< Йәшая 63 >
1 «Бозраһ шәһиридин чиққан, үстибеши қениқ қизил рәңлик, Кийим-кечәклири қалтис-карамәт, Зор күч билән қол селип меңиватқан, Едомдин мошу йәргә келиватқучи ким?» «Һәққанийлиқ билән сөзлигүчи Мән, Қутқузушқа күч-қудрәткә Егә Болғучидурмән».
«Bozrah shehiridin chiqqan, üstibéshi qéniq qizil renglik, Kiyim-kéchekliri qaltis-karamet, Zor küch bilen qol sélip méngiwatqan, Édomdin mushu yerge kéliwatquchi kim?» «Heqqaniyliq bilen sözligüchi Men, Qutquzushqa küch-qudretke Ige Bolghuchidurmen».
2 «Үстибешиңдикиси немишкә қизил, Қандақсигә кийим-кечәклириң шарап көлчигини чәйлигүчиниңкигә охшап қалди?».
«Üstibéshingdikisi némishqa qizil, Qandaqsige kiyim-kéchekliring sharab kölchikini cheyligüchiningkige oxshap qaldi?».
3 «Мән ялғуз шарап көлчигини чәйлидим; Бар әл-жутлардин һеч ким Мән билән биллә болғини йоқ; Мән уларни ғәзивимдә чәйлидим, Қәһримдә уларни дәссивәттим; Уларниң қанлири кийим-кечәклирим үстигә чачриди; Мениң пүтүн үстибешим боялди;
«Men yalghuz sharab kölchikini cheylidim; Bar el-yurtlardin héchkim Men bilen bille bolghini yoq; Men ularni ghezipimde cheylidim, Qehrimde ularni dessiwettim; Ularning qanliri kiyim-kécheklirim üstige chachridi; Méning pütün üstibéshim boyaldi;
4 Чүнки қәлбимгә қисас күни пүкүлгән еди, Шундақла Мән һәмҗәмәтлиримни қутқузидиған жил кәлди;
Chünki qelbimge qisas küni pükülgenidi, Shundaqla Men hemjemetlirimni qutquzidighan yil keldi;
5 Мән қарисам, ярдәм қилғидәк һеч ким йоқ еди; Һеч кимниң қоллимайдиғанлиғини көрүп азаплинип көңлүм паракәндә болди; Шуңа Өз билигим Өзүмгә ниҗат кәлтүрди; Өз қәһрим болса, Мени қоллап Маңа чидам бәрди;
Men qarisam, yardem qilghudek héchkim yoq idi; Héchkimning qollimaydighanliqini körüp azablinip könglüm parakende boldi; Shunga Öz bilikim Özümge nijat keltürdi; Öz qehrim bolsa, Méni qollap Manga chidam berdi;
6 Шуниң билән әл-жутларни ғәзивимдә дәссивәткәнмән, Қәһримдә уларни мәс қиливәттим, Қанлирини йәргә төкүвәттим».
Shuning bilen el-yurtlarni ghezipimde dessiwetkenmen, Qehrimde ularni mest qiliwettim, Qanlirini yerge töküwettim».
7 «Мән Пәрвәрдигарниң шәпқәтлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән; Пәрвәрдигарниң мәдһийәгә лайиқ қилғанлири, Униң рәһимдиллиқлириға асасән, Униң нурғунлиған шәпқәтлиригә асасән, Пәрвәрдигарниң бизгә қилған илтипатлири, Исраил җәмәтигә илтипат қилған зор яхшилиқлири тоғрилиқ әслитип сөзләймән;
«Men Perwerdigarning shepqetliri toghruluq eslitip sözleymen; Perwerdigarning medhiyege layiq qilghanliri, Uning rehimdilliqlirigha asasen, Uning nurghunlighan shepqetlirige asasen, Perwerdigarning bizge qilghan iltipatliri, Israil jemetige iltipat qilghan zor yaxshiliqliri toghruluq eslitip sözleymen;
8 У уларни: — «Улар Мениң хәлқим, Алдамчилиқ қилмайдиған балилар» дәп, Уларниң Қутқузғучиси болди.
U ularni: — «Ular Méning xelqim, Aldamchiliq qilmaydighan balilar» dep, Ularning Qutquzghuchisi boldi.
9 Уларниң барлиқ дәрдлиригә Уму дәрддаш еди; «Униң йүзидики Пәриштиси» болса уларни қутқузған, У Өз муһәббити һәм рәһимдиллиғи билән уларни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған; Әшу қедимки барлиқ күнләрдә уларни Өзигә артип көтәргән;
Ularning barliq derdlirige Umu derddash idi; «Uning yüzidiki Perishtisi» bolsa ularni qutquzghan, U Öz muhebbiti hem rehimdilliqi bilen ularni hemjemetlik qilip qutquzghan; Ashu qedimki barliq künlerde ularni Özige artip kötürgen;
10 Бирақ улар асийлиқ қилип Униң Муқәддәс Роһиға азар бәрди; Шуңа улардин йүз өрүп У уларниң дүшминигә айлинип, Уларға қарши җәң қилди.
