< Йәшая 65 >
1 Әзәлдин Мени издимигәнләргә Мени сораш йолини ачтим; Мән Өзүмгә интилмигәнләргә Өзүмни тапқуздум. Мениң намим билән аталмиған ят бир әлгә Мән: — «Маңа қара, Маңа қара» — дедим.
2 Бирақ яман йолда маңидиған, Өзиниң пикир-хиялиға әгишип маңидиған, Асийлиқ қилғучи бир хәлиққә болса Мән күн бойи қолумни узитип интилип кәлдим.
3 Йәни бағларда қурбанлиқ қилип, Уларни хишлиқ супилар үстидиму көйдүрүп, Көз алдимдила зәрдәмгә тегидиған бир хәлиқ;
4 Улар қәбирләр арисида олтириду, Мәхпий җайлардиму түнәп олтириду; Улар чошқа гөшини йәйду, Қазан-қачилирида һәр қандақ жиркиничлик нәрсиләрниң шорписи бар.
5 Улар: «Өзүң билән бол, Маңа йеқинлашқучи болма; Чүнки мән сәндин пакмән» — дәйду; Мошулар димиғимға киргән ис-түтәк, Күн бойи өчмәй туридиған оттур!
6 Мана, Мениң алдимда пүтүклүк туридуки: — Мән сүкүт қилип турмаймән — дәйду Пәрвәрдигар — Бәлки һәм силәрниң қәбиһликлириңларни, Шундақла тағ чоққилирида исриқ яққан, Дөңләр үстидиму Мени һақарәтлигән ата-бовилириңларниң қәбиһликлирини бирликтә қайтуримән, — Шуларни өз қучағлириға қайтуримән; Бәрһәқ, Мән илгәрки қилғанлирини өз қучағлириға өлчәп қайтуримән.
7
8 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сапақ үзүмниң «сарқинди ширнә»си көрүнгәндә, Хәқләрниң: «Уни чәйливетип вәйран қилмисун, чүнки униңда бәрикәт туриду» дегинидәк, Мән Өз қуллиримниң сәвәвидинла шундақ қилимәнки, Уларниң һәммисини вәйран қилмаймән.
9 Шундақ қилип Мән Яқуптин бир нәсилни, Йәһудадинму тағлиримға бир егидарни чиқиримән; Шуниң билән Мениң таллиғанлирим [зиминға] егә болиду, Мениң қуллирим шу йәрдә маканлишиду.
10 Мени издигән хәлқим үчүн, Шарон болса йәнә қой падилириға қотан, Ахор болса кала падилириға қоналғу болиду.
11 Бирақ Пәрвәрдигарни ташлап, Муқәддәс теғимни унтуғучи, «Тәләй» [дегән бут] үчүн дәстихан салғучи, «Тәғдир» [дегән бут] үчүнму әбҗәш шарапни қуюп қачиларни толдурғучисиләр,
12 Мән силәрни қиличқа «тәғдир» қилдим, Силәрниң һәммиңлар қирғинчилиқта баш егисиләр; Чүнки Мән чақирдим, силәр җавап бәрмидиңлар; Мән сөз қилдим, силәр қулақ салмидиңлар; Әксичә нәзиримдә яман болғанни қиливатисиләр, Мән яқтурмайдиғанни таллиғансиләр.
13 Шуңа, Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мениң қуллирим йәйду, Силәр ач қалисиләр; Мана, Мениң қуллирим ичиду, Бирақ силәр уссуз қалисиләр; Мана, Мениң қуллирим шатлиниду, Силәр шәрмәндиликтә қалисиләр;
14 Мана, көңлидики шат-хурамлиқтин қуллирим нахша ейтиду, Силәр көңүлдики азаптин зар-зар жиғлайсиләр, Роһ-қәлб сунуқлуғидин налә-пәряд көтирисиләр.
15 Исмиңларни Мениң таллиғанлиримға ләнәт болушқа қалдурисиләр. Рәб Пәрвәрдигар сени өлтүриду, Һәм униң қуллириға башқа бир исимни қоюп бериду.
16 Шуниң үчүн кимки өзигә бир бәхитни тилисә, «Амин» дегүчи Худаниң нами билән әшу бәхитни тиләйду; Кимки қәсәм ичмәкчи болса, Әнди «Амин» дегүчи Худаниң нами билән қәсәм ичиду; Чүнки бурунқи дәрд-әләмләр унтулған болиду, Чүнки уларни көзүмдин йошурдум.
17 Чүнки қараңлар, Мән йеңи асманларни вә йеңи зиминни яритимән; Илгәрки ишлар һеч әсләнмәйду, Һәтта әскә кәлмәйду.
18 Әксичә силәр Мениң яритидиғанлиғимдин хошаллиниңлар; Мәңгүгә шат-хурамлиқта болуңлар, Чүнки Мән Йерусалимни шат-хурамлиқ, Униң хәлқини хошаллиқ бәргүчи қилип яритимән.
19 Өзүмму Йерусалимдин шат-хурамлиқта болимән, Шундақла Өз хәлқимдин хошаллинимән; Униңда нә жиға авази, Нә налә-пәрядлар иккинчи аңланмайду;
20 Униңда йәнә бир нәччә күнлүк чачрап кәткән бовақ болмайду, Яки вақти тошмай вақитсиз кәткән бовай болмайду; Йүз яшқа киргән болса «жигит» санилиду, Шуниңдәк гунакар йүз яшқа кирип өлгән болса «Худаниң ләнитигә учриған» дәп һесаплиниду.
21 Улар өйләрни салиду, уларда туриду; Улар үзүмзарларни бәрпа қилиду, улардин мевә йәйду;
22 Улар ясиған өйләрдә, башқа бириси турмайду; Тикилгән үзүмзарлардин, башқа бириси мевә елип йемәйду; Чүнки хәлқимниң күнлири дәрәқниң өмридәк болиду; Мениң таллиғанлирим өзлири өз қоли билән ясиғанлиридин өз өмридә толуқ бәһримән болиду.
23 Уларниң қилған әмгиги бекарға кәтмәйду; Яки уларниң балилири туғулғанда келәчики тоғрилиқ вәһимә мәвҗут болмайду; Чүнки улар Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур, Уларниң пәрзәнтлириму шундақ.
24 Вә шундақ болидуки, Улар нида қилип чақирмастинла, Мән иҗабәт қилимән; Улар дуа қилип сөзләватқинидила, Мән уларни аңлаймән.
25 Бөрә һәм пақлан билән биллә озуқлиниду; Шир болса калидәк саман йәйду; Иланниң рисқи болса топа-чаңла болиду. Мениң муқәддәс теғимниң һәммә йеридә һеч зиянкәшлик болмайду; Һеч бузғунчилиқ болмайду, дәйду Пәрвәрдигар.