< Йәшая 60 >

1 — Орнуңдин тур, нур чач! Чүнки нуруң йетип кәлди, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви үстүңдә көтирилди!
קומי אורי כי בא אורך וכבוד יהוה עליך זרח
2 Чүнки қараңғулуқ йәр-зиминни, Қап қара зулмәт әл-жутларни басиду; Бирақ Пәрвәрдигар үстүңдә көтирилиду, Униң шан-шәриви сениңдә көрүниду;
כי הנה החשך יכסה ארץ וערפל לאמים ועליך יזרח יהוה וכבודו עליך יראה
3 Һәм әлләр нуруң билән, Падишаһлар сениң көтирилгән йоруқлуғуң билән маңиду.
והלכו גוים לאורך ומלכים לנגה זרחך
4 Бешиңни көтәр, әтрапиңға қарап бақ; Уларниң һәммиси җәм болуп жиғилиду; Улар йениңға келиду, — Оғуллириң жирақтин келиду, Қизлириң янпашларға артилип көтирип келиниду.
שאי סביב עיניך וראי--כלם נקבצו באו לך בניך מרחוק יבאו ובנותיך על צד תאמנה
5 Шу чағда көрисән, Көзлириң чақнап кетиду, Жүрәклириң типчәкләп, ич-ичиңгә патмай қалисән; Чүнки деңиздики байлиқлар сән тәрәпкә бурулуп келиду, Әлләрниң мал-дуниялири йениңға келиду.
אז תראי ונהרת ופחד ורחב לבבך כי יהפך עליך המון ים חיל גוים יבאו לך
6 Топ-топ болуп кәткән төгиләр, Һәм Мидиян һәм Әфаһдики тайлақлар сени қаплайду; Шебадикиләрниң һәммиси келиду; Улар алтун һәм хушбуй елип келиду, Пәрвәрдигарниң мәдһийилирини җакалайду.
שפעת גמלים תכסך בכרי מדין ועיפה--כלם משבא יבאו זהב ולבונה ישאו ותהלת יהוה יבשרו
7 Кедарниң барлиқ қой падилири йениңға жиғилиду; Небайотниң қочқарлири хизмитиңдә болиду; Улар Мениң қобул қилишимға еришип қурбангаһимға чиқирилиду; Шуниң билән гөзәллик-җулалиғимни аян қилидиған өйүмни гөзәлләштүримән.
כל צאן קדר יקבצו לך אילי נביות ישרתונך יעלו על רצון מזבחי ובית תפארתי אפאר
8 Кәптәрханилириға қайтип кәлгән кәптәрләрдәк, Учуп келиватқан булуттәк келиватқан кимду?
מי אלה כעב תעופינה וכיונים אל ארבתיהם
9 Чүнки араллар Мени күтиду; Шулар арисидин оғуллириңни жирақтин елип келишкә, Өз алтун-күмүчлирини биллә елип келишкә, Таршиштики кемиләр биринчи болиду. Улар Худайиң Пәрвәрдигарниң намиға, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң йениға келиду; Чүнки У саңа гөзәллик-җулалиқ кәлтүрди.
כי לי איים יקוו ואניות תרשיש בראשנה להביא בניך מרחוק כספם וזהבם אתם--לשם יהוה אלהיך ולקדוש ישראל כי פארך
10 Ят адәмләрниң балилири сепиллириңни қуриду, Уларниң падишалири хизмитиңдә болиду; Чүнки ғәзивимдә Мән сени урдум; Бирақ шапаитим билән саңа рәһим-меһриванлиқ көрсәттим.
ובנו בני נכר חמתיך ומלכיהם ישרתונך כי בקצפי הכיתיך וברצוני רחמתיך
11 Дәрвазилириң һәрдайим очуқ туриду; (Улар кечә-күндүз етилмәйду) Шундақ қилғанда әлләрниң байлиқлирини саңа елип кәлгили, Уларниң падишалирини алдиңға йетәкләп кәлгили болиду.
ופתחו שעריך תמיד יומם ולילה לא יסגרו להביא אליך חיל גוים ומלכיהם נהוגים
12 Чүнки саңа хизмәттә болушни рәт қилидиған әл яки падишалиқ болса йоқилиду; Мошундақ әлләр пүтүнләй бәрбат болиду.
