< Йәшая 55 >
1 Һой! Барлиқ уссап кәткәнләр, Суға келиңлар! Пули йоқлар, келиңлар, аш-нан сетивелип йәңлар; Мана келиңлар, нә пул нә бәдәл төлимәйла шарап һәм сүт сетивелиңлар;
“Hey! Come, everyone who thirsts, to the waters! Come, he who has no money, buy, and eat! Yes, come, buy wine and milk without money and without price.
2 Немишкә һәқиқий аш-нан болмайдиған нәрсигә пул хәҗләйсиләр? Әҗириңларни адәмни һеч қанаәтләндүрмәйдиған нәрсиләр үчүн сәрп қилисиләр? Гепимни көңүл қоюп аңлаңлар, яхшисидин йәңлар, Көңлүңлар молчилиқтин қанаәтлиниду;
Why do you spend money for that which is not bread, and your labour for that which doesn’t satisfy? Listen diligently to me, and eat that which is good, and let your soul delight itself in richness.
3 Маңа қулақ селиңлар, йенимға келиңлар; Аңлаңлар, җениңлар һаятқа еришиду; Вә Мән силәр үчүн мәңгүлүк бир әһдә түзүп беримән: — Шу әһдә — Давутқа вәдә қилинған меһри-шәпқәтләрдур!
Turn your ear, and come to me. Hear, and your soul will live. I will make an everlasting covenant with you, even the sure mercies of David.
4 Мана, Мән уни әл-жутларға гувачи сүпитидә, Әл-жутларға йетәкчи һәм сәркәрдә сүпитидә тәқдим қилдим —
Behold, I have given him for a witness to the peoples, a leader and commander to the peoples.
5 — «Мана, сән өзүңгә ят бир әлни чақирисән, Сени билмигән бир әл йениңға жүгүрүп келиду; Сәвәви болса Пәрвәрдигар Худайиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң Өзидур; Чүнки У сени улуқлап саңа гөзәллик-җулалиқни яр қилди».
Behold, you shall call a nation that you don’t know; and a nation that didn’t know you shall run to you, because of the LORD your God, and for the Holy One of Israel; for he has glorified you.”
6 — Издәңлар Пәрвәрдигарни, У Өзини тапқузмақчи болған пәйттә; У йеқин турған вақтида униңға нида қилиңлар!
Seek the LORD while he may be found. Call on him while he is near.
7 Рәзил адәм өз йолини, Наһәқ адәм өз ой-хияллирини ташлисун, Пәрвәрдигарниң йениға қайтип кәлсун, У униңға рәһимдиллиқ көрситиду; Худайимизниң йениға қайтип кәлсун, У зор кәчүрүм қилиду.
Let the wicked forsake his way, and the unrighteous man his thoughts. Let him return to the LORD, and he will have mercy on him, to our God, for he will freely pardon.
8 Чүнки Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлар әмәс, Мениң йоллирим болса силәрниң йоллириңлар әмәстур;
“For my thoughts are not your thoughts, and your ways are not my ways,” says the LORD.
9 Чүнки асман йәрдин қанчә жуқури болғинидәк, Мана Өз йоллирим силәрниң йоллириңлардин, Мениң ойлиғанлирим силәрниң ойлиғанлириңлардин шунчә жуқуридур.
“For as the heavens are higher than the earth, so are my ways higher than your ways, and my thoughts than your thoughts.
10 Ямғур һәм қар асмандин чүшүп, Йәр йүзини суғирип уни көкәртип, чечәклитип, Териғучиға уруқни, йегүчигә аш-нанни тәминлигичә қайтмайдиғандәк,
For as the rain comes down and the snow from the sky, and doesn’t return there, but waters the earth, and makes it grow and bud, and gives seed to the sower and bread to the eater;
11 Мана Мениң ағзимдин чиққан сөз-каламим шундақтур; Өз көңлүмдикини әмәлгә ашурмиғичә, Уни әвәтиш мәхситимгә толуқ йәтмигичә, У Өзүмгә бекардин-бекар қайтмайду.
so is my word that goes out of my mouth: it will not return to me void, but it will accomplish that which I please, and it will prosper in the thing I sent it to do.
12 Чүнки силәр шат-хурам һалда чиқисиләр; Арам-хатирҗәмликтә йетәклинип чиқисиләр; Тағлар һәм дөңләр силәрниң алдиңларда нахша яңритиду, Далалардики барлиқ дәл-дәрәқләр чавак челишип тәнтәнә қилиду;
For you shall go out with joy, and be led out with peace. The mountains and the hills will break out before you into singing; and all the trees of the fields will clap their hands.
13 Янтақлиқниң орнида қариғай, Җиғанлиқниң орнида хадас дәриғи өсиду; Мошулар болса Пәрвәрдигарға бир нам кәлтүриду, Мәңгүгә үзүлмәс карамәт болиду.
Instead of the thorn the cypress tree will come up; and instead of the brier the myrtle tree will come up. It will make a name for the LORD, for an everlasting sign that will not be cut off.”