< Йәшая 50 >
1 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән қоювәткән анаңларниң талақ хети қени? Маңа қәриз бәргүчиләрниң қайсисиға силәрни сетивәткәнмән? Мана, силәр өз гуналириңлар арқилиқ өз-өзүңларни сетивәткәнсиләр; Силәрниң асийлиқлириңлар түпәйлидин анаңлар қоюветилгән еди.
Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Mǝn ⱪoyuwǝtkǝn ananglarning talaⱪ heti ⱪeni? Manga ⱪǝrz bǝrgüqilǝrning ⱪaysisiƣa silǝrni setiwǝtkǝnmǝn? Mana, silǝr ɵz gunaⱨliringlar arⱪiliⱪ ɵz-ɵzünglarni setiwǝtkǝnsilǝr; Silǝrning asiyliⱪliringlar tüpǝylidin ananglar ⱪoyuwetilgǝnidi.
2 Мән силәрдинму сораймән: Мән кәлгинимдә, немишкә һеч адәм чиқмиди? Мән чақирғинимда, немишкә һеч ким «Мана мән» дәп җавап бәрмиди? Һөрлүккә чиқиришқа қолум қисқилиқ қиламду? Қутқузғидәк күчүм йоқмиду? Мана, Мән бир әйипләпла деңизни қурутуп, Дәрияларни чөлгә айландуруветимән; Су болмиғачқа уларниң белиқлири сесип кетиду, Уссузлуқтин өлиду;
Mǝn silǝrdinmu soraymǝn: Mǝn kǝlginimdǝ, nemixⱪa ⱨeq adǝm qiⱪmidi? Mǝn qaⱪirƣinimda, nemixⱪa ⱨeqkim «Mana mǝn» dǝp jawab bǝrmidi? Ⱨɵrlükkǝ qiⱪirixⱪa ⱪolum ⱪisⱪiliⱪ ⱪilamdu? Ⱪutⱪuzƣudǝk küqüm yoⱪmidu? Mana, Mǝn bir ǝyiblǝpla dengizni ⱪurutup, Dǝryalarni qɵlgǝ aylanduruwetimǝn; Su bolmiƣaqⱪa ularning beliⱪliri sesip ketidu, Ussuzluⱪtin ɵlidu;
3 Асманларни қарилиқ билән кийдүримән, Уларниң кийим-кечәклирини [қара] бөздин қилимән».
Asmanlarni ⱪariliⱪ bilǝn kiydürimǝn, Ularning kiyim-keqǝklirini [ⱪara] bɵzdin ⱪilimǝn».
4 «Рәб Пәрвәрдигар мениң җапа чәккәнләрниң көңлини ясашни билишим үчүн маңа тәлим-тәрбийә алғучиларниң тилини тәқдим қилди; У мени һәр сәһәр ойғитип туриду, Тәрбийиләнгәнләрниң қатарида мениң қулиқимни ойғитиду.
«Rǝb Pǝrwǝrdigar mening japa qǝkkǝnlǝrning kɵnglini yasaxni bilixim üqün manga tǝlim-tǝrbiyǝ alƣuqilarning tilini tǝⱪdim ⱪildi; U meni ⱨǝr sǝⱨǝr oyƣitip turidu, Tǝrbiyilǝngǝnlǝrning ⱪatarida mening ⱪuliⱪimni oyƣitidu.
5 Рәб Пәрвәрдигар қулиқимни ачти; Мән болсам итаәтсизлик қилмидим, Яки йолидин баш тартмидим.
Rǝb Pǝrwǝrdigar ⱪuliⱪimni aqti; Mǝn bolsam itaǝtsizlik ⱪilmidim, Yaki yolidin bax tartmidim.
6 Дүмбәмни савиғучиларға, Мәңзлиримни түк юлғучиларға тутуп бәрдим; Хорлуқ һәм түкүрүшләрдин йүзүмни қачурмидим;
Dümbǝmni sawiƣuqilarƣa, Mǝngzlirimni tük yulƣuqilarƣa tutup bǝrdim; Horluⱪ ⱨǝm tükürüxlǝrdin yüzümni ⱪaqurmidim;
7 Бирақ Рәб Пәрвәрдигар ярдимимдә болиду; Шуңа мән йәргә қарап қалмаймән; Шуңа мән [нийитимни қәтъий қилип] йүзүмни алмастәк чиң қилдим; Хиҗиллиққа қалдурулмайдиғанлиғимни билимән.
Biraⱪ Rǝb Pǝrwǝrdigar yardimimdǝ bolidu; Xunga mǝn yǝrgǝ ⱪarap ⱪalmaymǝn; Xunga mǝn [niyitimni ⱪǝt’iy ⱪilip] yüzümni almastǝk qing ⱪildim; Hijilliⱪⱪa ⱪaldurulmaydiƣanliⱪimni bilimǝn.
8 Мени Ақлиғучи йенимдидур; Ким маңа әрз-шикайәт қилалисун? Бар болса бирликтә дәвалишайли; Ким мениң үстүмдин әйиплимәкчи болса, Алдимға кәлсун!
Meni Aⱪliƣuqi yenimdidur; Kim manga ǝrz-xikayǝt ⱪilalisun? Bar bolsa birliktǝ dǝwalixayli; Kim mening üstümdin ǝyiblimǝkqi bolsa, Aldimƣa kǝlsun!
9 Маңа ярдәмдә болғучи Пәрвәрдигардур; Әнди мени әрз қилалайдиған кимкән? Уларниң һәммиси бир тал кийимдәк әскирәп кетиду; Пәрваниләр уларни жутуветиду».
Manga yardǝmdǝ bolƣuqi Pǝrwǝrdigardur; Əmdi meni ǝrz ⱪilalaydiƣan kimkǝn? Ularning ⱨǝmmisi bir tal kiyimdǝk ǝskirǝp ketidu; Pǝrwanilǝr ularni yutuwetidu».
10 — «Араңларда Пәрвәрдигардин қорқидиған, Униң қулиниң сөзигә итаәт қилидиған ким бар? Қараңғулуқта маңидиған, йоруқлуғи болмиған киши болса, Пәрвәрдигарниң намиға ишинип хатирҗәмләнсун, Худасиға йөләнсун!
— «Aranglarda Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪidiƣan, Uning ⱪulining sɵzigǝ itaǝt ⱪilidiƣan kim bar? Ⱪarangƣuluⱪta mangidiƣan, yoruⱪluⱪi bolmiƣan kixi bolsa, Pǝrwǝrdigarning namiƣa ixinip hatirjǝmlǝnsun, Hudasiƣa yɵlǝnsun!
11 Мана, өзлири үчүн от яқидиған, Әтрапиңларни мәшъәлләр билән орайдиған һәммиңлар! Қени, өз отуңларниң нурида, Өзүңлар яққан мәшъәлләр арисида меңиңлар; Бирақ силәр шуни қолумдин алисиләрки: — «Азап-һәсрәт ичидә ятисиләр!».
Mana, ɵzliri üqün ot yaⱪidiƣan, Ətrapinglarni mǝx’ǝllǝr bilǝn oraydiƣan ⱨǝmminglar! Ⱪeni, ɵz otunglarning nurida, Ɵzünglar yaⱪⱪan mǝx’ǝllǝr arisida menginglar; Biraⱪ silǝr xuni ⱪolumdin alisilǝrki: — «Azab-ⱨǝsrǝt iqidǝ yatisilǝr!».