כי הגוי והממלכה אשר לא יעבדוך יאבדו והגוים חרב יחרבו
13 Мениң муқәддәс җайимни гөзәлләштүрүшкә, Ливанниң шәриви, — Арча, қариғай вә боксус дәрәқлириниң һәммиси саңа келиду; Шундақ қилип айиғим турған йәрни шәрәплик қилимән.
כבוד הלבנון אליך יבוא ברוש תדהר ותאשור יחדו--לפאר מקום מקדשי ומקום רגלי אכבד
14 Сени харлиғанларниң балилири болса алдиңға егилгиничә келиду; Сени кәмситкәнләрниң һәммиси айиғиңға баш уриду; Улар сени «Пәрвәрдигарниң шәһири», «Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Зиони» дәп атайду.
והלכו אליך שחוח בני מעניך והשתחוו על כפות רגליך כל מנאציך וקראו לך עיר יהוה ציון קדוש ישראל
15 Сән ташливетилгән һәм нәпрәткә учриғанлиғиң үчүн, Һеч ким зиминиңдин өтмигән; Әндиликтә Мән сени мәңгүлүк бир шан-шөһрәт, Әвлат-әвлатларниң бир хурсәнлиги қилимән.
תחת היותך עזובה ושנואה ואין עובר ושמתיך לגאון עולם משוש דור ודור
16 Әлләрниң сүтини емисән, Падишаһларниң әмчигидин әмгәндәк [меһри-шәпқитигә] еришсән; Шуниң билән сән Мән Пәрвәрдигарни өзүңниң Ниҗаткариң һәм Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң, «Яқуптики қудрәт Егиси» дәп билисән.
וינקת חלב גוים ושד מלכים תינקי וידעת כי אני יהוה מושיעך וגאלך אביר יעקב
17 Мисниң орниға алтунни, Төмүрниң орниға күмүчни әпкелип алмаштуримән; Яғачниң орниға мисни, Ташларниң орниға төмүрни әпкелип алмаштуримән; Сениң һакимлириңни болса тинич-арамлиқ, Бәглириңни һәққанийлиқ қилимән.
תחת הנחשת אביא זהב ותחת הברזל אביא כסף ותחת העצים נחשת ותחת האבנים ברזל ושמתי פקדתך שלום ונגשיך צדקה
18 Зиминиңда зораванлиқниң һеч садаси болмайду, Чегаралириң ичидә вәйранчилиқ вә һалакәтму йоқ болиду; Сән сепиллириңни «ниҗат», Дәрвазилириңни «мәдһийә» дәп атайсән.
לא ישמע עוד חמס בארצך שד ושבר בגבוליך וקראת ישועה חומתיך ושעריך תהלה
19 Нә қуяш күндүздә саңа нур болмайду, Нә айниң җуласи саңа йоруқлуқ бәрмәйду; Бәлки Пәрвәрдигар сениң мәңгүлүк нуруң болиду, Сениң Худайиң гөзәл җулалиғиң болиду.
לא יהיה לך עוד השמש לאור יומם ולנגה הירח לא יאיר לך והיה לך יהוה לאור עולם ואלהיך לתפארתך
20 Сениң қуяшиң иккинчи патмайду, Ейиң толунлуғидин янмайду; Чүнки Пәрвәрдигар сениң мәңгүлүк нуруң болиду, Һәсрәт-қайғулуқ күнлириңгә хатимә берилиду.
לא יבוא עוד שמשך וירחך לא יאסף כי יהוה יהיה לך לאור עולם ושלמו ימי אבלך
21 Сениң хәлқиңниң һәммиси һәққаний болиду; Йәр-зиминға мәңгүгә егидарчилиқ қилиду; Уларниң Мениң гөзәл җулалиғимни аян қилиши үчүн, Улар Өз қолум билән тиккән майса, Өз қолум билән ишлигиним болиду.
ועמך כלם צדיקים לעולם יירשו ארץ נצר מטעו (מטעי) מעשה ידי להתפאר
22 Сәбий бала болса миңға, Әң кичиги болса улуқ әлгә айлиниду, Мәнки Пәрвәрдигар буларни өз вақтида тездин әмәлгә ашуримән.
הקטן יהיה לאלף והצעיר לגוי עצום אני יהוה בעתה אחישנה

< Йәшая 60 >