< Йәшая 62 >
1 — «Таки Зионниң һәққанийлиғи җулалинип чақнап чиққичә, Униң ниҗати лавулдаватқан мәшъәлдәк чиққичә, Зион үчүн һеч арам алмаймән, Йерусалим үчүн һәргиз сүкүт қилмаймән;
2 Һәм әлләр сениң һәққанийлиғиңни, Барлиқ падишалар шан-шәривиңни көриду; Һәм сән Пәрвәрдигар Өз ағзи билән саңа қойидиған йеңи бир исим билән атилисән,
3 Шундақла сән Пәрвәрдигарниң қолида турған гөзәл бир таҗ, Худайиңниң қолидики шаһанә баш чәмбирики болисән.
4 Сән иккинчи: «Аҗрашқан, ташливетилгән» дәп аталмайсән, Зиминиң иккинчи: «Вәйран қилип ташливетилгән» дәп аталмайду; Бәлки сән: «Мениң хошаллиғим дәл униңда!», дәп атилисән, Һәм зиминиң: «Никаһланған» дәп атилиду; Чүнки Пәрвәрдигар сәндин хошаллиқ алиду, Зиминиң болса ятлиқ болиду.
5 Чүнки жигит қизға бағланғандәк, Оғуллириң саңа бағлиниду; Той жигити қиздин шатланғандәк, Худайиң сениңдин шатлиниду.
6 Мән сепиллириңда күзәтчиләрни бекитип қойдум, и Йерусалим, Улар күндүзму һәм кечисиму арам алмайду; И Пәрвәрдигарни әсләткүчи болғанлар, сүкүт қилмаңлар!
7 У Йерусалимни тиклигичә, Уни йәр-җаһанниң оттурисида рәхмәт-мәдһийиләрниң сәвәви қилғичә, Униңға һеч арам бәрмәңлар!».
8 Пәрвәрдигар оң қоли һәм Өз күчи болған билиги билән мундақ қәсәм ичти: — «Мән зираәтлириңни дүшмәнлириңгә озуқ болушқа иккинчи бәрмәймән; Җапа тартип ишлигән йеңи шарапниму ятларниң пәрзәнтлири иккинчи ичмәйду;
9 Зираәтләрни оруп жиққанлар өзлирила уни йәп Пәрвәрдигарни мәдһийиләйду; [Үзүмләрни] үзгәнләр муқәддәс өйүмниң сәйналирида улардин ичиду».
10 — Өтүңлар, дәрвазилардин өтүңлар! Хәлиқниң йолини түз қилип тәйярлаңлар! Йолни көтириңлар, көтириңлар; Ташларни елип ташливетиңлар; Хәлиқ-милләтләр үчүн [йол көрситидиған] бир туғни көтириңлар.
11 Мана, Пәрвәрдигар җаһанниң чәт-яқилириға мундақ дәп җакалиди: — Зион қизиға мундақ дәп ейтқин: — «Қара, сениң ниҗат-қутулушуң келиватиду! Қара, Униң Өзи алған мукапити Өзи билән биллә, Униң Өзиниң инъами Өзигә һәмраһ болиду.
12 Вә хәқләр уларни: «Пак-муқәддәс хәлиқ», «Пәрвәрдигар һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанлар» дәйду; Сән болсаң: «Интилип издәлгән», «Һеч ташливетилмигән шәһәр» дәп атилисән.