< Йәшая 64 >

1 Аһ, Сән асманларни житиветип, Йәргә чүшкән болсаң еди! Тағлар болса йүзүң алдида ерип кетәтти!
Aⱨ, Sǝn asmanlarni yirtiwetip, Yǝrgǝ qüxkǝn bolsang’idi! Taƣlar bolsa yüzüng aldida erip ketǝtti! Mana muxundaⱪ bolƣanda tuturuⱪⱪa ot yaⱪⱪandǝk, Ot suni ⱪaynatⱪandǝk, Sǝn namingni düxmǝnliringgǝ ayan ⱪilƣan bolatting, Əllǝr yüzüngdinla titrǝp ketǝtti!
2 Мана мошундақ болғанда тутуруққа от яққандәк, От суни қайнатқандәк, Сән намиңни дүшмәнлириңгә аян қилған болаттиң, Әлләр йүзүңдинла титрәп кетәтти!
3 Сән биз күтмигән дәһшәтлик ишларни қилған вақтиңда, Сән чүшкән едиң; Йүзүңдин тағлар растла ерип кәтти!
Sǝn biz kütmigǝn dǝⱨxǝtlik ixlarni ⱪilƣan waⱪtingda, Sǝn qüxkǝniding; Yüzüngdin taƣlar rastla erip kǝtti!
4 Сәндин башқа Өзигә тәлмүрүп күткәнләр үчүн ишлигүчи бир Худани, Адәмләр әзәлдин аңлап бақмиған, Қулаққа йетип бақмиған, Көз көрүп бақмиғандур!
Sǝndin baxⱪa Ɵzigǝ tǝlmürüp kütkǝnlǝr üqün ixligüqi bir Hudani, Adǝmlǝr ǝzǝldin anglap baⱪmiƣan, Ⱪulaⱪⱪa yetip baⱪmiƣan, Kɵz kɵrüp baⱪmiƣandur!
5 Сән һәққанийлиқни жүргүзүшни хурсәнлик дәп билгән адәмниң, Йәни йоллириңда меңип, Сени сеғинғанларниң һаҗитидин чиққучи һәмраһдурсән; Бирақ мана, Сән ғәзәптә болдуң, Биз болсақ гунада болдуқ; Ундақ ишлар узун боливәрди; Әнди биз қутқузуламдуқ?
Sǝn ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni yürgüzüxni hursǝnlik dǝp bilgǝn adǝmning, Yǝni yolliringda mengip, Seni seƣinƣanlarning ⱨajitidin qiⱪⱪuqi ⱨǝmraⱨdursǝn; Biraⱪ mana, Sǝn ƣǝzǝptǝ boldung, Biz bolsaⱪ gunaⱨta bolduⱪ; Undaⱪ ixlar uzun boliwǝrdi; Əmdi biz ⱪutⱪuzulamduⱪ?
6 Әнди биз напак бир нәрсигә охшаш болдуқ, Қиливатқан барлиқ «һәққанийәтлиримиз» болса бир әврәт латисиғила охшайду, халас; Һәммимиз йопурмақтәк хазан болуп кәттуқ, Қәбиһликлиримиз шамалдәк бизни учуруп ташливәтти.
Əmdi biz napak bir nǝrsigǝ ohxax bolduⱪ, Ⱪiliwatⱪan barliⱪ «ⱨǝⱪⱪaniyǝtlirimiz» bolsa bir ǝwrǝt latisiƣila ohxaydu, halas; Ⱨǝmmimiz yopurmaⱪtǝk hazan bolup kǝttuⱪ, Ⱪǝbiⱨliklirimiz xamaldǝk bizni uqurup taxliwǝtti.
7 Сениң намиңни чақирип нида қилғучи, Илтипатиңни тутушқа қозғалғучи һеч йоқтур; Чүнки Сән йүзүңни биздин қачуруп йошурдуң, Қәбиһликлиримиздин бизни солаштурғуздуң.
Sening namingni qaⱪirip nida ⱪilƣuqi, Iltipatingni tutuxⱪa ⱪozƣalƣuqi ⱨeq yoⱪtur; Qünki Sǝn yüzüngni bizdin ⱪaqurup yoxurdung, Ⱪǝbiⱨliklirimizdin bizni solaxturƣuzdung.
8 Бирақ һазир, и Пәрвәрдигар, Сән бизниң Атимиздурсән; Биз сеғиз лай, Сән бизниң сапалчимиздурсән; Һәммимиз болсақ қолуңда ясалғандурмиз;
Biraⱪ ⱨazir, i Pǝrwǝrdigar, Sǝn bizning Atimizdursǝn; Biz seƣiz lay, Sǝn bizning sapalqimizdursǝn; Ⱨǝmmimiz bolsaⱪ ⱪolungda yasalƣandurmiz;
9 И Пәрвәрдигар, бизгә қаратқан ғәзивиңни зор қилмиғайсән, Қәбиһликни мәңгүгичә әсләп жүрмигин; Мана, қариғин, һәммимиз Сениң хәлқиңдурмиз!
I Pǝrwǝrdigar, bizgǝ ⱪaratⱪan ƣǝzipingni zor ⱪilmiƣaysǝn, Ⱪǝbiⱨlikni mǝnggügiqǝ ǝslǝp yürmigin; Mana, ⱪariƣin, ⱨǝmmimiz Sening hǝlⱪingdurmiz!
10 Муқәддәс шәһәрлириң җаңгал, Зионму җаңгал болуп қалди; Йерусалим вәйран болди;
Muⱪǝddǝs xǝⱨǝrliring janggal, Zionmu janggal bolup ⱪaldi; Yerusalem wǝyran boldi;
11 Ата-бовимиз Сени мәдһийилигән җай, Пак-муқәддәслик, гөзәл-парлақлиқ туралғуси болған өйимиз болса от билән көйүп күл болди; Қәдир-қиммәтлик нәрсилиримизниң һәммиси вәйран қиливетилди.
Ata-bowimiz Seni mǝdⱨiyiligǝn jay, Pak-muⱪǝddǝslik, güzǝl-parlaⱪliⱪ turalƣusi bolƣan ɵyimiz bolsa ot bilǝn kɵyüp kül boldi; Ⱪǝdir-ⱪimmǝtlik nǝrsilirimizning ⱨǝmmisi wǝyran ⱪiliwetildi.
12 Мошу ишлар алдида Өзүңни чәткә аламсән, и Пәрвәрдигар? Сүкүт қилип турамсән? Бизни болушичә хар қилип уриверәмсән?»
Muxu ixlar aldida Ɵzüngni qǝtkǝ alamsǝn, i Pǝrwǝrdigar? Süküt ⱪilip turamsǝn? Bizni boluxiqǝ har ⱪilip uriwerǝmsǝn?»

< Йәшая 64 >