< Йәшая 66 >
1 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Асманлар Мениң тәхтим, Зимин болса аяқлиримға тәхтипәримдур, Әнди Маңа қандақ өй-имарәт ясимақчисиләр? Маңа қандақ йәр арамгаһ болалайду?
2 Буларниң һәммисини Мениң қолум яратқан, улар шундақ болғачқила барлиққа кәлгән әмәсмиди? — дәйду Пәрвәрдигар, — Лекин Мән нәзиримни шундақ бир адәмгә салимән: — Мөмин-кәмтәр, роһи сунуқ, Сөзлиримни аңлиғанда қорқуп титрәк басидиған бир адәмгә нәзиримни салимән.
3 Кала сойған киши адәмниму өлтүриду, Қозини қурбанлиқ қилған киши иштниң бойнини сундуруп өлтүриду; Маңа һәдийә тутқучи чошқа қениниму тутуп бәрмәкчидур; Дуасини әслитишкә хушбуй яққучи мәбудқиму мәдһийә оқуйду; Бәрһәқ, улар өзи яқтуридиған йоллирини таллиған, Көңли жиркиничлик нәрсилиридин хурсән болиду.
4 Шуңа Мәнму уларниң күлпәтлирини таллаймән; Улар дәл қорқидиған вәһимиләрни бешиға чүшүримән; Чүнки Мән чақирғинимда, улар җавап бәрмиди; Мән сөз қилғинимда, улар қулақ салмиди; Әксичә нәзиримдә яман болғанни қилди, Мән яқтурмайдиғанни таллиди».
5 «И Пәрвәрдигарниң сөзи алдида қорқуп титрәйдиғанлар, Униң дегинини аңлаңлар: — «Силәрни намимға [садиқ болғанлиғиңлар] түпәйлидин чәткә қаққанлар болса, Йәни силәрдин нәпрәтлинидиған қериндашлириңлар силәргә: — «Қени Пәрвәрдигарниң улуқлуғи аян қилинсун, Шуниң билән шатлиғиңларни көрәләйдиған болимиз!» — деди; Бирақ шәрмәндиликтә қалғанлар өзлири болиду.
6 Аңлаңлар! — шәһәрдин кәлгән чуқан-сүрәнләр! Аңлаңлар! — ибадәтханидин чиққан авазни! Аңлаңлар! — Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлиригә [яманлиқлирини] қайтуруватиду!»
7 — Толғиғи тутмайла у бошиниду; Ағриғи тутмайла, оғул бала туғиду!
8 Кимниң мошундақ иш тоғрилиқ хәвири барду? Ким мошундақ ишларни көрүп баққан? Зимин бир хәлиқни бир күн ичидила туғидиған иш барму? Дәқиқә ичидила бир әлниң туғулуши мүмкинму? Чүнки Зионниң әндила толғиғи тутушиға, у оғул балилирини туғди!
9 Бирисини бошиниш һалитигә кәлтүргән болсам, Мән балини чиқарғузмай қаламтим? — дәйду Пәрвәрдигар, Мән Өзүм туғдурғучи турсам, балиятқуни етиветәмдимән? — дәйду Худайиң.
10 Йерусалим билән биллә шат-хурамлиқта болуңлар; Уни сөйгүчиләр, униң үчүн хошаллиниңлар! Униң үчүн қайғу-һәсрәт чәккәнләр, Униң билән биллә шатлиқ билән шатлиниңлар!
11 Чүнки силәр униң тәсәлли беридиған әмчәклиридин емип қанаәтлинисиләр; Чүнки силәр қанғичә ичип чиқисиләр, Униң шан-шәривиниң зорлуғидин көңлүңлар хурсән болиду».
12 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән униңға ташқан дәриядәк арам-хатирҗәмликни, Тешип кәткән еқимдәк әлләрниң шан-шәрәплирини сунуп беримән; Силәр емисиләр, Силәр янпашқа елинип көтирилисиләр, Етәктә әкилитилисиләр.
13 Худди ана балисиға тәсәлли бәргәндәк, Мән шундақ силәргә тәсәлли беримән; Силәр Йерусалимда тәсәллигә егә болисиләр.
14 Силәр буларни көргәндә көңлүңлар шатлиниду, Сүйәклириңлар юмран от-чөптәк яшнап кетиду; Шуниң билән Пәрвәрдигарниң қоли Өз қуллириға аян қилиниду, У дүшмәнлиригә қәһрини көрситиду.
15 Чүнки ғәзивини қәһр билән, Тәнбиһини от ялқунлири билән чүшүрүши үчүн, Мана, Пәрвәрдигар от билән келиду, У җәң һарвулири билән қуюндәк келиду.
16 Чүнки от билән һәм қилич билән Пәрвәрдигар барлиқ әт егилирини сорақ қилип җазалайду; Пәрвәрдигар өлтүргәнләр нурғун болиду.
17 «Бағчилар»ға кириш үчүн пакизлинип, Өзлирини айрим тутуп, Оттурида турғучиниң гепигә киргәнләр, Шундақла чошқа гөшини, жиркиничлик болғанни, җүмлидин чашқанларни йәйдиғанлар болса җимиси тәң түгишиду — дәйду Пәрвәрдигар.
18 Чүнки уларниң қилғанлири һәм ойлиғанлири Мениң алдимдидур; Бирақ барлиқ әлләр, һәммә тилда сөзләйдиғанларниң жиғилидиған вақти келиду; Шуниң билән улар келип Мениң шан-шәривимни көриду;
19 Вә Мән уларниң арисида бир карамәт бәлгүни тикләймән; Һәм улардин қечип қутулғанларни әлләргә әвәтимән; Нам-шөһритимни аңлимиған, шан-шәривимни көрүп бақмиған Таршишқа, Ливийәгә, оқячилиқта даңқи чиққан Лудқа, Тубал, Гретсийәгә һәм жирақ чәтләрдики аралларға уларни әвәтимән; Улар әлләр арисида Мениң шан-шәривимни җакалайду.
20 Шуниң билән Исраиллар «ашлиқ һәдийә»ни пакиз қачиларға қоюп Пәрвәрдигарниң өйигә елип кәлгәндәк, Шулар болса, Пәрвәрдигарға атап беғишлиған һәдийә сүпитидә қериндашлириңларниң һәммисини әлләрдин елип келиду; Уларни атларға, җәң һарвулириға, сайивәнлик һарву-зәмбилләргә, қечирларға һәм нар төгиләргә миндүрүп муқәддәс теғимға, йәни Йерусалимға елип келиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
21 Һәм Мән улардин бәзилирини каһинлар һәм Лавийлар болушқа таллаймән — дәйду Пәрвәрдигар.
22 Чүнки Мән яритидиған йеңи асманлар һәм йеңи зимин Өзүмниң алдида дайим турғандәк, Сениң нәслиң һәм исмиң туруп сақлиниду.
23 Һәм шундақ болидуки, йеңи айму йеңи айда, Шабат күниму шабат күнидә, Барлиқ әт егилири Мениң алдимға ибадәт қилғили келиду — дәйду Пәрвәрдигар.
24 — Шуниң билән улар сиртқа чиқип, Маңа асийлиқ қилған адәмләрниң җәсәтлиригә қарайду; Чүнки уларни йәватқан қурутлар өлмәйду; Уларни көйдүрүватқан от өчмәйду; Улар барлиқ әт егилиригә жиркинчлик билиниду.