< Йәшая 49 >
1 «И араллар, мениң гепимни аңлаңлар, Жирақтики әл-жутлар, маңа қулақ селиңлар! Балиятқудики чеғимдин тартип Пәрвәрдигар мени чақирди; Апамниң қосиғидики чеғимдин тартип У мениң исмимни тилға алди;
2 У ағзимни өткүр қиличтәк қилди; Өз қолиниң сайиси астида мени йошуруп кәлди, Мени силиқланған бир оқ қилди; У мени оқдениға селип сақлиди,
3 Вә маңа: «Сән болсаң өзүңдә Мениң гөзәллик-җулалиғим аян қилинидиған Өз қулум Исраилдурсән» — деди».
4 Амма мән: — «Мениң әҗрим бекарға кәтти, Һеч немигә еришмәй күч-мағдурумни қуруқ сәрп қилдим; Шундақтиму баһалинишим болса Пәрвәрдигардиндур, Мениң әҗримниму Худайимға тапшурдум» — дедим;
5 Әнди мени Өз қули болушқа, Яқупни товва қилип униң йениға қайтурушқа мени балиятқуда шәкилләндүргән Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — (Исраил қайтурулуп йениға топланмиған болсиму, Мән йәнила Пәрвәрдигарниң нәзиридә шан-шәрәпкә егә болдум, Шуниңдәк Худайим мениң күчүмдур)
6 — У мундақ дәйду: — «Сениң Яқуп қәбилилирини [гунадин қутқузуп] турғузушқа, Һәмдә Исраилдики «сақланған садиқлар»ни бәхиткә қайтурушқа қулум болушуң сән үчүн зәрричилик бир иштур; Мән техи сени әлләргә нур болушқа, Йәр йүзиниң чәт-яқилириғичә ниҗатим болушуң үчүн сени атидим».
7 Әнди Исраилниң һәмҗәмәт-қутқузғучиси, униңдики Муқәддәс Болғучи Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Адәмләр ич-ичидин нәпрәтлинидиған кишигә, Йәни көпчилик ләнитий дәп қариған, Әмәлдарларға қул қилинған кишигә мундақ дәйду: — «Сөзидә турғучи Пәрвәрдигар, Йәни сени таллиған Исраилдики Муқәддәс Болғучиниң сәвәвидин, Падишаһлар көзлирини ечип көрүп орнидин туриду, әмәлдарларму баш уриду;
8 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Шапаәт көрситилидиған бир пәйттә дуайиңни иҗабәт қилишни бекиткәнмән, Ниҗат-қутқузулуш йәткүзүлидиған бир күнидә Мән саңа ярдәмдә болушумни бекиткәнмән; Мән сени қоғдаймән, Сени хәлқимгә әһдә сүпитидә беримән; Шундақ қилип сән зиминни әслигә кәлтүрисән, [Хәлқимни] харабә болуп кәткән мираслириға варислиқ қилдурисән,
9 Сән мәһбусларға: «Буяққа келиңлар», Қараңғулуқта олтарғанларға: «Нурға чиқиңлар» — дәйсән; Улар йоллар бойидиму отлап жүриду, Һәтта һәр бир тақир тағлардин озуқлуқ тапиду;
10 Улар ач қалмайду, уссап кәтмәйду; Томуз иссиқму, қуяш тәптиму уларни урмайду; Чүнки уларға рәһим Қилғучи уларни йетәкләйду, У уларға булақларни бойлитип йол башлайду.
11 Шуниңдәк Мән барлиқ тағлиримни йол қилимән, Мениң йоллирим болса егиз көтирилиду.
12 Мана, мошу кишиләр жирақтин келиватиду, Мана, булар болса шималдин вә ғәриптин келиватиду, Һәм мошулар Синим зиминидинму келиватиду.
13 Хошаллиқтин товлаңлар, и асманлар; И йәр-зимин, шатлан; Нахшиларни яңритиңлар, и тағлар; Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқигә тәсәлли бәрди, Өзиниң хар болған пеқир-мөминлиригә рәһим қилиду.
14 Бирақ Зион болса: — «Пәрвәрдигар мәндин ваз кәчти, Рәббим мени унтуп кәтти!» — дәйду.
15 Ана өзи емитиватқан бовиқини унтуяламду? Өз қосиғидин туққан оғлиға рәһим қилмай тураламду? Һәтта улар унтуған болсиму, Мән сени унтуялмаймән.
16 Мана, Мән сени Өз алқанлиримға оюп пүткәнмән; [Харабә] тамлириң һәрдайим көз алдимдидур.
17 Оғул балилириң [қайтишқа] алдириватиду; Әслидә сени вәйран қилғанлар, харап қилғанлар сениңдин жирақ кетиватиду;
18 Бешиңни егиз көтирип әтрапиңға қарап бақ! Уларниң һәммиси җәм болуп қешиңға қайтип келиватиду! Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Пәрвәрдигар, Сән уларни өзүңгә зибу-зиннәтләр қилип кийисән; Тойи болидиған қиздәк сән уларни тақайсән;
19 Чүнки харабә һәм чөлдәрәп кәткән җайлириң, Вәйран қилинған зиминиң, Һазир келип, турмақчи болғанлар түпәйлидин саңа тарчилиқ қилиду; Әслидә сени жутувалғанлар жирақлап кәткән болиду.
20 Сениңдин җуда қилинған балилириң болса саңа: — «Мошу җай турушумға бәк тарчилиқ қилиду; Маңа турғидәк бир җайни бошитип бәрсәң!» — дәйду;
21 Сән көңлүңдә: — «Мән балилиримдин айрилип қалған, Ғериб-мусапир вә сүргүн болуп, уян-буян һайдиветилгән турсам, Ким мошуларни маңа туғуп бәрди? Ким уларни беқип чоң қилди? Мана, мән ғериб-ялғуз қалдурулғанмән; Әнди мошулар зади нәдин кәлгәндур?» — дәйсән.
22 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән әлләргә қолумни көтирип ишарәт қилимән, Әл-милләтләргә көрүнидиған бир туғни тикләймән; Улар оғуллириңни қучиғида елип келишиду; Улар қизлириңни һапаш қилип келиду.
23 Падишаһлар болса, «Атақ дадилириң, » Ханишлар болса иник анилириң болиду; Улар саңа бешини йәргә тәккүзүп тазим қилип, Путлириң алдидики чаң-топиниму ялайду; Шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисән; Чүнки Маңа үмүт бағлап күткәнләр һәргиз йәргә қарап қалмайду.
24 Олҗини батурлардин еливалғили боламду? Һәққанийәт җазаси сәвәвидин тутқун қилинған болса қутулдурғили боламду?
25 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һәтта батурлардин әсирләрниму қайтурувалғили, Әшәддийләрдин олҗини қутқузивалғили болиду; Вә сән билән дәвалашқанлар билән Мәнму дәвалишимән, Шуниң билән балилириңни қутқузуп азат қилимән.
26 Сени әзгүчиләрни өз гөши билән өзини озуқландуримән; Улар йеңи шарап ичкәндәк өз қени билән мәс болуп кетиду; Шундақ қилип барлиқ әт егилири Мән Пәрвәрдигарниң сениң Қутқузғучиң һәм Һәмҗәмәт-Ниҗаткариң, Яқуптики қудрәт Егиси екәнлигимни билип йетиду.