< Йәшая 61 >

1 «Рәб Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки Пәрвәрдигар мени аҗиз езилгәнләргә хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһлигән. У мени сунуқ көңүлләрни ясап сақайтишқа, Тутқунларға азатлиқни, Чүшәп қоюлғанларға зинданниң ечиветилидиғанлиғини җакалашқа әвәтти;
«Reb Perwerdigarning Rohi méning wujudumda, Chünki Perwerdigar méni ajiz ézilgenlerge xush xewerler yetküzüshke mesihligen. U méni sunuq köngüllerni yasap saqaytishqa, Tutqunlargha azadliqni, Chüshep qoyulghanlargha zindanning échiwétilidighanliqini jakarlashqa ewetti;
2 Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини, Һәм Худайимизниң қисаслиқ күнини җакалашқа, Барлиқ қайғу-һәсрәт чәккәнләргә тәсәлли беришкә мени әвәтти.
Perwerdigarning shapaet körsitidighan yilini, Hem Xudayimizning qisasliq künini jakarlashqa, Barliq qayghu-hesret chekkenlerge teselli bérishke méni ewetti.
3 Зиондики һәсрәт-қайғу чәккәнләргә, Күлләрниң орниға гөзәлликни, Һәсрәт-қайғуниң орниға сүркилидиған шат-хурамлиқ мейини, Ғәшлик-мәйүслүк роһиниң орниға, Мәдһийә тонини кийдүрүшкә мени әвәтти; Шундақ қилип улар «һәққанийлиқниң чоң дәрәқлири», «Пәрвәрдигарниң тиккән майсилири» дәп атилиду, Улар арқилиқ униң гөзәллик-җулалиғи аян қилиниду.
Ziondiki hesret-qayghu chekkenlerge, Küllerning ornigha güzellikni, Hesret-qayghuning ornigha sürkilidighan shad-xuramliq méyini, Gheshlik-meyüslük rohining ornigha, Medhiye tonini kiydürüshke méni ewetti; Shundaq qilip ular «heqqaniyliqning chong derexliri», «Perwerdigarning tikken maysiliri» dep atilidu, Ular arqiliq uning güzellik-julaliqi ayan qilinidu.
4 Улар қедимки харапзарлиқларни қайтидин қуриду, Әслидә вәйран қилинған җайларни қайтидин тикләйду, Харабә шәһәрләрни, дәвирдин-дәвиргә вәйранлиқта ятқан җайларни йеңибаштин қуриду;
Ular qedimki xarabzarliqlarni qaytidin quridu, Eslide weyran qilin’ghan jaylarni qaytidin tikleydu, Xarabe sheherlerni, dewrdin-dewrge weyranliqta yatqan jaylarni yéngibashtin quridu;
5 Яқа жутлуқлар турғузулуп, падилириңни бақиду; Ятларниң балилири қошчилириңлар, үзүмчилириңлар болиду.
Yaqa yurtluqlar turghuzulup, padiliringni baqidu; Yatlarning baliliri qoshchiliringlar, üzümchiliringlar bolidu.
6 Бирақ силәр болсаңлар, «Пәрвәрдигарниң каһинлири» дәп атилисиләр; Силәр тоғраңларда: «Улар Худайимизниң хизмәткарлири» дейилиду; Озуқлириңлар әлләрниң байлиқлири болиду, Силәр уларниң шан-шәрәплиригә ортақ болисиләр.
Biraq siler bolsanglar, «Perwerdigarning kahinliri» dep atilisiler; Siler toghranglarda: «Ular Xudayimizning xizmetkarliri» déyilidu; Ozuqliringlar ellerning bayliqliri bolidu, Siler ularning shan-shereplirige ortaq bolisiler.
7 Хорлинип, шәрмәндиликтә қалғиниңларниң орниға икки һәссә несивәңләр берилиду; Рәсва қилинғанлиқниң орниға улар тәқсиматида шатлинип тәнтәнә қилиду; Шуниң билән улар зиминға икки һәссиләп егидарчилиқ қилиду; Мәңгүлүк шат-хурамлиқ уларниңки болиду.
Xorlinip, shermendilikte qalghininglarning ornigha ikki hesse nésiwengler bérilidu; Reswa qilin’ghanliqning ornigha ular teqsimatida shadlinip tentene qilidu; Shuning bilen ular zémin’gha ikki hessilep igidarchiliq qilidu; Menggülük shad-xuramliq ularningki bolidu.
8 Чүнки Мән Пәрвәрдигар тоғра һөкүм, һәқиқәтни әзизләймән; Көйдүрмә қурбанлиқ қилишта һәр қандақ булаңчилиқ вә алдамчилиққа нәпрәтлинимән; Мән уларға һәқиқәт билән тегишлигини қайтуруп беримән; Мән улар билән мәңгүлүк бир әһдини түзимән.
Chünki Men Perwerdigar toghra höküm, heqiqetni ezizleymen; Köydürme qurbanliq qilishta herqandaq bulangchiliq we aldamchiliqqa nepretlinimen; Men ulargha heqiqet bilen tégishlikini qayturup bérimen; Men ular bilen menggülük bir ehdini tüzimen.
9 Шундақ қилип уларниң нәслиниң даңқи әлләр арисида, Пәрзәнтлириниң даңқи хәлқи-аләм арисида чиқиду; Уларни көргәнләрниң һәммиси уларни тонуп етирап қилидуки, «Улар болса Пәрвәрдигар бәхит ата қилған нәсилдур»».
Shundaq qilip ularning neslining dangqi eller arisida, Perzentlirining dangqi xelqi-alem arisida chiqidu; Ularni körgenlerning hemmisi ularni tonup étirap qiliduki, «Ular bolsa Perwerdigar bext ata qilghan nesildur»».
10 — «Мән Пәрвәрдигарни зор шат-хурамлиқ дәп билип шатлинимән, Җеним Худайим түпәйлидин хошаллиниду; Чүнки той қилидиған жигит өзигә «каһинлиқ сәллә» кийивалғандәк, Той қилидиған қиз ләәл-яқутлар билән өзини пәрдазлиғандәк, У ниҗатлиқниң кийим-кечигини маңа кийдүрди, Һәққанийлиқ тони билән мени пүркәндүрди.
— «Men Perwerdigarni zor shad-xuramliq dep bilip shadlinimen, Jénim Xudayim tüpeylidin xushallinidu; Chünki toy qilidighan yigit özige «kahinliq selle» kiyiwalghandek, Toy qilidighan qiz leel-yaqutlar bilen özini perdazlighandek, U nijatliqning kiyim-kéchikini manga kiydürdi, Heqqaniyliq toni bilen méni pürkendürdi.
11 Чүнки зимин өзиниң бихини чиқарғинидәк, Бағ өзидә терилғанларни үндүргинидәк, Рәб Пәрвәрдигар охшашла барлиқ әлләрниң алдида һәққанийлиқни һәм мәдһийини үндүриду».
Chünki zémin özining bixini chiqarghinidek, Bagh özide térilghanlarni ündürginidek, Reb Perwerdigar oxshashla barliq ellerning aldida heqqaniyliqni hem medhiyini ündüridu».

< Йәшая 61 >