< Йәшая 59 >
1 — Қараңлар, Пәрвәрдигарниң қоли қутқузалмиғидәк күчсиз болуп қалған әмәс; Яки Униң қулиқи аңлимиғидәк еғир болуп қалған әмәс;
Behold, the LORD’s hand is not shortened, that it can’t save; nor his ear dull, that it can’t hear.
2 Бирақ силәрниң қәбиһлигиңлар силәрни Худайиңлардин жирақлаштурди, Гунайиңлар Униң йүзини силәрдин қачуруп Униңға тилигиңларни аңлатқузмиди.
But your iniquities have separated you and your God, and your sins have hidden his face from you, so that he will not hear.
3 Чүнки қоллириңлар қан билән, Бармақлириңлар қәбиһлик билән миләнгән, Ләвлириңлар ялған гәп ейтқан, Тилиңлар калдирлап қеришип сөзлигән;
For your hands are defiled with blood, and your fingers with iniquity. Your lips have spoken lies. Your tongue mutters wickedness.
4 Һәққанийлиқ тәрәптә сөзлигүчи йоқтур, Һәқиқәт тәрәптә туридиған һөкүм сориғучи йоқтур; Улар йоқ бир нәрсигә тайинип, алдамчилиқ қилмақта, Уларниң қосиғидикиси зияндаш, Уларниң туғуватқини қәбиһлик;
No one sues in righteousness, and no one pleads in truth. They trust in vanity and speak lies. They conceive mischief and give birth to iniquity.
5 Улар чар иланниң тухумлирини төрәлдүриду, Өмчүкниң торини торлайду, Ким униң тухумлирини йесә өлиду; Улардин бири чеқилса зәһәрлик илан чиқиду.
They hatch adders’ eggs and weave the spider’s web. He who eats of their eggs dies; and that which is crushed breaks out into a viper.
6 Уларниң торлири кийим болалмайду; Өзлири ишлигәнлири билән өзлирини япалмайду; Ишлигәнлири болса қәбиһ ишлардур; Уларниң қолида зораванлиқ туриду;
Their webs won’t become garments. They won’t cover themselves with their works. Their works are works of iniquity, and acts of violence are in their hands.
7 Қәдәмлири яманлиқ тәрәпкә жүгүриду, Гунасиз қанни төкүшкә алдирайду, Уларниң ойлири қәбиһлик тоғрисидики ойлардур; Барғанла йәрдә вәйранчилиқ вә һалакәт тепилиду.
Their feet run to evil, and they hurry to shed innocent blood. Their thoughts are thoughts of iniquity. Desolation and destruction are in their paths.
8 Течлиқ-арамлиқ йолини улар һеч тонумайду; Жүрүшлиридә һеч һәқиқәт-адаләт йоқтур; Улар йоллирини әгир-тоқай қиливалди; Ким буларда маңған болса тинич-арамлиқни көрмәйду.
They don’t know the way of peace; and there is no justice in their ways. They have made crooked paths for themselves; whoever goes in them doesn’t know peace.
9 — Шуңа һәқиқәт-адаләт биздин жирақ туриду; Һәққанийлиқ йетип бизни чүмкигән әмәс; Нурни күтимиз, бирақ йәнила қараңғулуқ! Бирла ғил-пал парлиған йоруқлуқниму күтимиз, Йәнила зулмәттә маңимиз.
Therefore justice is far from us, and righteousness doesn’t overtake us. We look for light, but see darkness; for brightness, but we walk in obscurity.
10 Қариғулардәк биз тамни силаштуруп издәймиз, Көзсиз болғандәк силаштуримиз; Гугумда турғандәк чүштиму путлишип кетимиз, Чәт яқиларда өлүкләрдәк жүримиз.
We grope for the wall like the blind. Yes, we grope as those who have no eyes. We stumble at noon as if it were twilight. Amongst those who are strong, we are like dead men.
11 Ейиқлардәк нәрә тартимиз, Пахтәкләрдәк қаттиқ аһ уримиз; Биз һөкүм-һәқиқәтни күтүп қараймиз, бирақ у йоқ; Ниҗат-қутулушни күтимиз, бирақ у биздин жирақтур;
We all roar like bears and moan sadly like doves. We look for justice, but there is none, for salvation, but it is far off from us.
