< Йәшая 6 >
1 Уззия падиша аләмдин өткән жили мән Рәбни көрдүм; У интайин жуқури көтирилгән бир тәхттә олтиратти; Униң тони муқәддәс ибадәтханиға бир кәлгән еди.
2 Униң үстидә сарафлар пәрваз қилип туратти; Һәр бириниң алтә тал қанити бар еди; Икки қанити билән у йүзини япатти, Икки қанити билән у путини япатти, Вә икки қанити билән у пәрваз қилип туратти.
3 Улардин бири башқа бирисигә: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, муқәддәс, муқәддәс, муқәддәстур! Барлиқ йәр йүзи униң шан-шәривигә толған!» — дәп товлавататти.
4 Товлиғучиниң авазидин дәрвазиниң кешәклири тәвринип кәтти, Өй ис-түтәк билән қапланди.
5 Шуниң билән мән: — «Өзүмгә вай! Мән түгәштим! Чүнки мән ләвлири напак адәммән һәм напак ләвлик хәлиқ билән арилишип туруп, өз көзүм билән Падишаға, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға қаридим!» — дедим.
6 Шуниң билән сарафлардин бири қолида қурбангаһтин бир чоғни лахшигирға қисип елип, йенимға учуп кәлди;
7 у уни ағзимға тәккүзүп: — «Мана, бу ләвлириңгә тәгди; сениң қәбиһлигиң елип ташланди, гунайиң кафарәт билән кәчүрүм қилинди» — деди.
8 Андин мән Рәбниң: — «Мән кимни әвәтимән? Ким Бизгә вәкил болуп бариду?» дегән авазини аңлидим. Шуниң билән мән: — «Мана мән! Мени әвәткәйсән» — дедим.
9 Вә У: «Барғин; мошу хәлиққә мундақ дәп ейтқин: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Көрүшни көрүсиләр, бирақ билип йәтмәйсиләр.
10 Мошу хәлиқниң жүригини таш қилғин; Уларниң қулақлирини еғир, Көзлирини кор қилғин; Болмиса, улар көзлири билән көрәләйдиған, Қулиқи билән аңлалайдиған, Көңли билән чүшинәләйдиған қилинип, Йолидин яндурулуп сақайтилған болатти».
11 Андин мән: — «Рәб, бу әһвал қачанғичә давамлишиду?» — дәп соривидим, У җававән: — «Та шәһәрләр харап қилинип аһалисиз, Өйләр адәмзатсиз, Зимин пүтүнләй чөлгә айлинип болғичә,
12 Пәрвәрдигар адәмлирини жирақларға йөткәп, Зиминдики ташливетилгән йәрләр көп болғичә болиду» — деди.
13 «Һалбуки, зиминда адәмләрниң ондин бирила қалиду; Улар [зиминға] қайтип келип йәнә жутуветилиду, Кесилгән бир дуб яки арар дәриғиниң көтигидәк болиду; Көтәк болса «муқәддәс нәсил» болур.