< Йәшая 51 >
1 «И һәққанийлиққа интилгүчиләр, Пәрвәрдигарни издигүчиләр, Маңа қулақ селиңлар: — Силәрни йонуп чиқарған ташқа, Силәрни колап чиқарған орәккә нәзәр селиңлар;
2 Атаңлар Ибраһимға, силәрни туғуп бәргән Сараһқа нәзәр селиңлар; Чүнки Мән уни ялғуз чеғида чақирдим, Униңға бәхит ата қилдим, Һәм уни авундурдум.
3 Чүнки Пәрвәрдигар Зионға тәсәлли бәрмәй қоймайду; Униң барлиқ харабә йәрлиригә чоқум тәсәлли бериду; У чоқум униң җаңгаллирини Ерән бағчисидәк, Униң чөл-баяванлирини Пәрвәрдигарниң беғидәк қилиду; Униңдин хошаллиқ һәм шат-хурамлиқ, Рәхмәтләр һәм нахша авазлири тепилиду.
4 Мениң хәлқим, гепимни аңлаңлар, Өз елим, маңа қулақ селиңлар; Чүнки Мәндин бир қанун-тәлим келиду, Вә Мән һөкүм-һәқиқитимни әл-жутлар үчүн бир нур қилип тикләймән.
5 Мениң һәққанийлиғим силәргә йеқин, Мениң ниҗатим йолға чиқти; Мениң биләклирим әл-жутларға һөкүм-һәқиқәтни елип келиду; Араллар Мени күтүп умид бағлайду, Улар Мениң билигимгә тайиниду.
6 Бешиңларни көтирип асманларға, Астиңларда турған йәр-зиминғиму қарап беқиңлар; Чүнки асманлар ис-түтәктәк ғайип болиду, Йәр-зимин болса бир тал кийимдәк конирап кетиду; Униңда туруватқанларму охшашла өлиду; Бирақ ниҗатим болса әбәдил-әбәтгичидур, Мениң һәққанийлиғим һәргиз янҗилмайду.
7 И һәққанийлиғимни билгәнләр, Көңлигә қанун-тәлимимни пүккән хәлиқ, Маңа қулақ селиңлар; Инсанларниң һақарәтлиридин қорқмаңлар, Улардики күпүрлүк вә ғалҗирлашлардин патипарақ болуп кәтмәңлар;
8 Чүнки күйә уларни кийимни йәвалғандәк йәвалиду, Қурут жуң йәвалғандәк йәвалиду; Бирақ һәққанийлиғим әбәдил-әбәтгичидур, Мениң ниҗатим дәвирдин-дәвиргичидур.
9 Ойған, ойған, күчни өзүңгә кийим қилип кийгәйсән, и Пәрвәрдигарниң Билиги! Қедимки вақитларда, Өткән заманлардики дәвирләрдә ойғанғиниңдәк ойған! Раһабни қийма-чийма қилип чепивәткән, Әҗдиһани санҗип зәхимләндүргән әсли Сән әмәсму?
10 Деңизни, дәһшәтлик һаңлардики суларни қурутиветип, Деңизниң тегилирини Сән һәмҗәмәтлик қилип қутқузғанларниң өтүш йоли қилған Өзүң әмәсму?
11 Шуңа Пәрвәрдигар бәдәл төләп қутқузғанлар қайтип келиду, Улар нахшиларни ейтип Зионға йетип келиду; Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду; Улар хошаллиқ вә шатлиққа еришиду; Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.
12 Силәргә тәсәлли бәргүчи Өзүм, Өзүмдурмән; Өлүш алдида турған бир инсандин, Тени от-чөпләргә айлинип кетидиған инсан балисидин қорқуп кәткиниң немиси?
13 Асманларни кәргән, Йәр-зиминниң улини салған Ясиғучиң Пәрвәрдигарни унтуп жүрисән, Шундақла күн бойи һалакәт жүргүзмәкчи болған залимниң қәһридин тохтавсиз қорқуп жүрисән; Әнди залимниң қәһри қени?
14 Баш әккән әсир болса тездин бошитилиду; У һаңға чүшмәйду, шуниң билән өлмәйду, Униң рисқиму түгәп қалмайду.
15 Мән болсам деңизни қозғап, долқунларни һөкирәткүчи Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар» Мениң намимдур;
16 Вә асманларни тикләшкә, Йәр-зиминниң улини селишқа, Вә Зионға: «Сән Мениң хәлқимдур» дейишкә, Мән сөзүмни ағзиңға қуйғанмән, Сән [қулумни] қолумниң сайиси билән япқанмән.
17 И Пәрвәрдигарниң қолидики қәһрлик қәдәһни ичивәткән Йерусалим, Ойған, ойған, орнуңдин тур; Адәмни вәһимигә салғучи җам-қәдәһни сән ичтиң, бирақла көтиривәттиң;
18 Униң туғуп бәргән барлиқ балилири арисида уни йетәклигидәк һеч ким йоқ, Униң беқип чоң қилған барлиқ балилиридин униң қолини тутуп йөлигидәк һеч бириму йоқ.
19 Бу икки иш бешиңға чүшти — (Ким сән үчүн ич ағритип жиғлар?!) — Булаңчилиқ һәм вәйранчилиқ, Ачарчилиқ һәм қилич; Мәнму саңа тәсәлли берәләймәнмекин?
20 Сениң балилириң һалсизлинип һошидин кәтти, Торға чүшкән җәрәндәк һәр бир кочиниң доқмушида ятиду; Улар Пәрвәрдигарниң қәһри билән, Худайиңниң тәнбиһи билән толдурулди;
21 Шуңа һазир буни аңлап қой, и хар болған, — Мәс болған, бирақ шарап билән әмәс: —
22 Өз хәлқиниң дәвасини жүргүзгүчи Рәббиң Пәрвәрдигар, Йәни сениң Худайиң мундақ дәйду: — «Мана, Мән қолуңдин адәмни вәһимигә салидиған җам-қәдәһни, Йәни қәһримгә толған қәдәһни еливалдим; Сән иккинчи униңдин һеч ичмәйсән;
23 Мән уни сени харливатқанларниң қолиға тутқузимән; Улар саңа: «Биз үстүңдин дәссәп өтимиз, егилип тур» деди; Шуниң билән сән тениңни йәр билән тәң қилип, Үстүңдин өткүчиләр үчүн өзүңни кочидики йол қилдиң».