Biraq ular asiyliq qilip Uning Muqeddes Rohigha azar berdi; Shunga ulardin yüz örüp U ularning düshminige aylinip, Ulargha qarshi jeng qildi.
11 Бирақ У: — «Муса пәйғәмбирим! Мениң хәлқим!» дәп әйни күнләрни әсләп тохтиди. Әнди Өз [падиси болғанларни] падичилири билән деңиздин чиқиривалғучи қени? Өзиниң Муқәддәс Роһини уларниң арисиға турғузуп қойғучи қени?
Biraq U: — «Musa peyghembirim! Méning xelqim!» dep eyni künlerni eslep toxtidi. Emdi Öz [padisi bolghanlarni] padichiliri bilen déngizdin chiqiriwalghuchi qéni? Özining Muqeddes Rohini ularning arisigha turghuzup qoyghuchi qéni?
12 Униң гөзәл шәрәплик билиги Мусаниң оң қоли арқилиқ уларни йетәклигүчи болди, Өзи үчүн мәңгүлүк бир намни тикләп, Улар алдида суларни бөлүвәткүчи,
Uning güzel shereplik biliki Musaning ong qoli arqiliq ularni yétekligüchi boldi, Özi üchün menggülük bir namni tiklep, Ular aldida sularni bölüwetküchi,
13 Уларни далада әркин кезип жүридиған аттәк, Һеч путлаштурмай уларни деңизниң чоңқур йәрлиридин өткүзгүчи қени?
Ularni dalada erkin kézip yüridighan attek, Héch putlashturmay ularni déngizning chongqur yerliridin ötküzgüchi qéni?
14 Маллар җилғиға отлашқа чүшкәндәк, Пәрвәрдигарниң Роһи уларға арам бәрди; Сән Өзүң гөзәл-шәрәплик бир намға еришиш үчүн, Сән мошу йоллар билән хәлқиңни йетәклидиң.
Mallar jilghigha otlashqa chüshkendek, Perwerdigarning Rohi ulargha aram berdi; Sen Özüng güzel-shereplik bir namgha érishish üchün, Sen mushu yollar bilen xelqingni yétekliding.
15 Аһ, асманлардин нәзириңни чүшүргин, Сениң пак-муқәддәслигиң, гөзәллик-шәривиң турған маканиңдин [һалимизға] қарап бақ! Қени отлуқ муһәббитиң вә күч-қудритиң!? Ичиңни ағритишлириң, рәһимдиллиқлириң қени? Улар маңа кәлгәндә бесилип қалдиму?
Ah, asmanlardin neziringni chüshürgin, Séning pak-muqeddesliking, güzellik-sheriping turghan makaningdin [halimizgha] qarap baq! Qéni otluq muhebbiting we küch-qudriting!? Ichingni aghritishliring, rehimdilliqliring qéni? Ular manga kelgende bésilip qaldimu?
16 Чүнки гәрчә Ибраһим бизни тонумисиму, Яки Исраил гәрчә бизни етирап қилмисиму, Сән һаман бизниң Атимиз; Сән Пәрвәрдигар бизниң Атимиздурсән; Әзәлдин тартип «Һәмҗәмәт-Қутқузғучимиз» Сениң намиңдур.
Chünki gerche Ibrahim bizni tonumisimu, Yaki Israil gerche bizni étirap qilmisimu, Sen haman bizning Atimiz; Sen Perwerdigar bizning Atimizdursen; Ezeldin tartip «Hemjemet-Qutquzghuchimiz» Séning namingdur.
17 И Пәрвәрдигар, немишкә бизни йоллириңдин аздурғансән? Немишкә Өзүңдин қорқуштин яндуруп көңлимизни таш қилғансән?! Қуллириң үчүн, Өз мирасиң болған қәбилиләр үчүн, Йенимизға йенип кәлгәйсән!
I Perwerdigar, némishqa bizni yolliringdin azdurghansen? Némishqa Özüngdin qorqushtin yandurup könglimizni tash qilghansen?! Qulliring üchün, Öz mirasing bolghan qebililer üchün, Yénimizgha yénip kelgeysen!
18 Муқәддәс хәлқиң пәқәт азғинә вақитла [тәвәлигигә] егә болалиған; Дүшмәнлиримиз муқәддәс җайиңни аяқ асти қилди;
Muqeddes xelqing peqet azghine waqitla [tewelikige] ige bolalighan; Düshmenlirimiz muqeddes jayingni ayagh asti qildi;
19 Шуниң билән биз узундин буян Сән идарә қилип бақмиған, Сениң намиң билән атилип бақмиған бир хәлиқтәк болуп қалдуқ!
Shuning bilen biz uzundin buyan Sen idare qilip baqmighan, Séning naming bilen atilip baqmighan bir xelqtek bolup qalduq!