн] белиңларни бағлавериңлар, сундурулисиләр! [Җәң үчүн] белиңларни бағлавериңлар, сундурулисиләр!
— Ghezepliniwéringlar, i eller, biraq sundurulisiler! Jahanning barliq chet jayliri qulaq sélinglar! [Jeng üchün] bélinglarni baghlawéringlar, sundurulisiler! [Jeng üchün] bélinglarni baghlawéringlar, sundurulisiler!
10 Планиңларни түзивериңлар, у бекарға кетиду; Мәслиһәтиңларни қиливериңлар, уму ақмайду; Сәвәви — Иммануел!».
Pilaninglarni tüziwéringlar, u bikargha kétidu; Meslihetinglarni qiliwéringlar, umu aqmaydu; Sewebi — Immanuél!».
11 Чүнки Пәрвәрдигар күчлүк қолини маңа тәккүзүп, Мениң бу хәлиқниң йолида маңмаслиғимға йолйоруқ берип, мундақ сөз қилди: —
Chünki Perwerdigar küchlük qolini manga tegküzüp, Méning bu xelqning yolida mangmasliqimgha yolyoruq bérip, mundaq söz qildi: —
12 «Мошу кишиләр көп ишларда «сүйқәст бар» десә, силәр болсаңлар «сүйқәст бар» дәп жүрмәңлар; Уларниң қорққинидин силәр қорқмаңлар, Яки һеч вәһимигә чүшмәңлар;
«Mushu kishiler köp ishlarda «suyiqest bar» dése, siler bolsanglar «suyiqest bar» dep yürmenglar; Ularning qorqqinidin siler qorqmanglar, Yaki héch wehimige chüshmenglar;
13 Пәқәт самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарнила һәммидин үстүн дәп билиңлар; У силәрниң Қорқидиғиниңлар болсун, Силәрниң вәһимәңлар болсун!
Peqet samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigarnila hemmidin üstün dep bilinglar; U silerning Qorqidighininglar bolsun, Silerning wehimenglar bolsun!
14 У бир муқәддәс панаһгаһ болиду, Һәмдә Исраилдики икки җәмәт үчүн путликашаң таш, адәмни жиқитидиған қорам таш, Йерусалимдикиләр үчүнму қилтақ вә тапанқапқан болиду;
U bir muqeddes panahgah bolidu, Hemde Israildiki ikki jemet üchün putlikashang tash, ademni yiqitidighan qoram tash, Yérusalémdikiler üchünmu qiltaq we tapantuzaq bolidu;
15 Улардин көпләр [Униңға] путлишип, жиқилип, янҗилип, қилтаққа чүшүп, әсиргә елиниду».
Ulardin köpler [Uninggha] putliship, yiqilip, yanjilip, qiltaqqa chüshüp, esirge élinidu».
16 — «Бу гуванамини йөгәп, Тәврат қанунини мениң мухлислирим арисида печәтләп қойғин.
— «Bu guwahnamini yögep, Tewrat qanunini méning muxlislirim arisida péchetlep qoyghin.
17 Мән болсам, йүзини Яқуп җәмәтидин йошуруватқан Пәрвәрдигарни күтимән; Вә мән Уни тәлмүрүп сақлаймән.
Men bolsam, yüzini Yaqup jemetidin yoshuruwatqan Perwerdigarni kütimen; We men Uni telmürüp saqlaymen.
18 Қараңлар, маңа вә Пәрвәрдигар маңа бәргән балиларға, Биз Зион теғини Өз макани қилған самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Исраилда намайән қилған бешарәт вә карамәтләрниң сүпитидурмиз».
Qaranglar, manga we Perwerdigar manga bergen balilargha, Biz Zion téghini Öz makani qilghan samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar Israilda namayan qilghan bésharet we karametlerning süpitidurmiz».
19 — Башқилар силәргә: — «Биз вичир-вичир, гудуң-гудуң қилидиған «әрваһларни чақирғучи»лар вә даханлардин йол сорайли» — десә, силәр җавап берип: — «Бир хәлиқниң өз Худасини издәп йол сориши керәк әмәсму? Тирикләрниң өлүкләрдин йол сориши тоғриму?!» — дәңлар.
— Bashqilar silerge: — «Biz wichir-wichir, gudung-gudung qilidighan «erwahlarni chaqirghuchi»lar we daxanlardin yol sorayli» — dése, siler jawab bérip: — «Bir xelqning öz Xudasini izdep yol sorishi kérek emesmu? Tiriklerning ölüklerdin yol sorishi toghrimu?!» — denglar.
20 — Тәврат қануни вә гуванамә асас қилинсун! Мошуларни асас қилип сөз қилмиса, уларға таң нури чүшмәйду!
— Tewrat qanuni we guwahname asas qilinsun! Mushularni asas qilip söz qilmisa, ulargha tang nuri chüshmeydu!
21 Әксичә, улар қисилған, ач һалда зиминни кезип жүришиду; ач қалған чағда, улар ғәзәплинип асманға қарап, падишасини һәм Худасини қарғап тиллайду;
Eksiche, ular qisilghan, ach halda zéminni kézip yürishidu; ach qalghan chaghda, ular ghezeplinip asman’gha qarap, padishahini hem Xudasini qarghap tillaydu;
22 улар йәргә қариса, мана, җапа-мушәққәт, қараңғу-зулмәт, һәсрәт-надамәт вә паракәндичилик туриду; Улар қап-қараңғулуққа һайдиветилиду.
ular yerge qarisa, mana, japa-musheqqet, qarangghu-zulmet, hesret-nadamet we parakendichilik turidu; Ular qap-qarangghuluqqa heydiwétilidu.