< Йәшая 53 >

1 Бизниң хәвиримизгә кимму ишәнгән? Һәм «Пәрвәрдигарниң Билиги» болғучи кимгиму аян қилинған?
מִ֥י הֶאֱמִ֖ין לִשְׁמֻעָתֵ֑נוּ וּזְרֹ֥ועַ יְהוָ֖ה עַל־מִ֥י נִגְלָֽתָה׃
2 У болса [Пәрвәрдигарниң] алдида худди юмран майсидәк, Яки худди қағҗирақ тупрақта тартқан бир йилтиздәк өсиду; Униңда җәзбидарлиқ яки һәйвә йоқ болиду, Биз уни көргинимиздә, униң бизни җәлб қилғидәк тәқи-турқиму йоқ болиду.
וַיַּ֨עַל כַּיֹּונֵ֜ק לְפָנָ֗יו וְכַשֹּׁ֙רֶשׁ֙ מֵאֶ֣רֶץ צִיָּ֔ה לֹא־תֹ֥אַר לֹ֖ו וְלֹ֣א הָדָ֑ר וְנִרְאֵ֥הוּ וְלֹֽא־מַרְאֶ֖ה וְנֶחְמְדֵֽהוּ׃
3 У кишиләр тәрипидин кәмситилиду, улар униңдин жирақлишиду; У көп дәрд-әләмлик адәм болуп, Униңға азап-оқубәт яр болиду; Шуниң билән униңдин йүзләр қачурулиду; У кәмситилиду, биз уни һеч нәрсигә әрзимәс дәп һесаплидуқ.
נִבְזֶה֙ וַחֲדַ֣ל אִישִׁ֔ים אִ֥ישׁ מַכְאֹבֹ֖ות וִיד֣וּעַ חֹ֑לִי וּכְמַסְתֵּ֤ר פָּנִים֙ מִמֶּ֔נּוּ נִבְזֶ֖ה וְלֹ֥א חֲשַׁבְנֻֽהוּ׃
4 Бирақ әмәлийәттә болса, У бизниң қайғу-һәсритимизни көтәрди, Азап-оқубәтлиримизни өз үстигә алди. Биз болсақ, бу ишларни у вабаға учриғанлиғидин, Худа тәрипидин җазалинип урулғанлиғидин, Шундақла қийин-қистаққа елинғанлиғидин дәп қаридуқ!
אָכֵ֤ן חֳלָיֵ֙נוּ֙ ה֣וּא נָשָׂ֔א וּמַכְאֹבֵ֖ינוּ סְבָלָ֑ם וַאֲנַ֣חְנוּ חֲשַׁבְנֻ֔הוּ נָג֛וּעַ מֻכֵּ֥ה אֱלֹהִ֖ים וּמְעֻנֶּֽה׃
5 Лекин у бизниң асийлиқлиримиз түпәйлидин яриланди, Бизниң гуналиримиз үчүн зәхимләнди; Униң җазалиниш бәдилигә, биз арам-хатирҗәмлик таптуқ, Һәм қамчидин болған ярилири арқилиқ биз шипаму таптуқ.
וְהוּא֙ מְחֹלָ֣ל מִפְּשָׁעֵ֔נוּ מְדֻכָּ֖א מֵעֲוֹנֹתֵ֑ינוּ מוּסַ֤ר שְׁלֹומֵ֙נוּ֙ עָלָ֔יו וּבַחֲבֻרָתֹ֖ו נִרְפָּא־לָֽנוּ׃
6 Һәммимиз худди қойлардәк йолдин езип, Һәр биримиз өзимиз халиған йолға маңған едуқ; Бирақ Пәрвәрдигар һәммимизниң қәбиһлигини униң үстигә жиғип жүклиди.
כֻּלָּ֙נוּ֙ כַּצֹּ֣אן תָּעִ֔ינוּ אִ֥ישׁ לְדַרְכֹּ֖ו פָּנִ֑ינוּ וַֽיהוָה֙ הִפְגִּ֣יעַ בֹּ֔ו אֵ֖ת עֲוֹ֥ן כֻּלָּֽנוּ׃
7 У қийнилип, азап чәккән болсиму еғиз ачмиди; У худди боғузлашқа йетиләп меңилған пақландәк боғузлашқа елип меңилди, Шундақла жуң қирқиғучилар алдида қой үн-тинсиз ятқандәк, у задила еғиз ачмиди.