12 Чүнки итаәтсизликлиримиз алдиңда көпийип кәтти, Гуналиримиз бизни әйипләп гувалиқ бериду; Чүнки итаәтсизликлиримиз һәрдайим биз билән биллидур; Қәбиһликлиримиз болса, бизгә рошәндур: —
For our transgressions are multiplied before you, and our sins testify against us; for our transgressions are with us, and as for our iniquities, we know them:
13 Чүнки Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилмақтимиз, вапасизлиқ қилмақтимиз, Униңдин йүз өримәктимиз, Зулумни һәм асийлиқни тәрғип қилмақтимиз, Ялған сөзләрни ойдуруп, ич-ичимиздин сөзлимәктимиз;
transgressing and denying the LORD, and turning away from following our God, speaking oppression and revolt, conceiving and uttering from the heart words of falsehood.
14 Адаләт-халислиқ болса йолдин йенип кәтти; Һәққанийлиқ жирақта туриду; Чүнки һәқиқәт кочида путлишип кетиду; Дурус-диянәтниңму киргидәк йери йоқтур.
Justice is turned away backward, and righteousness stands far away; for truth has fallen in the street, and uprightness can’t enter.
15 Шуниң билән һәқиқәт йоқай дәп қалди; Өзүмни яманлиқтин нери қилай дегән адәм хәқниң олҗа нишани болуп қалди!
Yes, truth is lacking; and he who departs from evil makes himself a prey. The LORD saw it, and it displeased him that there was no justice.
16 Һәм Пәрвәрдигар көрди; Һөкүм-һәқиқәтниң йоқлуғи Униң нәзиридә интайин яман билинди. Вә У [амал қилғидәк] бирму адәмниң йоқлуғини көрди; [Гунакарларға] вәкил болуп дуа қилғучи һеч кимниң йоқлуғини көрүп, азаплинип көңли паракәндә болди. Шуңа Униң Өз Билиги өзигә ниҗат кәлтүрди; Униң Өз һәққанийлиғи Өзини қоллап чидамлиқ қилди;
He saw that there was no man, and wondered that there was no intercessor. Therefore his own arm brought salvation to him; and his righteousness sustained him.
17 У һәққанийлиқни қалқан-савут қилди, Бешиға ниҗатлиқ дубулғисини кийди; Қисас либасини кийим қилди, Муһәббәтлик қизғинлиқни тон қилип кийди.
He put on righteousness as a breastplate, and a helmet of salvation on his head. He put on garments of vengeance for clothing, and was clad with zeal as a mantle.
18 Адәмләрниң қилғанлири бойичә, у уларға қайтуриду; Рәқиплиригә қәһр чүшүриду, Дүшмәнлиригә ишлирини қайтуриду, Чәт араллардикиләргиму у ишлирини қайтуриду.
According to their deeds, he will repay as appropriate: wrath to his adversaries, recompense to his enemies. He will repay the islands their due.
19 Шуниң билән улар ғәриптә Пәрвәрдигарниң намидин, Күнчиқишта Униң шан-шәривидин қорқиду; Дүшмән кәлкүндәк бесип киргинидә, Әнди Пәрвәрдигарниң Роһи униңға қарши бир туғни көтирип бериду;
So they will fear the LORD’s name from the west, and his glory from the rising of the sun; for he will come as a rushing stream, which the LORD’s breath drives.
20 Шуниң билән Һәмҗәмәт-Қутқузғучи Зионға келиду, У Яқуп җәмәтидикиләр арисидин итаәтсизликтин йенип товва қилғанларға йеқинлишиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
“A Redeemer will come to Zion, and to those who turn from disobedience in Jacob,” says the LORD.
21 Мән болсам, мана, Мениң улар билән болған әһдәм шуки, — дәйду Пәрвәрдигар — «сениң үстүңгә қонуп турған Мениң Роһум, шундақла Мән сениң ағзиңға қуйған сөз-каламим болса, Буниңдин башлап әбәдил-әбәткичә өз ағзиңдин, нәслиңниң ағзидин яки нәслиңниң нәслиниң ағзидин һәргиз чүшмәйду! — дәйду Пәрвәрдигар.
“As for me, this is my covenant with them,” says the LORD. “My Spirit who is on you, and my words which I have put in your mouth shall not depart out of your mouth, nor out of the mouth of your offspring, nor out of the mouth of your offspring’s offspring,” says the LORD, “from now on and forever.”