< Йәшая 52 >
1 — Ойған, ойған, и Зион, күчүңни кийивал, И Йерусалим, муқәддәс шәһәр, гөзәл кийим-кечәклириңни кийивал; Чүнки бундин башлап сүннәт қилинмиғанлар яки напаклар ичиңгә иккинчи кирмәйду.
2 Топа-чаңдин чиқип өзүңни силкивәт; Орнуңдин тур, олтиривал, и Йерусалим; Өзүңни бойнуңдики зәнҗирләрдин бошитивәткин, и тутқун болған Зион қизи!
3 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр өзүңларни пулсиз сетивәткәнсиләр; Пулсиз қайтуруп сетивелинисиләр».
4 Чүнки мундақ дәйду Рәб Пәрвәрдигар: — Хәлқим дәсләптә Мисирға мусапир сүпитидә чүшкән екән, Шундақла йеқинда Асурийә уларни әзгән йәрдә,
5 (Әнди һазир хәлқим пулсиз елип келингинидә, — дәйду Пәрвәрдигар) Мениң карим болмамдикән? Улар үстидин һөкүмранлиқ қилғучилар уларни зар қақшатқан, — дәйду Пәрвәрдигар, — Шундақла намим болса күн бойи тохтавсиз һақарәтләнгән турса, Мениң карим болмамдикән?!»
6 Шуңа Өз хәлқим Мениң намимни билиду; Шуңа шу күни улар Мениң «У» екәнлигимни, шундақла уларға: «Көр, Мени!» дәйдиғанлиғимни билиду.
7 Тағлар үстидә хуш хәвәр елип кәлгүчиниң аяқлири немидегән гөзәл-һә! У арам-хатирҗәмликни җакалайду, Бәхитлик хуш хәвәрни елип келиду, Ниҗат-қутулушни елан қилиду, У Зионға: «Худайиң һәммигә һөкүм сүриду!»
8 Күзәтчилириңниң авазини аңла! Улар авазини көтириду, Нахшиларни яңритип товлайду; Чүнки Пәрвәрдигар Зионни елип қайтқанда, улар өз көзи билән көриду!
9 И Йерусалимниң харабилири, нахшиларни яңритип тәнтәнә қилиңлар! Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқигә тәсәлли бәргән, У Йерусалимни һәмҗәмәтлик қилип қутқузған!
10 Пәрвәрдигар әлләрниң һәммисиниң алдида Өз муқәддәс Билигини ечип аян қилған; Шуниң билән йәр-зиминниң барлиқ чәт-яқилири Худайимизниң ниҗат-қутулушини көриду.
11 Чиқип кетиңлар, чиқип кетиңлар; Һеч напак нәрсигә тәгмәй шу йәрдин чиқип кетиңлар; Униң оттурисидин чиқип кетиңлар; Пәрвәрдигарниң муқәддәс қача-қучилирини көтәргүчиләр, өзүңларни пак тутуңлар;
12 Чүнки силәр алдириған пети әмәс, Патипарақ қачқан пети әмәс чиқип кетисиләр; Чүнки Пәрвәрдигар алдиңларда маңиду, Исраилниң Худаси арқа муһапизәтчиңлар болиду.
13 « — Көрүңларки, Мениң қулум даналиқ билән иш көриду, У [аләм алдида] көтирилиду, жуқури орунға чиқирилиду, наһайити алий орунға ериштүрүлиду.
14 Лекин нурғун кишиләр сени көрүп, интайин һәйран қелишиду, — Чүнки униң чирайи башқа һәр қандиқиниңкидин көп зәхимләнгән, [Қулниң] қияпити шу дәриҗидә бузуветилгәнки, униңда һәтта адәм сияқиму қалмиған!
15 У шу йол билән нурғун әлләрниң үстигә [қан] чачиду. Һәтта шаһ-падишаларму униң карамитидин ағзини тутупла қалиду; Чүнки өзлиригә әзәлдин ейтилмиғанни улар көрәләйду, Улар әзәлдин аңлап бақмиғанни чүшинәләйду.