נִגַּ֨שׂ וְה֣וּא נַעֲנֶה֮ וְלֹ֣א יִפְתַּח־פִּיו֒ כַּשֶּׂה֙ לַטֶּ֣בַח יוּבָ֔ל וּכְרָחֵ֕ל לִפְנֵ֥י גֹזְזֶ֖יהָ נֶאֱלָ֑מָה וְלֹ֥א יִפְתַּ֖ח פִּֽיו׃
8 У қамап қоюлуп, һәқ сорақтин мәһрум болуп елип кетилди, Әнди униң әвладини кимму баян қилалисун?! Чүнки у тирикләрниң зиминидин елип кетилди, Мениң хәлқимниң асийлиғи үчүн у ваба билән урулди.
מֵעֹ֤צֶר וּמִמִּשְׁפָּט֙ לֻקָּ֔ח וְאֶת־דֹּורֹ֖ו מִ֣י יְשֹׂוחֵ֑חַ כִּ֤י נִגְזַר֙ מֵאֶ֣רֶץ חַיִּ֔ים מִפֶּ֥שַׁע עַמִּ֖י נֶ֥גַע לָֽמֹו׃
9 Кишиләр уни рәзилләр билән ортақ бир гөргә бекиткән болсиму, Лекин у өлүмидә бир бай билән биллә болди, Чүнки у һеч қачан зораванлиқ қилип бақмиған, Униң ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз тепилмас.
וַיִּתֵּ֤ן אֶת־רְשָׁעִים֙ קִבְרֹ֔ו וְאֶת־עָשִׁ֖יר בְּמֹתָ֑יו עַ֚ל לֹא־חָמָ֣ס עָשָׂ֔ה וְלֹ֥א מִרְמָ֖ה בְּפִֽיו׃
10 Бирақ уни езишни лайиқ көргән Пәрвәрдигардур; У уни азапқа чөмүлдүргүзди. Гәрчә у өз җенини гунани жуйидиған қурбанлиқ қилған болсиму, Лекин у өзиниң уруқ-әвлатлирини чоқум көрүп туриду, Шундақла униң көридиған күнлири узартилиду; Вә Пәрвәрдигарниң көңли сөйүнидиған ишлар униң илкидә болуп, раваҗ тепип әмәлгә ашурулиду.
וַיהוָ֞ה חָפֵ֤ץ דַּכְּאֹו֙ הֶֽחֱלִ֔י אִם־תָּשִׂ֤ים אָשָׁם֙ נַפְשֹׁ֔ו יִרְאֶ֥ה זֶ֖רַע יַאֲרִ֣יךְ יָמִ֑ים וְחֵ֥פֶץ יְהוָ֖ה בְּיָדֹ֥ו יִצְלָֽח׃
11 У өзи тартқан җапаниң мевисини көрүп мәмнун болиду; Һәққаний болғучи Мениң қулум өзиниң билимлири билән нурғун кишиләргә һәққанийлиқни йәткүзиду. Чүнки у уларниң қәбиһликлирини өзигә жүкливалиду.
מֵעֲמַ֤ל נַפְשֹׁו֙ יִרְאֶ֣ה יִשְׂבָּ֔ע בְּדַעְתֹּ֗ו יַצְדִּ֥יק צַדִּ֛יק עַבְדִּ֖י לָֽרַבִּ֑ים וַעֲוֹנֹתָ֖ם ה֥וּא יִסְבֹּֽל׃
12 Бу ишлири үчүн Мән шу «нурғун кишиләр»ни униңға һәдийә қилип несивиси қилимән, Шуниң билән у өзи күчлүкләрни ғәнимәт сүпитидә үләштүрүп беридиған болиду; Чүнки у та өлүшкә қәдәр «[шарап һәдийә]»ни төккәндәк, өз җенини тутуп бәрди, Шундақла өзиниң асийлиқ қилғучиларниң қатарида санилишиға йол қойди. Шуниң билән у нурғун кишиләрниң гунайини өз үстигә алди, Өзини асийлиқ қилғучиларниң орниға қоюп улар үчүн дуа қилди».
לָכֵ֞ן אֲחַלֶּק־לֹ֣ו בָרַבִּ֗ים וְאֶת־עֲצוּמִים֮ יְחַלֵּ֣ק שָׁלָל֒ תַּ֗חַת אֲשֶׁ֨ר הֶעֱרָ֤ה לַמָּ֙וֶת֙ נַפְשֹׁ֔ו וְאֶת־פֹּשְׁעִ֖ים נִמְנָ֑ה וְהוּא֙ חֵטְא־רַבִּ֣ים נָשָׂ֔א וְלַפֹּשְׁעִ֖ים יַפְגִּֽיעַ׃ ס

< Йәшая 53 >